< שמואל א 29 >

ויקבצו פלשתים את כל מחניהם אפקה וישראל חנים בעין אשר ביזרעאל 1
Филистийләр һәммә қошунлирини жиғип Афәктә җәм қилди; Исраиллар Йизрәәлдики булақниң йенида чедир тикти.
וסרני פלשתים עברים למאות ולאלפים ודוד ואנשיו עברים באחרנה--עם אכיש 2
Филистийләрниң сәрдарлири йүз яки миңдин әскәрни башлап, сәп тизип кәлди; уларниң кәйнидин Давут өз адәмлирини башлап Ақиш билән чиқип сәп түзди.
ויאמרו שרי פלשתים מה העברים האלה ויאמר אכיש אל שרי פלשתים הלוא זה דוד עבד שאול מלך ישראל אשר היה אתי זה ימים או זה שנים ולא מצאתי בו מאומה מיום נפלו עד היום הזה 3
Филистийләрниң әмирлири: — Бу Ибранийлар бу йәрдә немә иш қилиду? — деди. Ақиш Филистийләрниң әмирлиригә: — Бу Исраилниң падишаси Саулниң хизмәткари Давут әмәсму? У бу йәрдә бир нәччә күн, бир нәччә жиллардин бери мән билән турған әмәсму? У маңа кәлгән күндин тартип бу күнгичә униңдин һеч әйип байқимидим, деди.
ויקצפו עליו שרי פלשתים ויאמרו לו שרי פלשתים השב את האיש וישב אל מקומו אשר הפקדתו שם ולא ירד עמנו במלחמה ולא יהיה לנו לשטן במלחמה ובמה יתרצה זה אל אדניו--הלוא בראשי האנשים ההם 4
Амма Филистийләрниң әмирлири униңға аччиқланди. Филистийләрниң әмирлири униңға: — Уни қайтурувәт! Бу киши сән өзүң униңға орунлаштурған җайға кәтсун; биз билән биллә соқушқа чүшмисун, болмиса, у соқушта бизгә рәқип болуп қелиши мүмкин. Бу адәм өз ғоҗиси билән немиси арқилиқ яришиду? Бу адәмләрниң башлирини елиш билән болмамду?
הלוא זה דוד אשר יענו לו במחלות לאמר הכה שאול באלפיו ודוד ברבבתו 5
Бу қиз-аяллар бурун униң тоғрисида уссул ойнап қошақ қетип: — Саул миңлап өлтүрди, вә Давут он миңлап өлтүрди, дегән Давут әмәсму? — деди.
ויקרא אכיש אל דוד ויאמר אליו חי יהוה כי ישר אתה וטוב בעיני צאתך ובאך אתי במחנה--כי לא מצאתי בך רעה מיום באך אלי עד היום הזה ובעיני הסרנים לא טוב אתה 6
Ақиш Давутни чақирип униңға: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән [қәсәм қилип ейтимәнки], сән дурус адәмсән, сениң мениң билән ләшкәргаһда хизмәттә болушуң көзлиримдә яхши иштур; чүнки маңа кәлгән күнидин тартип бу күнгичә сәндин һеч яманлиқ байқимидим. Лекин сән әмирләргә яқмапсән.
ועתה שוב ולך בשלום ולא תעשה רע בעיני סרני פלשתים 7
Шуңа теч-аман йенип кәткин, болмиса Филистийләрниң әмирлирини нарази қилип қойисән, деди.
ויאמר דוד אל אכיש כי מה עשיתי ומה מצאת בעבדך מיום אשר הייתי לפניך עד היום הזה כי לא אבוא ונלחמתי באיבי אדני המלך 8
Давут Ақишқа: — Мән немә қилдим? Силиниң қашлириға кәлгән күндин тартип бу күнгичә қилған қайси [яманлиғим] үчүн мени ғоҗам падишаниң дүшмәнлири билән соқушқили барғузмайла? — деди.
ויען אכיש ויאמר אל דוד ידעתי כי טוב אתה בעיני כמלאך אלהים אך שרי פלשתים אמרו לא יעלה עמנו במלחמה 9
Ақиш Давутқа җавап берип: — Көзлиримдә Худаниң бир пәриштисидәк маңа яхши екәнлигиңни билимән. Лекин Филистийләрниң әмирлири сени биз билән биллә җәңгә чиқмисун дәватиду, деди.
ועתה השכם בבקר ועבדי אדניך אשר באו אתך והשכמתם בבקר ואור לכם ולכו 10
Шуңа әтә сәһәрдә қопуңлар, өзүң вә биллә кәлгәнләр, йәни мән ғоҗаңниң хизмәткарлири; сәһәрдә қопуңлар, таң йоруши биләнла чиқип кетиңлар, деди.
וישכם דוד הוא ואנשיו ללכת בבקר לשוב אל ארץ פלשתים ופלשתים עלו יזרעאל 11
Шуңа Давут өз адәмлири билән сәһәрдә туруп Филистийләрниң зиминиға маңди. Филистийләр болса Йизрәәлгә чиқти.

< שמואל א 29 >