< שמואל א 28 >

ויהי בימים ההם ויקבצו פלשתים את מחניהם לצבא להלחם בישראל ויאמר אכיש אל דוד ידע תדע כי אתי תצא במחנה אתה ואנשיך 1
У күнләрдә Филистийләр Исраилға қарши җәң қилиш үчүн өз қошунлирини жиғди. Ақиш Давутқа: — Билишиң керәкки, адәмлириңни елип мениң билән җәзмән җәңгә чиқишиң лазим, деди.
ויאמר דוד אל אכיש לכן אתה תדע את אשר יעשה עבדך ויאמר אכיש אל דוד לכן שמר לראשי אשימך כל הימים 2
Давут Ақишқа: — Ундақта сили қуллириниң немә қилалайдиғанлиғини билип қалила — деди. Ақиш Давутқа: — Мана, сени өзүмгә мәңгүлүк пасибан қилай, деди.
ושמואל מת--ויספדו לו כל ישראל ויקברהו ברמה ובעירו ושאול הסיר האבות ואת הידענים--מהארץ 3
(Самуил өлгән еди вә пүткүл Исраил униң үчүн матәм тутуп уни өз шәһири болған Рамаһда дәпнә қилған еди. Саул болса җинкәшләр билән палчиларни зиминдин қоғлап чиқарди).
ויקבצו פלשתים ויבאו ויחנו בשונם ויקבץ שאול את כל ישראל ויחנו בגלבע 4
Филистийләр топлишип чиқип Шунәмдә чедир тикти. Саулму һәм пүткүл Исраилни жиғип, Гилбоаһда чедир тикти.
וירא שאול את מחנה פלשתים וירא ויחרד לבו מאד 5
Саул әнди Филистийләрниң қошун баргаһини көргәндә қорқуп, жүриги су болуп кәтти.
וישאל שאול ביהוה ולא ענהו יהוה--גם בחלמות גם באורים גם בנביאם 6
Саул Пәрвәрдигардин йол сориди; лекин Пәрвәрдигар я чүш билән я «урим» билән я пәйғәмбәрләр арқилиқ униңға җавап бәрмиди.
ויאמר שאול לעבדיו בקשו לי אשת בעלת אוב ואלכה אליה ואדרשה בה ויאמרו עבדיו אליו הנה אשת בעלת אוב בעין דור 7
Шуниң билән Саул хизмәткарлириға: — Маңа палчи җинкәш бир хотунни тепип бериңлар, мән берип униңдин йол сорай, деди. Хизмәткарлири униңға: — Ән-Дорда җинкәш бир хотун бар екән, деди.
ויתחפש שאול וילבש בגדים אחרים וילך הוא ושני אנשים עמו ויבאו אל האשה לילה ויאמר קסומי (קסמי) נא לי באוב והעלי לי את אשר אמר אליך 8
Саул ниқаплинип, башқа кийимләрни кийип икки адәмни һәмраһ қилип барди. Улар кечиси берип хотунниң қешиға кәлди. У хотунға: — Маңа җин чақирип пал ечип, мән дегән бирисини қешимға кәлтүргин, деди.
ותאמר האשה אליו הנה אתה ידעת את אשר עשה שאול אשר הכרית את האבות ואת הידעני מן הארץ ולמה אתה מתנקש בנפשי להמיתני 9
Хотун униңға: — Мана, Саулниң қилғанлирини, йәни зиминдин җинкәшләрни вә палчиларни йоқатқанлиғини өзүң билисән; немишкә мени өлтүрүшкә җенимға қапқан қойисән, деди.
וישבע לה שאול ביהוה לאמר חי יהוה אם יקרך עון בדבר הזה 10
Саул униңға Пәрвәрдигар билән қәсәм қилип: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, бу иш үчүн саңа җаза болмайду, деди.
ותאמר האשה את מי אעלה לך ויאמר את שמואל העלי לי 11
Хотун: — Саңа кимни чиқиримән? — дәп сориди. У: — Маңа Самуилни чиқарғин, деди.
ותרא האשה את שמואל ותזעק בקול גדול ותאמר האשה אל שאול לאמר למה רמיתני ואתה שאול 12
Хотун Самуилни көргәндә қаттиқ аваз билән чирқириди, андин Саулға: — Немишкә мени голлайсән? Сән өзүң Саулғу! — деди.
ויאמר לה המלך אל תיראי כי מה ראית ותאמר האשה אל שאול אלהים ראיתי עלים מן הארץ 13
Падиша униңға: — Қорқмиғин! Немини көрдүң? — деди. У Саулға: — Мән бир илаһниң йәрдин чиққинини көрдүм, деди.
ויאמר לה מה תארו ותאמר איש זקן עלה והוא עטה מעיל וידע שאול כי שמואל הוא ויקד אפים ארצה וישתחו 14
У: — Униң қияпити қандақ екән? деди. Хотун: — Қери бир бовай чиқиватиду; у йепинча кийгән екән, деди. Саул: — У Самуил екән, дәп билип, йүзини йәргә йеқип тазим қилди.
ויאמר שמואל אל שאול למה הרגזתני להעלות אתי ויאמר שאול צר לי מאד ופלשתים נלחמים בי ואלהים סר מעלי ולא ענני עוד גם ביד הנביאים גם בחלמות ואקראה לך להודיעני מה אעשה 15
Самуил Саулға: — Немишкә мени аварә қилип чиқардиң? — деди. Саул: — Мән толиму пәришан болдум; чүнки Филистийләр маңа қарши җәң қиливатиду, вә Худа мәндин жирақлап, маңа яки пәйғәмбәрләр арқилиқ яки чүшләр арқилиқ һеч җавап бәрмәйватиду. Шуңа мениң немә қилишим керәклигини маңа билдүргәйсән дәп, сени чақирдим, деди.
ויאמר שמואל ולמה תשאלני ויהוה סר מעליך ויהי ערך 16
Самуил: — Пәрвәрдигар сәндин жирақлап, дүшминиң болғандин кейин немишкә мәндин мәслиһәт сорайсән? — деди.
ויעש יהוה לו כאשר דבר בידי ויקרע יהוה את הממלכה מידך ויתנה לרעך לדוד 17
—Пәрвәрдигар Өзи үчүн мән арқилиқ ейтқинини қилди; Пәрвәрдигар падишалиқни қолуңдин житип елип, хошнаңға, йәни Давутқа бәрди.
כאשר לא שמעת בקול יהוה ולא עשית חרון אפו בעמלק על כן הדבר הזה עשה לך יהוה היום הזה 18
Сән Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, униң Амаләкләргә қаратқан қаттиқ ғәзивини жүргүзмигиниң үчүн Пәрвәрдигар бүгүн саңа шу ишни қилди.
ויתן יהוה גם את ישראל עמך ביד פלשתים ומחר אתה ובניך עמי גם את מחנה ישראל יתן יהוה ביד פלשתים 19
Пәрвәрдигар өзүң билән Исраилниму Филистийләрниң қолиға тапшуриду; әтә сән вә оғуллириң мениң билән биллә болисиләр; вә Пәрвәрдигар Исраилниң қошуниниму Филистийләрниң қолиға тапшуриду, деди.
וימהר שאול ויפל מלא קומתו ארצה וירא מאד מדברי שמואל גם כח לא היה בו--כי לא אכל לחם כל היום וכל הלילה 20
Саул шуан йәргә дүм жиқилди, Самуилниң сөзлиридин қаттиқ қорқуп кәтти; бир кечә-күндүз тамақму йемигәчкә, мағдуриму қалмиди.
ותבוא האשה אל שאול ותרא כי נבהל מאד ותאמר אליו הנה שמעה שפחתך בקולך ואשים נפשי בכפי ואשמע את דבריך אשר דברת אלי 21
Аял әнди Саулниң қешиға берип униң толиму пәришан болғинини көрүп, униңға: — Мана, дедәклири җенини алқиниға елип қоюп тапилиғанлириға бенаән қилдим.
ועתה שמע נא גם אתה בקול שפחתך ואשמה לפניך פת לחם ואכול ויהי בך כח כי תלך בדרך 22
Әнди силидин өтүнимән, дедиклириниң сөзигә киргәйла; мени силиниң алдилириға бир чишләм нан кәлтүрүшкә униғайла; шуниң билән сили йәп қувәт тепип андин өз йоллириға кетәләйла, деди.
וימאן ויאמר לא אכל ויפרצו בו עבדיו וגם האשה וישמע לקלם ויקם מהארץ וישב אל המטה 23
Лекин у рәт қилип: — Йемәймән, дәп унимиди. Униң хизмәткарлири һәм аялму йейишни униңға дәвәт қилишти; у йәрдин қопуп кариватта олтарди.
ולאשה עגל מרבק בבית ותמהר ותזבחהו ותקח קמח ותלש ותפהו מצות 24
Аялниң өйидә бир бордақ мозай бар еди. У дәрһал уни сойди; һәм хемир жуғуруп петир нан пишүрүп бәрди.
ותגש לפני שאול ולפני עבדיו ויאכלו ויקמו וילכו בלילה ההוא 25
У уни Саул билән хизмәткарлириниң алдиға қойди. Улар йәп болуп, шу кечиси кәтти.

< שמואל א 28 >