< מלכים א 3 >
ויתחתן שלמה את פרעה מלך מצרים ויקח את בת פרעה ויביאה אל עיר דוד עד כלתו לבנות את ביתו ואת בית יהוה ואת חומת ירושלם סביב | 1 |
Сулайман Мисирниң падишаси Пирәвн билән иттипақ түзүп Пирәвнниң қизини хотунлуққа алди. Өз ордиси, Пәрвәрдигарниң өйи вә Йерусалимниң чөрисидики сепилни ясап пүткүзгичилик у уни «Давутниң шәһири»гә апирип турғузди.
רק העם מזבחים בבמות כי לא נבנה בית לשם יהוה עד הימים ההם | 2 |
Шу вақитларда Пәрвәрдигарниң нами үчүн бир ибадәтхана ясалмиғини үчүн хәлиқ «жуқури җайлар»да қурбанлиқлирини қилатти.
ויאהב שלמה את יהוה ללכת בחקות דוד אביו רק בבמות--הוא מזבח ומקטיר | 3 |
Сулайман Пәрвәрдигарни сөйүп, атиси Давутниң бәлгүлигәнлиридә маңатти. Пәқәт «жуқури җайлар»да қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
וילך המלך גבענה לזבח שם כי היא הבמה הגדולה אלף עלות יעלה שלמה על המזבח ההוא | 4 |
Падиша қурбанлиқ қилғили Гибеонға барди; чүнки у йәр «улуқ жуқури җай» еди. Сулайман у йәрдики қурбангаһда бир миң көйдүрмә қурбанлиқ сунди.
בגבעון נראה יהוה אל שלמה--בחלום הלילה ויאמר אלהים שאל מה אתן לך | 5 |
Пәрвәрдигар Гибеонда Сулайманға кечиси чүшидә көрүнди. Худа униңға: — Мениң саңа немә беришимни лайиқ тапсаң, шуни тилигин, деди.
ויאמר שלמה אתה עשית עם עבדך דוד אבי חסד גדול כאשר הלך לפניך באמת ובצדקה ובישרת לבב עמך ותשמר לו את החסד הגדול הזה ותתן לו בן ישב על כסאו כיום הזה | 6 |
Сулайман җававән мундақ деди: — Қулуң атам Давут Сениң алдиңда һәқиқәт, һәққанийлиқ вә көңлиниң сәмимийлиги билән маңғанлиғи билән Сән униңға зор меһриванлиқни көрсәткән едиң; вә Сән шу зор меһриванлиқни давам қилип, бүгүнки күндикидәк өз тәхтидә олтарғили униңға бир оғул бәрдиң.
ועתה יהוה אלהי אתה המלכת את עבדך תחת דוד אבי ואנכי נער קטן לא אדע צאת ובא | 7 |
Әнди и Пәрвәрдигар Худайим, қулуңни атам Давутниң орнида падиша қилдиң. Амма мән пәқәт бир гөдәк бала халас, чиқиш-киришниму билмәймән.
ועבדך--בתוך עמך אשר בחרת עם רב אשר לא ימנה ולא יספר מרב | 8 |
Өз қулуң Сән таллиған хәлқиң, көплүгидин санап болмайдиған һесапсиз улуқ бир хәлиқ арисида туриду.
ונתת לעבדך לב שמע לשפט את עמך להבין בין טוב לרע כי מי יוכל לשפט את עמך הכבד הזה | 9 |
Шуңа Өз қулуңға хәлқиңниң үстидә һөкүм қилишқа яхши-яманни пәриқ етидиған ойғақ бир қәлбни бәргәйсән; болмиса, ким бу улуқ хәлқиң үстигә һөкүм қилалисун? — деди.
וייטב הדבר בעיני אדני כי שאל שלמה את הדבר הזה | 10 |
Сулайманниң шуни тилигини Рәбни хуш қилди.
ויאמר אלהים אליו יען אשר שאלת את הדבר הזה ולא שאלת לך ימים רבים ולא שאלת לך עשר ולא שאלת נפש איביך ושאלת לך הבין לשמע משפט | 11 |
Худа униңға: — Сән шуни тилигиниң үчүн — Я өзүң үчүн узун өмүр тилимәй, я өзүң үчүн дөләт-байлиқ тилимәй, я дүшмәнлириңниң җанлирини тилимәй, бәлки тоғра һөкүм қилғили ойғақ болушқа өзүң үчүн әқил-парасәтни тилигиниң үчүн,
הנה עשיתי כדבריך הנה נתתי לך לב חכם ונבון אשר כמוך לא היה לפניך ואחריך לא יקום כמוך | 12 |
мана, сөзүң бойичә шундақ қилдим. Мана саңа шундақ дана вә йорутулған қәлбни бәрдимки, сәндин илгири саңа охшайдиғини болмиған, сәндин кейинму саңа охшайдиғини болмайду.
וגם אשר לא שאלת נתתי לך גם עשר גם כבוד אשר לא היה כמוך איש במלכים כל ימיך | 13 |
Мән сән тилимигән нәрсиниму, йәни дөләт-байлиқ вә шан-шөһрәтни саңа бәрдим. Шуниң билән барлиқ күнлириңдә падишаларниң арисида саңа охшаш болидиғини чиқмайду.
ואם תלך בדרכי לשמר חקי ומצותי כאשר הלך דויד אביך--והארכתי את ימיך | 14 |
Әгәр атаң Давут маңғандәк Мениң йоллиримда меңип, бәлгүлимилирим вә әмирлиримни тутсаң күнлириңни узартимән, деди.
ויקץ שלמה והנה חלום ויבוא ירושלם ויעמד לפני ארון ברית אדני ויעל עלות ויעש שלמים ויעש משתה לכל עבדיו | 15 |
Сулайман ойғанғанда, мана бу бир чүш еди. У Йерусалимға келип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдиға келип, өрә туруп көйдүрмә қурбанлиқларни қилип, тәшәккүр қурбанлиқлирини өткүзүп, һәммә хизмәткарлириға зияпәт қилип бәрди.
אז תבאנה שתים נשים זנות--אל המלך ותעמדנה לפניו | 16 |
Шуниңдин кейин икки паһишә аял падишаниң қешиға келип униң алдида турди.
ותאמר האשה האחת בי אדני אני והאשה הזאת ישבת בבית אחד ואלד עמה בבית | 17 |
Биринчи аял: — И ғоҗам! Мән вә бу хотун бир өйдә олтиримиз; у мән билән өйдә турғинида бир балини туғдум.
ויהי ביום השלישי ללדתי ותלד גם האשה הזאת ואנחנו יחדו אין זר אתנו בבית זולתי שתים אנחנו בבית | 18 |
Мән балини туғуп үч күндин кейин у хотунму бир бала туғди. Биз иккилән у йәрдә олтардуқ; өйдә биздин башқа һеч ят адәм йоқ еди, ялғуз биз иккилән өйдә едуқ.
וימת בן האשה הזאת לילה אשר שכבה עליו | 19 |
Шу кечидә бу хотунниң балиси өлди; чүнки у балисини бесип өлтүрүп қойған еди.
ותקם בתוך הלילה ותקח את בני מאצלי ואמתך ישנה ותשכיבהו בחיקה ואת בנה המת השכיבה בחיקי | 20 |
У йерим кечидә қопуп дедәклири ухлап қалғанда, йенимдин оғлумни елип өз қучиғиға селип, өзиниң өлгән оғлини мениң қучиғимға селип қоюпту.
ואקם בבקר להיניק את בני והנה מת ואתבונן אליו בבקר והנה לא היה בני אשר ילדתי | 21 |
Әтиси қопуп баламни емитәй десәм мана өлүк туриду. Лекин әтигәндә қарисам, у мән туққан бала әмәс еди, деди.
ותאמר האשה האחרת לא כי בני החי ובנך המת וזאת אמרת לא כי בנך המת ובני החי ותדברנה לפני המלך | 22 |
Иккинчи аял: — Яқ, ундақ әмәс. Тирик қалғини мениң оғлум, өлгини сениң оғлуң, деди. Лекин биринчи аял: — Яқ, өлгини сениң оғлуң, тирик қалғини мениң оғлум, деди. Улар шу һаләттә падишаниң алдида талишип туратти.
ויאמר המלך--זאת אמרת זה בני החי ובנך המת וזאת אמרת לא כי בנך המת ובני החי | 23 |
Падишаһ: — Бири: «Тирик қалғини мениң оғлум, өлгини сениң оғлуң» дәйду. Амма йәнә бири: «Яқ, өлгини сениң оғлуң, тирик қалғини мениң оғлум» дәйду, деди.
ויאמר המלך קחו לי חרב ויבאו החרב לפני המלך | 24 |
Падишаһ: Маңа бир қилич елип келиңлар, деди. Улар қилични падишаға елип кәлгәндә
ויאמר המלך גזרו את הילד החי לשנים ותנו את החצי לאחת ואת החצי לאחת | 25 |
падиша: Тирик балини оттуридин кесип икки парчә қилип йеримини биригә, йәнә бир йеримни иккинчисигә бериңлар, деди.
ותאמר האשה אשר בנה החי אל המלך כי נכמרו רחמיה על בנה ותאמר בי אדני תנו לה את הילוד החי והמת אל תמיתהו וזאת אמרת גם לי גם לך לא יהיה--גזרו | 26 |
У вақитта тирик балиниң аниси өз балисиға ичини ағритип падишаға: — Аһ ғоҗам! Тирик балини униңға бәрсилә, һәргиз уни өлтүрмигәйлә! — дәп ялвурди. Лекин иккинчиси: — Уни нә мениңки нә сениңки қилмай, оттуридин кесиңлар, деди.
ויען המלך ויאמר תנו לה את הילוד החי והמת לא תמיתהו היא אמו | 27 |
Падиша җававән: — Тирик балини униңға бериңлар, уни һеч өлтүрмәңлар; чүнки бу балиниң аниси шудур, деди.
וישמעו כל ישראל את המשפט אשר שפט המלך ויראו מפני המלך כי ראו כי חכמת אלהים בקרבו לעשות משפט | 28 |
Пүткүл Исраил падишаниң қилған һөкүми тоғрисида аңлиди вә улар падишадин қорқти, чүнки улар Худаниң адил һөкүмләрни чиқириш даналиқиниң униңда барлиғини көрди.