< דברי הימים א 10 >

ופלשתים נלחמו בישראל וינס איש ישראל מפני פלשתים ויפלו חללים בהר גלבע 1
Филистийләр Исраилларға һуҗум қиливиди, Исраиллар Филистийләрниң алдидин қачти, улар Гилбоа теғида қирип йоқитилди.
וידבקו פלשתים אחרי שאול ואחרי בניו ויכו פלשתים את יונתן ואת אבינדב ואת מלכישוע--בני שאול 2
Филистийләр Саул билән униң оғуллирини тап бесип қоғлиди; улар ахири Саулниң оғуллиридин Йонатан, Абинадаб, малки-шуаларни уруп өлтүрди.
ותכבד המלחמה על שאול וימצאהו המורים בקשת ויחל מן היורים 3
Саулға қарши җәң интайин шиддәтлик болди; оқячилар Саулға йетишип оқя етип уни яриландурди.
ויאמר שאול אל נשא כליו שלף חרבך ודקרני בה פן יבאו הערלים האלה והתעללו בי ולא אבה נשא כליו כי ירא מאד ויקח שאול את החרב ויפל עליה 4
Андин Саул ярақ көтәргүчисигә: Қиличиңни суғуруп мени санҗип өлтүрүвәткин; болмиса бу хәтнисизләр келип мени санҗип, мени хорлуққа қоюши мүмкин, деди. Лекин ярақ көтәргүчиси интайин қорқуп кетип, унимиди. Шуниң билән Саул қилични елип үстигә өзини ташлиди.
וירא נשא כליו כי מת שאול ויפל גם הוא על החרב וימת 5
Ярағ көтәргүчиси Саулниң өлгинини көрүп, уму охшашла өзини қиличниң үстигә ташлап униң билән тәң өлди.
וימת שאול ושלשת בניו וכל ביתו יחדו מתו 6
Шуниң билән Саул, үч оғли һәм пүтүн аилисидикиләр шу күндә бирақла өлди.
ויראו כל איש ישראל אשר בעמק כי נסו וכי מתו שאול ובניו ויעזבו עריהם וינסו ויבאו פלשתים וישבו בהם 7
Әнди вадида турған Исраиллар әскәрлириниң қачқанлиғини вә Саул билән оғуллириниң өлгинини көргинидә, улар шәһәрлирини ташлап қачти, Филистийләр келип у җайларда орунлашти.
ויהי ממחרת ויבאו פלשתים לפשט את החללים וימצאו את שאול ואת בניו נפלים בהר גלבע 8
Әнди шундақ болдики, әтиси Филистийләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувалғили кәлгәндә Гилбоа теғида Саул билән оғуллириниң өлүк ятқанлиғини көрди-дә,
ויפשיטהו--וישאו את ראשו ואת כליו וישלחו בארץ פלשתים סביב לבשר את עצביהם--ואת העם 9
кийимлирини салдуруп, каллисини вә савут-ярақлирини елип кәтти һәмдә буларни Филистийләрниң зимининиң һәммә йәрлиригә апирип, өз бутлириға вә хәлиққә хуш хәвәр йәткүзди.
וישימו את כליו בית אלהיהם ואת גלגלתו תקעו בית דגון 10
Улар Саулниң савут-ярақлирини уларниң бутханисида қоюп, каллисини Дагон бутханисиға есип қойди.
וישמעו כל יביש גלעד את כל אשר עשו פלשתים לשאול 11
Әнди Ябәш-Гилеадда олтарғучилар Филистийләрниң Саулға барлиқ қилғанлирини аңлиғанда
ויקומו כל איש חיל וישאו את גופת שאול ואת גופת בניו ויביאום יבישה ויקברו את עצמותיהם תחת האלה ביבש ויצומו שבעת ימים 12
уларниң ичидики һәммә батурлар атлинип, Саул билән оғуллириниң җәсәтлирини елип, уларни Ябәшкә қайтуруп келип, Ябәштики дуб дәриғиниң түвигә дәпнә қилди вә йәттә күн роза тутти.
וימת שאול במעלו אשר מעל ביהוה על דבר יהוה אשר לא שמר וגם לשאול באוב לדרוש 13
Шуниң билән Саул Пәрвәрдигарға қилған вапасизлиғи үчүн өлди; у Пәрвәрдигарниң сөз-каламиға кирмәй вә һәтта Пәрвәрдигардин йол соримай, бәлки палчи җинкәшниң йениға берип униңдин йол сориған еди. Шуңа Пәрвәрдигар уни өлтүрүп, падишалиғини Йәссәниң оғли Давутқа өткүзүп бәрди.
ולא דרש ביהוה וימיתהו ויסב את המלוכה לדויד בן ישי 14

< דברי הימים א 10 >