< Ioba 12 >
1 OLELO mai ia o Ioba, i mai la,
Аюп җававән мундақ деди: —
2 He oiaio, o oukou ka poe kanaka, A e make pu ka noiau me oukou.
Силәр бәрһәқ әл-әһлисиләр! Өлсәңлар һекмәтму силәр билән биллә кетиду!
3 Aka, he naauao ko'u e like me oukou; Aole au i emi malalo iho o oukou: A owai la ka mea ike ole i na mea like me keia mau mea?
Мениңму силәрдәк өз әқлим бар, Әқилдә силәрдин қалмаймән; Бунчилик ишларни ким билмәйду?!
4 Ua lilo au i mea heneheneia e kona hoalauna, E kahea ana i ke Akua, a hoolohe mai oia ia ia; O ka mea pono a me ka hala ole, ua akaakaia oia.
Мән өз достлиримға мазақ объекти болдум; Мәндәк Тәңригә илтиҗа қилип, дуаси иҗабәт болған киши, Һәққаний, дурус бир адәм мазақ қилинди!
5 Me ka ipukukui i hoowahawahaia i ka manao o ka mea e noho nanea ana, Pela ka mea ua kokoke pahee kona mau wawae.
Раһәттә олтарған кишиләр көңлидә һәр қандақ күлпәтни нәзиригә алмайду; Улар: «Күлпәтләр путлири тейилиш алдида турған кишигила тәйяр туриду» дәп ойлайду.
6 Ua pomaikai na halelewa o ka poe luku wale, A ua noho maluhia ka poe hoonaukiuki aku i ke Akua; Iloko o ko lakou lima na ke Akua i haawi mai.
Қарақчиларниң чедирлири аватлишиду; Тәңригә һақарәт кәлтүридиғанлар аман туриду; Улар өзиниң илаһини өз алқинида көтириду.
7 Aka, ano e ninau i na holoholona, a e ao mai lakou ia oe; A me na manu o ka lewa, a e hoike mai lakou ia oe;
Әнди һайванлардинму сорап бақ, Улар саңа үгитиду, Асмандики учар-қанатларму саңа дәйду;
8 E olelo aku paha i ka honua, a e ao mai no ia ia oe: A o na ia o ke kai e hoakaka mai no lakou ia oe,
Вә яки йәр-зиминға гәп қилсаңчу, Уму саңа үгитиду; Деңиздики белиқлар саңа сөз қилиду.
9 Owai la ka mea ike ole i keia mau mea a pau, Na ka lima o Iehova i hana keia?
Буларниң һәммисини Пәрвәрдигарниң қоли қилғанлиғини ким билмәйду?
10 Iloko o kona lima ka uhane o na mea ola a pau, A me ka hanu o na kanaka a pau.
Барлиқ җан егилири, барлиқ әт егилири, Җүмлидин барлиқ инсанниң нәпәси униң қолидидур.
11 Aole anei e hoao ke pepeiao i na olelo? A e hoao ka waha i ka ai nona iho?
Еғизда таамни тетиғандәк, Қулақму сөзиниң тоғрилиғини синап бақиду әмәсму?
12 Me ka poe kahiko ka maiau, A me ke ola loihi ka naauao.
Яшанғанларда даналиқ раст тепиламду? Күнлириниң көп болуши билән йорутулуш келәмду?
13 Ia ia ka naauao, a me ka ikaika; Nona ka oleloao, a me ke akamai.
Униңдила даналиқ һәм қудрәт бар; Униңдила йолйоруқ һәм йорутуш бардур.
14 Aia hoi, ke wawahi nei oia, aole e kukulu hou ia; Ke hahao aku ia i ke kanaka iloko, aole e hookuuia'ku.
Мана, У харап қилса, һеч ким қайтидин қуруп чиқалмайду; У қамап қойған адәмни һеч ким қоюветәлмәйду.
15 Aia hoi, ke hoopaa nei oia i na wai, a ua maloo lakou: A hookuu aku oia ia lakou, a luku lakou i ko ka honua.
Мана, У суларни тохтитивалса, сулар қуруп кетиду, У уларни қоюп бәрсә, улар йәр-зиминни бесип вәйран қилиду.
16 Me ia ka ikaika, a me ka naauao: Nona ka mea i hoopuniia, a me ka mea hoopuni.
Униңда күч-қудрәт, чин һекмәтму бар; Алдиғучи, алданғучиму униңға тәвәдур.
17 Ua lawe pio aku ia i na kakaolelo, A hoolilo i na lunakanawai i poe hawawa.
У мәслиһәтчиләрни ялаңач қилдуруп, ялап елип кетиду, Сорақчиларни рәсва қилиду.
18 Kala aku no ia i ka mea paa o na'lii, A kaei aku ia i ko lakou puhaka i ke kaei.
У падишалар [әл-әһлигә] салған кишәнләрни йешиду, Андин шу падишаларни ялаңачлап, чатрақлирини лата биләнла қалдуруп [шәрмәндә қилиду].
19 Alakai pio aku ia i na kahuna, A hookahuli i ka poe ikaika.
У каһинларни ялиңаяғ маңдуруп елип кетиду; У күч-һоқуқдарларни ағдуриду.
20 Hoopau aku ia i ka olelo a ka poe oiaio, A lawe aku ia i ka naauao, mai ka poe kahiko aku.
У ишәшлик қаралған затларниң ағзини етиду; Ақсақалларниң әқлини елип кетиду.
21 Ninini iho ia i ka hoino maluna o na'lii, A kala ae no ia i ke kaei o ka poe ikaika.
У ақсүнәкләрниң үстигә һақарәт төкиду, У палванларниң бәлвеғини йешип [уларни күчсиз қилиду].
22 Hoike mai ia i na mea hohonu mailoko mai o ka pouli, A hoopuka no ia i ka malamalama mai ka malu make mai.
У қараңғулуқтики чоңқур сирларни ашкарилайду; У өлүмниң сайисини йорутиду.
23 Hoomahuahua no ia i na lahuikanaka, a luku aku no hoi ia lakou: Hoonui aku no ia i na lahuikanaka, a hoemi hou iho ia lakou.
У әл-жутларни улуқлаштуриду һәм андин уларни гумран қилиду; Әл-жутларни кеңәйтиду, уларни тарқитиду.
24 Lawe aku ia i ka naauao o na luna o kanaka ma ka honua; A hooauwana ia lakou ma ka waonahele, aohe alauui.
У зиминдики әл-җамаәтниң каттивашлириниң әқлини елип кетиду; Уларни йолсиз дәшт-баяванда сәрсан қилип аздуриду.
25 Haha lakou iloko o ka pouli aohe malamalama, A e hoohikaka aku oia ia lakou, me he mea ona la.
Улар нурсизландурулуп қараңғулуқта йолни силаштуриду, У уларни мәс болуп қалған кишидәк галди-гулдуң маңдуриду.