< Ishaya 15 >
1 Abin da Allah ya yi magana a kan Mowab shi ne, An lalatar da Ar a Mowab, an hallaka ta da dare! An lalatar da Kir a Mowab, an hallaka ta da dare!
Моаб тоғрисида жүкләнгән вәһий; Һалакәтлик бир кәчтила, Моабтики Ар шәһири вәйран қилиниду; Һалакәтлик бир кәчтила, Моабтики Кир шәһири йоқ қилиниду;
2 Dibon ya haura zuwa haikalinta, zuwa masujadan kan tudu don tă yi kuka; Mowab ta yi ihu a kan Nebo da Medeba. An aske kowane kai an kuma yanke kowane gemu.
Жиға-зерәлар көтириш үчүн, Мана у бутханисиға, Дибонға, шундақла [барлиқ] егизликлиригә чиқти; Моаб Небо вә Мәдәба шәһәрлири үчүн пәряд көтириду; Һәммә башлар тақир көрүниду, Җимики сақаллар кесилип чүшүрүлди.
3 A tituna sun sa tsummoki a jikunansu; a kan rufin ɗakuna da kuma dandalin taruwa dukansu sai makoki suke yi, sun kwanta suna kuka.
Кочиларда улар бөз кийиду; Өгүзлиридә, мәйданлирида, һәр бир адәм көз яшлирини яғдуруп пәряд көтириду.
4 Heshbon da Eleyale sun yi kuka da ƙarfi, aka ji muryoyinsu ko’ina har zuwa Yahaz. Saboda haka mayaƙan Mowab suka yi kuka da ƙarfi, har zuciyarsu ta karai.
Һәшбонға, Елеалаһ шәһәрлиригә жиға олишиду, Авазлири Яһаз шәһиригиму йетип бариду. Шуңа Моабниң әскәрлириму нида қилиду; Униң вуҗуд-бағрини титрәк басиду.
5 Zuciyata ta yi kuka a kan Mowab; mutanenta sun gudu har zuwa Zowar, har zuwa Eglat Shelishiya. Sun haura zuwa Luhit, suna tafe suna kuka; a kan hanyar zuwa Horonayim suna makoki saboda hallakawarsu.
Мениң қәлбимму Моаб үчүн жиға-зерә көтириду; Уларниң қачқунлири Зоарға һәм Әглат-Шели-Шиҗаға бәдәр қачиду; Мана улар топлишип, жиғлиған пети Луһитқа чиқидиған даван йоли билән жуқуриға маңиду, Һоронаимға чүшидиған йолда туруп һалакәттин налә-зар көтириду.
6 Ruwayen Nimrim sun ƙafe ciyayin kuma sun bushe; tsire-tsire duk sun ɓace babu sauran ɗanyen abu.
Чүнки Нимримдики сулар қуруп кетиду, От-чөпләр солишип, Гүл-гия түгәп кетиду; Һеч яп-йешиллиқ қалмайду.
7 Saboda haka dukiyar da suka tara suka kuma ajiye sun ɗauka suka ƙetare Rafin Arabim da su.
Шуңа улар байлиқлири, тапқан-тәргинини жиғип «Тәрәк вадиси»дин өтмәкчи болиду;
8 Ƙugin kukansu ya kai ko’ina a iyakar Mowab; kururuwarsu ta kai har zuwa Eglayim, makokinsu ya kai har zuwa Beyer-Elim.
Уларниң көтәргән жиғиси Моабниң чегарасиға, Аһу-зарлири әглаимға, Пиғанлири Бәәр-елимға йетиду.
9 Ruwayen Dimon sun cika da jini, amma zan yi ƙari a kan Dimon, zan kawo zaki a kan masu gudu na Mowab da kuma a kan waɗanda suka ragu a ƙasar.
Димонниң сулири қанға толуп кетиду, Чүнки Димонниң үстигә техиму көп балаю-апәтни топлаймән; Чүнки Моабниң қачқунлири һәм зиминида қалғанлириниңму үстигә бир ширни әвәтимән.