< Ιακωβου 5 >

1 Ἄγε νῦν οἱ πλούσιοι, κλαύσατε ὀλολύζοντες ἐπὶ ταῖς ταλαιπωρίαις ὑμῶν ταῖς ἐπερχομέναις.
Әй байлар, қулақ селиңлар! Бешиңларға чүшидиған күлпәтләр үчүн дад-пәряд көтирип жиғлаңлар.
2 ὁ πλοῦτος ὑμῶν σέσηπεν καὶ τὰ ἱμάτια ὑμῶν σητόβρωτα γέγονεν,
Байлиғиңлар чирип кәтти, кийим-кечигиңларни күйә йәп кәтти,
3 ὁ χρυσὸς ὑμῶν καὶ ὁ ἄργυρος κατίωται, καὶ ὁ ἰὸς αὐτῶν εἰς μαρτύριον ὑμῖν ἔσται καὶ φάγεται τὰς σάρκας ὑμῶν ὡς πῦρ· ἐθησαυρίσατε ἐν ἐσχάταις ἡμέραις.
алтун-күмүчлириңларни болса дат басти, бу дат [қиямәттә] өзүңларға қарши гувалиқ берип, гөшүңларни отта көйдүрүлгәндәк йәветиду. Силәрниң байлиқларни топлишиңлар ахирқи күнләрдә болди!
4 ἰδοὺ ὁ μισθὸς τῶν ἐργατῶν τῶν ἀμησάντων τὰς χώρας ὑμῶν ὁ ἀφυστερημένος ἀφ’ ὑμῶν κράζει, καὶ αἱ βοαὶ τῶν θερισάντων εἰς τὰ ὦτα κυρίου σαβαὼθ εἰσελήλυθαν.
Мана, етизлиғиңларда ишләп һосул жиққанларға хиянәт қилип иш һәқлирини бәрмәй кәлдиңлар. Бу тутувелинған һәқ үстүңлардин пәряд көтәрмәктә, шуниңдәк ормичиларниң налә-пәрядлири самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң қулиқиға йәтти.
5 ἐτρυφήσατε ἐπὶ τῆς γῆς καὶ ἐσπαταλήσατε, ἐθρέψατε τὰς καρδίας ὑμῶν ἐν ἡμέρᾳ σφαγῆς.
Силәр бу дунияда һәшәмәтчилик вә әйш-ишрәт ичидә яшап келиватисиләр. [Қойлар] боғузлаш күнигә тәйярланғандәк, силәрму боғузлиниш күнигә өзүңларни бордап келиватисиләр.
6 κατεδικάσατε, ἐφονεύσατε τὸν δίκαιον. οὐκ ἀντιτάσσεται ὑμῖν.
Силәр һәққаний болғучини гунаға мәһкүм қилип, өлтүрүп кәлдиңлар; у силәргә қаршилиқ көрсәтмәйду.
7 Μακροθυμήσατε οὖν, ἀδελφοί, ἕως τῆς παρουσίας τοῦ κυρίου. ἰδοὺ ὁ γεωργὸς ἐκδέχεται τὸν τίμιον καρπὸν τῆς γῆς, μακροθυμῶν ἐπ’ αὐτῷ ἕως λάβῃ πρόϊμον καὶ ὄψιμον.
Шуңа, қериндашлар, Рәбниң қайта келидиған күнигичә сәвир-тақәт қилип туруңлар. Мана, дехан киши йәрниң есил мевисини күтиду; йәр дәсләпки вә кейинки ямғурларға муйәссәр болғичә уни интизарлиқ билән сәвир-тақәт ичидә күтиду. Силәрму сәвир-тақәт қилип қәлбиңларни мустәһкәм қилиңлар. Чүнки Рәбниң қайта келиши йеқинлап қалди.
8 μακροθυμήσατε καὶ ὑμεῖς, στηρίξατε τὰς καρδίας ὑμῶν, ὅτι ἡ παρουσία τοῦ κυρίου ἤγγικεν.
9 μὴ στενάζετε κατ’ ἀλλήλων, ἀδελφοί, ἵνα μὴ κριθῆτε· ἰδοὺ ὁ κριτὴς πρὸ τῶν θυρῶν ἕστηκεν.
Қериндашлар, өзүңлар сораққа тартилмаслиғиңлар үчүн бир-бириңлардин ағринмаңлар; мана, Сорақ Қилғучи ишик алдида туриду.
10 ὑπόδειγμα λάβετε, ἀδελφοί, τῆς κακοπαθείας καὶ τῆς μακροθυμίας τοὺς προφήτας, οἳ ἐλάλησαν ἐν τῷ ὀνόματι κυρίου.
Пәрвәрдигарниң намида сөзлигән бурунқи пәйғәмбәрләрниң қандақ азап-оқубәт тартқанлиғи, шундақла сәвир-тақәт қилғанлиғини үлгә қилиңлар.
11 ἰδοὺ μακαρίζομεν τοὺς ὑπομείναντας· τὴν ὑπομονὴν Ἰὼβ ἠκούσατε, καὶ τὸ τέλος κυρίου εἴδετε, ὅτι πολύσπλαγχνός ἐστιν ὁ κύριος καὶ οἰκτίρμων.
Биз мана мошундақ [сәвир-тақәт билән] бәрдашлиқ бәргәнләрни бәхитлик дәп һесаплаймиз. Аюпниң азап-оқубәткә қандақ сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигини аңлиғансиләр вә Пәрвәрдигарниң униңға ахирқи қилғинини, шундақла «Пәрвәрдигарниң ич-бағри шәпқәт вә рәһимдиллиқ билән толған»лиғини көргәнсиләр.
12 Πρὸ πάντων δέ, ἀδελφοί μου, μὴ ὀμνύετε, μήτε τὸν οὐρανὸν μήτε τὴν γῆν μήτε ἄλλον τινὰ ὅρκον· ἤτω δὲ ὑμῶν τὸ ναὶ ναὶ καὶ τὸ οὒ οὔ, ἵνα μὴ ὑπὸ κρίσιν πέσητε.
Әнди и қериндашлирим, әң муһими, қәсәм қилмаңлар — нә асман нә зимин нә һеч қандақ башқа нәрсиләрниң нами билән қәсәм қилғучи болмаңлар, бәлки «болиду» десәңлар һәқиқий «болиду» болсун, «яқ» десәңлар һәқиқий «яқ» болсун. Шундақ қилғанда, [Худаниң] җазасиға чүшмәйсиләр.
13 Κακοπαθεῖ τις ἐν ὑμῖν; προσευχέσθω· εὐθυμεῖ τις; ψαλλέτω.
Араңларда азап тартқучи киши барму? У дуа қилсун. Хошал жүрүватқанлар барму? У күй-мәдһийә нахшилирини ейтсун.
14 ἀσθενεῖ τις ἐν ὑμῖν; προσκαλεσάσθω τοὺς πρεσβυτέρους τῆς ἐκκλησίας, καὶ προσευξάσθωσαν ἐπ’ αὐτὸν ἀλείψαντες ἐλαίῳ ἐν τῷ ὀνόματι τοῦ κυρίου·
Араңларда ағриқ-силақлар барму? Улар җамаәтниң ақсақаллирини чақиртип кәлсун; улар Рәбниң намида униң [бешиға] май сүрүп мәсиһ қилип дуа қилсун.
15 καὶ ἡ εὐχὴ τῆς πίστεως σώσει τὸν κάμνοντα, καὶ ἐγερεῖ αὐτὸν ὁ κύριος· κἂν ἁμαρτίας ᾖ πεποιηκώς, ἀφεθήσεται αὐτῷ.
Шундақ қилип иман-ишәш билән қилинған дуа бемарни сақайтиду, Рәб уни орнидин турғузиду. Әгәр бемар гуналарни қилған болса, булар кәчүрүм қилиниду.
16 ἐξομολογεῖσθε οὖν ἀλλήλοις τὰς ἁμαρτίας καὶ εὔχεσθε ὑπὲρ ἀλλήλων, ὅπως ἰαθῆτε. πολὺ ἰσχύει δέησις δικαίου ἐνεργουμένη.
Шуниң үчүн өткүзгән гуналириңларни бир-бириңларға иқрар қилиңлар вә шипалиқ тепишиңлар үчүн бир-бириңларға дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә чоң үнүмгә егидур.
17 Ἠλείας ἄνθρωπος ἦν ὁμοιοπαθὴς ἡμῖν, καὶ προσευχῇ προσηύξατο τοῦ μὴ βρέξαι, καὶ οὐκ ἔβρεξεν ἐπὶ τῆς γῆς ἐνιαυτοὺς τρεῖς καὶ μῆνας ἕξ·
Иляс пәйғәмбәрму бизгә охшашла инсаний тәбиәтлик еди. У ямғур яғмисун дәп ихлас билән дуа қилди; нәтиҗидә, зиминға үч жил алтә ай һеч ямғур яғмиди.
18 καὶ πάλιν προσηύξατο, καὶ ὁ οὐρανὸς ἔδωκεν ὑετὸν καὶ ἡ γῆ ἐβλάστησεν τὸν καρπὸν αὐτῆς.
Андин у йәнә дуа қилди вә ямғур қайта яғди, йәрму һосул-мевисини йәнә бәрди.
19 Ἀδελφοί μου, ἐάν τις ἐν ὑμῖν πλανηθῇ ἀπὸ τῆς ἀληθείας καὶ ἐπιστρέψῃ τις αὐτόν,
Қериндашлирим, араңларда бириси һәқиқәттин чәтнигән болса, вә йәнә бириси уни [һәқиқәткә] қайтурса,
20 γινωσκέτω ὅτι ὁ ἐπιστρέψας ἁμαρτωλὸν ἐκ πλάνης ὁδοῦ αὐτοῦ σώσει ψυχὴν αὐτοῦ ἐκ θανάτου καὶ καλύψει πλῆθος ἁμαρτιῶν.
Мошундақ киши шуни билсунки, гунакар кишини азған йолидин қайтуруп әкәлгүчи шу кишиниң җениниң өлүмдин қутулушиға вә нурғун гуналарниң йепип қоюлишиға сәвәпчи болиду.

< Ιακωβου 5 >