< Προς Γαλατας 3 >

1 ω ανοητοι γαλαται τις υμας εβασκανεν τη αληθεια μη πειθεσθαι οις κατ οφθαλμους ιησους χριστος προεγραφη εν υμιν εσταυρωμενος
И әқилсиз Галатиялиқлар, көз алдиңларда Әйса Мәсиһ ениқ сүрәтләнгән, араңларда крестләнгәндәк көрүнгән екән, ким силәрни һәқиқәткә итаәт қилиштин аздуруп сеһирлиди?
2 τουτο μονον θελω μαθειν αφ υμων εξ εργων νομου το πνευμα ελαβετε η εξ ακοης πιστεως
Мән пәқәт шунила силәрдин сорап биләйки: — Силәр Роһни Тәврат қануниға интилиш арқилиқ қобул қилдиңларму, яки [хуш хәвәрни] аңлап, етиқат арқилиқ қобул қилдиңларму?
3 ουτως ανοητοι εστε εναρξαμενοι πνευματι νυν σαρκι επιτελεισθε
Силәр шунчә әқилсизму? Роһқа тайинип [һаятни] башлиған екәнсиләр, әндиликтә әт арқилиқ камаләткә йәтмәкчиму?
4 τοσαυτα επαθετε εικη ειγε και εικη
Силәр [етиқат йолида] болған шунчә көп азап-оқубәтләрни бекарға тарттиңларму? Дәрвәқә бекарға кәттиғу?!
5 ο ουν επιχορηγων υμιν το πνευμα και ενεργων δυναμεις εν υμιν εξ εργων νομου η εξ ακοης πιστεως
Силәргә Роһни Тәминлигүчи, араңларда мөҗизиләрни яритиватқучи бу карамәтләрни силәрниң Тәврат қануниға интилип таянғиниңлардин қиламду, яки аңлиған хәвәргә бағлиған ишәш-етиқатиңлардин қиламду?
6 καθως αβρααμ επιστευσεν τω θεω και ελογισθη αυτω εις δικαιοσυνην
[Муқәддәс язмиларда дейилгәндәк]: «Ибраһим Худаға етиқат қилди; бу униң һәққанийлиғи һесапланди».
7 γινωσκετε αρα οτι οι εκ πιστεως ουτοι εισιν υιοι αβρααμ
Шуниң үчүн, шуни чүшинишиңлар керәкки, етиқаттин туғулғанларла Ибраһимниң һәқиқий пәрзәнтлиридур.
8 προιδουσα δε η γραφη οτι εκ πιστεως δικαιοι τα εθνη ο θεος προευηγγελισατο τω αβρααμ οτι {VAR1: ενευλογηθησονται } {VAR2: ευλογηθησονται } εν σοι παντα τα εθνη
Муқәддәс язмиларда Худаниң ят әлликләрни Өзигә етиқат қилиши арқилиқ уларни һәққаний қилидиғанлиғи алдин-ала көрүлүп, Худаниң Ибраһимға: «Сәндә барлиқ әл-милләтләргә бәхит ата қилиниду» дәп хуш хәвәрни алдин-ала ейтқанлиғи хатириләнгән еди.
9 ωστε οι εκ πιστεως ευλογουνται συν τω πιστω αβρααμ
Шуниң билән, етиқаттин болғанлар етиқат қилғучи Ибраһим билән тәң бәхит тапиду.
10 οσοι γαρ εξ εργων νομου εισιν υπο καταραν εισιν γεγραπται γαρ επικαταρατος πας ος ουκ εμμενει εν πασιν τοις γεγραμμενοις εν τω βιβλιω του νομου του ποιησαι αυτα
Лекин Тәврат қануниға әмәл қилимиз дәп жүргәнләр болса һәммиси ләнәткә қалиду. Чүнки [муқәддәс язмиларда] мундақ йезилған: «Тәврат қанунида йезилған һәммә әмирләргә үзлүксиз әмәл қилмайватқан һәр бир киши ләнәткә қалиду».
11 οτι δε εν νομω ουδεις δικαιουται παρα τω θεω δηλον οτι ο δικαιος εκ πιστεως ζησεται
Йәнә рошәнки, һеч ким Худаниң алдида қанунға интилиш арқилиқ һәққаний қилинмайду; чүнки [муқәддәс китапта йезилғинидәк]: — «Һәққаний адәм ишәш-етиқати билән һаят болиду».
12 ο δε νομος ουκ εστιν εκ πιστεως αλλ ο ποιησας αυτα ανθρωπος ζησεται εν αυτοις
Амма қанун йоли етиқат йолиға асасланған әмәс, бәлки [муқәддәс китапта]: — «Қанунниң әмирлиригә әмәл қилғучи шу ишлар билән һаят болиду» дейилгәндәктур.
13 χριστος ημας εξηγορασεν εκ της καταρας του νομου γενομενος υπερ ημων καταρα γεγραπται γαρ επικαταρατος πας ο κρεμαμενος επι ξυλου
Һалбуки, Мәсиһ бизни Тәврат қанунидики ләнәттин һөр қилиш үчүн орнимизда ләнәт болуп бәдәл төлиди. Бу һәқтә [муқәддәс язмиларда]: «Яғачқа есилған һәр бир киши ләнәткә қалған һесаплансун» дәп йезилған.
14 ινα εις τα εθνη η ευλογια του αβρααμ γενηται εν χριστω ιησου ινα την επαγγελιαν του πνευματος λαβωμεν δια της πιστεως
Шуниң билән Мәсиһ Әйса арқилиқ Ибраһимға ата қилинған бәхит ят әлликләргиму кәлтүрүлүп, биз вәдә қилинған Роһни етиқат арқилиқ қобул қилалаймиз.
15 αδελφοι κατα ανθρωπον λεγω ομως ανθρωπου κεκυρωμενην διαθηκην ουδεις αθετει η επιδιατασσεται
Қериндашлар, мән инсанларчә сөзләймән; һәтта инсанлар арисида өз ара әһдә түзүлсиму, башқа һеч ким уни йоққа чиқириветәлмәйду яки униңға бирәр нәрсә қошалмайду.
16 τω δε αβρααμ ερρηθησαν αι επαγγελιαι και τω σπερματι αυτου ου λεγει και τοις σπερμασιν ως επι πολλων αλλ ως εφ ενος και τω σπερματι σου ος εστιν χριστος
Шуниңдәк, [Худаниң әһдисидики] вәдиләр Ибраһим вә униң нәслигә ейтилған. [Муқәддәс китапта] У: «вә сениң нәсиллириңгә», (йәни, көп кишиләргә) демәйду, бәлки «сениң нәслиңгә», (йәни ялғуз бир кишигила), дәйду — бу «нәсил» Мәсиһдур.
17 τουτο δε λεγω διαθηκην προκεκυρωμενην υπο του θεου εις χριστον ο μετα ετη τετρακοσια και τριακοντα γεγονως νομος ουκ ακυροι εις το καταργησαι την επαγγελιαν
Мән шуни демәкчимәнки, Худаниң Мәсиһкә алдин түзгән бир әһдисини төрт йүз оттуз жилдин кейин чүшүрүлгән Тәврат қануни әмәлдин қалдуралмайду, Худаниң бу вәдисини һеч бекар қилалмайду.
18 ει γαρ εκ νομου η κληρονομια ουκετι εξ επαγγελιας τω δε αβρααμ δι επαγγελιας κεχαρισται ο θεος
Чүнки [вәдә қилинған] мирас қанунға асасланған болса, мана у Худаниң вәдисигә асасланған болмайтти; лекин Худа шапаәт билән уни Ибраһимға вәдә арқилиқ ата қилған.
19 τι ουν ο νομος των παραβασεων χαριν προσετεθη αχρις ου ελθη το σπερμα ω επηγγελται διαταγεις δι αγγελων εν χειρι μεσιτου
Ундақта, Тәврат қанунини чүшүрүштики мәхсәт немә? У болса, инсанларниң итаәтсизликлири түпәйлидин, Худаниң мираси вәдә Қилинғучи, йәни Ибраһимниң нәсли дунияға кәлгичә қошумчә қилип берилгән; у пәриштиләр арқилиқ бир васитичиниң қоли билән бекитилип йолға қоюлған.
20 ο δε μεσιτης ενος ουκ εστιν ο δε θεος εις εστιν
Амма «васитичи» бир тәрәпниңла васитичиси әмәс (бәлки икки тәрәпниңкидур), лекин Худа Өзи пәқәт бирдур.
21 ο ουν νομος κατα των επαγγελιων του θεου μη γενοιτο ει γαρ εδοθη νομος ο δυναμενος ζωοποιησαι οντως αν εκ νομου ην η δικαιοσυνη
Ундақта, Тәврат қануни Худаниң вәдилиригә зитму? Яқ, һәргиз! Әгәр бирәр қанун инсанларни һаятлиққа ериштүрәләйдиған болса, ундақта һәққанийлиқ җәзмән шу қанунға асасланған болатти.
22 αλλα συνεκλεισεν η γραφη τα παντα υπο αμαρτιαν ινα η επαγγελια εκ πιστεως ιησου χριστου δοθη τοις πιστευουσιν
Һалбуки, муқәддәс язмилар пүткүл аләмни гунаниң илкигә қамап қойған; буниңдики мәхсәт, Әйса Мәсиһниң садақәт-етиқати арқилиқ вәдиниң етиқат қилғучиларға берилиши үчүндур.
23 προ του δε ελθειν την πιστιν υπο νομον εφρουρουμεθα συγκεκλεισμενοι εις την μελλουσαν πιστιν αποκαλυφθηναι
Лекин етиқат йоли келип ашкарә болғичә, биз Тәврат қануни тәрипидин қоғдилип, ашкарә болидиған етиқатни күтүшкә қамап қоюлған едуқ.
24 ωστε ο νομος παιδαγωγος ημων γεγονεν εις χριστον ινα εκ πιστεως δικαιωθωμεν
Шу тәриқидә, бизниң етиқат арқилиқ һәққаний қилинишимиз үчүн Тәврат қануни бизгә «тәрбийилигүчи» болуп, бизни Мәсиһкә йетәклиди.
25 ελθουσης δε της πιστεως ουκετι υπο παιδαγωγον εσμεν
Лекин етиқат йоли ашкарә болуп, биз әнди йәнә «тәрбийилигүчи»ниң назаритидә әмәсмиз.
26 παντες γαρ υιοι θεου εστε δια της πιστεως εν χριστω ιησου
Чүнки һәммиңлар Мәсиһ Әйсаға етиқат қилиш арқилиқ Худаниң оғуллири болдуңлар.
27 οσοι γαρ εις χριστον εβαπτισθητε χριστον ενεδυσασθε
Чүнки һәр қайсиңлар Мәсиһгә киришкә чөмүлдүрүлгән болсаңлар, Мәсиһни кийивалған болдуңлар.
28 ουκ ενι ιουδαιος ουδε ελλην ουκ ενι δουλος ουδε ελευθερος ουκ ενι αρσεν και θηλυ παντες γαρ υμεις εις εστε εν χριστω ιησου
Мәсиһдә нә Йәһудий болмайду нә Грек болмайду, нә қул болмайду нә һөр болмайду, нә әр болмайду нә аял болмайду, һәммиңлар Мәсиһ Әйсада бир болисиләр.
29 ει δε υμεις χριστου αρα του αβρααμ σπερμα εστε και κατ επαγγελιαν κληρονομοι
Силәр Мәсиһкә мәнсуп болған екәнсиләр, силәрму Ибраһимниң нәсли болисиләр вә униңға вәдә қилинған [бәхит-саадәткә] мирасхордурсиләр.

< Προς Γαλατας 3 >