< Προς Γαλατας 5 >

1 τη ελευθερια ουν η χριστος ημας ηλευθερωσεν στηκετε και μη παλιν ζυγω δουλειας ενεχεσθε
Мана, мәнки Павлус силәргә шуни ейтип қояйки, әгәр силәр хәтнә қобул қилсаңлар, у чағда Мәсиһниң силәргә һеч қандақ пайдиси қалмайду.
2 ιδε εγω παυλος λεγω υμιν οτι εαν περιτεμνησθε χριστος υμας ουδεν ωφελησει
3 μαρτυρομαι δε παλιν παντι ανθρωπω περιτεμνομενω οτι οφειλετης εστιν ολον τον νομον ποιησαι
Мән хәтнини қобул қилған һәр бир кишигә йәнә агаһландуруп һәқиқәтни ейтип қояйки, уларниң Тәвраттики барлиқ әмир-бәлгүлимиләргә [толуқ әмәл қилиш] мәҗбурийити бардур.
4 κατηργηθητε απο του χριστου οιτινες εν νομω δικαιουσθε της χαριτος εξεπεσατε
Әй Тәврат қануни арқилиқ өзүмни һәққаний адәм қилай дегәнләр, һәр бириңлар Мәсиһдин айрилип, мәһрум болуп, [Худаниң] шапаитидин чиқип, жиқилип униңдин қалдиңлар.
5 ημεις γαρ πνευματι εκ πιστεως ελπιδα δικαιοσυνης απεκδεχομεθα
Чүнки Роһқа тайинип һәққанийлиққа бағланған арзу-арманни етиқат билән тәлпүнүп күтмәктимиз.
6 εν γαρ χριστω ιησου ουτε περιτομη τι ισχυει ουτε ακροβυστια αλλα πιστις δι αγαπης ενεργουμενη
Чүнки Мәсиһ Әйсада хәтнилик күчкә егә әмәс, хәтнисизликму күчкә егә әмәс, күчкә егә болғини пәқәт муһәббәт арқилиқ иш қилидиған етиқаттур.
7 ετρεχετε καλως τις υμας ανεκοψεν τη αληθεια μη πειθεσθαι
Силәр убдан чепип меңиватқан едиңлар; бирақ ким силәрни һәқиқәткә итаәт қилиштин тосувалди?
8 η πεισμονη ουκ εκ του καλουντος υμας
Бундақ қайил қилиш амили силәрни Чақирғучидин болған әмәс!
9 μικρα ζυμη ολον το φυραμα ζυμοι
«Кичиккинә хемиртуруч пүткүл хемирни болдуруп йоғинитиду!»
10 εγω πεποιθα εις υμας εν κυριω οτι ουδεν αλλο φρονησετε ο δε ταρασσων υμας βαστασει το κριμα οστις αν η
Өзүм Рәбгә қарап қайил болдумки, силәрму бу ишта һеч башқичә ойда болмайсиләр. Амма силәрни қаймуқтуруватқан ким болушидин қәтъийнәзәр, у чоқум тегишлик җазасини тартиду.
11 εγω δε αδελφοι ει περιτομην ετι κηρυσσω τι ετι διωκομαι αρα κατηργηται το σκανδαλον του σταυρου
Қериндашлар, әгәр мән «хәтнә қилиниш керәк» дәп җакалап жүргән болсам, ундақта мән бүгүнки күнгичә йәнә немә үчүн [Йәһудийлардин] зиянкәшликкә учрап келимән? Әгәр шундақ қилған болсам, «крест бизарлиғи» йоқ қилинатти!
12 οφελον και αποκοψονται οι αναστατουντες υμας
Силәрни қутритиватқан бу адәмләр өзлирини ахта қиливәтсун дәймән!
13 υμεις γαρ επ ελευθερια εκληθητε αδελφοι μονον μη την ελευθεριαν εις αφορμην τη σαρκι αλλα δια της αγαπης δουλευετε αλληλοις
Чүнки қериндашлар, силәр әркинликкә чақирилдиңлар. Лекин әркинлигиңларни әтләрниң арзу-һәвәслиригә қандурушниң баниси қилмаңлар, бәлки меһир-муһәббәт билән бир-бириңларниң қуллуғида болуңлар.
14 ο γαρ πας νομος εν ενι λογω πληρουται εν τω αγαπησεις τον πλησιον σου ως εαυτον
Чүнки пүткүл Тәврат қануни «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» дегән бирла әмирдә әмәл қилиниду.
15 ει δε αλληλους δακνετε και κατεσθιετε βλεπετε μη υπο αλληλων αναλωθητε
Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип ялмап жүрүп, бир-бириңлардин жутулуп кәтмәңлар йәнә!
16 λεγω δε πνευματι περιπατειτε και επιθυμιαν σαρκος ου μη τελεσητε
Амма шуни дәймәнки — [Муқәддәс] Роһта меңиңлар, вә шу чағда силәр әтләрниң арзу-һәвәслиригә йол қоймайсиләр.
17 η γαρ σαρξ επιθυμει κατα του πνευματος το δε πνευμα κατα της σαρκος ταυτα δε αντικειται αλληλοις ινα μη α αν θελητε ταυτα ποιητε
Чүнки әт Роһқа зит болған ишларни арзу қилиду, вә Роһ әткә зит болған ишларни арзу қилиду. Улар иккиси бир-биригә қаримуқаршидур; нәтиҗидә, өзүңлар арзу қилған ишларни қилалмайсиләр.
18 ει δε πνευματι αγεσθε ουκ εστε υπο νομον
Вәһаләнки, силәр Роһниң йетәкчилигидә болсаңлар, у чағда Тәврат қануниниң илкидә болмайсиләр.
19 φανερα δε εστιν τα εργα της σαρκος ατινα εστιν μοιχεια πορνεια ακαθαρσια ασελγεια
Әнди әтниң әмәллири рошәнки — зинахорлуқ, бузуқлуқ, напаклиқ, шәһванийлиқ,
20 ειδωλολατρεια φαρμακεια εχθραι ερεις ζηλοι θυμοι εριθειαι διχοστασιαι αιρεσεις
бутпәрәслик, сеһиргәрлик, өчмәнликләр, җедәлләр, қизғанчуқлуқлар, ғәзәпләр, риқабәтлишишләр, бөлгүнчиликләр, гуруһвазлиқлар,
21 φθονοι φονοι μεθαι κωμοι και τα ομοια τουτοις α προλεγω υμιν καθως και προειπον οτι οι τα τοιαυτα πρασσοντες βασιλειαν θεου ου κληρονομησουσιν
һәсәтхорлуқлар, қатиллиқлар, һарақкәшликләр, әйш-ишрәтләр қатарлиқ ишлардур; бу ишлар тоғрилиқ бурунқи ейтқинимдәк һазир йәнә бир қетим агаһландуримәнки, бундақ ишларни қилғучилар Худаниң падишалиғиға мираслиқ қилмайду.
22 ο δε καρπος του πνευματος εστιν αγαπη χαρα ειρηνη μακροθυμια χρηστοτης αγαθωσυνη πιστις
Вәһаләнки, Роһниң мевиси болса меһир-муһәббәт, шат-хурамлиқ, хатирҗәмлик, сәвир-тақәт, меһриванлиқ, яхшилиқ, ишәш-садиқлиқ,
23 πραοτης εγκρατεια κατα των τοιουτων ουκ εστιν νομος
мөмин-мулайимлиқ вә өзини тутувелиштин ибарәт. Мошундақ ишларни тосидиған һеч қандақ қанун йоқтур.
24 οι δε του χριστου την σαρκα εσταυρωσαν συν τοις παθημασιν και ταις επιθυμιαις
Лекин Мәсиһкә мәнсуп болғанлар әтлирини, шундақла униңдики ишқлар вә һәм һәвәсләрни тәң крестлигән болиду.
25 ει ζωμεν πνευματι πνευματι και στοιχωμεν
Роһта яшаватқан болсақ, Роһқа әгишип маңайли.
26 μη γινωμεθα κενοδοξοι αλληλους προκαλουμενοι αλληλοις φθονουντες
Бир-биримизни рәнҗитип, бир-биримизгә һәсәт қилип, һакавур шөһрәтпәрәсләрдин болмайли.

< Προς Γαλατας 5 >