< Ψαλμοί 149 >
1 αλληλουια ᾄσατε τῷ κυρίῳ ᾆσμα καινόν ἡ αἴνεσις αὐτοῦ ἐν ἐκκλησίᾳ ὁσίων
Һәмдусана! Пәрвәрдигарға атап йеңи бир нахшини оқуңлар; Мөмин бәндиләрниң җамаитидә Униң мәдһийисини ейтиңлар!
2 εὐφρανθήτω Ισραηλ ἐπὶ τῷ ποιήσαντι αὐτόν καὶ υἱοὶ Σιων ἀγαλλιάσθωσαν ἐπὶ τῷ βασιλεῖ αὐτῶν
Исраил өз Яратқучисидин шатлансун; Зион оғуллири өз Падишасидин хуш болғай!
3 αἰνεσάτωσαν τὸ ὄνομα αὐτοῦ ἐν χορῷ ἐν τυμπάνῳ καὶ ψαλτηρίῳ ψαλάτωσαν αὐτῷ
Улар Униң намини уссул билән мәдһийилисун; Униңға күйләрни дап һәм чилтарға тәңшәп ейтсун!
4 ὅτι εὐδοκεῖ κύριος ἐν λαῷ αὐτοῦ καὶ ὑψώσει πραεῖς ἐν σωτηρίᾳ
Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқидин сөйүнәр; У мулайим мөминләрни ниҗатлиқ билән безәйду;
5 καυχήσονται ὅσιοι ἐν δόξῃ καὶ ἀγαλλιάσονται ἐπὶ τῶν κοιτῶν αὐτῶν
Униң мөмин бәндилири шан-шәрәптә роһлинип шат болғай, Орунлирида йетип шат авазини яңратқай!
6 αἱ ὑψώσεις τοῦ θεοῦ ἐν τῷ λάρυγγι αὐτῶν καὶ ῥομφαῖαι δίστομοι ἐν ταῖς χερσὶν αὐτῶν
Ағзида Тәңригә жүксәк мәдһийилири болсун, Қоллирида қош бислиқ қилич тутулсун;
7 τοῦ ποιῆσαι ἐκδίκησιν ἐν τοῖς ἔθνεσιν ἐλεγμοὺς ἐν τοῖς λαοῖς
Шуниң билән улар әлләр үстидин қисас, Хәлиқләргә җаза беҗа жүргүзиду;
8 τοῦ δῆσαι τοὺς βασιλεῖς αὐτῶν ἐν πέδαις καὶ τοὺς ἐνδόξους αὐτῶν ἐν χειροπέδαις σιδηραῖς
Әлләрниң падишалирини зәнҗирләр билән, Ақсүйәклирини төмүр кишәнлири билән бағлайду;
9 τοῦ ποιῆσαι ἐν αὐτοῖς κρίμα ἔγγραπτον δόξα αὕτη ἐστὶν πᾶσι τοῖς ὁσίοις αὐτοῦ
Уларниң үстигә пүтүлгән һөкүмни беҗа кәлтүриду — Униң барлиқ мөмин бәндилири мошу шәрәпкә несип болиду! Һәмдусана!