< Ἰώβ 9 >
Аюп җававән мундақ деди: —
2 ἐπ’ ἀληθείας οἶδα ὅτι οὕτως ἐστίν πῶς γὰρ ἔσται δίκαιος βροτὸς παρὰ κυρίῳ
Вай, сениңла тоғра, [дунияни] һәқиқәтән сән дегәндәк дәп билимән! Бирақ инсан балиси қандақ қилип Тәңри алдида һәққаний болалисун?
3 ἐὰν γὰρ βούληται κριθῆναι αὐτῷ οὐ μὴ ὑπακούσῃ αὐτῷ ἵνα μὴ ἀντείπῃ πρὸς ἕνα λόγον αὐτοῦ ἐκ χιλίων
Һәтта әгәр бириси униң билән дәвалишишқа петиналиса, Шу [киши] мәсилиләрниң миңдин биригиму җавап берәлмәйду.
4 σοφὸς γάρ ἐστιν διανοίᾳ κραταιός τε καὶ μέγας τίς σκληρὸς γενόμενος ἐναντίον αὐτοῦ ὑπέμεινεν
Униң қәлбидә чоңқур даналиқ бардур, У зор күч-қудрәткә егидур; Кимму Униңға қарши чиқип, жүригини том қилип, Кейин теч-аман қалған?
5 ὁ παλαιῶν ὄρη καὶ οὐκ οἴδασιν ὁ καταστρέφων αὐτὰ ὀργῇ
У тағларни ғәзивидә ғулатқанда, Уларға һеч билдүрмәйла уларни жулуп ташлайду.
6 ὁ σείων τὴν ὑπ’ οὐρανὸν ἐκ θεμελίων οἱ δὲ στῦλοι αὐτῆς σαλεύονται
У йәр-зиминни тәвритип өз орнидин қозғитиду, Шуниң билән униң түврүклири титрәп кетиду.
7 ὁ λέγων τῷ ἡλίῳ καὶ οὐκ ἀνατέλλει κατὰ δὲ ἄστρων κατασφραγίζει
У қуяшқа көтирилмә дәп сөз қилсила, у қопмайду; У [халиса] юлтузларниңму нурини печәтләп қоялайду.
8 ὁ τανύσας τὸν οὐρανὸν μόνος καὶ περιπατῶν ὡς ἐπ’ ἐδάφους ἐπὶ θαλάσσης
Асманларни кәң яйғучи пәқәт удур, У деңиз долқунлири үстигә дәссәп жүриду.
9 ὁ ποιῶν Πλειάδα καὶ ἕσπερον καὶ ἀρκτοῦρον καὶ ταμίεια νότου
У йәттә қарақчи юлтуз, Орион юлтуз түркүми вә қәлб юлтуз топини, Җәнубий юлтуз түркүмлириниму яратқан.
10 ὁ ποιῶν μεγάλα καὶ ἀνεξιχνίαστα ἔνδοξά τε καὶ ἐξαίσια ὧν οὐκ ἔστιν ἀριθμός
У һесаплиғусиз улуқ ишларни, Санап түгитәлмәйдиған карамәт ишларни қилиду.
11 ἐὰν ὑπερβῇ με οὐ μὴ ἴδω καὶ ἐὰν παρέλθῃ με οὐδ’ ὧς ἔγνων
Қара, У йенимдин өтиду, бирақ мән Уни көрмәймән; У өтүп кетиду, бирақ Уни байқалмаймән.
12 ἐὰν ἀπαλλάξῃ τίς ἀποστρέψει ἢ τίς ἐρεῖ αὐτῷ τί ἐποίησας
Мана, У елип кетиду, ким Уни Өз йолидин яндуралисун? Ким Униңдин: «Немә қиливатисән» дәп сорашқа петиналисун?
13 αὐτὸς γὰρ ἀπέστραπται ὀργήν ὑπ’ αὐτοῦ ἐκάμφθησαν κήτη τὰ ὑπ’ οὐρανόν
Тәңри ғәзивини қайтурувалмайду; Раһабниң ярдәмчилири Униң айиғиға баш егиду.
14 ἐὰν δέ μου ὑπακούσηται ἦ διακρινεῖ τὰ ῥήματά μου
Шундақ туруқлуқ, мән қандақму униңға җавап берәләйттим. Мән муназирә қилғидәк қандақ сөзләрни таллалайттим?
15 ἐάν τε γὰρ ὦ δίκαιος οὐκ εἰσακούσεταί μου τοῦ κρίματος αὐτοῦ δεηθήσομαι
Мабада мән һәққаний болсамму, Мән йәнила Униңға җавап берәлмәйттим; Мән пәқәт сотчимға илтиҗала қилалайттим.
16 ἐάν τε καλέσω καὶ ὑπακούσῃ οὐ πιστεύω ὅτι εἰσακήκοέν μου
Мән Униңға илтиҗа қилған вә У маңа җавап бәргән болсиму, Мән техи Униң садайимни аңлиғанлиғиға ишәш қилалмиған болаттим;
17 μὴ γνόφῳ με ἐκτρίψῃ πολλὰ δέ μου τὰ συντρίμματα πεποίηκεν διὰ κενῆς
У боран-чапқунлар билән мени езиду, У ярилиримни сәвәпсиз көпәйтмәкта.
18 οὐκ ἐᾷ γάρ με ἀναπνεῦσαι ἐνέπλησεν δέ με πικρίας
У маңа һәтта нәпәс елишқиму рухсәт бәрмәйду, Әксичә У маңа дәрд-әләмни жүкливәтти.
19 ὅτι μὲν γὰρ ἰσχύι κρατεῖ τίς οὖν κρίματι αὐτοῦ ἀντιστήσεται
Күч-қудрәт тоғрисида гәп қилсақ, мана, Униңдин күчлүк [йәнә башқа ким] бар? Адаләткә кәлсәк, ким Уни сотқа чақиралисун?!
20 ἐὰν γὰρ ὦ δίκαιος τὸ στόμα μου ἀσεβήσει ἐάν τε ὦ ἄμεμπτος σκολιὸς ἀποβήσομαι
Мән өзүмни ақлимақчи болсам, өз ағзим өзүмни гунаға патурар, Қосурсиз болған болсам, У йәнила мени әгир дәп бекитәр.
21 εἴτε γὰρ ἠσέβησα οὐκ οἶδα τῇ ψυχῇ πλὴν ὅτι ἀφαιρεῖταί μου ἡ ζωή
Бирақ мән әслидә ейибсиз едим. Мәйли, өзүмниң қандақ болидиғанлиғим билән пәрвайим пәләк! Өз җенимдин тойдум!
22 διὸ εἶπον μέγαν καὶ δυνάστην ἀπολλύει ὀργή
Һәммә иш охшаш екән; шуңа мән дәймәнки, У дурусларниму, яманларниму охшашла йоқитиду.
23 ὅτι φαῦλοι ἐν θανάτῳ ἐξαισίῳ ἀλλὰ δίκαιοι καταγελῶνται
Туюқсиз бешиға қаза келип өлсә, У бегуналарға қилинған бу синаққа қарап күлиду.
24 παραδέδονται γὰρ εἰς χεῖρας ἀσεβοῦς πρόσωπα κριτῶν αὐτῆς συγκαλύπτει εἰ δὲ μὴ αὐτός τίς ἐστιν
Йәр йүзи яманларниң қолиға тапшурулди; Бирақ У сотчиларниң көзлирини бу адаләтсизликни көрәлмәйдиған қилип қойиду; Мошундақ қилғучи У болмай, йәнә ким болсун?
25 ὁ δὲ βίος μού ἐστιν ἐλαφρότερος δρομέως ἀπέδρασαν καὶ οὐκ εἴδοσαν
Мениң күнлирим йәлтапанниң жүгүрүшидинму тез өтиду; Улар мәндин қечип кетиду, Уларниң һеч қандақ яхшилиғи йоқтур.
26 ἦ καὶ ἔστιν ναυσὶν ἴχνος ὁδοῦ ἢ ἀετοῦ πετομένου ζητοῦντος βοράν
Улар қомуш кемиләрдәк чапсан өтүп кетиду; Алғур бүркүт овни тутқили шуңғуғандәк тез маңиду.
27 ἐάν τε γὰρ εἴπω ἐπιλήσομαι λαλῶν συγκύψας τῷ προσώπῳ στενάξω
Әгәр: «Налә-пәрядтин тохтап, Чирайимни тутулдурмай хуш чирай болай» десәмму,
28 σείομαι πᾶσιν τοῖς μέλεσιν οἶδα γὰρ ὅτι οὐκ ἀθῷόν με ἐάσεις
Мән йәнила азаплиримниң һәммисидин қорқуп жүримән; Чүнки Сени мени бегуна һесаплимайду дәп билимән.
29 ἐπειδὴ δέ εἰμι ἀσεβής διὰ τί οὐκ ἀπέθανον
Мән һаман әйиплик адәм болсам, Мән беһудә җапа тартип немә қилай?
30 ἐὰν γὰρ ἀπολούσωμαι χιόνι καὶ ἀποκαθάρωμαι χερσὶν καθαραῖς
Һәтта қар сүйи билән жуюнуп, Қолумни шунчә пакизлиған болсамму,
31 ἱκανῶς ἐν ῥύπῳ με ἔβαψας ἐβδελύξατο δέ με ἡ στολή
Сән йәнила мени әврәзгә чөмүлдүрисәнки, Өз кийимимму мәндин нәпрәтлинидиған болиду!
32 οὐ γὰρ εἶ ἄνθρωπος κατ’ ἐμέ ᾧ ἀντικρινοῦμαι ἵνα ἔλθωμεν ὁμοθυμαδὸν εἰς κρίσιν
Чүнки У мән Униңға җавап берәлигидәк, маңа охшаш адәм әмәс. Мениң Униң билән сотта дәвалашқичилигим йоқтур.
33 εἴθε ἦν ὁ μεσίτης ἡμῶν καὶ ἐλέγχων καὶ διακούων ἀνὰ μέσον ἀμφοτέρων
Оттуримизда һәр иккимизни өз қоли билән тәң тутидиған келиштүргүчи болсиди!
34 ἀπαλλαξάτω ἀπ’ ἐμοῦ τὴν ῥάβδον ὁ δὲ φόβος αὐτοῦ μή με στροβείτω
У Өзиниң тайиғини мәндин жирақ қилсун, Униң вәһимиси мени қорқатмисун;
35 καὶ οὐ μὴ φοβηθῶ ἀλλὰ λαλήσω οὐ γὰρ οὕτω συνεπίσταμαι
Шундила мән Униңдин қорқмай сөзләләйттим; Бирақ әһвалим ундақ әмәстур!