< Βασιλειῶν Αʹ 18 >
Давут билән Саулниң сөһбити аяқлашқанда, Йонатанниң көңли Давутниң көңлигә шундақ бағландики, уни өз җенидәк сөйди.
Саул болса у күни уни өз йенида елип қелип, уни атисиниң өйигә қайтқили қоймиди.
Йонатан Давут билән әһдә қилишти; чүнки у уни өз җенидәк сөйәтти.
Йонатан учисидики тонни селип Давутқа бәрди, йәнә җәң кийимлирини, җүмлидин һәтта қиличи, оқяси вә кәмириниму униңға бәрди.
Саул Давутни нәгила әвәтсә у шу йәргә баратти, шундақла ишларни җайида қилатти. Шуниң үчүн Саул уни ләшкәрләрниң үстигә қойди. Бу иш барлиқ хәлиққә вә һәм Саулниң хизмәткарлириғиму яқти.
6 καὶ ἐξῆλθον αἱ χορεύουσαι εἰς συνάντησιν Δαυιδ ἐκ πασῶν πόλεων Ισραηλ ἐν τυμπάνοις καὶ ἐν χαρμοσύνῃ καὶ ἐν κυμβάλοις
Давут Филистийни өлтүрүп көпчилик билән янғанда Исраилниң һәммә шәһәрлиридики қиз-аяллар Саулни нахша ейтип уссул ойнап қарши алғили чиқти; улар хушлуқ ичидә дап вә үчтар билән нәғмә челишти.
7 καὶ ἐξῆρχον αἱ γυναῖκες καὶ ἔλεγον ἐπάταξεν Σαουλ ἐν χιλιάσιν αὐτοῦ καὶ Δαυιδ ἐν μυριάσιν αὐτοῦ
Қиз-аяллар нәғмә чалғанда: — Саул миңлап өлтүрди, вә Давут он миңлап өлтүрди, дәп оқушатти.
8 καὶ πονηρὸν ἐφάνη τὸ ῥῆμα ἐν ὀφθαλμοῖς Σαουλ περὶ τοῦ λόγου τούτου καὶ εἶπεν τῷ Δαυιδ ἔδωκαν τὰς μυριάδας καὶ ἐμοὶ ἔδωκαν τὰς χιλιάδας
Буни аңлап Саул наһайити хапа болди; бу сөз униң көңлигә тәгди. У: — Давутқа он миңлап һесапланди, амма маңа пәқәт миңлап һесапланди; әнди падишалиқтин башқа униңға һеч нәрсә кам әмәс, деди.
9 καὶ ἦν Σαουλ ὑποβλεπόμενος τὸν Δαυιδ ἀπὸ τῆς ἡμέρας ἐκείνης καὶ ἐπέκεινα
Шу күндин тартип Саул Давутни көзләп жүрди.
Әтиси Худа тәрипидин қабаһәтлик бир роһ Саулниң үстигә чүшти вә у өйидә қалаймиқан җөйлигили турди. Әнди Давут башқа вақиттикидәк қоли билән чилтар чалди; Саулниң қолида нәйзә бар еди.
Саул: — Давутни тамға нәйзә билән қадиветимән дәп, нәйзини атти; лекин Давут икки қетим өзини далдиға алди.
12 καὶ ἐφοβήθη Σαουλ ἀπὸ προσώπου Δαυιδ
Пәрвәрдигарниң Давут биләнла болуп, өзидин жирақлап кәткини үчүн Саул Давуттин қорқатти.
13 καὶ ἀπέστησεν αὐτὸν ἀπ’ αὐτοῦ καὶ κατέστησεν αὐτὸν ἑαυτῷ χιλίαρχον καὶ ἐξεπορεύετο καὶ εἰσεπορεύετο ἔμπροσθεν τοῦ λαοῦ
Шуниң үчүн Саул Давутни өз йенидин айрип, уни ләшкәрләргә миң беши қилип қойди; у ләшкәрләрни елип җәңгә чиқип туратти.
14 καὶ ἦν Δαυιδ ἐν πάσαις ταῖς ὁδοῖς αὐτοῦ συνίων καὶ κύριος μετ’ αὐτοῦ
Давут болса һәммә ишларни пәм билән қилатти; чүнки Пәрвәрдигар униң билән биллә еди.
15 καὶ εἶδεν Σαουλ ὡς αὐτὸς συνίει σφόδρα καὶ εὐλαβεῖτο ἀπὸ προσώπου αὐτοῦ
Саул униң пәмлик екәнлигини көрүп униңдин бәк қорқатти.
16 καὶ πᾶς Ισραηλ καὶ Ιουδας ἠγάπα τὸν Δαυιδ ὅτι αὐτὸς ἐξεπορεύετο καὶ εἰσεπορεύετο πρὸ προσώπου τοῦ λαοῦ
Амма пүткүл Исраил билән Йәһуда хәлқи Давутни сөйәтти; чүнки у уларни йетәкләп җәңгә чиқатти.
Саул Давутқа: — Мана, чоң қизим Мераб — мән уни саңа хотунлуққа бәргүм бар. Сән пәқәт хизмитимгә җан-пида болуп, Пәрвәрдигарниң җәңлиридә күрәш қилғин, деди. Чүнки Саул ичидә: — У мениң қолум билән әмәс, бәлки Филистийләрниң қоли билән йоқитилсун, дәп хиял қилған еди.
Амма Давут Саулға: — Мән ким едим, мениң атамниң җәмәти Исраил арисида немә еди, мән қандақму падишаниң күйоғли болай? — деди.
Лекин Саулниң қизи Мераб Давутқа берилидиған вақитта, у Мәһолатлиқ Адриәлгә хотунлуққа берилди.
20 καὶ ἠγάπησεν Μελχολ ἡ θυγάτηρ Σαουλ τὸν Δαυιδ καὶ ἀπηγγέλη Σαουλ καὶ ηὐθύνθη ἐν ὀφθαλμοῖς αὐτοῦ
Амма Саулниң қизи Миқалниң көңли Давутқа чүшкән еди. Башқилар буни Саулға ейтти, бу иштин Саул хуш болди.
21 καὶ εἶπεν Σαουλ δώσω αὐτὴν αὐτῷ καὶ ἔσται αὐτῷ εἰς σκάνδαλον καὶ ἦν ἐπὶ Σαουλ χεὶρ ἀλλοφύλων
Саул: — Қизимни Давутқа берәй, у униңға бир сиртмақ болуп, Филистийләрниң қолида йоқитилсун, дәп ойлиди. Шуниң билән Саул Давутқа: — Бүгүн иккинчи қетим күйоғлум болисән, деди.
22 καὶ ἐνετείλατο Σαουλ τοῖς παισὶν αὐτοῦ λέγων λαλήσατε ὑμεῖς λάθρᾳ τῷ Δαυιδ λέγοντες ἰδοὺ ὁ βασιλεὺς θέλει ἐν σοί καὶ πάντες οἱ παῖδες αὐτοῦ ἀγαπῶσίν σε καὶ σὺ ἐπιγάμβρευσον τῷ βασιλεῖ
Саул өз ғуламлириға: — Давутқа астиртин: — Мана, падиша сәндин сөйүниду, вә һәммә ғуламлири саңа амрақ. Шуниң үчүн падишаниң күйоғли болғин, дәп ейтиңлар, дәп тапилиди.
23 καὶ ἐλάλησαν οἱ παῖδες Σαουλ εἰς τὰ ὦτα Δαυιδ τὰ ῥήματα ταῦτα καὶ εἶπεν Δαυιδ εἰ κοῦφον ἐν ὀφθαλμοῖς ὑμῶν ἐπιγαμβρεῦσαι βασιλεῖ κἀγὼ ἀνὴρ ταπεινὸς καὶ οὐχὶ ἔνδοξος
Саулниң ғуламлири бу сөзләрни Давутниң қулиқиға йәткүзди. Лекин Давут: — Нәзириңларда падишаниң күйоғли болуш кичик ишму? Мән болсам бир кәмбәғәл вә әтиварсиз адәммән — деди.
24 καὶ ἀπήγγειλαν οἱ παῖδες Σαουλ αὐτῷ κατὰ τὰ ῥήματα ταῦτα ἃ ἐλάλησεν Δαυιδ
Саулниң ғуламлири Саулға Давутниң дегәнлирини өз әйни йәткүзди.
25 καὶ εἶπεν Σαουλ τάδε ἐρεῖτε τῷ Δαυιδ οὐ βούλεται ὁ βασιλεὺς ἐν δόματι ἀλλ’ ἢ ἐν ἑκατὸν ἀκροβυστίαις ἀλλοφύλων ἐκδικῆσαι εἰς ἐχθροὺς τοῦ βασιλέως καὶ Σαουλ ἐλογίσατο αὐτὸν ἐμβαλεῖν εἰς χεῖρας τῶν ἀλλοφύλων
Саул: — Силәр Давутқа: — Падиша саңа башқа тойлуқ алғузмайду, пәқәт падиша дүшмәнлиридин интиқам елиш үчүн йүз Филистийниң хәтнилигинила алиду, дәп ейтиңлар, деди (Саулниң мәхсити болса Давутни Филистийләрниң қолида йоқитиш еди).
26 καὶ ἀπαγγέλλουσιν οἱ παῖδες Σαουλ τῷ Δαυιδ τὰ ῥήματα ταῦτα καὶ εὐθύνθη ὁ λόγος ἐν ὀφθαλμοῖς Δαυιδ ἐπιγαμβρεῦσαι τῷ βασιλεῖ
Ғуламлар бу сөзләрни Давутқа йәткүзди; падишаниң күйоғли болуш Давутқа йеқип қалди. Әнди бекитилгән мөһләт тошмайла,
27 καὶ ἀνέστη Δαυιδ καὶ ἐπορεύθη αὐτὸς καὶ οἱ ἄνδρες αὐτοῦ καὶ ἐπάταξεν ἐν τοῖς ἀλλοφύλοις ἑκατὸν ἄνδρας καὶ ἀνήνεγκεν τὰς ἀκροβυστίας αὐτῶν τῷ βασιλεῖ καὶ ἐπιγαμβρεύεται τῷ βασιλεῖ καὶ δίδωσιν αὐτῷ τὴν Μελχολ θυγατέρα αὐτοῦ αὐτῷ εἰς γυναῖκα
Давут туруп өз адәмлири билән чиқип икки йүз Филистийни өлтүрди. Давут уларниң хәтнилигини кесип елип падишаниң күйоғли болуш үчүн буларниң һәммисини падишаға тапшурди. Саул қизи Миқални униңға хотунлуққа бәрди.
28 καὶ εἶδεν Σαουλ ὅτι κύριος μετὰ Δαυιδ καὶ πᾶς Ισραηλ ἠγάπα αὐτόν
Саул Пәрвәрдигарниң Давут билән биллә екәнлигини вә өз қизи Миқалниң уни сөйидиғанлиғини көрүп
29 καὶ προσέθετο εὐλαβεῖσθαι ἀπὸ Δαυιδ ἔτι
Давуттин техиму қорқти. Шуниң билән Саул үзлүксиз Давутқа дүшмән болди.
Филистийләрниң әмирлири дайим соқушқа чиқатти; амма һәр қетим чиқсила Давутниң ишлири Саулниң һәммә хизмәткарлириниңкидин мувәппәқийәтлик болатти; шуниң билән униң нами [халайиқ] тәрипидин толиму һөрмәткә сазавәр болатти.