< Προς Εβραιους 6 >
1 Διὸ ἀφέντες τὸν τῆς ἀρχῆς τοῦ Χριστοῦ λόγον ἐπὶ τὴν τελειότητα φερώμεθα, μὴ πάλιν θεμέλιον καταβαλλόμενοι μετανοίας ἀπὸ νεκρῶν ἔργων, καὶ πίστεως ἐπὶ Θεόν,
2 βαπτισμῶν διδαχῆς, ἐπιθέσεώς τε χειρῶν, ἀναστάσεώς τε νεκρῶν καὶ κρίματος αἰωνίου. (aiōnios )
Шуниң үчүн, Мәсиһ тоғрисидики дәсләпки асасий тәлимдә тохтап қалмай, — йәни қайтидин «өлүк ишлар»дин товва қилиш вә Худаға етиқат бағлаш, чөмүлдүрүлүшләр, «қол тәккүзүш», өлгәнләрниң тирилдүрүлүши вә мәңгүлүк һөкүм-сорақ тоғрисидики тәлимләрдин һул салайли дәп олтармай, мукәммәлликкә қарап маңайли. (aiōnios )
3 καὶ τοῦτο ποιήσομεν, ἐάνπερ ἐπιτρέπῃ ὁ Θεός.
Худа халиған екән, биз шундақ қилимиз.
4 ἀδύνατον γὰρ τοὺς ἅπαξ φωτισθέντας γευσαμένους τε τῆς δωρεᾶς τῆς ἐπουρανίου καὶ μετόχους γενηθέντας Πνεύματος Ἁγίου
5 καὶ καλὸν γευσαμένους Θεοῦ ῥῆμα δυνάμεις τε μέλλοντος αἰῶνος, (aiōn )
Чүнки әслидә йорутулуп, әрштики илтипаттин тетиған, Муқәддәс Роһтин несип болған, Худаниң сөз-каламиниң яхшилиғини һәм кәлгүси заманда аян қилинидиған қудрәтләрни һес қилип баққанлар әгәр йолдин чәтнигән болса, уларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс. Чүнки улар өз-өзигә қилип Худаниң Оғлини қайтидин крестләп рәсва қилмақта. (aiōn )
6 καὶ παραπεσόντας, πάλιν ἀνακαινίζειν εἰς μετάνοιαν, ἀνασταυροῦντας ἑαυτοῖς τὸν υἱὸν τοῦ Θεοῦ καὶ παραδειγματίζοντας.
7 γῆ γὰρ ἡ πιοῦσα τὸν ἐπ᾽ αὐτῆς πολλάκις ἐρχόμενον ὑετὸν καὶ τίκτουσα βοτάνην εὔθετον ἐκείνοις δι᾽ οὓς καὶ γεωργεῖται, μεταλαμβάνει εὐλογίας ἀπὸ τοῦ Θεοῦ·
Чүнки көп қетимлап өз үстигә яққан ямғур сүйини ичкән, өзидә териғучиларға мәнпәәтлик зираәтләрни өстүрүп бәргән йәр болса Худадин бәрикәт алмақта.
8 ἐκφέρουσα δὲ ἀκάνθας καὶ τριβόλους, ἀδόκιμος καὶ κατάρας ἐγγύς, ἧς τὸ τέλος εἰς καῦσιν.
Бирақ тикән вә қамғақ өстүргән болса, у әрзимәс болуп, ләнәткә йеқин болуп, ақивити көйдүрүлүштин ибарәт болиду.
9 Πεπείσμεθα δὲ περὶ ὑμῶν, ἀγαπητοί, τὰ κρείττονα καὶ ἐχόμενα σωτηρίας, εἰ καὶ οὕτω λαλοῦμεν.
Лекин әй сөйүмлүклирим, гәрчә жуқуриқи ишларни тилға алған болсақму, силәрдә буниңдинму әвзәл ишлар, шундақла ниҗатлиқниң елип баридиған ишлири бар дәп қайил болдуқ.
10 οὐ γὰρ ἄδικος ὁ Θεὸς ἐπιλαθέσθαι τοῦ ἔργου ὑμῶν καὶ τοῦ κόπου τῆς ἀγάπης ἧς ἐνεδείξασθε εἰς τὸ ὄνομα αὐτοῦ, διακονήσαντες τοῖς ἁγίοις καὶ διακονοῦντες.
Чүнки Худа қилған әмәллириңларни вә Униң муқәддәс бәндилиригә қилған вә һазирму қиливатқан хизмитиңлар арқилиқ Униң нами үчүн көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтуп қалидиған адаләтсизләрдин әмәс.
11 ἐπιθυμοῦμεν δὲ ἕκαστον ὑμῶν τὴν αὐτὴν ἐνδείκνυσθαι σπουδὴν πρὸς τὴν πληροφορίαν τῆς ἐλπίδος ἄχρι τέλους,
Амма силәрниң үмүтүңларниң толуқ җәзм-хатирҗәмлик билән болуши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларға интизармиз;
12 ἵνα μὴ νωθροὶ γένησθε, μιμηταὶ δὲ τῶν διὰ πίστεως καὶ μακροθυμίας κληρονομούντων τὰς ἐπαγγελίας.
шундақла сөрәлмиләрдин болмай, бәлки етиқат вә сәвирчанлиқ арқилиқ Худаниң вәдилиригә варислиқ қилғанларни үлгә қилидиғанлардин болғайсиләр.
13 Τῷ γὰρ Ἀβραὰμ ἐπαγγειλάμενος ὁ Θεός, ἐπεὶ κατ᾽ οὐδενὸς εἶχε μείζονος ὀμόσαι, ὤμοσε καθ᾽ ἑαυτοῦ,
Чүнки Худа Ибраһимға вәдә қилғанда, Өзидин үстүн туридиған һеч ким болмиғачқа, Өзи билән қәсәм қилип:
14 λέγων· ἦ μὴν εὐλογῶν εὐλογήσω σε καὶ πληθύνων πληθυνῶ σε·
«Саңа чоқум бәхит ата қилимән, сени чоқум көпәйтип беримән» — деди.
15 καὶ οὕτω μακροθυμήσας ἐπέτυχε τῆς ἐπαγγελίας.
Шуниң билән, [Ибраһим] узун вақит сәвир-тақәт билән күтүп, Худаниң вәдисигә еришти.
16 ἄνθρωποι μὲν γὰρ κατὰ τοῦ μείζονος ὀμνύουσι, καὶ πάσης αὐτοῖς ἀντιλογίας πέρας εἰς βεβαίωσιν ὁ ὅρκος·
Чүнки инсанлар өзлиридин үстүн туридиған бирини тилға елип қәсәм қилиду; уларниң арисида қәсәм испат-тәстиқ һесаплинип, һәр хил талаш-тартишларға хатимә бериду.
17 ἐν ᾧ περισσότερον βουλόμενος ὁ Θεὸς ἐπιδεῖξαι τοῖς κληρονόμοις τῆς ἐπαγγελίας τὸ ἀμετάθετον τῆς βουλῆς αὐτοῦ, ἐμεσίτευσεν ὅρκῳ,
Шуниңдәк Худа, Өз вәдисигә варислиқ қилғанларға Өз нишан-мәхситиниң өзгәрмәйдиғанлиғини техиму очуқрақ билдүрүш үчүн, қәсәм қилип вәдә бәрди.
18 ἵνα διὰ δύο πραγμάτων ἀμεταθέτων, ἐν οἷς ἀδύνατον ψεύσασθαι Θεόν, ἰσχυρὰν παράκλησιν ἔχωμεν οἱ καταφυγόντες κρατῆσαι τῆς προκειμένης ἐλπίδος·
Шуниң билән қәтъий өзгәрмәс икки иш арқилиқ, көз алдимизда қоюлған үмүтни чиң тутуш үчүн [һалакәттин] өзимизни қачуруп уни башпанаһ қилған бизләр күчлүк риғбәт-илһамға еришәләймиз (бу икки ишта Худаниң ялған ейтиши қәтъий мүмкин әмәс, әлвәттә).
19 ἣν ὡς ἄγκυραν ἔχομεν τῆς ψυχῆς ἀσφαλῆ τε καὶ βεβαίαν καὶ εἰσερχομένην εἰς τὸ ἐσώτερον τοῦ καταπετάσματος,
Бу үмүт җенимизға чиң бағланған кемә ләңгиридәк шүбһисиз һәм мустәһкәм болуп, [әрштики] ибадәтханиниң [ички] пәрдисидин өтүп бизни шу йәргә туташтуриду.
20 ὅπου πρόδρομος ὑπὲρ ἡμῶν εἰσῆλθεν Ἰησοῦς, κατὰ τὴν τάξιν Μελχισεδὲκ ἀρχιερεὺς γενόμενος εἰς τὸν αἰῶνα. (aiōn )
У йәргә биз үчүн йол ечип маңғучи Әйса биздин авал киргән болуп, Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә мәңгүлүк тайинланған Баш Каһин болди. (aiōn )