< Προς Κολοσσαεις 1 >
1 παυλος αποστολος ιησου χριστου δια θεληματος θεου και τιμοθεος ο αδελφος
Худаниң ирадиси билән Мәсиһ Әйсаниң расули болған мәнки Павлустин вә қериндаш Тимотийдин, Колосси шәһиридә туруватқан муқәддәс бәндиләргә, йәни садиқ қериндашларға салам! Худа Атимиздин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик силәргә болғай!
2 τοις εν κολασσαις αγιοις και πιστοις αδελφοις εν χριστω χαρις υμιν και ειρηνη απο θεου πατρος ημων και κυριου ιησου χριστου
3 ευχαριστουμεν τω θεω και πατρι του κυριου ημων ιησου χριστου παντοτε περι υμων προσευχομενοι
Биз Мәсиһ Әйсаға бағлиған етиқатиңлар вә барлиқ муқәддәс бәндиләргә бағлиған муһәббитиңлар тоғрилиқ аңлиғандин кейин, силәр үчүн дуа қилғинимизда силәр үчүн әршләрдә сақлақлиқ үмүт түпәйлидин Рәб Әйса Мәсиһниң Худа-Атисиға үзлүксиз рәхмәт ейтимиз;
4 ακουσαντες την πιστιν υμων εν χριστω ιησου και την αγαπην την εις παντας τους αγιους
5 δια την ελπιδα την αποκειμενην υμιν εν τοις ουρανοις ην προηκουσατε εν τω λογω της αληθειας του ευαγγελιου
Силәр илгири бу үмүт тоғрисида хуш хәвәрдики һәқиқәт сөзлири арқилиқ аңлиғансиләр;
6 του παροντος εις υμας καθως και εν παντι τω κοσμω και εστιν καρποφορουμενον [και αυξανομενον] καθως και εν υμιν αφ ης ημερας ηκουσατε και επεγνωτε την χαριν του θεου εν αληθεια
бу хуш хәвәр пүткүл җаһанға йетип келип мевә берип көпәймәкта, шундақла силәргиму йетип келип, силәр уни аңлап Худаниң меһри-шәпқитини һәқиқәтән билип йәткән биринчи күндин башлап у силәрдиму мевә берип көпийип бармақта;
7 καθως και εμαθετε απο επαφρα του αγαπητου συνδουλου ημων ος εστιν πιστος υπερ υμων διακονος του χριστου
силәр хуш хәвәрни сөйүмлүк ишдишимиз Әпафрастин үгәнгәнсиләр; у ярдимиздә Мәсиһниң садиқ хизмәтчисидур;
8 ο και δηλωσας ημιν την υμων αγαπην εν πνευματι
у бизгә силәрниң Роһта болған муһәббитиңларни аян қилди.
9 δια τουτο και ημεις αφ ης ημερας ηκουσαμεν ου παυομεθα υπερ υμων προσευχομενοι και αιτουμενοι ινα πληρωθητε την επιγνωσιν του θεληματος αυτου εν παση σοφια και συνεσει πνευματικη
Бу сәвәптин бизму буниң тоғрисида аңлиған күндин башлап силәр үчүн дуа қилип илтиҗа қилишни тохтатмидуқ; тиләйдиғинимиз шуки, Худаниң ирадиси һәртәрәплик даналиқ вә роһий йорутулуш билән силәрдә толуқ билдүрүлсун.
10 περιπατησαι υμας αξιως του κυριου εις πασαν αρεσκειαν εν παντι εργω αγαθω καρποφορουντες και αυξανομενοι εις την επιγνωσιν του θεου
Шундақ болғанда силәр Рәбгә лайиқ һалда һәртәрәптә Худани хурсән қилип, һәр қандақ гөзәл ишларда мевә бәргәндә, Худани һәқиқий билишиңлар арқилиқ өсүп йетилисиләр;
11 εν παση δυναμει δυναμουμενοι κατα το κρατος της δοξης αυτου εις πασαν υπομονην και μακροθυμιαν μετα χαρας
бизни муқәддәс бәндиләрниң йоруқлуқта болған мирасиға муйәссәр болушқа лайиқ қилған Атиға тәшәккүр ейтип, Униң шан-шәрәплик қудрити бойичә һәртәрәплик күч билән һәр ишларда шатлиққа толуп чидамлиқ вә сәвир-тақәтлик болушқа күчләндүрүлисиләр.
12 ευχαριστουντες τω πατρι τω ικανωσαντι ημας εις την μεριδα του κληρου των αγιων εν τω φωτι
13 ος ερρυσατο ημας εκ της εξουσιας του σκοτους και μετεστησεν εις την βασιλειαν του υιου της αγαπης αυτου
У бизни қараңғулуқниң һөкүмранлиғидин азат қилип, сөйгән Оғлиниң падишалиғиға йөткәп қойди;
14 εν ω εχομεν την απολυτρωσιν [δια του αιματος αυτου] την αφεσιν των αμαρτιων
Униңда һөрлүк-азатлиққа, йәни гуналиримиздин кәчүрүмгә муйәссәр болдуқ.
15 ος εστιν εικων του θεου του αορατου πρωτοτοκος πασης κτισεως
У болса көрүнмәс Худаниң сүрәт-образидур, пүткүл каинаттики тунҗидур;
16 οτι εν αυτω εκτισθη τα παντα τα εν τοις ουρανοις και τα επι της γης τα ορατα και τα αορατα ειτε θρονοι ειτε κυριοτητες ειτε αρχαι ειτε εξουσιαι τα παντα δι αυτου και εις αυτον εκτισται
чүнки Униңда барлиқ мәвҗудатлар, асмандики болсун, зиминдики болсун, көрүнидиған болсун, көрүнмәс болсун, мәйли тәхтләр, ғоҗайинлар, һөкүмранлиқлар, һоқуқдарлар болсун, барлиқ һәммә Униң тәрипидин вә Униң үчүн яритилғандур.
17 και αυτος εστιν προ παντων και τα παντα εν αυτω συνεστηκεν
У һәммидин бурундур, вә һәммә мәвҗудатлар Униңда бир-биригә бағлинип турмақта;
18 και αυτος εστιν η κεφαλη του σωματος της εκκλησιας ος εστιν αρχη πρωτοτοκος εκ των νεκρων ινα γενηται εν πασιν αυτος πρωτευων
У йәнә тәнниң, йәни җамаәтниң бешидур; у башлиништур, өлгәнләрдин тунҗа болуп тирилгүчидур; буниңдики мәхсәт, Униң пүткүл мәвҗудатлар ичидә һәр җәһәттин әң үстүн орунда туруши үчүндур.
19 οτι εν αυτω ευδοκησεν παν το πληρωμα κατοικησαι
Чүнки Худа Өзиниң мукәммәл җәвһирини Униңда турғузушқа,
20 και δι αυτου αποκαταλλαξαι τα παντα εις αυτον ειρηνοποιησας δια του αιματος του σταυρου αυτου δι αυτου ειτε τα επι της γης ειτε τα επι τοις ουρανοις
вә Униң арқилиқ барлиқ мәвҗудатларни Өзи билән әпләштүрүшкә лайиқ көргән еди, йәни, Униң кресттә төкүлгән қени арқилиқ енақлиқ елип кәлгәндин кейин, — У арқилиқ мәйли зиминда болсун, әршләрдә болсун барлиқ мәвҗудатларни Өзи билән әпләштүрүшкә лайиқ көргән еди;
21 και υμας ποτε οντας απηλλοτριωμενους και εχθρους τη διανοια εν τοις εργοις τοις πονηροις νυνι δε αποκατηλλαξεν
вә әслидә рәзил әмәллириңлар түпәйлидин Өзигә ят қилинған, көңлүңларда дүшмәнлик болған силәрниму, У Өз әтлик тенидә өлүм арқилиқ Өзигә пак-муқәддәс, әйипсиз вә дағсиз һазир қилиш үчүн Өзи билән әп қилған
22 εν τω σωματι της σαρκος αυτου δια του θανατου παραστησαι υμας αγιους και αμωμους και ανεγκλητους κατενωπιον αυτου
23 ειγε επιμενετε τη πιστει τεθεμελιωμενοι και εδραιοι και μη μετακινουμενοι απο της ελπιδος του ευαγγελιου ου ηκουσατε του κηρυχθεντος εν παση τη κτισει τη υπο τον ουρανον ου εγενομην εγω παυλος διακονος
(әгәр силәр етиқатта һул селинип мустәһкәм туруп, хуш хәвәрдики үмүттин нери қилинмисаңлар); бу хуш хәвәр пүткүл асман астидики каинатта җакаланған; мәнки Павлус Униңға хизмәтчи қилиндим.
24 νυν χαιρω εν τοις παθημασιν υπερ υμων και ανταναπληρω τα υστερηματα των θλιψεων του χριστου εν τη σαρκι μου υπερ του σωματος αυτου ο εστιν η εκκλησια
Әнди мән силәр үчүн тартқан җапалирим үчүн шатлинимән, вә шуниңдәк Мәсиһниң җапалирида кам болғанлирини өз әтлиримдә Униң тени, йәни җамаәт үчүн толуқлаймән;
25 ης εγενομην εγω διακονος κατα την οικονομιαν του θεου την δοθεισαν μοι εις υμας πληρωσαι τον λογον του θεου
мән [җамаәт] үчүн Худаниң сөз-каламиға әмәл қилиш үчүн Униң маңа силәрни дәп тапшурған ғоҗидарлиғи бойичә хизмәтчи қилиндим;
26 το μυστηριον το αποκεκρυμμενον απο των αιωνων και απο των γενεων νυνι δε εφανερωθη τοις αγιοις αυτου (aiōn )
бу сөз-каламидики сир барлиқ әсирләрдин вә дәвирләрдин йошурун тутулған, амма һазир муқәддәс бәндилиригә ашкариланди; (aiōn )
27 οις ηθελησεν ο θεος γνωρισαι τι το πλουτος της δοξης του μυστηριου τουτου εν τοις εθνεσιν ος εστιν χριστος εν υμιν η ελπις της δοξης
чүнки Худа уларға әлләр арисида әмәлгә ашурулуватқан бу сирниң шәрәплик байлиқлирини билдүрүшни халиди; бу сир болса шан-шәрәпкә елип барғучи үмүт болған, силәрдә туруватқан Мәсиһниң Өзидур.
28 ον ημεις καταγγελλομεν νουθετουντες παντα ανθρωπον και διδασκοντες παντα ανθρωπον εν παση σοφια ινα παραστησωμεν παντα ανθρωπον τελειον εν χριστω ιησου
Биз уни җакалаймиз, һәр бир адәмни Мәсиһдә камаләткә йәткән һалда Худа алдида һазир қилиш үчүн барлиқ даналиқ билән һәр бир адәмгә җекиләймиз, һәр бир адәмгә тәлим беримиз.
29 εις ο και κοπιω αγωνιζομενος κατα την ενεργειαν αυτου την ενεργουμενην εν εμοι εν δυναμει
Мән шуниңға интилип, Униң вуҗудумда ишлигини бойичә күрәш қилип җапа тартимән; Униң вуҗудумда ишлигини дәрвәқә толиму зордур.