< Προς Κορινθιους Β΄ 7 >
1 ταυτας ουν εχοντες τας επαγγελιας αγαπητοι καθαρισωμεν εαυτους απο παντος μολυσμου σαρκος και πνευματος επιτελουντες αγιωσυνην εν φοβω θεου
Әнди бу вәдиләргә муйәссәр болғандин кейин, и сөйүмлүкләр, өзимизни әтләрдики һәм роһтики һәр хил паскинилиқтин тазилап, Худаниң қорқунучида өзимиздә [аян қилинған] пак-муқәддәсликни камаләткә йәткүзәйли.
2 χωρησατε ημας ουδενα ηδικησαμεν ουδενα εφθειραμεν ουδενα επλεονεκτησαμεν
Бизни қобул қилғайсиләр! Биз һеч кимгә зиян-зәхмәт йәткүзмидуқ, һеч кимни набут қилмидуқ, һеч кимдин пайдиланмидуқ.
3 ου προς κατακρισιν λεγω προειρηκα γαρ οτι εν ταις καρδιαις ημων εστε εις το συναποθανειν και συζην
Мошуларни дәп, силәрни әйиплимәкчи әмәсмән; чүнки мән жуқурида ейтқинимдәк, силәр қәлбимиздидурсиләрки, биз силәр билән биллә өлүшкә, силәр билән биллә яшашқа тәйярмиз.
4 πολλη μοι παρρησια προς υμας πολλη μοι καυχησις υπερ υμων πεπληρωμαι τη παρακλησει υπερπερισσευομαι τη χαρα επι παση τη θλιψει ημων
Силәргә бағлиған ишәшим зор, силәрдин болған пәхрим зор; шуниң үчүн риғбәт-тәсәллигә толдурулдум, барлиқ җапа-мүшкүлчиликлиримиздә хошаллиғим ешип ташти.
5 και γαρ ελθοντων ημων εις μακεδονιαν ουδεμιαν εσχηκεν ανεσιν η σαρξ ημων αλλ εν παντι θλιβομενοι εξωθεν μαχαι εσωθεν φοβοι
Чүнки бәрһәқ, Македонийәгә киргинимиздиму әтлиримиз һеч арам тапалмай, һәртәрәптин қисилип қалдуқ; сиртимизда җедәл-күрәшләр, ичимиздә қорқунучлар бар еди.
6 αλλ ο παρακαλων τους ταπεινους παρεκαλεσεν ημας ο θεος εν τη παρουσια τιτου
Амма чүшкүнләргә риғбәт-тәсәлли бәргүчи Худа бизгә Титусниң келиши арқилиқ риғбәт-тәсәлли бәрди;
7 ου μονον δε εν τη παρουσια αυτου αλλα και εν τη παρακλησει η παρεκληθη εφ υμιν αναγγελλων ημιν την υμων επιποθησιν τον υμων οδυρμον τον υμων ζηλον υπερ εμου ωστε με μαλλον χαρηναι
тапқан риғбәт-тәсәллимиз пәқәт униң келиши арқилиқла әмәс, бәлки униң силәрдин тапқан риғбәт-тәсәллиси арқилиқму болди; чүнки у силәрниң [бизгә] зариқип тәлмүргиниңларни, силәрниң һәсритиңларни, силәрниң маңа болған қизғин ғәмхорлуғуңларни ейтип бәрди; шуниң билән мән техиму хошалландим.
8 οτι ει και ελυπησα υμας εν τη επιστολη ου μεταμελομαι ει και μετεμελομην βλεπω γαρ οτι η επιστολη εκεινη ει και προς ωραν ελυπησεν υμας
Чүнки гәрчә мән силәрни хетим билән азаплиған болсамму, мән һазир униңдин пушайман қилмаймән; лекин әслидә мән шу хетимниң силәрни азаплиғинини көрүп пушайман қилған едим (әмәлийәттә, силәрниң азаплинишиңлар қисқиғинә бир мәзгилла болған).
9 νυν χαιρω ουχ οτι ελυπηθητε αλλ οτι ελυπηθητε εις μετανοιαν ελυπηθητε γαρ κατα θεον ινα εν μηδενι ζημιωθητε εξ ημων
Амма һазир шатлинимән — азапланғиниңлардин әмәс, бәлки шу азапниң силәрни товва қилдурғанлиғидин шатлинимән; чүнки силәрниң азаплинишиңлар Худаниң йолида еди; шуниң билән силәр биздин һеч зиян тартмидиңлар.
10 η γαρ κατα θεον λυπη μετανοιαν εις σωτηριαν αμεταμελητον κατεργαζεται η δε του κοσμου λυπη θανατον κατεργαζεται
Чүнки Худаниң йолида болған азап-қайғу адәмни һәргиз пушайман қилмайдиған ниҗатқа башлайдиған товиға елип бариду; амма бу дуниядики азап-қайғу адәмни өлүмгә елип бариду.
11 ιδου γαρ αυτο τουτο το κατα θεον λυπηθηναι υμας ποσην κατειργασατο υμιν σπουδην αλλα απολογιαν αλλα αγανακτησιν αλλα φοβον αλλα επιποθησιν αλλα ζηλον αλλα εκδικησιν εν παντι συνεστησατε εαυτους αγνους ειναι εν τω πραγματι
Чүнки мана, дәл мошу иш, йәни Худаниң йолида азаплинишиңлар, силәргә шунчә көп әстайидиллиқ, өзлириңларни әйиптин нәқәдәр халас қилиш, шунчә көп ғәзәп, шунчә көп қорқунуч, шунчә көп тәқәззарлиқ, шунчә көп қизғинлиқ вә җазалашқа шунчә тәйяр болушни елип кәлди! Силәр бу ишниң һәр тәрипидә өзүңларниң әйиптин халас болушуңларни испатлидиңлар.
12 αρα ει και εγραψα υμιν ουχ εινεκεν του αδικησαντος ουδε εινεκεν του αδικηθεντος αλλ εινεκεν του φανερωθηναι την σπουδην υμων την υπερ ημων προς υμας ενωπιον του θεου
Әнди силәргә [шу] хәтни язған болсамму, у хәтни зиян-зәхмәт қилғучи киши үчүн әмәс, яки зиян-зәхмәт қилинғучи киши үчүн әмәс, бәлки Худа алдида бизгә болған көңлүңлардики қизғинлиқниң араңларда аян болуши үчүн яздим.
13 δια τουτο παρακεκλημεθα επι δε τη παρακλησει υμων περισσοτερως μαλλον εχαρημεν επι τη χαρα τιτου οτι αναπεπαυται το πνευμα αυτου απο παντων υμων
Бу сәвәптин биз риғбәт-тәсәллигә ериштуқ. Вә риғбәт-тәссәллимиз үстигә биз Титусниң хошаллиғи түпәйлидин техиму зор шатландуқ; чүнки униң роһи силәр тәрипиңлардин йеңиланди.
14 οτι ει τι αυτω υπερ υμων κεκαυχημαι ου κατησχυνθην αλλ ως παντα εν αληθεια ελαλησαμεν υμιν ουτως και η καυχησις ημων η επι τιτου αληθεια εγενηθη
Чүнки мән силәр тоғраңларда бирәр ишта пәхирлинип махтиған болсам, у ишта һеч хиҗил қалдурулмидим; бәлки силәргә ейтқанлиримизниң һәммиси һәқиқәт болғинидәк, бизниң Титусқа силәрни пәхирлинип махтишимизму һәқиқәт болуп испатланди.
15 και τα σπλαγχνα αυτου περισσοτερως εις υμας εστιν αναμιμνησκομενου την παντων υμων υπακοην ως μετα φοβου και τρομου εδεξασθε αυτον
У силәрниң итаәтмәнлигиңларни, силәрниң униңдин қандақ әймәнгән вә титригән һалда уни қарши алғиниңларни әслигинидә, униң силәргә бағлиған ич-бағридики муһәббәтлири техиму ешип ташиду.
16 χαιρω οτι εν παντι θαρρω εν υμιν
Мән силәргә һәр бир ишта ишәшим камил болғанлиғидин шатлинимән.