< Προς Κορινθιους Α΄ 2 >

1 καγω ελθων προς υμας αδελφοι ηλθον ου καθ υπεροχην λογου η σοφιας καταγγελλων υμιν το μαρτυριον του θεου
Мән болсам, и қериндашлар, йениңларға барғинимда, Худаниң гувалиқини җакалаш үчүн һеч гәпданлиқ яки әқил-даналиқ ишлитип кәлгән әмәсмән;
2 ου γαρ εκρινα του ειδεναι τι εν υμιν ει μη ιησουν χριστον και τουτον εσταυρωμενον
чүнки мән араңларда Әйса Мәсиһдин башқа, йәни крестләнгән Мәсиһдин башқа һеч немини билмәсликкә бәл бағлиған едим;
3 και εγω εν ασθενεια και εν φοβω και εν τρομω πολλω εγενομην προς υμας
мән араңларда болған вақтимда аҗизлиқта, қорқунучта вә титригән һаләттә болаттим;
4 και ο λογος μου και το κηρυγμα μου ουκ εν πειθοις ανθρωπινης σοφιας λογοις αλλ εν αποδειξει πνευματος και δυναμεως
мениң сөзлирим һәм җакалишим болса адәмни қайил қилғидәк инсаний даналиқ сөзләр билән әмәс, бәлки Роһниң аламәт көрситишлири вә күч-қудрәт билән болған еди.
5 ινα η πιστις υμων μη η εν σοφια ανθρωπων αλλ εν δυναμει θεου
Буниңдин мәхсәт силәрниң етиқатиңлар инсаний даналиққа әмәс, бәлки Худаниң күч-қудритигә бағлансун дегәндин ибарәт еди.
6 σοφιαν δε λαλουμεν εν τοις τελειοις σοφιαν δε ου του αιωνος τουτου ουδε των αρχοντων του αιωνος τουτου των καταργουμενων (aiōn g165)
Һалбуки, камаләткә йәткәнләр арисида биз даналиқни баян қилимиз; бу даналиқ бу дәвирдики даналиқ әмәс, яки бу дәвирдики һөкүмранларниң даналиғи әмәс (улар заваллиққа йүз тутқандур); (aiōn g165)
7 αλλα λαλουμεν σοφιαν θεου εν μυστηριω την αποκεκρυμμενην ην προωρισεν ο θεος προ των αιωνων εις δοξαν ημων (aiōn g165)
амма биз бир сирни ашкарилап, Худаниң бир даналиқини баян қилимиз; Худа әслидә ашкарә қилинмиған бу даналиқни барлиқ дәвирләрдин бурун бизниң шан-шәрәпкә муйәссәр болушимиз үчүн бекиткән еди. (aiōn g165)
8 ην ουδεις των αρχοντων του αιωνος τουτου εγνωκεν ει γαρ εγνωσαν ουκ αν τον κυριον της δοξης εσταυρωσαν (aiōn g165)
Бу даналиқни бу дәвирдики һөкүмранларниң һеч қайсиси чүшинип йәтмигән еди; уни чүшинип йәткән болса, шан-шәрәпниң Егиси болған Рәбни крестлимигән болатти. (aiōn g165)
9 αλλα καθως γεγραπται α οφθαλμος ουκ ειδεν και ους ουκ ηκουσεν και επι καρδιαν ανθρωπου ουκ ανεβη α ητοιμασεν ο θεος τοις αγαπωσιν αυτον
Һалбуки, [Тәвратта] пүтүлгәнндәк: — «Өзини сөйгәнләргә Худаниң тәйярлиғанлири — Дәл һеч қандақ көз көрмигән, Һеч қандақ қулақ аңлимиған, Һеч қандақ көңүл ойлап бақмиған нәрсиләрдур».
10 ημιν δε ο θεος απεκαλυψεν δια του πνευματος αυτου το γαρ πνευμα παντα ερευνα και τα βαθη του θεου
Амма бу нәрсиләрни Худа Роһи арқилиқ аян қилди; чүнки Роһ болса һәммә ишларни, һәтта Худаниң чоңқур тәглирини инчикиләп излигүчидур;
11 τις γαρ οιδεν ανθρωπων τα του ανθρωπου ει μη το πνευμα του ανθρωπου το εν αυτω ουτως και τα του θεου ουδεις οιδεν ει μη το πνευμα του θεου
Чүнки инсанларда, инсанниң көңлидикини билгүчи шу инсанниң роһидин башқа нәрсә барму? Шуниңға охшаш, Худаниң Роһидин башқа, Худаниң көңлидикилирини билгүчи йоқтур.
12 ημεις δε ου το πνευμα του κοσμου ελαβομεν αλλα το πνευμα το εκ του θεου ινα ειδωμεν τα υπο του θεου χαρισθεντα ημιν
Амма бизниң қобул қилғинимиз болса бу дуниядики роһ әмәс, бәлки Худадин кәлгән Роһтур; дәл шундақ болғачқа биз Худа тәрипидин бизгә сехийлиқ билән ата қилинған нәрсиләрни билип йетәләймиз.
13 α και λαλουμεν ουκ εν διδακτοις ανθρωπινης σοφιας λογοις αλλ εν διδακτοις πνευματος αγιου πνευματικοις πνευματικα συγκρινοντες
Бу иш-шәйиләрни инсаний даналиқтин үгитилгән сөзләр билән әмәс, бәлки [Муқәддәс] Роһтин үгитилгән сөзләр билән, роһий ишларни роһий сөзләр билән чүшәндүрүп сөзләймиз.
14 ψυχικος δε ανθρωπος ου δεχεται τα του πνευματος του θεου μωρια γαρ αυτω εστιν και ου δυναται γνωναι οτι πνευματικως ανακρινεται
Амма «җанға тәвә» киши Худаниң Роһиниң ишлирини қобул қилмайду, чүнки бу ишлар униңға нисбәтән әхмиқаниликтур; у уларни һеч чүшинип йетәлмәйду, чүнки улар роһ билән пәриқ етилип баһалиниши керәктур.
15 ο δε πνευματικος ανακρινει μεν παντα αυτος δε υπ ουδενος ανακρινεται
Роһқа тәвә киши һәммә ишларға баһа берәләйду; амма униңға болса һеч ким баһа берәлмәйду.
16 τις γαρ εγνω νουν κυριου ος συμβιβασει αυτον ημεις δε νουν χριστου εχομεν
Чүнки ким Рәбниң ой-көңлини чүшинип йетип, Униңға мәслиһәтчи болалисун? Амма биз болсақ Мәсиһниң ой-көңлигә егимиз.

< Προς Κορινθιους Α΄ 2 >