< Maka 6 >

1 Jesu den ñani li kani ki guani odandogu nni ohuadikaaba den yegi leni o.
У у йәрдин кетип, өз жутиға кәлди. Униң мухлислириму униңға әгишип барди.
2 Mi fuodima daali, n den pundi o den bangi niba UTienu dieguni, yaa niba nden gbadi obangima kuli li den pakiba, ke bi tua li naabonla ñani le yo? o baa mi naa yanfuoma le yo? o tieni lede yo ki tiendi mi naa banciama leni nii,
Шабат күни кәлгәндә, у синагогда тәлим беришкә киришти. Тәлимини аңлиғанлардин көп адәм интайин һәйран болушуп: — Бу адәм буларға нәдин еришкәнду? Униңға мошундақ даналиқ қандақ берилгән? Униң қолида мошундақ мөҗизиләр қандақ яритилидиғанду?
3 o kpagikpielo kaa? maliyama bi jua kaa? jaka, leni jose, juda leni simono ciamo kaa? o na taanbonpola ka ye ti siiga nne? o den tie bi po tungbali bonla.
У һелиқи яғаччи әмәсму, Мәрйәмниң оғли, шундақла Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симонларниң акисиғу? Униң сиңиллириму бу йәрдә аримизда туруватмамду? — дейишти. Шуниң билән улар униңға һәсәт-бизарлиқ билән қариди.
4 Ama Jesu den yedi ba bi kan fali sawalipualo kali odandoguni, o niba siiga leni odiegu nni.
Шуниң билән Әйса уларға: — Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути, өз уруқ-туққанлири арисида вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду, — деди.
5 wa den tieni likani banciamab ba kuli, ama o den sii ki paagi yiama waamu bebe.
Шуниң билән қоллирини бир қанчә бемарниң үстигә тәккүзүп, уларни сақайтқандин башқа, шу йәрдә у һеч қандақ мөҗизә яриталмиди.
6 li den paki o leni bi pajaugima po. Jesu den caa ya koajaana n den gaani ki lindi ki tiedi obangima.
Вә у уларниң иман-ишәшсизлигидин һәйран қалди.
7 Lani oden yini piiga nhoadikayabalie, ki soaniba ki puniba upaalu ban yaa deli acicibiada,
Андин у әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим бәрди. У он иккиләнни йениға чақирди вә [хәлиқ арисиға] икки-иккидин әвәтишкә башлиди. У уларға напак роһларни һайдаш һоқуқини бәрди;
8 o den yedi ke ban n da taa li bali kuli li sancenli po liyaa ki tie jianu yaa ka, ki da taa jiema, ki da taa boagili, ki da taa ligi bi huuni nni.
вә уларға: — Сәпәрдә йениңларға һасидин башқа нәрсә еливалмаңлар, нә хурҗун нә нан еливалмаңлар, бәлваққа пулму салмаңлар,
9 ki da taa cacaadi, ki da taa liadmulie.
путуңларға кәшләрни кийиңлар, бирақ икки йәктәк кийивалмаңлар, — дәп тапилиди.
10 O den yedi ba: Yi ya kua yaa dieguni yin yaa ye laani hali yin baan ña laa dogu nni yaa daali,
У йәнә: — [Бир жутқа барғиниңларда], кимниң өйигә [қобул қилинип] кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар.
11 naa n kani ke baa ga yi cangu, yi yaa ña lienni yin yoagi ba yi taa tama lan tua bi po siedi.
Қайси йәрдикиләр силәрни қобул қилмиса, шундақла сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.
12 Bi den gedi ki ban wangi mi palebidima maama.
Шуниң билән улар йолға чиқип, кишиләрни гуналириға товва қилишқа җар селип үндиди.
13 Bi den deli acicibiada boncianla, ki suogi ayiama boncianla mi kpama ki paagiba.
Улар нурғун җинларни һайдиди, нурғун бемарларни зәйтун мейи билән мәсиһ қилип сақайтти.
14 Obado elodo den gbadi ke bi maadi Jesu maama ki kpiagidi o, oden yedi jan babitisi nfii bi tinkpiba siiga, lani teni ke otiedi mi bancianma.
Униң нами мәшһур болғачқа, Һерод падиша униң һәққидә аңлап: «Бу адәм [чоқум] өлүмдин тирилгән Чөмүлдүргүчи Йәһядур. Шуниң үчүн мошу алаһидә қудрәтләр униңда күчини көрситиду» дәйтти.
15 Bi tianba mo den yedi elia yo, bi tianba mo den yedi bi sawali puaba siiga yendo.
Башқилар: «У Иляс [пәйғәмбәр]» десә, йәнә бәзиләр: «Бурунқи пәйғәмбәрләрдәк бир пәйғәмбәр болса керәк» дейишәтти.
16 Ama elodo n den gbadi ki yedi: Jan min den jia yua yuli yeni wani n fii.
Бирақ буларни аңлиған Һерод: — Мән каллисини алған Йәһяниң өзи шу — у өлүмдин тирилипту! — деди.
17 Kelima wani Elodo, oba den cuo jan ki luoni o li kadieli nni, kelima oden taa owaalo filipi pua alodiasa.
Һеродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у [өгәй] акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин адәм әвәтип Йәһяни тутуп, зинданға ташлиған еди. Чүнки у шу аял билән никаһланған еди; Йәһя Һеродқа [тәнбиһ берип]: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилап» дәп қайта-қайта дегән еди.
18 Jan den tua o laa hani, han taa awaalo pua ki tieni apua.
19 Elodiasa pali den be jan po ke obua ki kpa o. Ama okan den fidi.
Шуниң үчүн Һеродийә Йәһяға адавәт сақлайтти; уни өлтүрмәкчи болған болсиму, лекин шундақ қилалмайтти.
20 Kelima elodo den jie jan ki bani ke otie niteginkoa ki go gagidi; o den gu o, o yaa den gbadi jan tundi o yama den yagini, ama baa yeni oden cengi o leni li pamanli.
Чүнки Һерод Йәһяни диянәтлик вә муқәддәс адәм дәп билип, униңдин қорқатти, шуңлашқа уни қоғдайтти; у униң сөзлирини аңлиған чағлирида алақзадә болуп кетәтти, лекин йәнила сөзлирини аңлашқа амрақ еди.
21 Ama elodo maa daali nden pundi, ke Elodiasa ba usanu ki baa tieni wan bua yaala elodo den tieni mi jaanjiema boncianla, ki yini okoanbala, leni otoatieba yudanba leni Galile nukpiaga kuli.
Амма [Һеродийә күткән] пәйт ахир йетип кәлди; Һерод туғулған күнидә өз әмәлдарлири, миң бешилири вә Галилийә өлкисидики катта әрбабларни зияпәт билән күтүвалди;
22 Elodiasa bisalo den kua li nitaanli yeni siiga nni ki jeli obado leni onitaanli kuli pala den mani. O bado den yedi o, han mia nni yaala kuli nbaa pa ha.
һелиқи Һеродийәниң қизи сорунға чүшүп уссул ойнап бәрди. Бу Һерод вә һәмдәстихан болғанларға бәкму ярап кәтти. Падиша қизға: — Мәндин немә тәләп қилсаң, шуни беримән, — деди.
23 Oden poli ki yedi han mia yaala kuli nbaa pa ha, baa li yaa tie n dogu boagidima.
Андин у қәсәм қилип йәнә: — Мәндин немә тәләп қилсаң, һәтта падишалиғимниң йеримини десәңму шуни беримән, — деди.
24 O jafaano den ñani ki ban buali ona min mia be? Ona den yedi omia jan batisi yuli.
Қиз сиртқа чиқип, анисидин: — Немә тәләп қилай? — дәп соривиди, аниси: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини тәләп қил, — деди.
25 Lanyogunu ojafaano den gua ki kua obdo kani ki mia o ki yedi n bua han panni jan batisi yuli ku tadigu nni.
Қиз дәрһал падишаниң алдиға алдирап кирип: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини һазирла бир тәхсигә қоюп әкилишлирини халаймән, — деди.
26 Obado pali den biidi bonciala ama wan den poli li nitaanli nni yeni waa go den bua ki yie opo.
Падиша буниңға наһайити һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, униңға бәргән сөзидин янғуси кәлмиди.
27 Lanyogunu liga oden soani li minteeli ke wan jia jan batisi yuli, ki cuani. Li minteeli yeni den gedi ki ban jia jan yuli likadieli nni ki tieni ku tadigunni ki cuani
Шуңа падиша дәрһал бир җаллат әвәтип, униң каллисини елип келишни әмир қилди. Җаллат зинданға берип Йәһяниң каллисини елип,
28 ki teni o jafaano, ojafaana mo den teni ona.
уни бир тәхсигә қоюп, қизниң алдиға елип келип униңға бәрди. Қиз уни анисиға тапшурди.
29 Jan hoadikaaba nden gbadi, bi den cua ki ta okpiemo ki ban piini.
Бу ишни аңлиған Йәһяниң мухлислири келип, җәсәтни елип кетип бир қәбиргә қойди.
30 Jesu tondiba den gua ki taani o kani ki togidi o, ban den tieni yaala leni ban den bangi yaala kuli.
Қайтип кәлгән расуллар Әйсаниң йениға жиғилди, немә қилғанлири һәм немә тәлим бәргәнлирини униңға мәлум қилишти.
31 Yaaba nden ca bi kani leni yaaba n gua den yaba hali maama ke baa den pia yogunu ki baaje. Lani Jesu den yedi ba cua mani tin gedi bi niba nki yaba naani yin ba ki fuodi waamu.
Келип-кетиватқанлар наһайити көплигидин уларға тамақлинишқиму вақит чиқмиди. Шуңа у уларға: — Жүрүңлар, мән билән хилвәт бир җайға берип, бирдәм арам елиңлар, — деди.
32 Bi den kua ku ñinbiaguni ki gedi bi niba nki ye naankani.
Буниң билән улар кемигә чүшүп, хилвәт бир чөл йәргә қарап маңди.
33 Bi niba boncianla den ke bi caa ki bandi ba. Bi niba den ñani idogi kuli nni, ki gedi ban caa naankani hali bi daa pundi.
Бирақ нурғун кишиләр уларниң кетиватқанлиғини байқап, уларни тонувеливиди, әтраптики барлиқ шәһәрләрдин пиядә йолға чиқип, жүгүрүп, улардин бурун у йәргә берип жиғилишти.
34 Jesu den ñani ku ñinbiaguni, oden laa ke bi niba yaba li kani hali boncianla. Mi nihima den cuo o bi po kelima bi den tie nani pe n kaa pia o yankpaalo yeni. Lan yogunu oden bangiba bonla bonciala.
Әйса кемидин чүшүп, зор бир топ адәмни көрүп, уларниң падичисиз қой падисидәк болғанлиғиға ич ағритти. Шуңа у уларға көп ишларни үгитишкә башлиди.
35 Ki yenga n den ki bua ki kua ohadikaaba den nagini okaniki yedi o, ne tie fuali ki yenga mo kua.
Кәч кирип қалғанда, мухлислири униң йениға келип: — Бу чөл бир җай екән, кәч кирип кәтти.
36 Cabiba ban gedi yaa koajaana leni yaa dobila nkuu ki ban daa bi bonjekaaka.
Халайиқни йолға селивәткән болсаң, улар әтраптики кәнт-қишлақларға берип, өзлиригә нан сетивалсун; чүнки уларда йегидәк нәрсә йоқ, — деди.
37 Jesu den yedi ba: yinba yiba npaba banje. Bi den yedi o: naani ti baan daa kujapiena kobilie ki fidi ki dini ba?
Лекин у уларға җававән: — Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди. Мухлислар униңдин: — Икки йүз күмүч динарға уларға нан әкелип уларни озуқландурамдуқ? — дәп сориди.
38 Jesu den yedi ba: Yi pia dupe bonbiha yo? Gedimani ki ban le. Bi den diidi ki sua ki dupe bonbimu leni jamilie.
Әйса уларға: — Қанчә нениңлар бар? Берип қарап беқиңлар, — деди. Улар қарап баққандин кейин: — Бәши бар екән, йәнә икки белиқму бар екән, — дейишти.
39 O den yedi ba teni mani ban kali caga caga ti muadi po
У уларға кишиләрни топ-топ қилип йешил чимәндә олтарғузушни буйруди.
40 bi den kali ki caligi caligi kobiga kobiga leni piimu mu.
Халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп олтиришти.
41 Jesu den taa bi dupenmuudiba leni ijanliedi ki yaadi ki nuali tanpoli ki jaandi UTienu ki cabidicabidi dupen ki teni ohoadikaaba ban boagidi ku niligu. ogo den boagidi ijanliedi mo ke bikuli baa.
У бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап [Худаға] тәшәккүр-мәдһийә ейтти, андин нанларни уштуп, көпчиликкә тутуп бериш үчүн мухлислириға берип туратти; икки белиқниму һәммәйләнгә тарқитип бәрди.
42 Bi kuli den dini ki guo.
Һәммәйлән йәп тоюнди.
43 Bi den wodi ban den dini ki sieni ya dupencaba leni ajanjena ki gbieni piiga nbaabuodilie.
[Мухлислар] ешип қалған нан вә белиқ парчилирини лиқ он икки севәткә теривалди.
44 Yaaba nden ŋmani du pen yeni den tiejaba tudamuu.
Нанларни йегән әрләрниң санила бәш миңчә еди.
45 Lanyogunu Jesu den fiini ohoadikaaba ke bi kua ku ñinbiagu nni ki gaa o liiga, ki baa duodi kigedi ne po yaa boanjaali betisayida dogu po, hali wan baa cabi ku niligu.
Бу иштин кейинла, у мухлислириға өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, аңғичә силәр кемигә олтирип, деңизниң қарши қирғиқидики Бәйт-Саида йезисиға өтүп туруңлар, дәп буйруди.
46 Wan den cabi ba, oden doni li juali po kibaa jaandi.
Уларни йолға селивәткәндин кейин, у дуа-тилавәт қилиш үчүн таққа чиқти.
47 Ku ñiagu nden bii, bi hoadikaaba den ye ku ñinbiagu nni mi ñincianma nni siiga, ke Jesu ye li jaali po obebe.
Кәч киргәндә, кемә деңизниң оттурисиға йәткән еди, у өзи ялғуз қуруқлуқта еди.
48 Oden laa ke bi pegidi ku ñinbiagu leni fala kelima ufaalu den togidiba. Lan den bua ki pundi kootonmua-yuamo, oden cuoni u ñingbanu po ki kpendi bikani ki balini ki baa pendi ba.
У мухлислириниң палақни күчәп уруватқанлиғини көрди; чүнки шамал тәтүр йөнилиштә чиққан еди. Кечә төртинчи җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди вә уларниң йенидин өтүп кетидиғандәк қилатти.
49 Ban laa ke ocuoni uñingbanu po yeni, bi den tama ke li tie jiigo ke bi kuudi.
Лекин улар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, уни алвасти охшайду, дәп ойлап чуқан селишти.
50 Kelima bikuli den nua o ke ti jawaandi cuoba. Jesu den jaligi ki yedi ba: Duani mamani yi yama. Mine. Yin da jie mani.
Чүнки уларниң һәммиси уни көрүп сарасимигә чүшти. Лекин у дәрһал уларға: — Жүрәклик болуңлар, бу мән, қорқмаңлар! — деди.
51 Oden kua bikani ku ñinbiagu nni ke ku faaligu sedi. Li den paki ba hali boncianla
У кемигә, уларниң йениға чиққандила, шамал тохтиди. Улар буниңдин һошидин кәткидәк дәриҗидә қаттиқ һәйран қелишип, немини ойлашни билмәйтти;
52 kelima baa den tiadi ki kpaagi Jesu n den tieni yaa banciama leni bi dupenmuudiba, kelima bi pala den juagi.
чүнки улар нан бериш [мөҗизисини] техичә чүшәнмигән еди, уларниң қәлби бихуд һаләттә туратти.
53 Ban den doni mi ñincianma, ki kua jelasa tinga nni bi den sieni ku ñinbiagu.
Улар деңизниң қарши тәрипигә өтүп, Гиннисарәт дегән жутта [қуруқлуққа] чиқип, кемини бағлап қойди.
54 Ban den ñani ku ñinbiagu nni ya yogunu, bi niba den laa Jesu ki jaligi ki bandi o,
Улар кемидин чүшүши биләнла, [халайиқ] уни дәрһал тонувелип,
55 ki yadi mi diema nni ki taani ayiama leni bi kaadi ki kpendini ban gbadi ke oye naankani kuli.
әтраптики һәммә җайларға жүгүрүшүп барди вә «У паланчи йәргә чүшүпту» дәп аңлиши биләнла, бемарларни зәмбилгә селип, шу йәргә [униң алдиға] елип беришти.
56 Wan den pundi naankani kuli adobila leni i dociami nni, baa ti koadiedi nni, bi den taana ayiama ki kpendinni ki duandi ba mu daamu nni, ki miadi ke wan pa ba ban sii baa o liadi cuadi bebe. Yaaba nden baa ki sii ti kuli den paagi cain.
У мәйли йеза, мәйли шәһәр яки қишлақларға барсун, хәлиқ ағриқларни базарларға елип чиқип ятқузатти; улар униңдин ағриқлар һеч болмиғанда сениң йепинчаңниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвалсақ дәп өтүнди. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сақайди.

< Maka 6 >