< Yohaannisa Qonccethaa 14 >
1 Hessafe guye, Dorssay Xiyoone Deriya bolla eqqidayssa be7as. Iyara iya sunthaynne iya Aawa sunthay entta som77on xaafettida, 144, 000 asay de7ees.
Андин мән көрдүмки, мана, Қоза Зион теғи үстидә туратти. Униң йенида пешанисигә Өз нами вә Атисиниң нами йезилған бир йүз қириқ төрт миң киши бар еди.
2 Saloppe gita haatha guunthadanne dada guunthu daaniya wolqqaama girssi si7as. Qassi ta si7ida girssay diithi diixishin si7ettiya girssaa mela.
Асмандин худди [шарқирап еқиватқан] нурғун суларниң авазидәк вә қаттиқ гүлдүрмаминиң авазидәк бир авазни аңлидим. Мән аңлиған аваз йәнә чилтарчилар чилтарларни чалған авазға охшайтти;
3 144,000 asay araata sinthan, oyddu de7on de7iya medhetethata sinthaninne cimata sinthan eqqidi enttafe hara oonikka tamaaranaw dandda7onna ooratha mazmure yexxidosona.
һелиқи кишиләр тәхтниң, төрт һаят мәхлуқниң вә ақсақалларниң алдида йеңи бир күйни ейтишти. Бу күйни [гуналириниң] бәдили төлинип бу дуниядин азат қилинған кишиләрдин бир йүз қириқ төрт миңдин башқа һеч ким үгинәлмәйтти.
4 Hayssati maccasara banttana tunisonna naagida geeshshata. Entti dorssay biyaso ubbaa kaalloosona. Entti Xoossaasinne Dorssaas bayra gididi, shiiqanaw sa7a asaa giddofe wozettidosona.
Улар аяллар тәрипидин гунада булғанмиған, чүнки улар пак адәмләрдур. Қоза нәгә барса, уларму Униңға әгишип шу йәргә бариду. Улар бәдәл билән инсанлар арисидин Худаға вә Қозиға һосулниң тунҗа мевисидәк болуш үчүн сетивелинған.
5 Entti worddoynne borey baynna asata.
Улар әйипсиз болуп, ағзидин һеч ялған сөз чиқмайду.
6 Hessafe guye, merinaa Wonggelaa sa7a bolla de7iya kawotethaa ubbaas, zerethi ubbaas, yara ubbaasinne dumma dumma doona ubbaas markkattanaw salora piradhdhiya hara kiitanchcho be7as. (aiōnios )
Андин мән асманниң оттурисида учуп жүргән башқа бир пәриштини көрдүм. Униңға йәр йүзидә туруватқанларға, йәни һәр бир әл, қәбилә, һәр хил тилда сөзлишидиғанлар, һәр милләтләргә елип йәткүзүши үчүн мәңгүлүк хуш хәвәр тапшурулди. (aiōnios )
7 He kiitanchchoy ba qaala dhoqqu oothidi, “Xoossay alamiya pirddiya saatey gakkida gisho Xoossaas yayyite; iya bonchchite. Salo, sa7aa, abbaanne pultto haathaa medhdhida Xoossaa goynnite” yaagis.
У жуқури аваз билән: — Худадин қорқуңлар, Уни улуқлаңлар! Чүнки Униң сот қилиш саити йетип кәлди; асманни, зиминни, деңизни вә су булақлирини Яратқучиға сәҗдә қилиңлар! — дәйтти.
8 Koyroyssa kaallidi hara nam77antho kiitanchchoy, “Dere ubbaa tunanne mathoya woyne ushshida, gita Baabilooney kunddasu! Kunddasu!” yaagidi waassis.
Униң кәйнидин иккинчи пәриштә келип мундақ деди: «Ғулиди! Катта шәһәр Бабил ғулиди, у өз зина-бузуқлуғиниң сәвдалиқ шарабини пүткүл әлләргә ичкүзгән».
9 Heedzantho kiitanchchoy entta kaallidi, ba qaala dhoqqu oothidi, “Do7aanne iya misiliya goynniya qassi iya malla ba som77on woykko ba kushen wothiya oonikka de7ikko,
Алдинқи икки пәриштиниң кәйнидин йәнә бир пәриштә, йәни үчинчи пәриштә жуқури аваз билән мундақ деди: — «Кимдиким дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунса, униң тамғисини пешанисигә яки қолиға қобул қилса,
10 iya hanqo xuu7an kumida Xoossaa hanqo woyniya uyana. Entti geeshsha kiitanchchota sinthaninne Dorssa sinthan eexiya diinne taman waayettana.
Худаниң қәһриниң әбҗәш қилинмиған сап шарабини Униң ғәзиви билән толған қәдәһтә ичиду. У муқәддәс пәриштиләрниң вә Қозиниң алдида от вә гуңгуттә қийнилиду.
11 Entta waaya cuyay meri merinaw cuyishe daana. Do7aanne iya misiliya goynney qassi he do7aa sunthaa mallay de7iya oonikka qammanne gallas shemppoy baynna kaa7ettana” yaagis. (aiōn )
Уларниң қийнилишлиридин чиққан ис-түтәкләр әбәдил-әбәт пурқирап туриду; дивигә вә униң бут-һәйкилигә чоқунғанлар яки униң наминиң тамғисини қобул қилғанларға кечә-күндүз арамлиқ болмайду». (aiōn )
12 Xoossaa kiitaa naageyssatinne Yesuusa ammanetteyssati gencciya minotethay qoncciya wodey hessa.
Муқәддәс бәндилириниң сәври-тақити вә етиқати мана шу ишларда мәлум болиду.
13 Hessafe guye, “Hizappe Godan hayqqeyssati anjjettidayssata” yaagiya qaala saloppe si7as. Ayyaanay, “Ee tuma, entta oosoy entta kaalliya gisho, entti bantta daaburappe shemppana” yaagees.
Мән йәнә асманда мундақ бир авазни аңлидим: — «Бу сөзни яз: «Буниңдин кейин Рәбдә вапат болуп өлгәнләр бәхитликтур! — Дурус, дәйду Роһ, — улар һазир өз ишлиридин тохтап арам алалайду. Чүнки қилған әмәллири уларға әгишип келиду»».
14 Hessafe guye, bootha shaara bolla uttida Asa Na7a daaneyssa be7as. I ba huu7en worqqa kallachcha wothis; qassi ba kushen baaca oykkis.
Мән көрдүмки, мана бир парчә ақ булут, булутниң үстидә бешиға алтун таҗ кийгән, қолида өткүр бир оғақ тутқан Инсаноғлиға охшайдиған бириси олтиратти.
15 Hara kiitanchchoy Xoossa keethafe keyidi, shaara bolla uttidayssako ba qaala dhoqqu oothidi, “Katha shiisho wodey gakkida gisho ne baaca yeddada kathaa cakka; sa7an de7iya kathay gakkis” yaagis.
Ибадәтханидин башқа бир пәриштә чиқип, булутниң үстидә Олтарғучиға жуқури аваз билән: — Орғиқиңни сал вә орушқа башла! Чүнки орма вақти кәлди, йәр йүзидики зираәтләр пишип йетилди, деди.
16 Yaatin shaara bolla uttidayssi ba baaca sa7a yeddidi, sa7an de7iya kathaa cakkis.
Булут үстидә Олтарғучи орғиқини йәр йүзигә салди вә йәр йүзидики зираәтләр орулди.
17 Qassika salon de7iya Xoossa keethafe hara kiitanchchoy keyis; iyawukka oco baaci de7ees.
Әрштә болған ибадәтханидин йәнә бир пәриштә чиқти. Униңму өткүр бир орғиқи бар еди.
18 Tama bolla maati de7iya hara kiitanchchoy yarshsho bessaafe keyis. I ba qaala dhoqqu oothidi oco baaca oykkida kiitanchchuwako, “Woyne ayfey teerida gisho ne oco baaca yeddada, sa7an de7iya woyniyappe qanxa” yaagis.
Арқидинла, отни башқуридиған йәнә бир пәриштә қурбангаһдин чиқип, өткүр оғақ тутқан пәриштигә жуқури аваз билән: — Өткүр орғиқиңни селип, йәр йүзидики үзүм телиниң сапақлирини жиғивал, чүнки үзүмлири пишип йетилди, — деди.
19 He kiitanchchoy ba baaca yeddidi, sa7an de7iya woyniyappe qanxidi, Xoossaa gita hanquwa gum77iya bessan yeggis.
Буниң билән пәриштә орғиқини йәр йүзигә салди вә йәрдики үзүм телиниң мевилирини жиғип, Худаниң қәһриниң чоң шарап көлчигигә ташлиди.
20 Entti Katamaappe gaxan de7iya woyne ayfe gum77iya bessan yedhettidosona. Suuthi woyniya gum77iya bessaafe keyidi issi mukulunne usppun xeetu kilo mitire mela haakkidi, para puulo gakkeyssa mela eellidi dhoqqu gis.
Шәһәрниң сиртидики шарап көлчигидики үзүмләр дәссилип, шәрбәтлири қан болуп, атниң тизгинигә чиқидиған егизликтә үч йүз чақирим жирақлиққа ақти.