< Markus 3 >

1 Und er ging wiederum in die Synagoge. Und es war dort ein Mensch, der hatte eine verdorrte Hand.
У йәнә синагогқа кирди. Шу йәрдә бир қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди.
2 Und sie lauerten ihm auf, ob er ihn am Sabbat heilen würde, damit sie ihn verklagen könnten.
[Пәрисийләр] Әйсаниң үстидин әрз қилайли дәп шабат күнидә кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрәтти.
3 Und er spricht zu dem Menschen, der die verdorrte Hand hatte: Steh auf und tritt in die Mitte!
Әйса қоли йигиләп кәткән адәмгә: — Орнуңдин туруп, оттуриға чиққин! — деди.
4 Und er spricht zu ihnen: Darf man am Sabbat Gutes oder Böses tun, das Leben retten oder töten? Sie aber schwiegen.
Андин, синагогдикиләрдин: — Тәврат қануниға уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки һалак қилишму? — дәп сориди. Лекин улар зуван сүрүшмиди.
5 Und indem er sie ringsumher mit Zorn ansah, betrübt wegen der Verstocktheit ihres Herzens, spricht er zu dem Menschen: Strecke deine Hand aus! Und er streckte sie aus, und seine Hand wurde wieder gesund wie die andere.
У ғәзәп билән әтрапиға нәзәр селип уларға көз жүгүртүп, уларниң таш жүрәклигидин қайғурди. Андин у кесәлгә: — Қолуңни узат, — деди. У қолини узитивиди, қоли әслигә кәлтүрүлди.
6 Da gingen die Pharisäer hinaus und hielten alsbald mit den Herodianern Rat wider ihn, wie sie ihn umbringen könnten.
Әнди Пәрисийләр дәрһал сиртқа чиқип, уни қандақ йоқитиш тоғрисида Һерод [падишаниң] тәрәпдарлири билән мәслиһәт қилишқа башлиди.
7 Aber Jesus entwich mit seinen Jüngern an das Meer; und eine große Menge aus Galiläa folgte ihm nach; auch aus Judäa
Андин Әйса мухлислири билән биллә у йәрдин айрилип деңиз бойиға кәтти; Галилийә өлкисидин чоң бир топ адәмләр униңға әгишип барди; шундақла униң қилған әмәллирини аңлиған һаман, пүтүн Йәһудийә өлкисидин, Йерусалим шәһиридин, Идумия өлкисидин, Иордан дәриясиниң қарши тәрипидин, Тур вә Зидон шәһәрлириниң әтрапидики җайлардин зор бир топ адәмләрму униң йениға келишти.
8 und von Jerusalem und von Idumäa und von jenseits des Jordan und aus der Gegend von Tyrus und Zidon kamen große Scharen zu ihm, da sie gehört hatten, wie viel er tat.
9 Und er befahl seinen Jüngern, ihm ein Schifflein bereitzuhalten um der Volksmenge willen, damit sie ihn nicht drängten.
У адәмләрниң көплигидин өзини қистап қоймисун дәп мухлислириға кичик бир кеминиң униңға йеқин турушини тапилиди.
10 Denn er heilte viele, so daß alle, die eine Plage hatten, ihn überfielen, um ihn anzurühren.
Чүнки у нурғун бемарларни сақайтқини түпәйлидин һәр қандақ ваба-кесәлликләргә гириптар болғанларниң һәммиси униңға [қолумни] бир тәккүзүвалсам дәп қистишип келишкән еди.
11 Und wenn ihn die unreinen Geister erblickten, fielen sie vor ihm nieder, schrieen und sprachen: Du bist der Sohn Gottes!
Напак роһлар [чаплишивалғанлар] қачанла уни көрсә, униң алдиға жиқилип: «Сән Худаниң Оғлисән!» дәп вақиришатти.
12 Und er drohte ihnen sehr, daß sie ihn nicht offenbar machen sollten.
Лекин у [напак роһларға] өзиниң ким екәнлигини ашкарилимаслиққа қаттиқ тәнбиһ берип агаһландуратти.
13 Und er stieg auf den Berg und rief zu sich, welche er wollte; und sie kamen zu ihm.
У таққа чиқип, өзи халиған кишиләрни йениға чақирди; улар униң йениға келишти.
14 Und er verordnete zwölf, daß sie bei ihm wären und daß er sie aussendete zu predigen
У улардин он иккисини өзи билән биллә болушқа, сөз-каламни җакалашқа,
15 und daß sie Macht hätten, die Dämonen auszutreiben:
кесәлләрни сақайтиш вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти.
16 Simon, welchem er den Namen Petrus beilegte,
У [бекиткән он икки киши]: Симон (у униңға Петрус дәп исим қойған),
17 und Jakobus, den Sohn des Zebedäus, und Johannes, den Bruder des Jakobus, welchen er den Namen Boanerges, das heißt Donnersöhne, beilegte;
Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси Юһанна, (у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған),
18 und Andreas, Philippus, Bartholomäus, Matthäus, Thomas, Jakobus, den Sohn des Alphäus, Thaddäus, Simon den Kananäer,
Андрияс, Филип, Бартоломай, Матта, Томас, Алфайниң оғли Яқуп, Тадай, милләтпәрвәр дәп аталған Симон
19 und Judas Ischariot, der ihn auch verriet.
вә униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлардин ибарәт.
20 Und sie traten in das Haus, und das Volk kam abermals zusammen, also daß sie nicht einmal Speise zu sich nehmen konnten.
У өйгә қайтип кәлгәндин кейин, у йәргә йәнә шунчә нурғун адәмләр топландики, уларниң һәтта ғизаланғидәкму вақти чиқмиди.
21 Und als die, welche um ihn waren, es hörten, gingen sie aus, ihn zu greifen; denn sie sagten: Er ist von Sinnen!
[Әйсаниң] аилисидикиләр буни аңлап, уни тутуп келишкә беришти. Чүнки улар уни «Әқлини йоқитипту» дегән еди.
22 Und die Schriftgelehrten, die von Jerusalem herabgekommen waren, sprachen: Er hat den Beelzebul, und durch den Obersten der Dämonen treibt er die Dämonen aus.
Йерусалимдин чүшкән Тәврат устазлири болса: «Униңда Бәәлзибуб бар», вә «У пәқәт җинларниң әмригә тайинип җинларни қоғливетидикән», дейишәтти.
23 Da rief er sie zu sich und sprach in Gleichnissen zu ihnen: Wie kann ein Satan den andern austreiben?
Шуниң үчүн у [Тәврат устазлирини] йениға чақирип, уларға тәмсилләрни ишлитип мундақ деди: — Шәйтан Шәйтанни қандақму қоғлисун?
24 Und wenn ein Reich in sich selbst uneinig ist, so kann ein solches Reich nicht bestehen.
Әгәр падишалиқ өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан болса шу падишалиқ пут тирәп туралмайду;
25 Und wenn ein Haus in sich selbst uneinig ist, so kann ein solches Haus nicht bestehen.
шуниңдәк әгәр бир аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса шу аилә пут тирәп туралмайду.
26 Und wenn der Satan wider sich selbst auftritt und entzweit ist, so kann er nicht bestehen, sondern er nimmt ein Ende.
Әгәр Шәйтан өз-өзигә қарши чиқип бөлүнсә, у пут тирәп туралмай, йоқалмай қалмайду.
27 Niemand kann in das Haus des Starken hineingehen und seinen Hausrat rauben, es sei denn, er binde zuvor den Starken; dann erst wird er sein Haus berauben.
Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду.
28 Wahrlich, ich sage euch, alle Sünden sollen den Menschenkindern vergeben werden, auch die Lästerungen, womit sie lästern;
Шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, инсан балилири өткүзгән түрлүк гуналириниң һәммисини, шундақла улар қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду.
29 wer aber wider den heiligen Geist lästert, der hat in Ewigkeit keine Vergebung, sondern er ist einer ewigen Sünde schuldig. (aiōn g165, aiōnios g166)
Бирақ кимдиким Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилса, әбәдил-әбәткичә һеч кәчүрүлмәйду, бәлки мәңгүлүк бир гунаниң һөкүми астида туриду. (aiōn g165, aiōnios g166)
30 Denn sie sagten: Er hat einen unreinen Geist.
[Әйсаниң бу сөзи] уларниң «Yниңға напак rоһ чаплишипту» дегини үчүн [ейтилған еди].
31 Da kamen seine Mutter und seine Brüder; sie blieben aber draußen, schickten zu ihm und ließen ihn rufen.
Шу вақитта униң аниси билән инилири кәлди. Улар сиртида туруп, уни чақиришқа адәм киргүзди.
32 Und das Volk saß um ihn her. Und sie sagten zu ihm: Siehe, deine Mutter und deine Brüder sind draußen und suchen dich.
Бир топ халайиқ униң әтрапида олтиратти. Улар: — Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду, — дейишти.
33 Und er antwortete ihnen und sprach: Wer ist meine Mutter, oder meine Brüder?
Әйса уларға җававән: — Ким мениң анам, ким мениң инилирим? — деди.
34 Und indem er ringsumher die ansah, welche um ihn saßen, spricht er: Siehe da, meine Mutter und meine Brüder!
Андин, у өпчүрисидә олтарғанларға қарап мундақ деди: Мана булар мениң анам вә инилирим!
35 Denn wer den Willen Gottes tut, der ist mir Bruder und Schwester und Mutter.
Чүнки кимки Худаниң ирадисини ада қилса, шу мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур.

< Markus 3 >