< Actes 18 >

1 Après cela, Paul étant parti d’Athènes, vint à Corinthe;
Бу ишлардин кейин, Павлус Афина шәһиридин айрилип Коринт шәһиригә барди.
2 Et ayant trouvé un certain Juif, du nom d’Aquila, originaire du Pont, qui était depuis peu venu d’Italie avec Priscille, sa femme (parce que Claude avait ordonné à tous les Juifs de sortir de Rome), il se joignit à eux.
У у йәрдә Понтус өлкисидә туғулған Аквила исимлиқ бир Йәһудий билән униң аяли Прискиллани учратти. Улар [Рим] [императори] Клавдиюсниң барлиқ Йәһудийлар Рим шәһиридин чиқип кетиши керәк, дегән ярлиғи сәвәплик йеқинда Италийәдин кәлгән еди. Павлус улар билән тонушуп,
3 Et comme il était du même métier, il demeurait chez eux et y travaillait: or leur métier était de faire des tentes.
улар билән кәсипдаш болғачқа, биллә туруп ишлиди (чүнки улар чедирчилиқ билән шуғуллинатти).
4 Mais il disputait dans les synagogues tous les jours de sabbat, interposant le nom du Seigneur Jésus, et il s’efforçait de persuader les Juifs et les Grecs.
Һәр бир шабат күнидә у Йәһудийларниң синагогиға кирип, Йәһудийлар вә греклар билән муназирилишип уларни [Худаниң сөз-каламиға] қайил қилишқа тиришатти.
5 Et lorsque Silas et Timothée furent venus de Macédoine, Paul s’appliquait à prêcher avec plus d’ardeur encore, annonçant hautement aux Juifs le Christ Jésus.
Бирақ Силас билән Тимотий Македонийәдин кәлгәндин кейин, Павлус сөз-каламни йәткүзүшкә алдириди, җан көйдүрүп Йәһудийларға: — Әйса — Мәсиһниң Өзидур, дәп гувалиқ бәрди.
6 Mais les Juifs le contredisant et blasphémant, il secoua ses vêtements et leur dit: Que votre sang soit sur votre tête, j’en suis pur; et désormais j’irai vers les gentils.
Лекин, улар униңға қарши чиқип уни һақарәтлиди. Буниң билән Павлус пешини қеқип, уларға: — Өз қениңлар өз бешиңларға чүшсун! Мән буниңға җавапкар әмәсмән! Бүгүндин башлап, мән [силәрдин бурулуп] ят әлликләргә баримән, — деди.
7 En sortant de là, il entra dans la maison d’un homme nommé Tite Juste, qui servait Dieu, et dont la maison était attenante à la synagogue.
Буниң билән Павлус улардин айрилип, Титиюс Юстус исимлиқ, Худадин қорқидиған бир кишиниң өйигә берип турди. Униң өйи синагогниң йенида еди.
8 Cependant Crispe, chef de la synagogue, crut au Seigneur avec toute sa famille. Beaucoup de Corinthiens, ayant entendu Paul, crurent aussi et furent baptisés.
Әнди синагогниң чоңи Криспус пүтүн аилисидикиләр билән Рәбгә етиқат қилди. Нурғун Коринтлиқларму бу хәвәрни аңлап, етиқат қилип чөмүлдүрүшни қобул қилди.
9 Or le Seigneur dit à Paul la nuit, dans une vision: Ne crains point, mais parle, et ne te tais pas;
Рәб кечидә Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш арқилиқ вәһий йәткүзүп униңға: — Қорқма, сүкүт қилмай сөзлә,
10 Car je suis avec toi, et personne n’ira à ton encontre, pour te nuire, parce que j’ai un peuple nombreux dans cette ville.
чүнки Мән сән билән биллә. Һеч ким саңа қол селип зәрәр йәткүзмәйду, чүнки Мениң бу шәһәрдә нурғун кишилирим бар, — деди.
11 Il demeura donc à Corinthe un an et six mois, enseignant chez eux la parole de Dieu.
Шуниң билән Павлус у йәрдә бир жил алтә ай туруп, у йәрдики кишиләр арисида Худаниң сөз-каламини үгәтти.
12 Mais Gallion étant proconsul d’Achaïe, les Juifs, d’un commun accord, s’élevèrent contre Paul, et le conduisirent à son tribunal,
Амма Галлийо Ахая өлкисиниң валийси болған вақтида, Йәһудийлар бирлишип Павлусни тутуп Галлийониң «сорақ тәхти»ниң алдиға апирип, униң үстидин: Бу адәм кишиләрни қанунға хилап һалда Худаға ибадәт қилишқа қайил қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.
13 Disant: Celui-ci persuade aux hommes de rendre à Dieu un culte contraire à la loi.
14 Et au moment où Paul commençait à ouvrir la bouche, Gallion dit aux Juifs: S’il s’agissait, ô Juifs, de quelque injustice ou de quelque crime, je vous écouterais, comme c’est mon devoir.
Павлус ағзини ачай дәп турушиға, валий Галлийо Йәһудийларға: — Дәрвәқә, и Йәһудийлар, бу шикайитиңлар бирәр наһәқлиқ яки еғир җинайәт тоғрисида болған болса, сәвирчанлиқ билән силәргә қулақ салсам орунлуқ болатти.
15 Mais si ce ne sont que des questions de mots, de noms et de votre loi, voyez vous-mêmes; je ne veux pas, moi, être juge de ces choses.
Бирақ бу иш [пәқәт] бәзи нам-исимлар, сөзләр вә өзүңларниң [Тәврат] қануниңлар үстидә талаш-тартишларға четишлиқ екән, уни өзүңлар бир тәрәп қилиңлар! Мән бундақ ишларға сорақчи болмаймән! — деди.
16 Et il les renvoya de son tribunal.
Шуниң билән у уларни сорақ тәхти алдидин һайдап чиқарди.
17 Et tous, s’emparant de Sosthène, chef de la synagogue, le frappaient devant le tribunal, et Gallion ne s’en mit nullement en peine.
Халайиқ синагогниң чоңи Состенисни тутувелип, сорақ тәхтиниң алдида қаттиқ урғили турди. Бирақ [валий] Галлийо бу ишларниң һеч қайсисиға қилчә писәнт қилмиди.
18 Après qu’il eut demeuré un certain nombre de jours encore, Paul dit adieu aux frères, et fit voile pour la Syrie (et avec lui Priscille et Aquila), s’étant fait auparavant couper les cheveux à Cenchrée; car il avait fait un vœu.
Павлус Коринт шәһиридә йәнә көп күнләрни өткүзгәндин кейин, қериндашлар билән хошлишип, Прискилла вә Аквилаларниң һәмраһлиғида кемигә олтирип, Сурийәгә қарап кәтти. [Йолға чиқиштин илгири] у Кәнқрия шәһиридә Худаға ичкән бир қәсимидин чачлирини чүшүрүвәткән еди.
19 Et il vint à Ephèse, où il laissa Priscille et Aquila. Mais lui, étant entré dans la synagogue, il disputait avec les Juifs.
Улар Әфәсус шәһиригә барғандин кейин, у Прискилла вә Аквилани қалдуруп қоюп өзи [шу йәрдики] синагогқа кирип, Йәһудийлар билән муназириләшти.
20 Et ceux-ci le priant de rester plus longtemps avec eux, il n’y consentit point.
Улар уни узунрақ турушқа тәләп қиливиди, у қошулмай,
21 Mais ayant pris congé d’eux, et leur ayant dit: Je reviendrai vers vous, si Dieu le veut, il partit d’Ephèse,
«Мән қандақла болмисун келәр һейтни Йерусалимда өткүзимән; андин Худа буйруса, силәрниң йениңларға йәнә келимән», — дәп улар билән хошлишип, Әфәсустин кемә билән йолға чиқти.
22 Et étant descendu à Césarée, il monta et salua l’Eglise; puis il descendit à Antioche.
У Қәйсәрийә шәһиридә кемидин чүшүп, [Йерусалимға] чиқип җамаәт билән һал сорашқандин кейин, Антакя шәһиригә чүшүп кәтти.
23 Et après y avoir passé quelque temps, il partit, parcourant par ordre tout le pays de Galatie et la Phrygie, et fortifiant tous les disciples.
Антакяда бир мәзгил турғандин кейин, у йәнә йолға чиқип Галатия вә Фригийә жутлирини бир-бирләп арилап, барғанла йеридә барлиқ мухлисларниң етиқатини қувәтлиди.
24 Or un Juif, du nom d’Apollo, Alexandrin d’origine, homme éloquent et puissant dans les Ecritures, vint à Ephèse.
Бу арида, Искәндәрийә шәһиридә туғулған Аполлос исимлиқ бир Йәһудий Әфәсус шәһиригә кәлди. У натиқ адәм болуп, муқәддәс язмилардин хеләла чоңқур савати бар адәм еди.
25 Il avait été instruit de la voie du Seigneur, et, fervent d’esprit, il parlait et enseignait avec soin ce qui regarde Jésus, mais ne connaissant que le baptême de Jean.
У Рәбниң йоли тоғрилиқ тәлим алған болуп, отлуқ роһ билән Әйса һәққидә әйнән сөзләп тәлим берәтти. Бирақ униң хәвири пәқәт Йәһя [пәйғәмбәр]ниң жүргүзгән чөмүлдүрүши билән чәклинәтти.
26 Il commença donc à parler avec assurance dans la synagogue. Lorsque Priscille et Aquila l’eurent entendu, ils le prirent chez eux, et lui exposèrent avec plus de soin la voie du Seigneur.
У синагогда жүрәклик сөзләшкә башлиди. Уни аңлиған Прискилла билән Аквила уни өйигә елип берип, униңға Худаниң йолини техиму тәпсилий чүшәндүрди.
27 Et comme il voulait aller en Achaïe, les frères qui l’y avaient exhorté, écrivirent aux disciples de le recevoir. Lorsqu’il fut arrivé, il servit beaucoup à ceux qui avaient embrassé la foi.
Кейин, Аполлос Ахая өлкисигә бармақчи болғанда, [Әфәсуслуқ] қериндашлар [Ахаядики] мухлисларға хәт йезип, улардин Аполлосни қарши елишни бәкму тәләп қилди. У шу йәргә берип, Худаниң меһри-шәпқити арқилиқ етиқат қилғанларға қошулуп, уларға зор ярдәмдә болди.
28 Car il convainquait fortement les Juifs, montrant par les écritures que Jésus est le Christ.
Чүнки у хәлиқ-аләм алдида Йәһудийлар билән муназирилишип, уларға күчлүк рәддийә берип, муқәддәс язмиларни шәрһлиши билән Мәсиһниң Әйса екәнлигини испатлап бәрди.

< Actes 18 >