< Teot 16 >
1 Niin hän saapui myös Derbeen ja Lystraan. Ja katso, siellä oli eräs opetuslapsi, nimeltä Timoteus, joka oli uskovaisen juutalaisvaimon poika, mutta isä oli kreikkalainen.
Андин у Дәрбә вә Листра шәһәрлиригиму барди. Мана, шу йәрдә етиқатчи Йәһудий бир аялниң оғли, Тимотий исимлиқ бир мухлис бар еди. Униң атиси болса грек еди.
2 Hänestä veljet, jotka olivat Lystrassa ja Ikonionissa, todistivat hyvää.
Листра вә Коня шәһәрлиридики қериндашларниң һәммиси униң тоғрилиқ яхши гувалиқ берәтти.
3 Paavali tahtoi häntä mukaansa matkalle ja otti hänet ja ympärileikkasi hänet juutalaisten tähden, joita oli niillä paikkakunnilla; sillä kaikki tiesivät, että hänen isänsä oli kreikkalainen.
Павлус уни өзи билән биллә елип маңмақчи болди. Бирақ бу йәрдики Йәһудийларниң һәммиси [Тимотийниң] атисиниң грек екәнлигини билгәчкә, Павлус уни елип хәтнә қилдурди.
4 Ja sitä mukaa kuin he vaelsivat kaupungista kaupunkiin, antoivat he heille noudatettaviksi ne säädökset, jotka apostolit ja Jerusalemin vanhimmat olivat hyväksyneet.
Улар шәһәр-йезилардин өткәч, Йерусалимдики расуллар билән ақсақаллар [ят әлләргә] бекиткән бәлгүлимиләрни уларниң риайә қилиши үчүн тапшурди.
5 Niin seurakunnat vahvistuivat uskossa ja saivat päivä päivältä yhä enemmän jäseniä.
Шундақ қилип, җамаәтләр етиқатта күчәйтилип, санлириму күндин-күнгә көпәйди.
6 Ja he kulkivat Frygian ja Galatian maan kautta, sillä Pyhä Henki esti heitä julistamasta sanaa Aasiassa.
Муқәддәс Роһ уларниң Асия өлкисидә сөз-каламни җакалишиға йол қоймиған болуп, Павлуслар әнди Фригийә вә Галатия районлиридин өтүп,
7 Ja tultuaan Mysian kohdalle he yrittivät lähteä Bityniaan, mutta Jeesuksen Henki ei sallinut heidän sitä tehdä.
Мисийә райониға кәлгәндин кейин, Битинийә өлкисигә кирмәкчи болди. Бирақ Әйсаниң Роһи уларға бундақ қилишиқиму йол қоймиди.
8 Niin he vaelsivat ohi Mysian ja menivät Trooaaseen.
Шуниң билән улар Мисийәдин өтүп, деңиз бойидики Троас шәһиригә чүшти.
9 Ja Paavali näki yöllä näyn: makedonialainen mies seisoi ja pyysi häntä sanoen: "Tule yli Makedoniaan ja auta meitä".
Шу күни кәчтә, Павлусқа бир ғайипанә көрүнүш көрүнүп, Македонийәлик бир киши униң алдида өрә туруп: — [Деңиздин] өтүп, Македонийәгә келип, бизгә ярдәм бәргәйсән! — дәп өтүнди.
10 Ja kun hän oli nähnyt sen näyn, niin me kohta tahdoimme päästä lähtemään Makedoniaan, sillä me käsitimme, että Jumala oli kutsunut meitä julistamaan heille evankeliumia.
У бу көрүнүшни көргәндин кейин, Рәб бизни җәзмән у кишиләрниң қешиға берип, уларға хуш хәвәр җакалашқа чақирған, дегән хуласигә келип, дәрһал Македонийәгә беришқа тәйярландуқ.
11 Kun nyt olimme purjehtineet Trooaasta, kuljimme suoraan Samotrakeen, ja seuraavana päivänä Neapoliin,
Биз кемигә чиқип, Троастин йолға чиқип, Самодрак арилиға қарап йол алдуқ вә әтиси [Македонийәдики] Неаполис шәһиригә йетип бардуқ.
12 ja sieltä Filippiin, joka on ensimmäinen kaupunki siinä osassa Makedoniaa, siirtokunta. Siinä kaupungissa me viivyimme muutamia päiviä.
У йәрдин Македонийәниң шу районидики Филиппи дегән муһим шәһиригә өттуқ. Буму Римдики бир мустәмликә шәһәр еди. Биз бу йәрдә бир нәччә күн турдуқ.
13 Ja sapatinpäivänä me menimme kaupungin portin ulkopuolelle, joen rannalle, jossa arvelimme olevan rukouspaikan, ja istuimme sinne ja puhuimme kokoontuneille naisille.
Шабат күни, [шәһәр] дәрвазисидин чиқип дәрия саһилигә бардуқ; чүнки биз у йәрдә дуа-тилавәт қилидиған бир җай бар дәп ойлидуқ; дәрвәқә шундақ болди. Биз олтирип, у йәргә жиғилған аялларға сөзләшкә башлидуқ.
14 Ja eräs Lyydia niminen purppuranmyyjä Tyatiran kaupungista, jumalaapelkääväinen nainen, oli kuulemassa; ja Herra avasi hänen sydämensä ottamaan vaarin siitä, mitä Paavali puhui.
Уларниң ичидә сөсүн рәхт содиси қилидиған, Тиятира шәһирилик, Худадин қорқидиған Лидя исимлиқ бир аял бар еди. Рәб униң қәлбини Павлусниң ейтқанлирини қобул қилишқа ачти.
15 Ja kun hänet ja hänen perhekuntansa oli kastettu, pyysi hän meitä sanoen: "Jos te pidätte minua Herraan uskovaisena, niin tulkaa minun kotiini ja majailkaa siellä". Ja hän vaati meitä.
У аилисидикиләр билән чөмүлдүрүлгән болуп биздин өтүнүп: — Әгәр силәр мени [һәқиқәтән] Рәбгә етиқат қилғучи дәп билсәңләр, мениң өйүмгә берип туруңлар! — дәп чиң туруп бизни мақуллатти.
16 Ja tapahtui meidän mennessämme rukouspaikkaan, että meitä vastaan tuli eräs palvelijatar, jossa oli tietäjähenki ja joka tuotti paljon tuloja isännilleen ennustamisellaan.
Бир күни биз шу дуа қилидиған җайға кетип барғинимизда, бир дедәк бизгә йолуқти; бу қизға пал салғучи бир җин чаплишивалған еди; дедәк ғоҗайинлириға пал селиш йоли билән нурғун пайда тепип бәргән еди.
17 Hän seurasi Paavalia ja meitä ja huusi sanoen: "Nämä miehet ovat korkeimman Jumalan palvelijoita, jotka julistavat teille pelastuksen tien".
У йол бойи Павлус вә бизгә әгишип: — Бу кишиләр Һәммидин алий Худаниң қуллири, улар силәргә ниҗатлиқ бир йолини җакалайду! — дәп вақирап маңди.
18 Ja tätä hän teki monta päivää. Mutta se vaivasi Paavalia, ja hän kääntyi ja sanoi hengelle: "Jeesuksen Kristuksen nimessä minä käsken sinun lähteä hänestä". Ja se lähti sillä hetkellä.
У уда көп күнләр шундақ вақириди. Бу иш Павлусниң қәлбини азаплап, у қизға бурулуп, җинға: — Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, униңдин чиқ! — дейишигила, җин шуан чиқип кәтти.
19 Mutta kun hänen isäntänsä näkivät, että tulojen toivo oli heiltä kadonnut, ottivat he Paavalin ja Silaan kiinni ja vetivät heidät torille hallitusmiesten eteen.
Дедәкниң ғоҗайинлири униңға бағлиған пул тепиш үмүтиниң йоққа чиққанлиғини көрүп, Павлус билән Силасқа қол селип, уларни базар мәйданиға сөрәп, һөкүмдарларниң алдиға елип барди.
20 Ja vietyänsä heidät päällikköjen eteen he sanoivat: "Nämä miehet häiritsevät meidän kaupunkimme rauhaa; he ovat juutalaisia
Улар иккиләнни сорақчи әмәлдарларниң алдиға чиқирип: — Бу адәмләр Йәһудийлар болуп, шәһиримизни қалаймиқанлаштурувәтмәктә.
21 ja opettavat tapoja, joita meidän ei ole lupa omaksua eikä noudattaa, koska me olemme roomalaisia".
Биз болсақ римлиқлармиз, улар қанунимизға хилап болған вә қобул қилишқа яки жүргүзүшкә болмайдиған қаидә-йосунларни тәрғиб қиливатиду! — дәп шикайәт қилди.
22 Ja kansakin nousi heitä vastaan, ja päälliköt revittivät heiltä vaatteet ja käskivät lyödä heitä raipoilla.
Топланған халайиқму уларға һуҗум қилишқа қозғалди; сорақчи әмәлдарлар уларниң кийимлирини житип ялаңачлап, калтәк билән думбилашқа әмир чүшүрди.
23 Ja kun olivat heitä paljon pieksättäneet, heittivät he heidät vankeuteen ja käskivät vanginvartijan tarkasti vartioida heitä.
Иккиләнни калтәк билән көп думбилиғандин кейин, уларни зинданға ташлиди вә шундақла гундипайни қаттиқ күзитишкә буйруди.
24 Sellaisen käskyn saatuaan tämä heitti heidät sisimpään vankihuoneeseen ja pani heidät jalkapuuhun.
У буйруқни тапшурувелиш билән уларни зинданниң ичкиридики камерға солап, путлириға ишкәл салди.
25 Mutta keskiyön aikaan Paavali ja Silas olivat rukouksissa ja veisasivat ylistystä Jumalalle; ja vangit kuuntelivat heitä.
Түн йеримда, Павлус билән Силас дуа қилип, Худаға мәдһийә күйлирини ейтивататти. Башқа мәһбуслар болса қулақ селип аңлавататти.
26 Silloin tapahtui yhtäkkiä suuri maanjäristys, niin että vankilan perustukset järkkyivät, ja samassa kaikki ovet aukenivat, ja kaikkien kahleet irtautuivat.
Туюқсиз қаттиқ йәр тәврәш йүз бәрди; зинданниң һуллириму тәвринип кәтти вә зинданниң һәммә ишиклири шуан ечилип, һәр бир мәһбусниң кишәнлириму чүшүп кәтти.
27 Kun vanginvartija heräsi ja näki vankilan ovien olevan auki, veti hän miekkansa ja aikoi surmata itsensä, luullen vankien karanneen.
Гундипай уйқидин ойғинип, зинданниң ишиклириниң очуқ турғанлиғини көрүп, мәһбуслар қечип кетипту дәп ойлап, қиличини суғуруп елип, өзини өлтүрүвалмақчи болди.
28 Mutta Paavali huusi suurella äänellä sanoen: "Älä tee itsellesi mitään pahaa, sillä me kaikki olemme täällä".
Лекин Павлус қаттиқ авазда: — Өзүңгә зәрәр йәткүзмә, һәммимиз бар! — дәп вақириди.
29 Niin hän pyysi valoa, juoksi sisälle ja lankesi vavisten Paavalin ja Silaan eteen.
Гундипай: Чирақларни кәлтүрүңлар дәп товлап ичкиригә етилип кирип, титригән һалда Павлус билән Силасниң айиғиға жиқилди.
30 Ja hän vei heidät ulos ja sanoi: "Herrat, mitä minun pitää tekemän, että minä pelastuisin?"
Андин уларни ташқириға елип чиқип: — Қутқузулушум үчүн немә қилишим керәк? — дәп сориди.
31 Niin he sanoivat: "Usko Herraan Jeesukseen, niin sinä pelastut, niin myös sinun perhekuntasi".
Рәб Әйсаға етиқат қилғин, вә шундақ қилсаң, өзүң һәм аиләңдикиләрму қутқузулиду! — деди улар.
32 Ja he puhuivat Jumalan sanaa hänelle ynnä kaikille, jotka hänen kodissansa olivat.
Шуниң билән, иккилән униңға вә униң барлиқ аилисидикиләргә Рәбниң сөз-каламини йәткүзди.
33 Ja hän otti heidät mukaansa samalla yön hetkellä ja pesi heidän haavansa, ja hänet ja kaikki hänen omaisensa kastettiin kohta.
Кечә шу саатниң өзидила [гундипай] уларни башлап чиқип, ярилирини жуюп тазилиди; андин у дәрһал аилисидикиләр билән чөмүлдүрүшни қобул қилди;
34 Ja hän vei heidät ylös asuntoonsa, laittoi heille aterian ja riemuitsi siitä, että hän ja koko hänen perheensä oli tullut Jumalaan uskovaksi.
иккиләнни өз өйигә башлап келип, уларниң алдиға дәстихан салди. У пүткүл аилисидикиләр билән Худаға етиқат қилғанлиқтин зор шатланди.
35 Päivän tultua päälliköt lähettivät oikeudenpalvelijat sanomaan: "Päästä irti ne miehet".
Әтиси әтигәндә, сорақчи әмәлдарлар ясавулларни зинданға әвәтип: — У иккиләнни қоюветиңлар! — дәп буйруди.
36 Niin vanginvartija ilmoitti tämän Paavalille sanoen: "Päälliköt ovat lähettäneet sanan, että teidät on päästettävä irti; lähtekää siis nyt ulos ja menkää rauhassa".
Гундипай Павлусқа бу сөзни йәткүзүп: — Сорақчи әмәлдарлар иккиңларни қоюветиш ярлиғини чүшүрди. Силәр әнди зиндандин чиқип, теч-аман йолуңларға чиқиңлар, — деди.
37 Mutta Paavali sanoi heille: "He ovat julkisesti, vieläpä ilman tuomiota, ruoskineet meitä, jotka olemme Rooman kansalaisia, ja ovat heittäneet meidät vankeuteen; ja nytkö he salaa ajaisivat meidät tiehemme! Ei niin, vaan tulkoot itse ja viekööt meidät ulos."
Бирақ Павлус ясавулларға: — Биз Рим пухралири болсақму, әмәлдарлар бизни сорақ қилмайла халайиқниң алдида калтәк билән думбалап, зинданға ташлиди. Әнди улар һазир бизни йошурунчә қоғлимақчиму? Яқ, бундақ қилса болмайду! Әмәлдарлар өзлири келип бизни чиқарсун! — деди.
38 Ja oikeudenpalvelijat kertoivat ne sanat päälliköille; niin nämä peljästyivät kuullessaan heidän olevan roomalaisia,
Ясавуллар бу сөзләрни сорақчи әмәлдарларға йәткүзди. Улар иккиләнниң Рим пухраси екәнлигини аңлап қорқуп кәтти;
39 ja he tulivat ja suostuttelivat heitä ja veivät heidät ulos ja pyysivät heitä lähtemään pois kaupungista.
уларниң көңлини елишқа [зинданға] берип, уларни зиндандин елип чиққандин кейин, шәһәрдин чиқип кетишни қайта-қайта өтүнди.
40 Niin he lähtivät vankilasta ja menivät Lyydian tykö; ja nähtyään veljet ja rohkaistuaan heitä he lähtivät pois.
Иккилән зиндандин чиқиши билән Лидяниң өйигә барди; андин у йәрдә қериндашлири билән көрүшүп, уларни риғбәтләндүргәндин кейин, йолға чиқип кәтти.