< Kronika 2 33 >

1 Manase xɔ ƒe wuieve esime wòzu fia, eye wòɖu fia ƒe blaatɔ̃ vɔ atɔ̃ le Yerusalem.
Манассәһ падиша болғанда он икки яшта болуп, Йерусалимда әллик бәш жил сәлтәнәт қилди.
2 Manase wɔ nu si nye vɔ̃ le Yehowa ŋkume eye wòdze dukɔ siwo Yehowa nya le Israelviwo ŋgɔ ƒe ŋunyɔnuwo wɔwɔ yome.
У Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдап чиқиривәткән ят әлликләрниң жиркиничлик адәтлиригә охшаш ишлар билән Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
3 Egbugbɔ nuxeƒe siwo fofoa, Hezekia gbã la tu. Hekpe ɖe esiawo ŋu la, etu vɔsamlekpuiwo na Baal eye wòwɔ aƒeliwo. Ede ta agu na dziƒonuwo katã eye wòsubɔ wo.
У атиси Һәзәкия чеқип ташлиған «жуқури җайлар»ни қайтидин ясатти; у Баалларға атап қурбангаһларни салдуруп, ашәраһ мәбудларни ясиди; у асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә уларниң қуллуғиға кирди.
4 Eɖi vɔsamlekpuiwo ɖe Yehowa ƒe gbedoxɔ me le esime Yehowa gblɔ le gbedoxɔ la ŋu be, “Nye ŋkɔ atsi Yerusalem ŋu tegbetegbe.”
У Пәрвәрдигарниң өйидиму қурбангаһларни ясатти. Шу ибадәтхана тоғрилиқ Пәрвәрдигар: «Йерусалимда Мениң намим мәңгү қалиду» дегән еди.
5 Le Yehowa ƒe gbedoxɔ ƒe xɔxɔnu eveawo la, eɖi vɔsamlekpuiwo na dziƒoŋunuwo.
У Пәрвәрдигарниң өйиниң икки һойлисида «асманниң қошуни»ға қурбангаһларни атап ясатти.
6 Etsɔa via ŋutsuviwo saa dzovɔe le Ben Hinom ƒe Balime. Ekaa afa, dea nubiaƒe, wɔa adze, dea ŋɔliyɔlawo kple gbɔgbɔwo yɔlawo gbɔ. Ewɔ nu siwo nye vɔ̃ la geɖe fũu le Yehowa ŋkume hetsɔ do dzikue nɛ.
У Бән-Һинномниң җилғисида өз балилирини оттин өткүзди; җадугәрчилик, палчилиқ вә дәмидичилик ишләтти, өзигә җинкәшләр билән әпсунчиларни бекитти; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә сан-санақсиз рәзилликни қилип Униң ғәзивини қозғиди.
7 Eda legba aɖe si wòwɔ la ɖe Mawu ƒe gbedoxɔ la me, teƒe si tututu ŋu Mawu ƒo nu tsoe na David kple Solomo esi wògblɔ be, “Matsɔ nye ŋkɔ aɖo gbedoxɔ sia me kple Yerusalem, du si metia tso Israel ƒe towo ƒe duwo katã me la ŋu tegbetegbe!
У ясатқан ойма мәбудни Худаниң өйигә тиклиди. Шу өй тоғрилиқ Пәрвәрдигар Давутқа вә униң оғли Сулайманға: — «Бу өйдә, шундақла Исраилниң һәммә қәбилилириниң зиминлири арисидин Мән таллиған Йерусалимда Өз намимни әбәткичә қалдуримән;
8 Eye nyemana Israel ƒe afɔ nage le anyigba si metsɔ na fofowòwo la dzi o, nenye be wolé nye sewo, ɖoɖowo kple kɔnuwo siwo katã mena wo to Mose dzi la me ɖe asi, eye wowɔ wo dzi ko.”
Әгәр Исраил пәқәт Мән Мусаниң вастиси билән уларға тапилиған барлиқ әмирләргә, йәни барлиқ қанун, бәлгүлимиләр вә һөкүмләргә мувапиқ әмәл қилишқа көңүл қойсила, Мән уларниң путлирини ата-бовилириға бекиткән бу зиминдин қайтидин нери қилмаймән» — дегән еди.
9 Ke Manase do ŋusẽ Yudatɔwo kple Yerusalemtɔwo be woawɔ nu vɔ̃ siwo vɔ̃ɖi wu esiwo dukɔ siwo Yehowa tsrɔ̃ esime Israel ge ɖe anyigba la dzi gɔ̃ hã.
Лекин Манассәһ Йәһудаларни вә Йерусалимдикиләрни шундақ аздурдики, улар Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һалак қилған ят әлликләрниң қилғинидинму ашуруп рәзиллик қилатти.
10 Manase kple eƒe amewo meɖo to Yehowa ƒe nyagbegbe na wo o
Пәрвәрдигар Манассәһ вә униң хәлқигә агаһландуруп сөзлигән болсиму, лекин улар қулақ салмиди.
11 eya ta Yehowa dɔ Asiria ƒe aʋakɔ la ɖa, wolé Manase heƒo ga ɖe ŋɔti nɛ. Wode akɔblikɔsɔkɔsɔe eye woɖe aboyoe yi Babilonia.
Шу сәвәптин Пәрвәрдигар Асурийә падишасиниң қошунидики сәрдарларни уларниң үстигә һуҗумға салдурди. Улар Манассәһни илмәк билән елип, мис зәнҗир билән бағлап Бабилға әкәлди.
12 Manase va nyɔ le eɖokui me mlɔeba eye wòbia kpekpeɖeŋu tso Mawu gbɔ kple ɖokuibɔbɔ.
Манассәһ мошундақ азапқа чүшкәндә Худаси Пәрвәрдигарға ялвуруп, ата-бовилириниң Худаси алдида өзини бәк төвән тутти.
13 Yehowa se eƒe kukuɖeɖe eye wòna wògbugbɔ va Yerusalem kple eƒe fiaɖuƒe la. Azɔ hafi Manase dze sii mlɔeba be Yehowa nye Mawu nyateƒe!
У дуа қиливиди, [Пәрвәрдигар] униң дуасиға қулақ селип, тилигини қобул қилип, уни Йерусалимға қайтуруп, падишалиғиға қайтидин егә қилди. Манассәһ шу чағдила Пәрвәрдигарниңла Худа екәнлигини билип йәтти.
14 Esi wògbugbɔ David ƒe Du la ƒe gli egodotɔ ɖo vɔ la, eɖo gli la ɖe Gihon tɔʋu si le balime la ƒe ɣedzeƒe yi ɖase keke Tɔmelãgbo la nu, eɖoe ƒo xlã Ofel togbɛ la eye wòna teƒe sia ƒe gliwo kɔ wu teƒe mamlɛawo tɔwo. Eɖo aʋafiawo Yuda du siwo katã wòglã la nu.
Бу ишлардин кейин Манассәһ «Давут шәһири»ниң сиртиға, җилға оттурисидики Гиһонниң күнпетиш тәрипидин таки Белиқ дәрвазиси ағзиғичә, Офәлни чөридәп сепил ясатти вә уни наһайити егиз қилди; Йәһуданиң һәр қайси қорғанлиқ шәһәрлиридә қошун сәрдарлирини тайинлиди.
15 Eɖe dzromawuwo ɖa eye nenema ke wòɖe legba la hã ɖa le Yehowa ƒe gbedoxɔ la me. Nenema ke wòɖe vɔsamlekpui siwo katã wòɖi ɖe gbedoxɔa ƒe togbɛ dzi kple le Yerusalem eye wòtsɔ wo ƒu gbe ɖe du la godo.
У йәнә Пәрвәрдигар өйидин ят әлликләрниң мәбудлири билән [өзи қойған] бутни, өзи Пәрвәрдигар өйиниң теғи билән Йерусалимда ясатқузған барлиқ қурбангаһларни еливетип, шәһәр сиртиға ташлатқузивәтти.
16 Egbugbɔ Yehowa ƒe vɔsamlekpui la tu, ŋutifafavɔ kple akpedavɔ le edzi eye wògblɔ na Yuda be wòasubɔ Yehowa, Israel ƒe Mawu la.
[Манассәһ] Пәрвәрдигар қурбангаһини йеңибаштин тиклитип, қурбангаһқа енақлиқ қурбанлиғи билән тәшәккүр қурбанлиқлирини сунди вә Йәһудаларға Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң хизмитигә киришни буйруди.
17 Ke hã la, ameawo gasaa vɔwo ko le vɔsamlekpui siwo le togbɛawo dzi la dzi gake wosaa vɔ siawo azɔ na Yehowa, woƒe Mawu la.
Шундақтиму, хәлиқ қурбанлиқни йәнила «жуқури җайлар»да өткүзәтти; лекин уларниң қурбанлиқлири өзлириниң Худаси Пәрвәрдигарғила сунулатти.
18 Woŋlɔ nu bubu siwo yi edzi le Manase ƒe fiaɖuɖu me, eƒe gbe si wòdo ɖa na eƒe Mawu, nya siwo nukpɔlawo gblɔ nɛ le Yehowa, Israel ƒe Mawu la ƒe ŋkɔ me la katã ɖe Israel fiawo ƒe ŋutinyagbalẽwo me.
Манассәһниң қалған ишлири, җүмлидин униң Худасиға қилған дуаси вә алдин көргүчиләрниң Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң намида униңға ейтқан гәплири болса, мана улар «Исраилниң падишалириниң хатирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
19 Woŋlɔ eƒe gbedodoɖa kple ale si eƒe kokoƒoƒo wɔ dɔ ɖe Mawu dzi kpe ɖe eƒe nu vɔ̃wo, eƒe nuteƒemawɔmawɔ, teƒe siwo wòtu nuxeƒewo ɖo, afi siwo wòtu aƒeliwo ɖo eye wòli legbawo ɖo hafi bɔbɔ eɖokui la katã de nukpɔlawo ƒe nyaŋlɔɖigbalẽwo me.
Униң дуаси, Худаниң униң тиләклирини қандақ иҗабәт қилғанлиғи, униң өзини төвән қилишидин илгири қилған барлиқ гунайи вә вапасизлиғи, шундақла униң қәйәрдә «жуқури җайлар» салдурғанлиғи, Ашәраһ мәбудлири һәм ойма мәбудларни тиклигәнлиги болса, мана һәммиси «Алдин көргүчиләрниң хатирилиридә» пүтүлгәндур.
20 Manase ku, woɖii ɖe eƒe fiasã me eye Amon, Via ŋutsu, ɖu fia ɖe eteƒe.
Манассәһ ата-бовилири арисида ухлиди; кишиләр уни өз ордисиға дәпнә қилди; оғли Амон орниға падиша болди.
21 Amon xɔ ƒe blaeve-vɔ-eve esi wòɖu fia eye wòɖu fia le Yerusalem ƒe eve.
Амон тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди; у Йерусалимда икки жил сәлтәнәт қилди.
22 Amon wɔ nu vɔ̃ le Yehowa ŋkume abe fofoa, Manase, ene. Esubɔ eye wòsa vɔ na legbawo katã abe fofoa ene,
У атиси Манассәһ қилғинидәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. У атиси Манассәһ ясатқан барлиқ ойма мәбудларға қурбанлиқ сунди вә уларниң қуллуғиға кирди.
23 ke eya metrɔ dzime abe fofoa ene o, ke boŋ Amon yi nu vɔ̃ wɔwɔ dzi.
У өзини Пәрвәрдигар алдида атиси Манассәһ өзини төвән тутқандәк төвән тутмиди; бу Амонниң болса гуна-қәбиһликлири барғансери ешип барди.
24 Mlɔeba la, Amon ŋumewo ɖo nugbe ɖe eŋu eye wowui le eƒe fiasã me.
Кейин униң хизмәткарлири уни қәстләп өз ордисида өлтүрүвәтти.
25 Dukɔmevi aɖewo wu ame siwo wu Fia Amon la dometɔ ɖe sia ɖe eye wotsɔ Amon ƒe vi, Yosia, ɖo fiae.
Лекин Йәһуда зиминидикиләр Амон падишани қәстлигәнләрниң һәммисини өлтүрди; андин жут хәлқи униң орнида оғли Йосияни падиша қилди.

< Kronika 2 33 >