< Fiawo 1 14 >
1 Le ɣe ma ɣi me la, Yeroboam ƒe vi, Abiya dze dɔ
У вақитта Йәробоамниң оғли Абияһ кесәл болуп қалди.
2 eye Yeroboam gblɔ na srɔ̃a be, “Yi, nàtrɔ ɖokuiwò ale be womanya be wòe nye Yeroboam srɔ̃ o, emegbe nàyi Silo. Nyagblɔɖila Ahiya le afi ma, ame si gblɔ nam be manye fia ɖe ame siawo dzi.
Йәробоам аялиға: — Орнуңдин қопуп, һеч ким сениң Йәробоамниң аяли екәнлигиңни тонумиғидәк қилип өз қияпитиңни өзгәртип, Шилоһқа барғин. Мана маңа: «Бу хәлиқниң үстидә падиша болисән» дәп ейтқан Ахияһ пәйғәмбәр у йәрдә олтириду.
3 Tsɔ abolo meme ewo kple akpɔnɔ vivi kple anyitsi goe ɖeka ɖe asi eye nàyi egbɔ. Agblɔ nu si adzɔ ɖe ɖevi la dzi na wò.”
Қолуңға он нан, бир нәччә пошкал, бир қута һәсәлни елип униң қешиға барғин. У жигитимизниң немә болидиғанлиғини саңа дәп бериду, деди.
4 Ale srɔ̃a yi Ahiya ƒe aƒe me le Silo. Ahiya zu ametsitsi aɖe azɔ eye megatea ŋu kpɔa nu o.
Йәробоамниң аяли шундақ қилип, Шилоһқа берип Ахияһниң өйигә кәлди. Ахияһниң көзлири қерилиқтин кор болуп көрәлмәйтти.
5 Ke Yehowa ɖee fia Ahiya bena, fianyɔnu la gbɔna eɖokui trɔ ge abe ame bubu ene eye wòava egbɔ ava bia nyae tso via ŋu elabena via dze dɔ sesĩe. Yehowa gblɔ nu si wòagblɔ na nyɔnu la nɛ.
Лекин Пәрвәрдигар Ахияһқа: — Мана, Йәробоамниң аяли өз оғли тоғрисида сәндин сориғили келиду, чүнки у кесәлдур. Униңға мундақ-мундақ дегин; чүнки у кәлгәндә башқа қияпәткә киривалған болиду, дәп ейтқан еди.
6 Ale esi Ahiya se nyɔnu la ŋkɔ le eƒe ʋɔtru nu ko la, edo ɣli be, “Yeroboam srɔ̃, ge ɖe eme. Nu ka ta nèle agbagba dzem be yeadze ame bubui?” Egblɔ na nyɔnu la be, “Nya vɔ̃ aɖe le asinye na wò,
У ишиктин киргәндә Ахияһ аяқ тивишини аңлап мундақ деди: — «Һәй, Йәробоамниң аяли, киргин; немишкә башқа қияпәткә киривалдиң? Саңа бир шум хәвәрни бериш маңа буйрулди.
7 gblɔ nya siawo tso Yehowa, Israel ƒe Mawu la gbɔ na srɔ̃wò be, ‘Metia wò tso ame maɖinuwo dome eye meɖo wò fiae ɖe Israel dzi.
Берип Йәробоамға мундақ дегин: — «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән сени хәлиқниң арисидин елип көтирип, өз хәлқим Исраилға һөкүмран қилип
8 Mexɔ fiaɖuƒe la le David ƒe ƒometɔwo si hetsɔ na wò gake mèwɔ nye seawo dzi abe nye dɔla, David ene o. David ƒe didi vevi wònye be yeawɔ nye seawo dzi ɣe sia ɣi eye yeawɔ nu sia nu si medi be wòawɔ.
Падишаһлиқни Давутниң җәмәтидин житиветип, саңа бәрдим; лекин сән Мениң әмирлиримни тутуп, нәзиримдә пәқәт дурус болғаннила қилишта пүтүн қәлбидин маңа әгәшкән қулум Давутқа охшаш болмидиң,
9 Ke èwɔ nu vɔ̃ wu fia siwo katã do ŋgɔ na wò. Èwɔ mawu bubuwo na ɖokuiwò, èdo dɔmedzoe nam kple wò sikanyiviawo eye nètrɔ megbe dem.
Бәлки өзүңдин илгири кәлгәнләрниң һәммисидин артуқ рәзиллик қилип, мениң ғәзивимни қозғап, Мени арқаңға ташлап, берип өзүңгә ғәйрий илаһларни, қуйма мәбудларни ясаттиң.
10 “‘Le esia ta la, mahe dzɔgbevɔ̃e ava Yeroboam ƒe aƒe dzi eye matsrɔ̃ ŋutsuwo katã kple eƒe alimeviwo le Israel. Matɔ dzo Yeroboam ƒe aƒe abe ale si wotɔa dzo lãwo ƒe afɔdzi tso lãkpowo me ene.
Шуниң үчүн Мән Йәробоамниң җәмәтигә бала чүшүрүп, Йәробоамниң Исраилдики ханданидин һәммә әркәкни, һәтта аҗиз яки мәйип болсиму һәммисини үзүп ташлаймән, адәмләр поқ-тезәкләрни сүпүргәндәк Йәробоамниң җәмәтидин қалғинини йоқ болғичә сүпүримән.
11 Meka atam be avuwo aɖu wò ƒometɔ siwo aku le dua me eye xewo aɖu esiwo aku ɖe gbedzi.’”
Йәробоамдин болғанлардин шәһәрдә өлгинини иштлар йәйду; сәһрада өлгинини асмандики қушлар йәйду. Чүнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилғандур.
12 Ahiya gagblɔ na Yeroboam srɔ̃ be, “Yi aƒe. Ne èɖo dua me teti ko la, ɖevi la aku.
Әнди сән болсаң, қопуп өз өйүңгә барғин; айиғиң шәһәргә киргән һаман, бала өлиду.
13 Israel blibo la afae eye woaɖii, gake eya koe nye miaƒe ƒometɔ si aku le ŋutifafa me,
Пүтүн Исраил униң үчүн матәм тутуп уни дәпнә қилиду. Чүнки Йәробоамниң җәмәтидин қәбиргә қоюлидиған ялғуз шула болиду; чүнки Йәробоамниң җәмәтиниң арисида Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида пәқәт шуниңда пәзиләт тепилди.
14 Yehowa ŋutɔ aɖo fia aɖe na eɖokui ɖe Israel dzi. Fia sia aɖe Yeroboam ƒe ƒome blibo la ɖa. Egbee nye ŋkeke la! Nu ka? Ɛ̃, fifi laa gɔ̃ hã.
Әнди Пәрвәрдигар Өзигә Йәробоамниң җәмәтини үзүп ташлайдиған, Исраилниң үстигә һөкүм сүридиған бир падишани тикләйду. Дәрһәқиқәт, у пат арида болиду!
15 Ekema Yehowa aʋuʋu Israel abe ale si tɔsisi nyamaa aƒla si ge ɖe eme la ene, aho Israel le wo fofowo ƒe anyigba nyui sia dzi eye wòakaka wo ɖe Frat tɔsisi la godo, esi wodo dɔmedzoe na Yehowa to aƒeliwo subɔsubɔ me la ta.
Пәрвәрдигар Исраилни уруп, худди суда лиңшип қалған қумуштәк қилип қойиду, ата-бовилириға тәқдим қилған бу яхши зиминдин қомуруп, уларни [Әфрат] дәриясиниң у тәрипигә тарқитиду; чүнки улар өзигә «Ашәраһ бутлар»ни ясап Пәрвәрдигарниң ғәзивини қозиғиди.
16 Yehowa agblẽe ɖi le nu vɔ̃ si Yeroboam wɔ eye wòkplɔ Israel blibo la hã de nu vɔ̃ me la ta.”
Йәробоамниң садир қилған гуналири түпәйлидин, униң Исраилни гуна қилдурғини түпәйлидин, Худа Исраилни ташлап бериду!»».
17 Yeroboam srɔ̃ trɔ yi Tirza. Esi wòɖo eƒe aƒe me ƒe agbo nu ko la, ɖevi la ku.
Шуниң билән Йәробоамниң аяли қопуп, йолға чиқип Тирзаһқа қайтип кәлди. У өйиниң босуғисидин атлишиға бала өлди.
18 Wofa ɖevi kuku la le anyigba blibo la dzi abe ale si Yehowa gblɔe da ɖi to eƒe nyagblɔɖila Ahiya dzi la ene.
Улар уни дәпнә қилди. Пәрвәрдигарниң Өз қули Ахияһ пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан сөзидәк, пүтүн Исраил униң үчүн матәм тутти.
19 Woŋlɔ Yeroboam ƒe nuwɔna bubuawo, eƒe aʋawɔwɔwo kple nya bubu siwo dzɔ le eƒe fiaɖuɖu me la ɖe Israel fiawo ƒe ŋutinyagbalẽ me.
Әнди Йәробоамниң башқа ишлири, йәни җәңлири вә қандақ сәлтәнәт қилғанлири тоғрисида мана, «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
20 Yeroboam ɖu fia ƒe blaeve. Esi wòku la, via Nadab ɖu fia ɖe eteƒe.
Йәробоамниң сәлтәнәт қилған вақти жигирмә икки жил болуп, у өз ата-бовилириниң арисида ухлиди. Оғли Надаб униң орнида һөкүм сүрди.
21 Le ɣeyiɣi sia me la, Rehoboam, Solomo ƒe vi nye fia le Yuda. Exɔ ƒe blaene-vɔ-ɖekɛ esi woɖoe fiae. Eɖu fia ƒe wuiadre le Yerusalem, du si Yehowa tia le Israel duwo katã dome be yeanɔ eme la me. Rehoboam dadae nye Naama, Amoni nyɔnu aɖe.
Вә Сулайманниң оғли Рәһобоам болса Йәһуданиң үстигә һөкүм сүрди. Рәһобоам падиша болғанда қириқ бир яшқа киргән еди; у Пәрвәрдигарниң Өз намини аян қилиш үчүн, Исраилниң һәммә қәбилилири арисидин таллиған Йерусалим шәһиридә он йәттә жил һөкүм сүрди; униң анисиниң исми Наамаһ болуп, Аммоний еди.
22 Le Rehoboam ƒe fiaɖuɣi la, Yudatɔwo wɔ nu vɔ̃ abe Israelviwo ke ene eye wotsɔ woƒe nu vɔ̃ wɔwɔ do dɔmedzoe na Yehowa elabena woawo ƒe nu vɔ̃wo wu wo fofowo tɔ gɔ̃ hã.
Йәһудалар болса Пәрвәрдигарниң нәзиридә яманлиқ қилди; улар өз ата-бовилири садир қилғанлиридин зиядә гуналарни қилип, униң һәсәтлик ғәзивини қозғиған еди.
23 Wotu nuxeƒewo, li aƒeliwo kple legbawo ɖe to kɔkɔ ɖe sia ɖe dzi kple ati dama ɖe sia ɖe te.
Чүнки улар «жуқури җайлар»ни, «бут түврүк»ләрни вә һәм һәр бир егиз дөңлар үстидә, һәр бир көк дәрәқләрниң астида «Ашәраһ» бутларни ясиди.
24 Ŋutsu nuxeƒegbolowo hã xɔ anyigba blibo la dzi. Ame siwo nɔ Yuda la wɔ busunuwo abe trɔ̃subɔdukɔ siwo Yehowa nya le anyigba la dzi be yeƒe amewo nakpɔ teƒe anɔ la ene.
Вә зиминда кәспий бәччивазларму бар еди. Улар Пәрвәрдигар әслидә Исраилларниң алдидин һайдап чиқарған әлләрниң барлиқ жиркиничлик һарам ишлирини қилатти.
25 Le Fia Rehoboam ƒe fiaɖuɖu ƒe ƒe atɔ̃lia me la, Egipte fia Sisak ho aʋa ɖe Yerusalem ŋu eye wòɖu edzi.
Рәһобоам падишаниң сәлтәнитиниң бәшинчи жилида шундақ болдики, Мисирниң падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қилди.
26 Elɔ nu sia nu le gbedoxɔ la kple fiasã la me dzoe. Etsɔ sikakpoxɔnu siwo Solomo wɔ la katã hã dzoe.
У Пәрвәрдигарниң өйидики гөһәр-байлиқларни һәм падишаниң ордисидики гөһәр-байлиқларни елип кәтти; у һәммисини, җүмлидин Сулайман ясатқан алтун сипарларниму елип кәтти.
27 Ke Fia Rehoboam wɔ akɔblikpoxɔnuwo ɖe wo teƒe eye wòtsɔ wo de asi na eŋudzɔlawo ƒe amegã.
Уларниң орнида Рәһобоам падиша мистин бир мунчә сипар-қалқанлар яситип, уларни падиша ордисиниң кириш йолини сақлайдиған пасибан бәглириниң қолиға тапшурди.
28 Ɣe sia ɣi si Fia la yi gbedoxɔ la me la, eŋudzɔlawo tsɔa wo bɔa asaɖa le eŋgɔ eye emegbe la, wogbugbɔa wo dana ɖe dzɔlawo ƒe xɔ me.
Шундақ қилип, падиша һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған чағда, пасибанлар у сипар-қалқанларни көтирип чиқатти, андин уларни йәнә пасибанханиға әкирип қоюшатти.
29 Woŋlɔ nyadzɔdzɔ bubuwo tso Rehoboam ƒe fiaɖuɖu ŋuti ɖe Yuda fiawo ƒe ŋutinyagbalẽ me.
Амма Рәһобоамниң башқа ишлири вә қилғининиң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
30 Aʋa dzɔna ɖe Rehoboam kple Yeroboam dome enuenu.
Рәһобоам билән Йәробоам барлиқ күнлиридә бир-бири билән җәң қилишип турған еди.
31 Esime Rehoboam, ame si dadae nye Naama, Amoni nyɔnu la ku la, woɖii ɖe tɔgbuiawo dome le David ƒe du la me eye via Abiyam ɖu fia ɖe eteƒe.
Рәһобоам өз ата-бовилириниң арисида ухлиди вә «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди. Униң анисиниң исми Наамаһ болуп, бир Аммоний еди. Рәһобоамниң оғли Абиям атисиниң орнида падиша болди.