< Genesis 19 >

1 And two of the messengers come towards Sodom at even, and Lot is sitting at the gate of Sodom, and Lot seeth, and riseth to meet them, and boweth himself — face to the earth,
Икки пәриштә кәчтә Содомға йетип кәлди; шу чағда Лут Содомниң дәрвазисида олтиратти. Лут уларни көрүпла орнидин туруп, алдиға чиқип йүзи йәргә тәккидәк тазим қилип:
2 and he saith, 'Lo, I pray you, my lords, turn aside, I pray you, unto the house of your servant, and lodge, and wash your feet — then ye have risen early and gone on your way;' and they say, 'Nay, but in the broad place we do lodge.'
— Мана, әй ғоҗилирим, кәминилириниң өйигә чүшүп путлириңларни жуюп қонуп қалғайсиләр; андин әтә сәһәр қопуп йолға чиқсаңларму болиду, девиди, булар җававән: — Яқ, биз шәһәр мәйданида кәчләймиз, — деди.
3 And he presseth on them greatly, and they turn aside unto him, and come in unto his house; and he maketh for them a banquet, and hath baked unleavened things; and they do eat.
Амма у уларни чиң тутувиди, ахир улар униң билән берип өйигә кирди. У уларға дәстихан селип, петир тоғачларни пиширип бәрди, улар ғизаланди.
4 Before they lie down, the men of the city — men of Sodom — have come round about against the house, from young even unto aged, all the people from the extremity;
Улар техи ятмиған еди, шәһәрдикиләр, йәни Содомниң әркәклири, яш, қери һәммиси һәр қайси мәһәллиләрдин келип өйни қоршивалди;
5 and they call unto Lot and say to him, 'Where [are] the men who have come in unto thee to-night? bring them out unto us, and we know them.'
улар Лутни чақирип униңға: — Бүгүн кәчтә сениңкигә киргән адәмләр қени? Уларни бизгә чиқирип бәр, биз улар билән йеқинчилиқ қилимиз, — деди.
6 And Lot goeth out unto them, to the opening, and the door hath shut behind him,
Лут дәрвазиниң алдиға, уларниң қешиға чиқип, ишикни йепиветип,
7 and saith, 'Do not, I pray you, my brethren, do evil;
уларға: — Әй бурадәрлирим, мундақ рәзилликни қилмаңлар!
8 lo, I pray you, I have two daughters, who have not known any one; let me, I pray you, bring them out unto you, and do to them as [is] good in your eyes; only to these men do not anything, for therefore have they come in within the shadow of my roof.'
Мана, техи һеч әр билән биллә болмиған икки қизим бар; уларни силәргә чиқирип берәй. Улар билән халиқиниңларни қилиңлар. Амма бу адәмләр өгүзмниң сайиси астиға киргән екән, силәр уларни һеч немә қилмаңлар! — деди.
9 And they say, 'Come nigh hither;' they say also, 'This one hath come in to sojourn, and he certainly judgeth! now, we do evil to thee more than [to] them;' and they press against the man, against Lot greatly, and come nigh to break the door.
Лекин улар җавап берип: «Нери тур!» дегиничә, йәнә: — Бу йәрдә турушқа кәлгән бу мусапир һаким болмақчимикән? Әнди саңа уларға қилғандинму бәттәр яманлиқ қилимиз! — дәп Лутни қистап, ишикни чеқишқа бастуруп кәлди.
10 And the men put forth their hand, and bring in Lot unto them, into the house, and have shut the door;
Амма у икки киши қоллирини узитип Лутни өйгә өз қешиға тартип әкиривелип, ишикни тақивалди
11 and the men who [are] at the opening of the house they have smitten with blindness, from small even unto great, and they weary themselves to find the opening.
вә өйниң дәрвазисиниң алдидики адәмләрни кичигидин тартип чоңиғичә корлуққа муптила қилди; шуниң билән улар дәрвазини издәп, һалидин кәтти.
12 And the men say unto Lot, 'Whom hast thou here still? son-in-law, thy sons also, and thy daughters, and all whom thou hast in the city, bring out from this place;
Андин иккәйлән Лутқа: — Мошу йәрдә йәнә бирәр кимиң барму? Күйоғул, оғул яки қизлириң вә яки шәһәрдә башқа адәмлириң болса уларни бу йәрдин елип кәткин!
13 for we are destroying this place, for their cry hath been great [before] the face of Jehovah, and Jehovah doth send us to destroy it.'
Чүнки биз бу йәрни йоқитимиз; чүнки улар тоғрилиқ көтирилгән дад-пәряд Пәрвәрдигарниң алдида интайин күчлүк болғач, Пәрвәрдигар бизни уни йоқитишқа әвәтти, — деди.
14 And Lot goeth out, and speaketh unto his sons-in-law, those taking his daughters, and saith, 'Rise, go out from this place, for Jehovah is destroying the city;' and he is as [one] mocking in the eyes of his sons-in-law.
Шуниң билән Лут ташқириға чиқип, қизлирини алидиған [болғуси] күйоғуллириниң қешиға берип: «Әнди қопуп бу йәрдин чиқип кетиңлар; чүнки Пәрвәрдигар шәһәрни йоқитиду» — деди. Амма у [болғуси] күйоғуллириниң нәзиригә чақчақ қилғандәк көрүнди.
15 And when the dawn hath ascended, then the messengers press upon Lot, saying, 'Rise, take thy wife, and thy two daughters who are found present, lest thou be consumed in the iniquity of the city.'
Таң атқанда, пәриштиләр Лутни алдиритип: — Әнди қопуп аялиң билән қешиңдики икки қизиңни алғин; болмиса шәһәрниң қәбиһлигигә четилип қелип, һалак болисән, — деди.
16 And he lingereth, and the men lay hold on his hand, and on the hand of his wife, and on the hand of his two daughters, through the mercy of Jehovah unto him, and they bring him out, and cause him to rest without the city.
Амма у техичә арисалди болуп турғанда, Пәрвәрдигар униңға рәһим қилғанлиғи үчүн, у иккилән Лутниң қолини, аялиниң қолини вә икки қизиниң қоллирини тутуп, уларни шәһәрниң сиртиға әчиқип, орунлаштуруп қойди.
17 And it cometh to pass when he hath brought them out without, that he saith, 'Escape for thy life; look not expectingly behind thee, nor stand thou in all the circuit; to the mountain escape, lest thou be consumed.'
Уларни чиқарғандин кейин шу иш болдики, улардин бири униңға: — Җениңни елип қач, һалак болмаслиғиң үчүн кәйниңгә қаримай, түзләңликтики һеч йәрдә тохтимай, таққа қачқин! — деди.
18 And Lot saith unto them, 'Not [so], I pray thee, my lord;
Лекин Лут уларға: — Ундақ болмиғай, әй ғоҗам, өтүнүп қалай!
19 lo, I pray thee, thy servant hath found grace in thine eyes, and thou dost make great thy kindness which thou hast done with me by saving my life, and I am unable to escape to the mountain, lest the evil cleave [to] me, and I have died;
Мана, кәминәң көзүңдә илтипат тапти, җенимни қутқуздуң, маңа зор мәрһәмәт көрсәттиң; амма мән таққа қачалмаймән; ундақ қилсам, маңа бирәр апәт чүшүп, өлүп кетәрмәнмекин.
20 lo, I pray thee, this city [is] near to flee thither, and it [is] little; let me escape, I pray thee, thither, (is it not little?) and my soul doth live.'
Қара, аву шәһәргә қечип барса болғидәк наһайити йеқин екән, шундақла кичик шәһәр екән! Өтүнүп қалай, мениң шу йәргә қечишимға йол қойғайсән! У кичик [шәһәр] әмәсму?! Җеним шу йәрдә аман қалиду! — деди.
21 And he saith unto him, 'Lo, I have accepted thy face also for this thing, without overthrowing the city [for] which thou hast spoken;
Пәриштә униңға җавап берип: — Хәйр, бу иштиму саңа мақул болай, сән ейтқан шу шәһәрни вәйран қилмай.
22 haste, escape thither, for I am not able to do anything till thine entering thither;' therefore hath he calleth the name of the city Zoar.
Әнди у йәргә тездин қечип барғин; чүнки сән шу йәргә йетип бармиғичә һеч иш қилалмасмән, — деди. Шуңа у шәһәрниң исми «Зоар» дәп аталған.
23 The sun hath gone out on the earth, and Lot hath entered into Zoar,
Лут Зоарға йетип барғанда күн нури йәр йүзигә чечилған еди.
24 and Jehovah hath rained upon Sodom and upon Gomorrah brimstone and fire from Jehovah, from the heavens;
Шу чағда Пәрвәрдигар әрштин, өз йенидин Содом билән Гоморраниң үстигә гуңгут вә от яғдуруп,
25 and He overthroweth these cities, and all the circuit, and all the inhabitants of the cities, and that which is shooting up from the ground.
шу шәһәрләрни, пүткүл түзләңликни һәмдә шәһәрләрдики барлиқ аһалиләр вә йәрдин үнгәнләрни қошуп бәрбат қилди.
26 And his wife looketh expectingly from behind him, and she is — a pillar of salt!
Лекин Лутниң арқисидин маңған аяли кәйнигә қаривиди, туз түврүккә айлинип қалди.
27 And Abraham riseth early in the morning, unto the place where he hath stood [before] the face of Jehovah;
Әтиси таң сәһәрдә, Ибраһим қопуп илгири Пәрвәрдигарниң алдида турған җайға чиқип,
28 and he looketh on the face of Sodom and Gomorrah, and on all the face of the land of the circuit, and seeth, and lo, the smoke of the land went up as smoke of the furnace.
Содом билән Гоморра тәрәпкә, шундақла түзләңликниң һәммә йеригә нәзәр селивиди, мана, йәр йүзидин хумданниң түтүнидәк түтүн өрләватқинини көрди.
29 And it cometh to pass, in God's destroying the cities of the circuit, that God remembereth Abraham, and sendeth Lot out of the midst of the overthrow in the overthrowing of the cities in which Lot dwelt.
Амма шундақ болдики, Худа у түзләңликтики шәһәрләрни вәйран қилғанда, У Ибраһимни есигә елип, Лут турған шәһәрләрни бәрбат қилғанда уни балаю-апәтниң ичидин чиқирип қутқузди.
30 And Lot goeth up out of Zoar, and dwelleth in the mountain, and his two daughters with him, for he hath been afraid of dwelling in Zoar, and he dwelleth in a cave, he and his two daughters.
Амма Лут Зоар шәһиридә туруштин қорққачқа, Зоардин кетип, таққа чиқип, икки қизи билән шу йәрдә маканлашти. У икки қизи билән бир өңкүрдә турди.
31 And the first-born saith unto the younger, 'Our father [is] old, and a man there is not in the earth to come in unto us, as [is] the way of all the earth;
Әнди чоң қиз кичигигә: — Атимиз болса қерип кәтти; дунияниң қаидә-йосуни бойичә бу жутта бизгә йеқинчилиқ қилидиған һеч әр киши қалмиди.
32 come, we cause our father to drink wine, and lie with him, and preserve from our father — a seed.'
Қени, атимизни шарап билән мәс қилип қоюп, униң билән биллә ятайли; шундақ қилсақ, биз пәрзәнт көрүп атимизниң уруғини қалдуралаймиз, — деди.
33 And they cause their father to drink wine on that night; and the first-born goeth in, and lieth with her father, and he hath not known in her lying down, or in her rising up.
Шуниң билән улар у кечиси атисиға шарап ичкүзүп [мәст қилип] қоюп, чоң қизи кирип атиси билән ятти. Лекин Лут униң кирип ятқининиму, қопуп кәткининиму һеч сәзмиди.
34 And it cometh to pass, on the morrow, that the first-born saith unto the younger, 'Lo, I have lain yesterday-night with my father: we cause him to drink wine also to-night, and go thou in, lie with him, and we preserve from our father — a seed.'
Әтиси шундақ болдики, чоңи кичигигә: — Мана, мән ахшам атам билән яттим; бүгүн кәчтиму униңға йәнә шарап ичкүзәйли; шуниң билән сән кирип униң билән ятқин; шундақ қилип, һәр иккимиз пәрзәнт көрүп атимизниң нәслини қалдуралаймиз, — деди.
35 And they cause their father to drink wine on that night also, and the younger riseth and lieth with him, and he hath not known in her lying down, or in her rising up.
Шуниң билән улар у кечиси атисиға шарап ичкүзүп [мәст қилип] қоюп, кичик қизи орнидин туруп униң билән биллә ятти. Амма Лут униң кирип ятқининиму, қопуп кәткининиму һеч сәзмиди.
36 And the two daughters of Lot conceive from their father,
Шундақ қилип, Лутниң иккила қизи өз атисидин һамилдар болуп қалди.
37 and the first-born beareth a son, and calleth his name Moab; he [is] father of Moab unto this day;
Чоңи болса оғул туғуп, униң етини Моаб қойди; у бүгүнки Моабийларниң атисидур.
38 as to the younger, she also hath born a son, and calleth his name Ben-Ammi: he [is] father of the Beni-Ammon unto this day.
Кичигиму оғул туғуп, униң етини Бән-Амми қойди. У бүгүнки Аммонийларниң атисидур.

< Genesis 19 >