< Matthew 11 >
1 When Yeshua had finished directing his twelve disciples, he departed from there to teach and proclaim in their cities.
Әйса он икки мухлисиға бу ишларни тапилап болғандин кейин, өзиму шу йәрдики һәр қайси шәһәрләрдә тәлим бериш вә [Худаниң каламини] җакалаш үчүн у йәрдин кәтти.
2 Now when Yochanan heard in the prison the works of Messiah, he sent two of his disciples
Зинданға соланған Йәһя [пәйғәмбәр] Мәсиһниң қилған әмәллирини аңлап, мухлислирини әвәтип, улар арқилиқ Әйсадин:
3 and said to him, “Are you he who comes, or should we look for another?”
«Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» — дәп сориди.
4 Yeshua answered them, “Go and tell Yochanan the things which you hear and see:
Әйса уларға җавап берип мундақ деди: — Йәһяниң йениға қайтип берип, өз аңлаватқанлириңларни вә көрүватқанлириңларни баян қилип —
5 the blind receive their sight, the lame walk, the lepers are cleansed, the deaf hear, the dead are raised up, and the poor have good news preached to them.
Корлар көрәләйдиған вә токурлар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайтилди, гаслар аңлалайдиған болди, өлгәнләрму тирилдүрүлди вә кәмбәғәлләргә хуш хәвәр җакаланди» — дәп ейтиңлар
6 Blessed is he who finds no occasion for stumbling in me.”
вә [униңға йәнә]: «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар, — деди.
7 As these went their way, Yeshua began to say to the multitudes concerning Yochanan, “What did you go out into the wilderness to see? A reed shaken by the wind?
Улар кәткәндә, Әйса топ-топ адәмләргә Йәһя тоғрилиқ сөзләшкә башлиди: — «Силәр әсли [Йәһяни издәп] чөлгә барғиниңларда, зади немини көргили бардиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомушниму?
8 But what did you go out to see? A man in soft clothing? Behold, those who wear soft clothing are in kings’ houses.
Яки есил кийингән бир әрбабниму? Мана, есил кийимләрни кийгәнләр хан ордилиридин тепилидуғу!
9 But why did you go out? To see a prophet? Yes, I tell you, and much more than a prophet.
Әнди силәр немә көргили бардиңлар? Бир пәйғәмбәрниму? Дурус, амма мән шуни силәргә ейтип қояйки, [бу болса] пәйғәмбәрдинму үстүн бир болғучидур.
10 For this is he, of whom it is written, ‘Behold, I send my messenger before your face, who will prepare your way before you.’
Чүнки [муқәддәс язмилардики]: — «Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән; У сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — дәп пүтүлгән сөз дәл униң тоғрисида пүтүлгәндур.
11 Most certainly I tell you, among those who are born of women there has not arisen anyone greater than Yochanan the Immerser; yet he who is least in the Kingdom of Heaven is greater than he.
Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, аяллардин туғулғанлар арисида чөмүлдүргүчи Йәһядинму улуғи турғузулғини йоқ; амма әрш падишалиғидики әң кичик болғиниму униңдин улуқ туриду.
12 From the days of Yochanan the Immerser until now, the Kingdom of Heaven suffers violence, and the violent take it by force.
Амма чөмүлдүргүчи Йәһя оттуриға чиққан күнләрдин бүгүнки күнгичә, әрш падишалиғиға кириш йоли шиддәт билән ечилди вә кишиләр уни шиддәт билән тутувалиду.
13 For all the Prophets and the Torah prophesied until Yochanan.
Чүнки барлиқ пәйғәмбәрләрниң бешарәт бериш хизмити, шундақла Тәвраттики язмилар арқилиқ бешарәт йәткүзүлүш хизмити Йәһя билән ахирлишиду.
14 If you are willing to receive it, this is Elijah, who is to come.
Вә әгәр шу сөзни қобул қилалисаңлар, «[қайтип] келиши муқәррәр болған Иляс [пәйғәмбәр]» болса, [Йәһяниң] өзидур.
15 He who has ears to hear, let him hear.
Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
16 “But to what shall I compare this generation? It is like children sitting in the marketplaces, who call to their companions
Лекин бу дәвирдики кишиләрни зади кимләргә охшитай? Улар худди рәстә-базарларда олтарвелип, бир-биригә:
17 and say, ‘We played the flute for you, and you didn’t dance. We mourned for you, and you didn’t lament.’
«Биз силәргә сүнай челип бәрсәкму, уссул ойнимидиңлар», «Матәм пәдисигә челип бәрсәкму, жиға-зерә қилмидиңлар» дәп [қақшайдиған тутуруқсиз] балиларға охшайду.
18 For Yochanan came neither eating nor drinking, and they say, ‘He has a demon.’
Чүнки Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, [шарап] ичмәйтти. Шуниң билән, улар: «Униңға җин чаплишипту» дейишиду.
19 The Son of Man came eating and drinking, and they say, ‘Behold, a gluttonous man and a drunkard, a friend of tax collectors and sinners!’ But wisdom is justified by her children.”
Инсаноғли болса келип һәм йәйду һәм ичиду вә мана, улар: «Таза бир тоймас вә бир мәйхор екән. У баҗгирлар вә гунакарларниң дости» дейишиду. Лекин даналиқ болса өз пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду».
20 Then he began to denounce the cities in which most of his mighty works had been done, because they didn’t repent.
Андин у өзи көп мөҗизиләрни көрсәткән шәһәрләрдә туруватқанларни товва қилмиғанлиғи үчүн әйипләп, мундақ деди: —
21 “Woe to you, Chorazin! Woe to you, Bethsaida! For if the mighty works had been done in Tyre and Sidon which were done in you, they would have repented long ago in sackcloth and ashes.
Һалиңларға вай, әй Қоразинлиқлар! Һалиңларға вай, әй Бәйт-Саидалиқлар! Чүнки силәрдә көрситилгән мөҗизиләр Тур вә Зидон шәһәрлиридә көрситилгән болса, у йәрләрдикиләр хелә бурунла бөз кийимигә йөгинип, күлгә милинип товва қилған болатти.
22 But I tell you, it will be more tolerable for Tyre and Sidon on the day of judgment than for you.
Мән силәргә шуни ейтип қояйки, қиямәт күнидә Тур вә Зидондикиләрниң көридиғини силәрниңкидин йеник болиду.
23 You, Capernaum, who are exalted to heaven, you will go down to Sheol. For if the mighty works had been done in Sodom which were done in you, it would have remained until today. (Hadēs )
Әй әршкә көтирилгән Кәпәрнаһумлуқлар! Силәр тәһтисараға чүшүрүлисиләр. Чүнки араңларда яритилған мөҗизиләр Содомда яритилған болса, у шәһәр бүгүнгичә һалак болмиған болатти. (Hadēs )
24 But I tell you that it will be more tolerable for the land of Sodom on the day of judgment, than for you.”
Амма мән силәргә шуни ейтип қояйки, қиямәт күнидә Содом зиминидикиләрниң көридиғини силәрниңкидинму йеник болиду.
25 At that time, Yeshua answered, “I thank you, Father, Lord of heaven and earth, that you hid these things from the wise and understanding, and revealed them to infants.
Шу вақитларда, Әйса бу ишларға қарап мундақ деди: — Асман-зимин Егиси и Ата! Сән бу [һәқиқәтләрни] данишмән вә әқиллиқлардин йошуруп, сәбий балиларға ашкарилиғанлиғиң үчүн Саңа мәдһийиләр оқуймән!
26 Yes, Father, for so it was well-pleasing in your sight.
Бәрһәқ, и Ата, нәзириңдә бундақ қилиш рава еди.
27 All things have been delivered to me by my Father. No one knows the Son, except the Father; neither does anyone know the Father, except the Son and he to whom the Son desires to reveal him.
Һәммә маңа Атамдин тәқдим қилинди; Оғулни Атидин башқа һеч ким тонумайду, вә Атиниму Оғул вә Оғул ашкарилашни лайиқ көргән кишиләрдин башқа һеч ким тонумайду.
28 “Come to me, all you who labor and are heavily burdened, and I will give you rest.
Әй җапакәшләр вә еғир жүк жүкләнгән һәммиңлар! Мениң йенимға келиңлар, мән силәргә арамлиқ берәй.
29 Take my yoke upon you and learn from me, for I am gentle and humble in heart; and you will find rest for your souls.
Мениң боюнтуруғумни кийип, мәндин үгиниңлар; чүнки мән мөмин вә кәмтәрмән; шундақ қилғанда, көңлүңлар арам тапиду.
30 For my yoke is easy, and my burden is light.”
Чүнки мениң боюнтуруғумда болуш асан, мениң артидиған жүкүм йениктур.