< Psalms 114 >
1 When Israel went out of Egypt, the house of Jacob from a people of foreign language,
Исраил Мисирдин, Яқуп җәмәти ят тиллиқ әлләрдин чиққанда,
2 Judah became his sanctuary, Israel his dominion.
Шу чағда Йәһуда [Худаниң] муқәддәс җайи, Исраил униң сәлтинити болди,
3 The sea saw it, and fled. The Jordan was driven back.
Деңиз буни көрүп бәдәр қачти, Иордан дәрияси кәйнигә янди;
4 The mountains skipped like rams, the little hills like lambs.
Тағлар қочқарлардәк, Дөңләр қозилардәк ойнақлиди.
5 What was it, you sea, that you fled? You Jordan, that you turned back?
Әй деңиз, сән немә болдуң, қачқили? Иордан дәрияси, йолуңдин янғили?
6 You mountains, that you skipped like rams? You little hills, like lambs?
Тағлар қочқарлардәк, Дөңләр қозилардәк ойнақлиғили?
7 Tremble, you earth, at the presence of the Lord, at the presence of the God of Jacob,
И йәр йүзи, Рәбниң җамалидин, Яқупниң Худасиниң җамалидин тәврән;
8 who turned the rock into a pool of water, the flint into a spring of waters.
У қорам ташни көлчәккә, Чақмақ тешини мол булақ сулириға айландуриду.