< Numbers 14 >

1 All the congregation lifted up their voice, and cried; and the people wept that night.
Шуниң билән барлиқ җамаәт дад-пәряд көтирип жиғлиди; улар кечичә жиға-зерә қилишип чиқти.
2 All the children of Israel murmured against Moses and against Aaron. The whole congregation said to them, “We wish that we had died in the land of Egypt, or that we had died in this wilderness!
Исраиллар Муса билән Һарунға тапа-тәнә қилип: — Биз балдурла Мисирда өлүп кәтсәк боптикән! Мошу чөл-җәзиридә өлүп кәтсәк боптикән!
3 Why does Yahweh bring us to this land, to fall by the sword? Our wives and our little ones will be captured or killed! Wouldn’t it be better for us to return into Egypt?”
Пәрвәрдигар немишкә бизни қилич астида өлсун, хотун бала-җақилиримиз булинип, [дүшмәнниң] олҗиси болсун дәп бизни бу йәргә башлап кәлгәнду? Униңдин көрә, Мисирға қайтип кәткинимиз яхши әмәсму? — дәп ғотулдашти.
4 They said to one another, “Let’s choose a leader, and let’s return into Egypt.”
Шуниң билән улар бир-биригә: — Башқидин бир башлиқ тикләп Мисирға қайтип кетәйли, — дейишти.
5 Then Moses and Aaron fell on their faces before all the assembly of the congregation of the children of Israel.
Муса билән Һарун пүтүн Исраил җамаити алдида жиқилип дүм ятти.
6 Joshua the son of Nun and Caleb the son of Jephunneh, who were of those who spied out the land, tore their clothes.
Шу йәрни чарлап кәлгәнләр ичидики Нунниң оғли Йәшуа билән Йәфуннәһниң оғли Каләб кийимлирини житип,
7 They spoke to all the congregation of the children of Israel, saying, “The land, which we passed through to spy it out, is an exceedingly good land.
пүтүн Исраил җамаәтчилигигә: — Биз чарлап келишкә өтүп барған зимин интайин бәк яхши зимин екән.
8 If Yahweh delights in us, then he will bring us into this land, and give it to us: a land which flows with milk and honey.
Әгәр Пәрвәрдигар биздин сөйүнсә, бизни шу зиминға, йәни һәсәл билән сүт еқип туридиған шу зиминға башлап берип, уни бизгә бериду.
9 Only don’t rebel against Yahweh, neither fear the people of the land; for they are bread for us. Their defense is removed from over them, and Yahweh is with us. Don’t fear them.”
Силәр пәқәт Пәрвәрдигарға асийлиқ қилмаңлар! У зиминидикиләрдин қорқмаңлар, чүнки улар бизгә нисбәтән бир ғизадур; уларниң панаһдарлири улардин кәтти, Пәрвәрдигар болса биз билән биллә; улардин қорқмаңлар, — деди.
10 But all the congregation threatened to stone them with stones. Yahweh’s glory appeared in the Tent of Meeting to all the children of Israel.
Һалбуки, пүткүл җамаәт тәрәп-тәрәптин: — У иккисини чалма-кесәк қилип өлтүрүветәйли, дейишти. Лекин Пәрвәрдигарниң җуласи җамаәт чедирида Исраилларға аян болди.
11 Yahweh said to Moses, “How long will this people despise me? How long will they not believe in me, for all the signs which I have worked among them?
Пәрвәрдигар Мусаға: — Бу хәлиқ Мени қачанғичә мәнситмәйду? Гәрчә уларниң оттурисида шунчә мөҗизилик аламәтләрни яратқан болсамму, лекин улар Маңа қачанғичә ишинишмәйдикән?
12 I will strike them with the pestilence, and disinherit them, and will make of you a nation greater and mightier than they.”
Мән уларни ваба билән уруп йоқитимән, шуниң билән сени улардин техиму чоң вә қудрәтлик бир әл қилимән, — деди.
13 Moses said to Yahweh, “Then the Egyptians will hear it; for you brought up this people in your might from among them.
Муса болса Пәрвәрдигарға мундақ деди: — «Бундақ болидиған болса бу ишни мисирлиқлар аңлап қалиду, чүнки Сән улуқ қудритиң билән бу хәлиқни уларниң арисидин елип чиққан едиң;
14 They will tell it to the inhabitants of this land. They have heard that you Yahweh are among this people; for you Yahweh are seen face to face, and your cloud stands over them, and you go before them, in a pillar of cloud by day, and in a pillar of fire by night.
вә Мисирлиқлар бу ишни шу зиминдики хәлиқләргиму ейтиду. У зиминдики аһалиму Сән Пәрвәрдигарниң бу хәлиқниң арисида екәнлигиңни, Сән Пәрвәрдигарниң уларниң алдида йүзму-йүз көрүнгәнлигиңни, Сениң булутиң дайим уларға сайә чүшүрүп кәлгәнлигини, шундақла Сениң күндүзи булут түврүгидә, кечиси от түврүгидә уларниң алдида маңғанлиғиңни аңлиған еди.
15 Now if you killed this people as one man, then the nations which have heard the fame of you will speak, saying,
Әнди Сән бу хәлиқни худди бир адәмни өлтүргәндәк өлтүрүвәтсәң, Сениң нам-шөһритиңни аңлиған әлләрниң һәммиси:
16 ‘Because Yahweh was not able to bring this people into the land which he swore to them, therefore he has slain them in the wilderness.’
«Пәрвәрдигар бу хәлиқни Өзи уларға беришкә қәсәм қилған зиминға башлап баралмайдиғанлиғи үчүн, шуңа уларни әшу чөл-җәзиридә өлтүрүветипту» дәп қалиду.
17 Now please let the power of the Lord be great, according as you have spoken, saying,
Әнди өтүнимәнки, Рәббим қудритиңни җари қилдурғайсән, Өзүңниң:
18 ‘Yahweh is slow to anger, and abundant in loving kindness, forgiving iniquity and disobedience; and he will by no means clear the guilty, visiting the iniquity of the fathers on the children, on the third and on the fourth generation.’
«Пәрвәрдигар асанлиқчә аччиқланмайду, Униң меһир-муһәббити тешип туриду; У гуна вә итаәтсизликни кәчүриду, лекин гунакарларни һәргиз гунасиз дәп қаримайду, атиларниң қәбиһлигини атисидин балисиғичә, һәтта нәврә-чәврилиригичә уларниң үстигә жүкләйду» дегиниңдәк қилғайсән.
19 Please pardon the iniquity of this people according to the greatness of your loving kindness, and just as you have forgiven this people, from Egypt even until now.”
Меһрий-шәпқитиңниң кәңрилиги бойичә, Мисирдики чағдин таки һазирғичә дайим кәчүрүп кәлгиниңдәк, бу хәлиқниң қәбиһлигини кәчүргәйсән!».
20 Yahweh said, “I have pardoned according to your word;
Пәрвәрдигар: — «Бопту, сән дегәндәк уларни кәчүрдүм.
21 but in very deed—as I live, and as all the earth shall be filled with Yahweh’s glory—
Лекин Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, пүткүл йәр йүзи Мән Пәрвәрдигарниң шан-шәриви билән толиду.
22 because all those men who have seen my glory and my signs, which I worked in Egypt and in the wilderness, yet have tempted me these ten times, and have not listened to my voice;
Һалбуки, Мениң җулайимни, Мисирда вә чөл-җәзиридә көрсәткән мөҗизилик аламәтлиримни көрүп турупму Мени мошундақ он қетимлап синап йәнә авазимға қулақ салмиғанлар,
23 surely they shall not see the land which I swore to their fathers, neither shall any of those who despised me see it.
Мән қәсәм ичип уларниң ата-бовилириға мирас қилип беримән дегән у зиминни һәргиз көрәлмәйду; Мени мәнситмигәнләрдин бириму у жутни көрәлмәйду.
24 But my servant Caleb, because he had another spirit with him, and has followed me fully, him I will bring into the land into which he went. His offspring shall possess it.
Лекин өзидә башқичә бир роһниң болғини, пүтүн қәлби билән Маңа әгәшкини үчүн қулум Каләбни у киргән йәргә башлап киримән; униң әвлатлириму у йәргә мирасхор болиду.
25 Since the Amalekite and the Canaanite dwell in the valley, tomorrow turn and go into the wilderness by the way to the Red Sea.”
(шу чағда Амаләкләр билән Ⱪананийлар [тағлиқ] җилғиларда турувататти) — Әтә силәр йолуңлардин бурулуп, Қизил Деңизға баридиған йол билән меңип чөлгә сәпәр қилиңлар» — деди.
26 Yahweh spoke to Moses and to Aaron, saying,
Пәрвәрдигар Муса билән Һарунға сөз қилип мундақ деди:
27 “How long shall I bear with this evil congregation that complain against me? I have heard the complaints of the children of Israel, which they complain against me.
— Мән Мениң яман гепимни қилип ғотулдишидиған бу рәзил җамаәткә қачанғичә чидишим керәк? Исраилларниң Мениң яман гепимни қилғанлири, шу [тохтавсиз] ғотулдашлириниң һәммисини аңлидим.
28 Tell them, ‘As I live, says Yahweh, surely as you have spoken in my ears, so I will do to you.
Сән уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән һаятим билән қәсәм қилимәнки, хәп, Мән силәргә қулиқимға киргән сөзлириңлар бойичә муамилә қилмайдиған болсам!
29 Your dead bodies shall fall in this wilderness; and all who were counted of you, according to your whole number, from twenty years old and upward, who have complained against me,
Силәрниң өлүгүңлар мошу чөлдә ятиду; силәрниң ичиңларда санақтин өткүзүлгәнләр, йәни йеши жигирмидин ашқан, Мениң яман гепимни қилип ғотулдиғанларниң һәммиси пүтүн сани бойичә
30 surely you shall not come into the land concerning which I swore that I would make you dwell therein, except Caleb the son of Jephunneh, and Joshua the son of Nun.
Силәргә қол көтирип [қәсәм қилип], туралғуңлар қилип беримән дегән зиминға һеч кирәлмәйду; пәқәт Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала кириду.
31 But I will bring in your little ones that you said should be captured or killed, and they shall know the land which you have rejected.
Силәрниң кичик балилириңлар, йәни «Булинип, дүшмәнниң олҗиси болуп қалиду» дейилгәнләрни Мән башлап киримән, улар силәр кәмситкән у зиминдин бәһримән болиду.
32 But as for you, your dead bodies shall fall in this wilderness.
Бирақ силәр болсаңлар, силәр жиқилип, өлүгүңлар бу чөлдә қалиду.
33 Your children shall be wanderers in the wilderness forty years, and shall bear your prostitution, until your dead bodies are consumed in the wilderness.
Силәрниң балилириңлар бузуқлуқ-вапасизлиғиңларниң әлимини тартип, өлүгүңлар чөлдә йоқалғичә, бу чөлдә қириқ жил сәргәрдан болуп жүриду.
34 After the number of the days in which you spied out the land, even forty days, for every day a year, you will bear your iniquities, even forty years, and you will know my alienation.’
Силәрниң шу зиминни чарлиған күнлириңларниң сани бойичә, қириқ күнниң һәр бир күнини бир жил һесаплап, қәбиһликлириңларни қириқ жил өз үстүңларға елип жүрисиләр; шу чағда Мениң өзүңлардин ятлашқинимниң немә екәнлигини билип йетисиләр» — дегин.
35 I, Yahweh, have spoken. I will surely do this to all this evil congregation who are gathered together against me. In this wilderness they shall be consumed, and there they shall die.”
Мән Пәрвәрдигар шундақ дегән екәнмән, жиғилип Маңа қарши чиққан бу рәзил хәлиқ җамаитигә Мән чоқум шундақ қилимән; улар мошу чөл-җәзиридә йәветилиду, шу йәрдә өлиду.
36 The men whom Moses sent to spy out the land, who returned and made all the congregation to murmur against him by bringing up an evil report against the land,
Муса у зиминни чарлап келишкә әвәткәнләр қайтип кәлгәндә, у зимин тоғрилиқ яман хәвәр елип келиш билән пүтүн җамаәтни ғотулдитип, Мусаниң яман гепини қилғузғанлар,
37 even those men who brought up an evil report of the land, died by the plague before Yahweh.
йәни у зимин тоғрилиқ яман хәвәр әкәлгән бу кишиләрниң һәммиси ваба кесили тегип Пәрвәрдигарниң алдида өлди.
38 But Joshua the son of Nun and Caleb the son of Jephunneh remained alive of those men who went to spy out the land.
Зиминни чарлап келишкә барған адәмләр ичидин пәқәт Нунниң оғли Йәшуа билән Йәфуннәһниң оғли Каләбла һаят қалди.
39 Moses told these words to all the children of Israel, and the people mourned greatly.
Муса бу гәпләрни пүткүл Исраил җамаитигә ейтивиди, һәммиси бәк һәсрәт чәкти.
40 They rose up early in the morning and went up to the top of the mountain, saying, “Behold, we are here, and will go up to the place which Yahweh has promised; for we have sinned.”
Улар әтигән таң атқанда туруп таққа чиқип: — Мана биз кәлдуқ! Пәрвәрдигар ейтқан жутқа чиқип һуҗум қилайли; чүнки биз гуна қилдуқ, — дейишти.
41 Moses said, “Why now do you disobey the commandment of Yahweh, since it shall not prosper?
— Силәр йәнә немишкә Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилисиләр? — деди Муса, — Бу иш ғәлибилик болмайду!
42 Don’t go up, for Yahweh isn’t among you; that way you won’t be struck down before your enemies.
Пәрвәрдигар араңларда болмиғачқа, дүшмәнниң қиличи астида өлүп, мәғлуп болмаслиғиңлар үчүн һуҗумға чиқмаңлар.
43 For there the Amalekite and the Canaanite are before you, and you will fall by the sword because you turned back from following Yahweh; therefore Yahweh will not be with you.”
Чүнки Амаләкләр билән Ⱪананийлар у жутта, силәрниң алдиңларда туриду; силәр қилич астида өлүп кетисиләр; чүнки силәр Пәрвәрдигардин тенип кәттиңлар, Пәрвәрдигар силәр билән биллә болмайду.
44 But they presumed to go up to the top of the mountain. Nevertheless, the ark of Yahweh’s covenant and Moses didn’t depart out of the camp.
Лекин, гәрчә Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи вә Муса баргаһтин қозғалмиған болсиму, улар йәнила өз мәйличә таққа чиқип һуҗумға өтти.
45 Then the Amalekites came down, and the Canaanites who lived in that mountain, and struck them and beat them down even to Hormah.
Шуниң билән Амаләкләр билән шу тағда турушлуқ Ⱪананийлар чүшүп уларни таки Хормаһғичә қоғлап, битчит қилип қирғин қилди.

< Numbers 14 >