< 1 Thessalonians 4 >

1 Finally then, brothers, we beg and exhort you in the Lord Jesus, that as you received from us how you ought to walk and to please God, that you abound more and more.
Ахирида, и қериндашлар, биз Рәб Әйсада туруп силәрдин шуни өтүнимиз һәм җекиләймизки, силәр биздин Худани хурсән қилишқа қандақ меңишиңлар керәклигини тапшурувалғиниңлардәк һәм һазир шу бойичә меңиватқиниңлардәк, шундақ қилишиңлар техиму ешип ташқай.
2 For you know what instructions we gave you through the Lord Jesus.
Чүнки силәр бизниң Рәб Әйса арқилиқ силәргә немә әмирләрни тапилиғанлиғимизни билисиләр.
3 For this is the will of God: your sanctification, that you abstain from sexual immorality,
Чүнки Худаниң ирадиси шуки, пак-муқәддәс қилиниш, һәр қандақ бузуқчилиқтин сақлиниш,
4 that each one of you know how to control his own body in sanctification and honor,
йәни һәр бириңлар Худани тонумайдиған таипиләрдәк шәһваний һәвәсләргә берилмәй, бәлки қандақ қилип өз тенини башқуруп, уни пак-муқәддәсликтә ар-номус билән сақлашни үгинивелиштур.
5 not in the passion of lust, even as the Gentiles who don’t know God,
6 that no one should take advantage of and wrong a brother or sister in this matter; because the Lord is an avenger in all these things, as also we forewarned you and testified.
Бу җәһәтләрдә һеч ким өз қериндишиниң һәққигә чаң селип, өз пайда-мәнпәитини қоғлимисун; чүнки биз илгири силәргә чүшәндүрүп толуқ агаһландурғинимиздәк, барлиқ мошундақ ишларда Рәб Өзи интиқам алғучидур.
7 For God called us not for uncleanness, but in sanctification.
Чүнки Худа бизни напаклиққа әмәс, бәлки пак-муқәддәсликтә яшашқа чақирди.
8 Therefore he who rejects this doesn’t reject man, but God, who has also given his Holy Spirit to you.
Шуниң үчүн бу [һәқиқәтни] рәт қилған адәм, инсаний һоқуқни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһини ата қилғучи Худани рәт қилған болиду.
9 But concerning brotherly love, you have no need that one write to you. For you yourselves are taught by God to love one another,
Әнди қериндашлиқ меһир-муһәббәткә кәлсәк, бу тоғрисида силәргә йезип олтиришимизниң һаҗити йоқ. Чүнки Худа Өзи бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситишни үгәтмәктә.
10 for indeed you do it toward all the brothers who are in all Macedonia. But we exhort you, brothers, that you abound more and more;
Чүнки силәр пүткүл Македонийә өлкисидики һәммә қериндашларға шундақ қиливатисиләр; шундақ болсиму, и қериндашлар, шундақ қилишқа берилип техиму ешип тешишиңларни,
11 and that you make it your ambition to lead a quiet life, and to do your own business, and to work with your own hands, even as we instructed you,
шундақла биз силәргә тапилиғинимиздәк, тинич жүрүшни, [башқиларниң ишлириға] [арилашмай], өз ишиңлар билән болуп, икки қолуңларға тайинип яшашни нишан қилип интилишиңларни өтүнимиз.
12 that you may walk properly toward those who are outside, and may have need of nothing.
Мана шундақ қилсаңлар, сирттикиләр алдида иззәт-һөрмәткә сазавәр болуп маңисиләр вә һеч кимниң қолиға беқинип қалмайсиләр.
13 But we don’t want you to be ignorant, brothers, concerning those who have fallen asleep, so that you don’t grieve like the rest, who have no hope.
Лекин, әй қериндашлар, үмүтсизлик ичидә яшаватқан башқа һәммисидәк, [араңлардики] [өлүмдә] ухлап қалғанларға қайғуруп һәсрәт чәкмәслигиңлар үчүн уларниң һали тоғрилиқ хәвәрсиз қелишиңларни халимаймиз.
14 For if we believe that Jesus died and rose again, even so God will bring with him those who have fallen asleep in Jesus.
Чүнки биз Әйсаниң өлүп тирилгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, [Әйса қайта кәлгинидә], өлүмдә Униңда ухлап қалғанларни Худа Униң билән биллә елип келидиғанлиғиға ишинимиз.
15 For this we tell you by the word of the Lord, that we who are alive, who are left until the coming of the Lord, will in no way precede those who have fallen asleep.
Чүнки рәбниң сөз-калами бойичә силәргә шуни ейтимизки, Рәб қайта кәлгичә тирик қалған бизләр униң алдиға чиқишимиз җәзмән өлүмдә ухлап қалғанларниңкидин авал болмайду;
16 For the Lord himself will descend from heaven with a shout, with the voice of the archangel and with God’s trumpet. The dead in Christ will rise first,
Чүнки Рәб қаттиқ бир нәрә тартип, баш пәриштиниң авази вә Худаниң канай садаси ичидә асмандин чүшиду вә Мәсиһдә болуп өлгәнләр авал тирилиду;
17 then we who are alive, who are left, will be caught up together with them in the clouds to meet the Lord in the air. So we will be with the Lord forever.
андин тирик қалған бизләр улар билән биргә Рәб билән һавада көрүшүш үчүн, булутлар арисиға елинип көтирилимиз; шуниң билән биз Рәб билән мәңгү биргә болимиз.
18 Therefore comfort one another with these words.
Шуңа, бир-бириңларға бу сөзләр билән риғбәт-тәсәлли бериңлар.

< 1 Thessalonians 4 >