< 1 Samuel 8 >
1 When Samuel was old, he made his sons judges over Israel.
Шундақ болдики, Самуил қериғанда оғуллирини Исраилға һаким қилип қойди.
2 Now the name of his firstborn was Joel, and the name of his second, Abijah. They were judges in Beersheba.
Униң тунҗисиниң исми Йоел болуп, иккинчисиниң исми Абияһ еди. Булар Бәәр-Шебада һакимлиқ қилди.
3 His sons didn’t walk in his ways, but turned away after dishonest gain, took bribes, and perverted justice.
Лекин оғуллири униң йоллирида жүрмәйтти, бәлки мәнпәәтни көзләп езип, париларни йәп, һәқ-наһәқни астин-үстүн қилди.
4 Then all the elders of Israel gathered themselves together and came to Samuel to Ramah.
У вақитта Исраилниң һәммә ақсақаллири Рамаһда җәм болуп Самуилниң қешиға келип
5 They said to him, “Behold, you are old, and your sons don’t walk in your ways. Now make us a king to judge us like all the nations.”
униңға: — Мана сән қеридиң, оғуллириң болса сениң йоллириңда жүрмәйду. Барлиқ әлләрдә болғандәк үстимизгә һөкүм сүридиған бир падиша бекиткин, деди.
6 But the thing displeased Samuel when they said, “Give us a king to judge us.” Samuel prayed to Yahweh.
Уларниң «Үстимизгә һөкүм сүридиған бир падиша бекиткин» дегини Самуилниң көңлигә еғир кәлди. Самуил Пәрвәрдигарға дуа қиливиди,
7 Yahweh said to Samuel, “Listen to the voice of the people in all that they tell you; for they have not rejected you, but they have rejected me as the king over them.
Пәрвәрдигар Самуилға җававән: — Хәлиқ саңа һәр немә ейтса уларға қулақ салғин; чүнки улар сени әмәс, бәлки «Үстимизгә падиша болмисун» дәп Мени ташлиди.
8 According to all the works which they have done since the day that I brought them up out of Egypt even to this day, in that they have forsaken me and served other gods, so they also do to you.
Мән уларни Мисирдин чиқарған күндин тартип бүгүнки күнгичә улар шундақ ишларни қилип, Мени ташлап башқа илаһларға ибадәт қилип кәлгән. Әнди улар саңа һәм шундақ қилиду.
9 Now therefore, listen to their voice. However, you shall protest solemnly to them, and shall show them the way of the king who will reign over them.”
Шуниң үчүн уларниң сөзигә униғин. Лекин уларни қаттиқ агаһландуруп кәлгүсидә уларниң үстидә сәлтәнәт қилидиған падишаниң уларни қандақ башқуридиғанлиғини билдүргин, деди.
10 Samuel told all Yahweh’s words to the people who asked him for a king.
Самуил өзидин бир падиша сориған хәлиққә, Пәрвәрдигарниң ейтқининиң һәммисини дәп бәрди.
11 He said, “This will be the way of the king who shall reign over you: he will take your sons and appoint them as his servants, for his chariots and to be his horsemen; and they will run before his chariots.
У: — Үстүңларда сәлтәнәт қилидиған падишаниң тутидиған йоли мундақ болиду: — У оғуллириңларни өз ишиға қоюп, җәң һарвулирини һайдашкә, атлиқ әскәрлири болушқа салиду; улар униң һарвулириниң алдида жүгүриду;
12 He will appoint them to him for captains of thousands and captains of fifties; and he will assign some to plow his ground and to reap his harvest; and to make his instruments of war and the instruments of his chariots.
уларни өзи үчүн миң беши вә әллик беши болушқа, йерини һайдашкә, һосулини орушқа, җәң қураллири билән һарву әсваплирини ясашқа салиду.
13 He will take your daughters to be perfumers, to be cooks, and to be bakers.
Қизлириңларни әтир ясашқа, тамақ етишкә вә нан йеқишқа салиду.
14 He will take your fields, your vineyards, and your olive groves, even your best, and give them to his servants.
Әң есил зиминлириңлар, үзүмзарлириңлар билән зәйтунлуқлириңларни тартивелип өз хизмәткарлириға бериду.
15 He will take one tenth of your seed and of your vineyards, and give it to his officers and to his servants.
У уруғуңлардин, үзүмзарлириңларниң һосулидин ондин бир үлүшини өзиниң ғоҗидарлири вә хизмәткарлириға бөлүп бериду.
16 He will take your male servants, your female servants, your best young men, and your donkeys, and assign them to his own work.
У қуллириңлар, дедәклириңлар, әң келишкән жигитлириңларни вә ешәклириңларни өз ишиға салиду.
17 He will take one tenth of your flocks; and you will be his servants.
У қойлириңлардин ондин бир үлүшини алиду; силәр униң қул-хизмәткарлири болисиләр.
18 You will cry out in that day because of your king whom you will have chosen for yourselves; and Yahweh will not answer you in that day.”
Силәр у күндә өзүңларға таллиған падиша түпәйлидин пәряд көтирисиләр; лекин Пәрвәрдигар у күнидә силәргә қулақ салмайду, деди.
19 But the people refused to listen to the voice of Samuel; and they said, “No, but we will have a king over us,
Хәлиқ болса Самуилниң сөзигә қулақ салмай: — Яқ, бәлки үстимизгә сәлтәнәт қилидиған бир падиша болсун, деди.
20 that we also may be like all the nations; and that our king may judge us, and go out before us, and fight our battles.”
—Шундақ қилип биз башқа һәр бир әлләргә охшаш болимиз; бизниң падишасимиз үстимиздин һөкүм чиқирип, бизни башлайду вә биз үчүн җәң қилиду, деди.
21 Samuel heard all the words of the people, and he rehearsed them in the ears of Yahweh.
Самуил хәлиқниң һәммә сөзлирини аңлап, уларни Пәрвәрдигарға йәткүзди.
22 Yahweh said to Samuel, “Listen to their voice, and make them a king.” Samuel said to the men of Israel, “Everyone go to your own city.”
Пәрвәрдигар әнди Самуилға: — Сән уларниң сөзигә қулақ селип, уларға бир падиша бекиткин, деди. Самуил Исраилларға: — Һәр бириңлар өз шәһириңларға қайтиңлар, деди.