< Matthew 8 >

1 When he came down from the mountain, great multitudes followed him.
У тағдин чүшкәндә, топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди.
2 Behold, a leper came to him and worshiped him, saying, “Lord, if you want to, you can make me clean.”
Вә мана, мохо кесили бар болған бир киши униң алдиға келип, бешини йәргә уруп тизлинип: — Тәхсир, әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — деди.
3 Jesus stretched out his hand and touched him, saying, “I want to. Be made clean.” Immediately his leprosy was cleansed.
Әйса униңға қолини тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак болғин! — девиди, бу адәмниң мохо кесили шуан пак болуп сақайди.
4 Jesus said to him, “See that you tell nobody; but go, show yourself to the priest, and offer the gift that Moses commanded, as a testimony to them.”
Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилған һәдийә-қурбанлиқни сунғин, — деди.
5 When he came into Capernaum, a centurion came to him, asking him for help,
У Кәпәрнаһум шәһиригә барғанда, [римлиқ] бир йүз беши униң алдиға келип, униңдин йелинип:
6 saying, “Lord, my servant lies in the house paralyzed, grievously tormented.”
— Тәхсир, чакирим паләч болуп қелип, бәк азаплинип өйдә ятиду, — деди.
7 Jesus said to him, “I will come and heal him.”
Мән берип уни сақайтип қояй, — деди Әйса.
8 The centurion answered, “Lord, I’m not worthy for you to come under my roof. Just say the word, and my servant will be healed.
Йүз беши җававән: — Тәхсир, торусумниң астиға киришиңизгә лайиқ әмәсмән. Пәқәт бир еғизла сөз қилип қойсиңиз, чакирим сақийип кетиду.
9 For I am also a man under authority, having under myself soldiers. I tell this one, ‘Go,’ and he goes; and tell another, ‘Come,’ and he comes; and tell my servant, ‘Do this,’ and he does it.”
Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, мениң қол астимда ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду. Қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду, — деди.
10 When Jesus heard it, he marveled and said to those who followed, “Most certainly I tell you, I haven’t found so great a faith, not even in Israel.
Әйса бу гәпләрни аңлап, һәйран болди. Өзи биллә кәлгәнләргә: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бундақ ишәшни һәтта Исраиллар арисидиму тапалмиған едим.
11 I tell you that many will come from the east and the west, and will sit down with Abraham, Isaac, and Jacob in the Kingdom of Heaven,
Силәргә шуни ейтайки, нурғун кишиләр күнчиқиш вә күнпетиштин келип, әрш падишалиғида Ибраһим, Исһақ вә Яқуплар билән бир дәстиханда олтириду.
12 but the children of the Kingdom will be thrown out into the outer darkness. There will be weeping and gnashing of teeth.”
Лекин бу падишалиқниң өз пәрзәнтлири болса, сиртта қараңғулуққа ташлинип, у йәрдә жиға-зерәлар көтириду, чишлирини ғучурлитиду, — деди.
13 Jesus said to the centurion, “Go your way. Let it be done for you as you have believed.” His servant was healed in that hour.
Андин, Әйса йүз бешиға: — Өйүңгә қайт, ишәнгиниңдәк сән үчүн шундақ қилиниду, деди. Һелиқи чакарниң кесили шу пәйттә сақайтилди.
14 When Jesus came into Peter’s house, he saw his wife’s mother lying sick with a fever.
Әйса Петрусниң өйигә барғанда, Петрусниң қейинанисиниң қизип орун тутуп йетип қалғинини көрди.
15 He touched her hand, and the fever left her. So she got up and served him.
У униң қолини тутивиди, униң қизитмиси янди. [Аял] дәрһал орнидин туруп, Әйсани күтүшкә башлиди.
16 When evening came, they brought to him many possessed with demons. He cast out the spirits with a word, and healed all who were sick,
Кәч киргәндә, кишиләр җин чаплашқан нурғун адәмләрни униң алдиға елип келишти. У бир еғиз сөз биләнла җинларни һайдивәтти вә барлиқ кесәлләрни сақайтти.
17 that it might be fulfilled which was spoken through Isaiah the prophet, saying, “He took our infirmities and bore our diseases.”
Буниң билән, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән: «У өзи ағриқ-силақлиримизни көтәрди, кесәллиримизни үстигә алди» дегән сөз әмәлгә ашурулди.
18 Now when Jesus saw great multitudes around him, he gave the order to depart to the other side.
Әйса өзини оривалған топ-топ кишиләрни көрүп, [мухлислириға] деңизниң у қетиға өтүп кетишни әмир қилди.
19 A scribe came and said to him, “Teacher, I will follow you wherever you go.”
Шу чағда, Тәврат устазлиридин бири келип, униңға: — Устаз, сән қәйәргә барсаң, мәнму саңа әгишип шу йәргә баримән, — деди.
20 Jesus said to him, “The foxes have holes and the birds of the sky have nests, but the Son of Man has nowhere to lay his head.”
Әйса униңға: — Түлкиләрниң өңкүрлири, асмандики қушларниң угилири бар; бирақ Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.
21 Another of his disciples said to him, “Lord, allow me first to go and bury my father.”
Мухлислиридин йәнә бири униңға: — Рәб, мениң авал берип атамни йәрликкә қоюшумға иҗазәт бәргәйсән, — деди.
22 But Jesus said to him, “Follow me, and leave the dead to bury their own dead.”
Бирақ Әйса униңға: — Маңа әгәшкин, вә өлүкләр өз өлүклирини йәрликкә қойсун, — деди.
23 When he got into a boat, his disciples followed him.
У кемигә чүшти, мухлислириму чүшүп биллә маңди.
24 Behold, a violent storm came up on the sea, so much that the boat was covered with the waves; but he was asleep.
Вә мана, деңиз үстидә қаттиқ боран чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемидин һалқип кемини ғәриқ қиливетәй дәп қалди. Лекин у ухлавататти.
25 The disciples came to him and woke him up, saying, “Save us, Lord! We are dying!”
Мухлислар келип уни ойғитип: — И устаз, бизни қутулдурғайсән! Биз һалакәт алдида туримиз — деди.
26 He said to them, “Why are you fearful, O you of little faith?” Then he got up, rebuked the wind and the sea, and there was a great calm.
— Немишкә қорқисиләр, и ишәши аҗизлар! — деди у вә орнидин туруп, боран-чапқунға вә деңизға тәнбиһ беривиди, һәммиси бирдинла тиничланди.
27 The men marveled, saying, “What kind of man is this, that even the wind and the sea obey him?”
Мухлислар интайин һәйран болуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ адәмду? Һәтта боран-чапқунлар вә деңизму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти.
28 When he came to the other side, into the country of the Gergesenes, two people possessed by demons met him there, coming out of the tombs, exceedingly fierce, so that nobody could pass that way.
Әйса деңизниң у қетидики Гадаралиқларниң жутиға барғинида, җин чаплашқан икки киши гөрлиридин чиқип униңға алдиға кәлди. Улар шунчә вәһший едики, һеч ким бу йәрдин өтүшкә җүръәт қилалмайтти.
29 Behold, they cried out, saying, “What do we have to do with you, Jesus, Son of God? Have you come here to torment us before the time?”
Уни көргәндә улар: — И Худаниң Оғли, сениң биз билән немә кариң! Сән вақит-саити кәлмәйла бизни қийниғили кәлдиңму? — дәп товлиди.
30 Now there was a herd of many pigs feeding far away from them.
Шу йәрдин хелә жирақта чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти.
31 The demons begged him, saying, “If you cast us out, permit us to go away into the herd of pigs.”
Җинлар әнди униңға: — Әгәр сән бизни қоғливәтмәкчи болсаң, бизни тоңғуз падиси ичигә киргүзүвәткәйсән, — дәп ялвурушти.
32 He said to them, “Go!” They came out and went into the herd of pigs; and behold, the whole herd of pigs rushed down the cliff into the sea and died in the water.
У уларға: — Чиқиңлар! — девиди, җинлар чиқип, тоңғузларниң тенигә киривалди. Мана, пүткүл тоңғуз падиси тик ярдин етилип чүшүп, суларда ғәриқ болди.
33 Those who fed them fled and went away into the city and told everything, including what happened to those who were possessed with demons.
Лекин тоңғуз баққучилар бәдәр қечип, шәһәргә кирип, бу ишниң баш-ахирини, җүмлидин җин чаплашқан кишиләрниң кәчүрмишлирини халайиққа ейтип беришти.
34 Behold, all the city came out to meet Jesus. When they saw him, they begged that he would depart from their borders.
Вә мана, пүтүн шәһәрдикиләр Әйса билән көрүшкили чиқти. Улар уни көргәндә, униң өзлириниң шу районидин айрилип кетишини өтүнди.

< Matthew 8 >