< Matthew 5 >

1 Seeing the multitudes, he went up onto the mountain. When he had sat down, his disciples came to him.
Мошу топ-топ адәмләрни көрүп у бир таққа чиқти; у у йәрдә олтарғинида, мухлислири униң йениға кәлди.
2 He opened his mouth and taught them, saying,
У ағзини ечип уларға тәлим беришкә башлиди: —
3 “Blessed are the poor in spirit, for theirs is the Kingdom of Heaven.
Мубарәк, роһта намрат болғанлар! Чүнки әрш падишалиғи уларға тәвәдур.
4 Blessed are those who mourn, for they shall be comforted.
Мубарәк, пиған чәккәнләр! Чүнки улар тәсәлли тапиду.
5 Blessed are the gentle, for they shall inherit the earth.
Мубарәк, мулайим-мөминләр! Чүнки улар йәр йүзигә мирасхордур.
6 Blessed are those who hunger and thirst for righteousness, for they shall be filled.
Мубарәк, һәққанийлиққа ач вә тәшналар! Чүнки улар толуқ тоюниду.
7 Blessed are the merciful, for they shall obtain mercy.
Мубарәк, рәһимдиллар! Чүнки улар рәһим көриду.
8 Blessed are the pure in heart, for they shall see God.
Мубарәк, қәлби пак болғанлар! Чүнки улар Худани көриду.
9 Blessed are the peacemakers, for they shall be called children of God.
Мубарәк, течлиқ тәрәпдарлири! Чүнки улар Худаниң пәрзәнтлири дәп атилиду.
10 Blessed are those who have been persecuted for righteousness’ sake, for theirs is the Kingdom of Heaven.
Мубарәк, һәққанийлиқ йолида зиянкәшликкә учриғанлар! Чүнки әрш падишалиғи уларға тәвәдур.
11 “Blessed are you when people reproach you, persecute you, and say all kinds of evil against you falsely, for my sake.
Мубарәк, мән үчүн башқиларниң һақарәт, зиянкәшлик вә һәртүрлүк төһмитигә учрисаңлар;
12 Rejoice, and be exceedingly glad, for great is your reward in heaven. For that is how they persecuted the prophets who were before you.
шат-хурам болуп яйраңлар! Чүнки әршләрдә катта инъам силәр үчүн сақланмақта; чүнки силәрдин илгәрки пәйғәмбәрләргиму улар мошундақ зиянкәшликләрни қилған.
13 “You are the salt of the earth, but if the salt has lost its flavour, with what will it be salted? It is then good for nothing, but to be cast out and trodden under the feet of men.
Силәр йәр йүзидики туздурсиләр. Һалбуки, әгәр туз өз тәмини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду? У чағда, у һеч немигә яримас болуп, ташлинип кишиләрниң айиғи астида дәссилиштин башқа һеч ишқа яримайду.
14 You are the light of the world. A city located on a hill can’t be hidden.
Силәр дунияниң нуридурсиләр. Тағ үстигә селинған шәһәр йошуруналмайду.
15 Neither do you light a lamp and put it under a measuring basket, but on a stand; and it shines to all who are in the house.
Һеч ким чирақни йеқип қоюп, үстигә севәтни көмтүрүп қоймас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән, у өй ичидики һәммә адәмләргә йоруқлуқ бериду.
16 Even so, let your light shine before men, that they may see your good works and glorify your Father who is in heaven.
Шу тәриқидә, силәр нуруңларни инсанлар алдида шундақ чақнитиңларки, улар яхши әмәллириңларни көрүп, әрштики атаңларни улуқлисун.
17 “Don’t think that I came to destroy the law or the prophets. I didn’t come to destroy, but to fulfil.
Мени Тәврат қанунини яки пәйғәмбәрләрниң язғанлирини бекар қилғили кәлди, дәп ойлап қалмаңлар. Мән уларни бекар қилғили әмәс, бәлки әмәлгә ашурғили кәлдим.
18 For most certainly, I tell you, until heaven and earth pass away, not even one smallest letter or one tiny pen stroke shall in any way pass away from the law, until all things are accomplished.
Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, асман-зимин йоқимиғичә, униңда пүтүлгәнләр әмәлгә ашурулмиғичә Тәвраттики «йод» бир һәрип, һәтта бирәр чекитму бекар қилинмайду.
19 Therefore, whoever shall break one of these least commandments and teach others to do so, shall be called least in the Kingdom of Heaven; but whoever shall do and teach them shall be called great in the Kingdom of Heaven.
Шу сәвәптин, Тәврат қануниниң әқидилиригә, һәтта униң әң кичиклиридин бирини бекар қилип, вә башқиларға шундақ қилишни үгитидиған һәр ким әрш падишалиғида әң кичик һесаплиниду. Амма әксичә, Тәврат қануни әқидилиригә әмәл қилғанлар вә башқиларға шундақ қилишни үгәткүчиләр болса әрш падишалиғида улуқ һесаплиниду.
20 For I tell you that unless your righteousness exceeds that of the scribes and Pharisees, there is no way you will enter into the Kingdom of Heaven.
Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, һәққанийлиғиңлар Тәврат устазлири вә Пәрисийләрниңкидин ашмиса, әрш падишалиғиға һеч қачан кирәлмәйсиләр.
21 “You have heard that it was said to the ancient ones, ‘You shall not murder;’ and ‘Whoever murders will be in danger of the judgement.’
Бурунқиларға «Қатиллиқ қилма, қатиллиқ қилған һәр қандақ адәм сораққа тартилиду» дәп буйрулғанлиғини аңлиғансиләр.
22 But I tell you that everyone who is angry with his brother without a cause will be in danger of the judgement. Whoever says to his brother, ‘Raca!’ will be in danger of the council. Whoever says, ‘You fool!’ will be in danger of the fire of Gehenna. (Geenna g1067)
Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, өз қериндишиға бекардин-бекар аччиқланғанларниң һәр бириму сораққа тартилиду. Өз қериндишини «ахмақ» дәп тиллиған һәр ким алий кеңәшмидә сораққа тартилиду; амма қериндашлирини «тәлвә» дәп һақарәтлигән һәр ким дозақниң отиға лайиқ болиду. (Geenna g1067)
23 “If therefore you are offering your gift at the altar, and there remember that your brother has anything against you,
Шуниң үчүн, сән қурбангаһ алдиға келип [Худаға] һәдийә атимақчи болғиниңда, қериндишиңниң сениңдин ағринған йери барлиғи ядиңға кәлсә,
24 leave your gift there before the altar, and go your way. First be reconciled to your brother, and then come and offer your gift.
һәдийәңни қурбангаһ алдиға қоюп туруп, авал қериндишиң билән яришивал, андин келип һәдийәңни ата.
25 Agree with your adversary quickly while you are with him on the way; lest perhaps the prosecutor deliver you to the judge, and the judge deliver you to the officer, and you be cast into prison.
Әгәр үстүңдин дәва қилмақчи болған бириси болса, униң билән биргә йолда болғиниңда униң билән тездин яришип, дост болғин. Болмиса, у сени сорақчиға, сорақчи болса гундипайға тапшуриду, сән зинданға солитиветилисән.
26 Most certainly I tell you, you shall by no means get out of there until you have paid the last penny.
Мән саңа шуни бәрһәқ ейтип қояйки, [қәрзиңниң] әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә, шу йәрдин чиқалмайсән.
27 “You have heard that it was said, ‘You shall not commit adultery;’
Силәр «Зина қилмаңлар» дәп буйрулғанлиғини аңлиғансиләр.
28 but I tell you that everyone who gazes at a woman to lust after her has committed adultery with her already in his heart.
Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, бирәр аялға шәһваний нийәт билән қариған киши көңлидә у аял билән аллиқачан зина қилған болиду.
29 If your right eye causes you to stumble, pluck it out and throw it away from you. For it is more profitable for you that one of your members should perish than for your whole body to be cast into Gehenna. (Geenna g1067)
Әгәр әнди оң көзүң сени гунаға аздурса, уни оюп ташливәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин көрә, бәдиниңдики бир әзайиң йоқ қилинғини көп әвзәл. (Geenna g1067)
30 If your right hand causes you to stumble, cut it off, and throw it away from you. For it is more profitable for you that one of your members should perish, than for your whole body to be cast into Gehenna. (Geenna g1067)
Әгәр оң қолуң сени гунаға аздурса, уни кесип ташливәт. Чүнки пүтүн бәдиниңниң дозаққа ташланғинидин көрә, бәдиниңдики бир әзайиң йоқ қилинғини көп әвзәл. (Geenna g1067)
31 “It was also said, ‘Whoever shall put away his wife, let him give her a writing of divorce,’
Йәнә: — «Кимдиким аялини талақ қилса, униңға талақ хетини бәрсун» дәпму буйрулған.
32 but I tell you that whoever puts away his wife, except for the cause of sexual immorality, makes her an adulteress; and whoever marries her when she is put away commits adultery.
Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, кимдиким өз аялиниң бузуқлуқ қилмишидин башқа [һәр қандақ ишни банә қилип] уни талақ қилса, әнди уни зинаға тутуп бәргән болиду; талақ қилинған аялни әмригә алған кишиму зина қилған болиду.
33 “Again you have heard that it was said to the ancient ones, ‘You shall not make false vows, but shall perform to the Lord your vows,’
Силәр йәнә бурунқиларға «Қәсимиңдин янма, Пәрвәрдигарға қилған қәсимиңгә әмәл қил» дәп буйрулғанлиғини аңлиғансиләр.
34 but I tell you, don’t swear at all: neither by heaven, for it is the throne of God;
Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, қәтъий қәсәм қилмаңлар; әршни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки әрш Худаниң тәхтидур;
35 nor by the earth, for it is the footstool of his feet; nor by Jerusalem, for it is the city of the great King.
яки йәрни тилға елип қәсәм қилмаңлар, чүнки йәр йүзи Худаниң тәхтипәридур. Йерусалимни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки у йәр улуқ падишаниң шәһиридур.
36 Neither shall you swear by your head, for you can’t make one hair white or black.
Һәтта өз бешиңларни тилға елипму қәсәм қилмаңлар, чүнки силәрниң чечиңларниң бир телиниму ақ яки қара рәңгә өзгәртиш қолуңлардин кәлмәйду.
37 But let your ‘Yes’ be ‘Yes’ and your ‘No’ be ‘No.’ Whatever is more than these is of the evil one.
Пәқәт дегиниңлар «Болиду», «болиду», яки «Яқ, яқ, болмайду» болсун. Буниңдин зиядиси рәзил болғучидин келиду.
38 “You have heard that it was said, ‘An eye for an eye, and a tooth for a tooth.’
Силәр «Көзгә көз, чишқа чиш» дәп буйрулғинини аңлиғансиләр.
39 But I tell you, don’t resist him who is evil; but whoever strikes you on your right cheek, turn to him the other also.
Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, әски билән тәң болмаңлар. Кимдәким оң мәңзиңгә урса, сол мәңзиңниму тутуп бәр;
40 If anyone sues you to take away your coat, let him have your cloak also.
вә бириси үстүңдин дәва қилип, көйнигиңни алмақчи болса, чапиниңниму бәр.
41 Whoever compels you to go one mile, go with him two.
Бириси саңа [йүк-тақини йүдкүзүп] миң қәдәм йол жүрүшкә зорлиса, униң билән икки миң қәдәм маң.
42 Give to him who asks you, and don’t turn away him who desires to borrow from you.
Бириси сәндин тилисә, униңға бәр. Бириси сәндин өтнә-йерим қилмақчи болса, униңға бойнуңни толғима.
43 “You have heard that it was said, ‘You shall love your neighbour and hate your enemy.’
Силәр «Хошнаңни сөйгин, дүшминиңгә нәпрәтлән» дәп ейтилғанни аңлиған.
44 But I tell you, love your enemies, bless those who curse you, do good to those who hate you, and pray for those who mistreat you and persecute you,
Бирақ мән өзүм шуни силәргә ейтип қояйки, силәргә дүшмәнлик болғанларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, силәрдин нәпрәтләнгәнләргә яхшилиқ қилиңлар, силәргә зиянкәшлик қилғанларға дуа қилиңлар.
45 that you may be children of your Father who is in heaven. For he makes his sun to rise on the evil and the good, and sends rain on the just and the unjust.
Шундақ қилғанда, әрштики Атаңларниң пәрзәнтлиридин болисиләр. Чүнки У қуяшиниң нурини яхшиларғиму вә яманларғиму чүшүриду, ямғурниму һәққанийларғиму, һәққанийәтсизләргиму яғдуриду.
46 For if you love those who love you, what reward do you have? Don’t even the tax collectors do the same?
Әгәр силәр өзүңларға муһәббәт көрсәткәнләргила меһир-муһәббәт көрсәтсәңлар, буниң қандақму инъамға еришкичилиги болсун? Һәтта баҗгирларму шундақ қиливатмамду?
47 If you only greet your friends, what more do you do than others? Don’t even the tax collectors do the same?
Әгәр силәр пәқәт қериндашлириңлар биләнла салам-сәһәт қилишсаңлар, буниң немә пәзилити бар? Һәтта ят әлликләрму шундақ қилидиғу!
48 Therefore you shall be perfect, just as your Father in heaven is perfect.
Шуңа, әрштики Атаңлар мукәммәл болғинидәк, силәрму мукәммәл болуңлар.

< Matthew 5 >