< Psalms 49 >

1 For the Chief Musician. A Psalm by the sons of Korah. Hear this, all you peoples. Listen, all you inhabitants of the world,
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — И барлиқ хәлиқләр, көңүл қоюп аңлаңлар! Йәр йүзидә туруватқанлар, қулақ селиңлар!
2 both low and high, rich and poor together.
Мәйли аддий пухра, я есилзадиләр, Я бай, я гадайлар болсун, һәммиңлар аңлаңлар!
3 My mouth will speak words of wisdom. My heart will utter understanding.
Ағзим даналиқни сөзләйду, Дилим әқилгә уйғун ишларни ойлап чиқиду.
4 I will incline my ear to a proverb. I will solve my riddle on the harp.
Қулиқим һекмәтлик тәмсилни зән қоюп аңлайду, Чилтар челип сирлиқ сөзни ечип беримән.
5 Why should I fear in the days of evil, when iniquity at my heels surrounds me?
Еғир күнләрдә, мени қилтаққа чүшүрмәкчи болғанларниң қәбиһликлири әтрапимда болсиму, Мән немишкә қорқидикәнмән?
6 Those who trust in their wealth, and boast in the multitude of their riches—
Улар байлиқлириға тайиниду, Мал-мүлүклириниң зорлуғи билән чоңчилиқ қилиду;
7 none of them can by any means redeem his brother, nor give God a ransom for him.
Инсан мәңгүгә яшап, Гөр-һаңни көрмәслиги үчүн, Һеч ким өз бурадәриниң һаятини пул билән қайтурувалалмайду; Вә яки Худаға униң җенини қутулдурғидәк бани берәлмәйду; (Чүнки униң җениниң баһаси интайин қиммәт, Вә бу баһа бойичә болғанда, мәңгүгә қәриз тапшуруши керәктур)
8 For the redemption of their life is costly, no payment is ever enough,
9 that he should live on forever, that he should not see corruption.
10 For he sees that wise men die; likewise the fool and the senseless perish, and leave their wealth to others.
Һәммигә аянки, данишмән адәмләрму өлиду; Һәммә адәм билән тәң, надан вә һамақәтләр биллә һалак болиду, Шундақла улар мал-дуниясини өзгиләргә қалдуруп кетиду.
11 Their inward thought is that their houses will endure forever, and their dwelling places to all generations. They name their lands after themselves.
Уларниң көңлидики ой-пикирләр шундақки: «Өй-имаритимиз мәңгүгә, Макан-туралғулиримиз дәвирдин-дәвиргичә болиду»; Улар өз йәрлиригә исимлирини нам қилип қойиду.
12 But man, despite his riches, doesn’t endure. He is like the animals that perish.
Бирақ инсан өзиниң нам-иззитидә туривәрмәйду, У һалак болған һайванлардәк кетиду.
13 This is the destiny of those who are foolish, and of those who approve their sayings. (Selah)
Уларниң мошу йоли дәл уларниң наданлиғидур; Лекин уларниң кәйнидин дунияға кәлгәнләр, йәнила уларниң ейтқан сөзлиригә апирин оқуйду. (Селаһ)
14 They are appointed as a flock for Sheol. Death shall be their shepherd. The upright shall have dominion over them in the morning. Their beauty shall decay in Sheol, far from their mansion. (Sheol h7585)
Улар қойлардәк тәһтисараға ятқузулиду; Өлүм уларни өз озуғи қилиду; Әтиси сәһәрдә дуруслар уларниң үстидин һөкүм жүргүзиду; Уларниң гөзәллиги чиритилишқа тапшурулиду; Тәһтисара болса уларниң һәйвәтлик маканидур! (Sheol h7585)
15 But God will redeem my soul from the power of Sheol, for he will receive me. (Selah) (Sheol h7585)
Бирақ Худа җенимни тәһтисараниң илкидин қутқузиду; Чүнки У мени қобул қилиду. (Селаһ) (Sheol h7585)
16 Don’t be afraid when a man is made rich, when the glory of his house is increased;
Бириси бейип кетип, Аилә-җәмәтиниң абройи өсүп кәтсиму, Қорқма;
17 for when he dies he will carry nothing away. His glory won’t descend after him.
Чүнки у өлгәндә һеч нәрсисини елип кетәлмәйду; Униң шөһрити униң билән биллә [гөргә] чүшмәйду.
18 Though while he lived he blessed his soul— and men praise you when you do well for yourself—
Гәрчә у өмүр бойи өзини бәхитлик чағлиған болсиму, (Бәрһәқ, кишиләр ронақ тапқиниңда, әлвәттә сени һаман махтайду)
19 he shall go to the generation of his fathers. They shall never see the light.
Ахири берип, у йәнила ата-бовилириниң йениға кетиду; Улар мәңгүгә йоруқлуқни көрәлмәйду.
20 A man who has riches without understanding, is like the animals that perish.
Инсан иззәт-абройда болуп, лекин йорутулмиса, Һалак болидиған һайванларға охшаш болиду, халас.

< Psalms 49 >