< Revelation 3 >

1 "To the minister of the Church at Sardis write as follows: "'This is what He who has the seven Spirits of God and the seven stars says. I know your doings--you are supposed to be alive, but in reality you are dead.
— Сардистики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Худаниң йәттә Роһи вә йәттә юлтузиниң Егиси Болғучи мундақ дәйду: — Сениң әмәллириңни вә шундақла «һаят» дегән нам-абруюңниң барлиғини, лекин әмәлийәттә өлүк екәнлигиңни билимән.
2 Rouse yourself and keep awake, and strengthen those things which remain but have well-nigh perished; for I have found no doings of yours free from imperfection in the sight of My God.
Шуңа, ойған, сениңдә бар болған, амма өләй дәп қалған [хисләтлириңни] күчәйт; чүнки Худайим алдида әмәллириңниң түгәл әмәслигини билдим.
3 Be mindful, therefore, of the lessons you have received and heard. Continually lay them to heart, and repent. If, however, you fail to rouse yourself and keep awake, I shall come upon you suddenly like a thief, and you will certainly not know the hour at which I shall come to judge you.
Униң үчүн [сөз-каламни] қандақ қобул қилип аңлиғиниңни ядиңға кәлтүрүп, уни чиң тутуп товва қилғин. Лекин ойғанмисаң Мән оғридәк үстүңкә келимән вә сән қайси сааттә үстүңгә келидиғинимни һәргиз билмәйсән.
4 Yet you have in Sardis a few who have not soiled their garments; and they shall walk with Me in white; for they are worthy.
Лекин Сардиста өз кийимлиригә дағ тәккүзмигән бир нәччә шәхс бар. Улар ақ кийим кийип Мән билән биллә маңиду, чүнки улар буниңға лайиқтур.
5 "'In this way he who overcomes shall be clothed in white garments; and I will certainly not blot out his name from the Book of Life, but will acknowledge him in the presence of My Father and His angels.
Ғәлибә қилғучилар мана шундақ ақ кийимләрни кийиду. Мән уларниң намини һаятлиқ дәптиридин һәргиз өчүрмәймән, бәлки уларниң намини Атам Худаниң вә Униң пәриштилириниң алдида очуқ етирап қилимән.
6 Let all who have ears give heed to what the Spirit is saying to the Churches.'
Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
7 "To the minister of the Church at Philadelphia write as follows: "'This is what the holy One and the true says--He who has the key of David--He who opens and no one shall shut, and shuts and no one shall open.
— Филаделфийәдики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Муқәддәс вә Һәқиқий Болғучи, шундақла Давутниң ачқучиға егә Болғучи, ачсам һеч ким япалмайду, япсам һеч ким ачалмайду дегүчи муну ишларни дәйду:
8 I know your doings. I have put an opened door in front of you, which no one can shut; because you have but a little power, and yet you have guarded My word and have not disowned Me.
— Сениң әмәллириңни билимән. Сениң бир аз күчүң болғач сөз-каламимға итаәт қилғиниң вә намимдин тенип кәтмигиниң үчүн, алдиңда һеч ким япалмайдиған бир ишикни ечип қойдум.
9 I will cause some belonging to Satan's synagogue who say that they themselves are Jews, and are not, but are liars--I will make them come and fall at your feet and know for certain that I have loved you.
Мана, Шәйтанниң синагогидикиләрдин, Йәһудий әмәс туруп өзлирини Йәһудий дәп ативалған ялғанчиларни болса шундақ ақивәткә қалдуримәнки, уларни келип сениң айиғиңға баш уридиған вә Мениң сени сөйгәнлигимни билидиған қилимән.
10 Because in spite of suffering you have guarded My word, I in turn will guard you from that hour of trial which is soon coming upon the whole world, to put to the test the inhabitants of the earth.
Сән Мениң сәвир-тақәт йолумдики сөз-каламимни сақлап әмәл қилишиң үчүн бу дуниядики инсанларни синашқа пүткүл йәр йүзигә чүшидиған вабалиқ синақниң вақит-саити кәлгәндә сени униңдин сақлап қоғдап қалимән.
11 I am coming quickly: cling to that which you already possess, so that your wreath of victory be not taken away from you.
Мән пат арида келимән. Таҗиңни һеч кимниң тартивалмаслиғи үчүн, өзүңдә бар болғанни чиң тутқин.
12 "'He who overcomes--I will make him a pillar in the sanctuary of My God, and he shall never go out from it again. And I will write on him the name of My God, and the name of the city of My God, the new Jerusalem, which is to come down out of Heaven from My God, and My own new name.
Ғәлибә қилғучини болса, Худайимниң ибадәтханисиға түврүк қилимәнки, у у йәрдин әсла чиқмайду. Мән униң үстигә Худайимниң намини, Худайимниң шәһириниң намини, йәни әрштин — Худаниң йенидин чүшидиған йеңи Йерусалимниң намини вә Мениң йеңи намимни язимән.
13 Let all who have ears give heed to what the Spirit is saying to the Churches.'
Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»
14 "And to the minister of the Church at Laodicea write as follows: "'This is what the Amen says--the true and faithful witness, the Beginning and Lord of God's Creation.
— Лаодикиядики җамаәтниң әлчисигә мундақ язғин: — «Амин Аталғучи, йәни Садиқ вә Һәқиқий Гувачи, Худаниң каинитиниң келип чиқишиниң Сәвәпчиси мундақ дәйду:
15 I know your doings--you are neither cold nor hot; I would that you were cold or hot!
Сениң әмәллириңни билимәнки, сән соғму әмәс, қизиқму әмәс. Мән сениң я соғ, я қизиқ болушуңни халайттим!
16 Accordingly, because you are lukewarm and neither hot nor cold, before long I will vomit you out of My mouth.
Сән я соғ я қизиқ әмәс, бәлки илман болғанлиғиң үчүн, сени ағзимдин һө қилимән.
17 You say, I am rich, and have wealth stored up, and I stand in need of nothing; and you do not know that if there is a wretched creature it is you -- pitiable, poor, blind, naked.
Сән бай адәммән, дөләтмән болдум, һеч нәрсигә һаҗәтмән әмәсмән дегиниң билән өзүңниң ғериб, бечарә, йоқсул, кор вә ялаңач екәнлигиңни билмигәчкә,
18 Therefore I counsel you to buy of Me gold refined in the fire that you may become rich, and white robes to put on, so as to hide your shameful nakedness, and eye-salve to anoint your eyes with, so that you may be able to see.
бай болушуң үчүн отта тавланған алтун, ялаңачлиқ номуслуғуңниң йепилиши үчүн кийгүзүлүшүңгә ақ кийим-кечәк, көрүшүң үчүн көзлириңгә сүртүшкә тутияни мәндин сетивелишиңни несиһәт қилимән.
19 All whom I hold dear, I reprove and chastise; therefore be in earnest and repent.
Мән кимни сөйсәм, шуниң әйивини көрситип тәрбийиләймән; шуниң үчүн қизғин көйүп-пишип товва қил.
20 I am now standing at the door and am knocking. If any one listens to My voice and opens the door, I will go in to be with him and will feast with him, and he shall feast with Me.
Мана, Мән һазир ишик алдида туруп, ишикни қеқиватимән. Әгәр бири авазимни аңлап ишикни ачса, униң йениға киримән. Мән униң билән, уму Мән билән биллә ғизалиниду.
21 "'To him who overcomes I will give the privilege of sitting down with Me on My throne, as I also have overcome and have sat down with My Father on His throne.
Ғәлибә қилғучини болса, Мәнму ғәлибә қилип, Атамниң тәхтидә униң билән биргә олтарғинимдәк, униму тәхтимдә Мән билән биргә олтиришқа муйәссәр қилимән.
22 Let all who have ears give heed to what the Spirit is saying to the Churches.'"
Қулиқи барлар Роһниң җамаәтләргә дегәнлирини аңлисун!»

< Revelation 3 >