< Mark 15 >

1 At earliest dawn, after the High Priests had held a consultation with the Elders and Scribes, they and the entire Sanhedrin bound Jesus and took Him away and handed Him over to Pilate.
Әтиси таң етиши биләнла, баш каһинлар ақсақаллар, Тәврат устазлири вә пүткүл алий кеңәшмидикиләр билән мәслиһәтлишип, Әйсани бағлап апирип, [валий] Пилатусқа тапшуруп бәрди.
2 So Pilate questioned Him. "Are you the King of the Jews?" he asked. "I am," replied Jesus.
Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди. У җававән: — Ейтқиниңдәк, — деди.
3 Then, as the High Priests went on heaping accusations on Him,
Баш каһинлар униң үстидин қайта-қайтидин әрз-шикайәтләрни қилишти.
4 Pilate again and again asked Him, "Do you make no reply? Listen to the many charges they are bringing against you."
Пилатус униңдин йәнә: — Җавап бәрмәмсән? Қара, улар үстүңдин шунчивала шикайәт қиливатиду!? — дәп сориди.
5 But Jesus made no further answer: so that Pilate wondered.
Бирақ Әйса йәнила һеч җавап бәрмиди; Пилатус буниңға интайин һәйран қалди.
6 Now at the Festival it was customary for Pilate to release to the Jews any one prisoner whom they might beg off from punishment;
Һәр қетимлиқ [өтүп кетиш] һейтида, халайиқ қайсибир мәһбусни тәләп қилса, валий уни қоюп берәтти.
7 and at this time a man named Barabbas was in prison among the insurgents--persons who in the insurrection had committed murder.
Әйни вақитта, зинданда Бараббас исимлиқ бир мәһбус бар еди. У өзи билән биллә топилаң көтәргән һәмдә топилаңда қатиллиқ қилған нәччәйлән билән тәң соланған еди.
8 So the people came crowding up, asking Pilate to grant them the usual favour.
Халайиқ чуқан-сүрән селип валийдин бурун һемишә уларға қилғинидәк йәнә шундақ қилишини тиләшти.
9 "Shall I release for you the King of the Jews?" answered Pilate.
Пилатус уларға: — Силәр Йәһудийларниң падишасини қоюп беришимни халамсиләр? — деди
10 For he could see that it was out of sheer spite that the High Priests had handed Him over.
(чүнки у баш каһинларниң һәсәтхорлуғи түпәйлидин уни тутуп бәргәнлигини биләтти).
11 But the High Priests urged on the crowd to obtain Barabbas's release in preference;
Лекин баш каһинлар халайиқни: «Буниң орниға, Бараббасни қоюп бәр» дәп тәләп қилишқа күшкүртти.
12 and when Pilate again asked them, "What then shall I do to the man you call King of the Jews?"
Пилатус җававән улардин йәнә: — Ундақ болса, силәр «Йәһудийларниң падишаси» дәп атиған кишини қандақ бир тәрәп қил дәватисиләр? — деди.
13 they once more shouted out, "Crucify Him!"
— Улар йәнә авазини көтирип: — Уни крестлигин! — дәп вақиришатти.
14 "Why, what crime has he committed?" asked Pilate. But they vehemently shouted, "Crucify Him!"
Пилатус уларға: — Немишкә? У немә рәзиллик өткүзүпту? — деди. Бирақ улар техиму ғалҗирлишип: — Уни крестлигин! — дәп вақирашти.
15 So Pilate, wishing to satisfy the mob, released Barabbas for them, and after scourging Jesus handed Him over for crucifixion.
Шуңа Пилатус, халайиқни рази қилмақчи болуп, Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Әйсани болса қамчилатқандин кейин, крестләш үчүн [ләшкәрлиригә] тапшурди.
16 Then the soldiers led Him away into the court of the Palace (the Praetorium), and calling together the whole battalion
Андин ләшкәрләр Әйсани валий ордисидики сәйнаға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә җәм болушқа чақирди.
17 they arrayed Him in crimson, placed on His head a wreath of thorny twigs which they had twisted,
Улар униң учисиға сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти, андин улар тикәнлик шахчилардин тоқуған бир таҗни бешиға кийгүзди.
18 and went on to salute Him with shouts of "Long live the King of the Jews."
Андин уни мубарәкләп: «Яшиғайла, и Йәһудийларниң падишаси!» дейишти.
19 Then they began to beat Him on the head with a cane, to spit on Him, and to do Him homage on bended knees.
Андин бешиға қомуш билән һәдәп уруп, униңға қарап түкүрүшти вә униң алдида тиз пүкүп, сәҗдә қилишти.
20 At last, having finished their sport, they took the robe off Him, put His own clothes on Him, and led Him out to crucify Him.
Улар уни шундақ мазақ қилғандин кейин, униңдин сөсүн тонни салдуруветип, учисиға өз кийимлирини кийдүрди; андин улар уни крестләш үчүн елип чиқишти.
21 One Simon, a Cyrenaean, the father of Alexander and Rufus, was passing along, coming from the country: him they compelled to carry His cross.
Курини шәһиридин болған, Симон исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетивататти (бу киши Искәндәр билән Руфусниң атиси еди). [Ләшкәрләр] уни тутуп келип, [Әйсаниң] крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди.
22 So they brought Him to the place called Golgotha, which, being translated, means 'Skull-ground.'
Улар Әйсани Голгота (тәрҗимиси, «баш сүйәк») дегән йәргә елип кәлди;
23 Here they offered Him wine mixed with myrrh; but He refused it.
андин улар униңға ичиш үчүн мурмәкки арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни қобул қилмиди.
24 Then they crucified Him. This done, they divided His garments among them, drawing lots to decide what each should take.
Улар уни крестлигәндин кейин, кийимлирини өз ара бөлүшүвелиш үчүн, һәр қайсисиниң үлүшини бекитишкә һәр бир кийимниң үстигә чәк ташлиди.
25 It was nine o'clock in the morning when they crucified Him.
Уни крестлигән вақит күнниң үчинчи саити еди.
26 Over His head was the notice in writing of the charge against Him: THE KING OF THE JEWS.
Уни әйиплигән шикайәтнамидә «Йәһудийларниң падишаси» дәп пүтүлгән еди.
27 And together with Jesus they crucified two robbers, one at His right hand and one at His left.
Улар униң билән тәң икки қарақчиниму крестлиди, бири оң тәрипидә, йәнә бири сол тәрипидә еди.
Шундақ қилип, муқәддәс язмилардики: «У җинайәтчиләрниң қатарида саналди» дегән сөз әмәлгә ашурулди.
29 And all the passers-by reviled Him. They shook their heads at Him and said, "Ah! you who were for destroying the Sanctuary and building a new one in three days,
У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, уни һақарәтләп: — Уһуй, сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқидиған адәм,
30 come down from the cross and save yourself."
әнди өзүңни қутқузуп кресттин чүшүп баққина! — дейишти.
31 In the same way the High Priests also, as well as the Scribes, kept on scoffing at Him, saying to one another, "He has saved others: himself he cannot save!
Баш каһинлар билән Тәврат устазлириму өз ара шундақ мәсқирә қилип: — У башқиларни қутқузуптикән, өзини қутқузалмайду.
32 This Christ, the King of Israel, let him come down now from the cross, that we may see and believe." Even the men who were being crucified with Him heaped insults on Him.
Исраилниң падишаси болған Мәсиһ әнди кресттин чүшүп бақсунчу, шуни көрсәкла униңға етиқат қилимиз! — дейишти. Униң билән тәң крестләнгәнләрму уни шундақ һақарәтләшти.
33 At noon there came a darkness over the whole land, lasting till three o'clock in the afternoon.
Әнди [күнниң] алтинчи саити кәлгәндә, пүткүл зиминни қараңғулуқ қаплиди вә тоққузинчи саитигичә давам қилди.
34 But at three o'clock Jesus cried out with a loud voice, "Elohi, Elohi, lama sabachthani?" which means, "My God, My God, why hast Thou forsaken me?"
Тоққузинчи сааттә Әйса жуқури аваз билән: «Елои, Елои, лама шавақтани?», мәнаси: — «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?» дәп қаттиқ нида қилди.
35 Some of the bystanders, hearing Him, said, "Listen, he is calling for Elijah!"
У йәрдә туруватқанларниң бәзилири буни аңлап: — Мана, у Иляс пәйғәмбәргә нида қиливатиду, — дейишти.
36 Then a man ran to fill a sponge with sour wine, and he put it on the end of a cane and placed it to His lips, saying at the same time, "Wait! let us see whether Elijah will come and take him down."
Улардин бирәйлән жүгүрүп берип, бир парчә булутни аччиқ шарапқа чилап, қомушниң учиға селип униңға ичкүзүп: — Тохтап туруңлар! Қарап бақайли, иляс [пәйғәмбәр] уни чүшүргили келәрмекин? — деди.
37 But Jesus uttered a loud cry and yielded up His spirit.
Әйса қаттиқ вақириди-дә, роһини қоювәтти.
38 And the curtain in the Sanctuary was torn in two, from top to bottom.
Вә [шу әснада] ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди.
39 And when the Centurion who stood in front of the cross saw that He was dead, he exclaimed, "This man was indeed God's Son."
Әнди униң удулида турған йүз беши униң қандақ нида қилип роһини қоювәткәнлигини көрүп: — Бу адәм һәқиқәтән Худаниң оғли екән! — деди.
40 There were also a party of women looking on from a distance; among them being both Mary of Magdala and Mary the mother of James the Little and of Joses, and Salome--
У йәрдә йәнә бу ишларға жирақтин қарап туруватқан бир нәччә аялларму бар еди. Уларниң арисида Магдаллиқ Мәрйәм, кичик Яқуп билән Йосәниң аниси Мәрйәм вә Саломилар бар еди.
41 all of whom in the Galilaean days had habitually been with Him and cared for Him, as well as many other women who had come up to Jerusalem with Him.
Улар әслидә Әйса Галилийә өлкисидә турған вақитта униңға әгишип, униң хизмитидә болғанлар еди; булардин башқа униң билән Йерусалимға биргә кәлгән йәнә нурғун аялларму [униң әһвалиға] қарап туратти.
42 Towards sunset, as it was the Preparation--that is, the day preceding the Sabbath--
Кәчқурун кирип қалғанда («тәйярлаш күни», йәни шабат күниниң алдинқи күни болғачқа),
43 Joseph of Arimathaea came, a highly respected member of the Council, who himself also was living in expectation of the Kingdom of God. He summoned up courage to go in to see Pilate and beg for the body of Jesus.
алий кеңәшминиң толиму мөтивәр әзаси, Ариматиялиқ Йүсүп бар еди. Уму Худаниң падишалиғини күтүватқан болуп, җүръәт қилип [валий] Пилатусниң алдиға кирип, униңдин Әйсаниң җәситини беришни тәләп қилди.
44 But Pilate could hardly believe that He was already dead. He called, however, for the Centurion and inquired whether He had been long dead;
Пилатус Әйсаниң аллиқачан өлгәнлигигә һәйран болди; у йүз бешини чақирип, униңдин Әйсаниң өлгинигә хелә вақит болдиму, дәп сориди.
45 and having ascertained the fact he granted the body to Joseph.
Йүз бешидин әһвални уққандин кейин, Йүсүпкә җәсәтни бәрди.
46 He, having bought a sheet of linen, took Him down, wrapped Him in the sheet and laid Him in a tomb hewn in the rock; after which he rolled a stone against the entrance to the tomb.
Йүсүп есил канап рәхт сетивелип, җәсәтни [кресттин] чүшүрүп канап рәхттә кепәнлиди вә уни қияда оюлған бир қәбиргә қойди; андин қәбирниң ағзиға бир ташни домилитип қойди.
47 Mary of Magdala and Mary the mother of Joses were looking on to see where He was put.
Вә Магдаллиқ Мәрйәм билән Йосәниң аниси Мәрйәм униң қоюлған йерини көрүвалди.

< Mark 15 >