< Jeremiah 46 >

1 The word of the LORD which came to Jeremiah the prophet against the Gentiles;
Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән Пәрвәрдигарниң әлләр тоғрилиқ сөзи төвәндә: —
2 Against Egypt, against the army of Pharaohnecho king of Egypt, which was by the river Euphrates in Carchemish, which Nebuchadnezzar king of Babylon smote in the fourth year of Jehoiakim the son of Josiah king of Judah.
Мисир тоғрилиқ: Әфрат дәрияси бойидики Каркемиш шәһириниң йенида туруватқан, Пирәвн-Нәқониң қошуни тоғрилиқ (бу қошунни Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһуда падишаси Йәһоакимниң төртинчи жили битчит қилған): —
3 Order ye the buckler and shield, and draw near to battle.
«Қалқан-сипарларни елип сәпкә чүшүңлар! Җәңгә чиқишқа тәйярлиниңлар!
4 Harness the horses; and mount, ye horsemen, and stand forth with your helmets; polish the spears, and put on the coats of mail.
Атларни һарвуларға қетиңлар! Атлириңларға миниңлар! Бешиңларға дубулға селип сәптә туруңлар! Нәйзилириңларни биләп иштиклитиңлар! Савут-қуяқларни кийивелиңлар!
5 Why have I seen them dismayed and turned away back? and their mighty ones are beaten down, and have fled apace, and look not back: for fear was on all sides, saith the LORD.
Лекин Мән немини көримән?! — дәйду Пәрвәрдигар; — Мана, мошу [ләшкәрләр] дәккә-дүккигә чүшүп чекиниду; батур-палванлири битчит қилинип кәйнигә қаримай бәдәр қачиду! Тәрәп-тәрәпләрни вәһимә басиду! — дәйду Пәрвәрдигар.
6 Let not the swift flee away, nor the mighty man escape; they shall stumble, and fall toward the north by the river Euphrates.
— Әнди әң чаққанларму қачалмайду, батур-палванларму аман-есән қутулуп қалмайду; мана, шимал тәрипидә, Әфрат дәрияси бойида улар путлишип жиқилиду!
7 Who is this that cometh up as a flood, whose waters are moved as the rivers?
Сулири дәриялардәк өзлирини долқунлитип, Нил дәрияси [кәлкүн кәби] көтирилгәндәк өзини көтәргән кимдур!?
8 Egypt riseth up like a flood, and his waters are moved like the rivers; and he saith, I will go up, and will cover the earth; I will destroy the city and its inhabitants.
Сулири дәриялардәк өзлирини долқунлитип, Нил дәриясидәк өзини көтәргән дәл Мисир өзидур; у: «Мән өзүмни көтирип пүткүл йәр йүзини қаплаймән; мән шәһәрләр һәм уларда туруватқанларни йоқитимән!» — дәйду.
9 Come up, ye horses; and rage, ye chariots; and let the mighty men come forth; the Cushites and the Libyans, that handle the shield; and the Lydians, that handle and bend the bow.
Етилиңлар, и атлар! Һә дәп алға бесип чепиңлар, и җәң һарвулири! Қалқан көтәргән Ефиопийә һәм Ливийәдикиләр, оқялирини егилдүргән Лидийәдикиләр, палван-батурлар җәңгә чиқсун!
10 For this is the day of the Lord GOD of hosts, a day of vengeance, that he may avenge him of his adversaries: and the sword shall devour, and it shall be satisfied and made drunk with their blood: for the Lord GOD of hosts hath a sacrifice in the north country by the river Euphrates.
Лекин бу күн болса самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң күнидур; у қисаслиқ бир күн, йәни Өз явлиридин қисас алидиған күни болиду; Униң қиличи кишиләрни тойғичә жутиду; у қанғичә уларниң қанлирини ичиду; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигарниң шималий зиминда, Әфрат дәрияси бойида қилмақчи болған бир қурбанлиғи бар!
11 Go up into Gilead, and take balm, O virgin, the daughter of Egypt: in vain shalt thou use many medicines; for thou shalt not be cured.
Гилеадқа чиқип тутия издәп тап, и Мисирниң қизи! Лекин сән өзүңгә нурғун дориларни алсаңму бекар; сән үчүн һеч шипалиқ йоқтур!
12 The nations have heard of thy shame, and thy cry hath filled the land: for the mighty man hath stumbled against the mighty, and they have fallen both together.
Әлләр хиҗалитиң тоғрилиқ аңлайду, сениң пәрядлириң пүткүл йәр йүзигә пур кетиду; палван палванға путлишиду, иккиси тәң мәғлуп болуп жиқилиду!
13 The word that the LORD spoke to Jeremiah the prophet, how Nebuchadnezzar king of Babylon should come and smite the land of Egypt.
Пәрвәрдигарниң Бабил падишаси Небоқаднәсарниң Мисир зиминиға таҗавуз қилип кириши тоғрилиқ Йәрәмия пәйғәмбәргә ейтқан сөзи: —
14 Declare ye in Egypt, and proclaim in Migdol, and proclaim in Noph and in Tahpanhes: say ye, Stand fast, and prepare thee; for the sword shall devour around thee.
Мисирда җакала, Мигдолда елан қил, Нофта вә Таһпанәстиму елан қил: Чиң тур, җәңгә бәл бағла; чүнки қилич әтрапиңдикиләрни жутуватиду;
15 Why are thy valiant men swept away? they stood not, because the LORD did drive them.
Сениң батурлириң немишкә сүпүрүп ташлиниду? Улар чиң туралмайду; чүнки Пәрвәрдигар уларни сәптин иштирип жиқитиветиду.
16 He made many to fall, yea, one fell upon another: and they said, Arise, and let us go again to our own people, and to the land of our nativity, from the oppressing sword.
У улардин көплирини путлаштуриду; бәрһәқ, улар қачқанда бир-биригә путлишип жиқилиду; шуниң билән улар: «Болә, турайли, зомигәрниң қиличидин қечип өз хәлқимизгә вә ана жутимизға қайтип кетәйли!» — дәйду;
17 They cried there, Pharaoh king of Egypt is but a noise; he hath passed the time appointed.
Шу йәргә [қайтқанда] улар: «Мисир падишаси Пирәвн пәқәт бир қийқас-сүрән, халас! У пәйтни билмәй өткүзивәтти!» — дәйду.
18 As I live, saith the King, whose name is the LORD of hosts, Surely as Tabor is among the mountains, and as Carmel by the sea, so shall he come.
Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду Падишаһ, нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — тағлар арисида Табор теғи болғандәк, Кармәл теғи деңиз бойида [асманға тақишип] турғандәк бириси келиду.
19 O thou daughter dwelling in Egypt, furnish thyself to go into captivity: for Noph shall be waste and desolate without an inhabitant.
Әнди сән, и Мисирда туруватқан қиз, сүргүн болушқа лайиқ жүк-тақларни тәйярлап қой; чүнки Ноф харабә болуп көйдүрүлиду, һеч адәмзатсиз болиду.
20 Egypt is like a very fair heifer, but destruction cometh; it cometh out of the north.
Мисир болса чирайлиқ бир инәктур; лекин уни нишан қилған бир көкүйүн келиватиду, шималдин келиватиду!
21 Also her hired men are in the midst of her like fatted bulls; for they also have turned back, and have fled away together: they did not stand, because the day of their calamity had come upon them, and the time of their punishment.
Униң арисидики ялланма ләшкәрләр болса бордақ топақлардәк болиду; уларму арқиға бурулуп, бирликтә қечишиду; улар чиң турувалмайду; чүнки күлпәтлик күн, йәни җазалиниш күни уларниң бешиға чүшкән болиду.
22 Its voice shall go like a serpent; for they shall march with an army, and come against her with axes, as hewers of wood.
[Мисирниң] авази иланниңкидәк «күш-күш» қилип аңлиниду; чүнки [дүшмән] қошунлири билән атлинип, отун кәскүчиләрдәк униңға қарши палтиларни көтирип келиду.
23 They shall cut down her forest, saith the LORD, though it cannot be searched; because they are more than the grasshoppers, and are innumerable.
Орманлиғи қоюқлуғидин киргүсиз болсиму, улар уни кесип жиқитиду, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки кәскүчиләр чекәткә топидин көп, сан-санақсиз болиду.
24 The daughter of Egypt shall be confounded; she shall be delivered into the hand of the people of the north.
Мисирниң қизи хиҗаләттә қалдурулиду; у шималий әлниң қолиға тапшурулиду.
25 The LORD of hosts, the God of Israel, saith; Behold, I will punish the multitude of No, and Pharaoh, and Egypt, with their gods, and their kings; even Pharaoh, and all them that trust in him:
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Но шәһиридики бут Амонни, Пирәвнни, шундақла Мисир вә униң илаһлири билән падишалирини җазалаймән; бәрһәқ, Пирәвн вә униңға таянғанларниң һәммисини җазалаймән;
26 And I will deliver them into the hand of those that seek their lives, and into the hand of Nebuchadnezzar king of Babylon, and into the hand of his servants: and afterward it shall be inhabited, as in the days of old, saith the LORD.
Мән уларни уларниң җенини издигүчиләр, йәни Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қолиға һәм хизмәткарлириниң қолиға тапшуримән. Бирақ кейин, [Мисир] қедимки заманлардәк қайтидин аһалилик болиду — дәйду Пәрвәрдигар.
27 But fear not thou, O my servant Jacob, and be not dismayed, O Israel: for, behold, I will save thee from afar, and thy seed from the land of their captivity; and Jacob shall return, and be in rest and at ease, and none shall make him afraid.
Лекин сән, и қулум Яқуп, қорқма, алақзадә болма, и Исраил; чүнки мана, Мән сени жирақ жуттин, нәслиңни сүргүн болған зиминдин қутқузуп чиқиримән; шуниң билән Яқуп қайтип, хатирҗәмлик вә арамбәхштә туриду, һеч ким уни қорқутмайду.
28 Fear thou not, O Jacob my servant, saith the LORD: for I am with thee; for I will make a full end of all the nations where I have driven thee: but I will not make a full end of thee, but correct thee in measure; yet will I not leave thee wholly unpunished.
Қорқма, и қулум Яқуп, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән сән билән биллидурмән; Мән сени тарқитивәткән әлләрниң һәммисини түгәштүрсәмму, лекин сени пүтүнләй түгәштүрмәймән; пәқәт үстүңдин һөкүм чиқирип тәрбийә-савақ беримән; сени җазалимай қоймаймән.

< Jeremiah 46 >