< Ecclesiastes 6 >
1 There is an evil that I have seen under the sun, and it weighs heavy on men.
Қуяш астида бир яман ишни көрдум; у иш адәмләр арисида көп көрүлиду —
2 God might give riches, wealth, and honor to a man so that he lacks nothing that he desires for himself, but then God gives him no ability to enjoy it. Instead, someone else uses his things. This is vapor, an evil affliction.
Худа бирисигә байлиқлар, мал-дуния вә иззәт-һөрмәт тәқсим қилди, шуниң билән униң өз көңли халиқинидин һеч нәрсиси кам болмиди; бирақ Худа униңға булардин һозур елишқа муйәссәр қилмиди, бәлки ят бир адәм улардин һозур алиду; мана бу бимәнилик вә еғир азаптур.
3 If a man fathers a hundred children and lives many years, so that the days of his years are many, but if his heart is not satisfied with good and he is not buried, then I say that a baby that is born dead is better off than he is.
Бириси йүз бала көрүп көп жил яшиши мүмкин; бирақ униң жил-күнлири шунчилик көп болсиму, униң җени бәхитни көрмисә, һәтта гөрни көрмигән болсиму, туғулуп чачрап кәткән бовақ униңдин әвзәлдур дәймән.
4 Even such a baby is born in futility and passes away in darkness, and its name remains hidden.
Чүнки чачриған бала бимәнилик билән келиду, қараңғулуқта кетиду, қараңғулуқ униң исмини қаплайду;
5 Although this child does not see the sun or know anything, it has rest even though that man did not.
У күнниму көрмигән, билмигән; бирақ һеч болмиғанда у биринчисигә нисбәтән арам тапқандур.
6 Even if a man should live for two thousand years but does not learn to enjoy good things, he goes to the same place as everyone else.
Бәрһәқ, һелиқи киши һәтта икки һәссә миң жил яшиған болсиму, бирақ бәхитни көрмисә, әһвали охшаштур — һәр бир киши охшаш бир җайға бариду әмәсму?
7 All a man's work is for his mouth, yet his appetite is not satisfied.
Адәмниң тартқан барлиқ җапаси өз ағзи үчүндур; бирақ униң иштиһаси һәргиз қанмайду.
8 Indeed, what advantage has the wise person over the fool? What advantage does the poor man have even if he knows how to act in front of other people?
Шундақта дана кишиниң ахмақтин немә артуқчилиғи болсун? Намрат киши башқилар алдида қандақ меңишни билгән болсиму, униң немә пайдиси болсун?
9 It is better to be satisfied with what the eyes see than to desire what a wandering appetite craves, which is also vapor and an attempt to shepherd the wind.
Көзниң көрүши арзу-һәвәсниң уян-буян жүрүшидин әвзәлдур. Бундақ қилишму бимәнилик вә шамални қоғлиғандәк иштур.
10 Whatever has existed has already been given its name, and what mankind is like has already been known. So it has become useless to dispute with the one who is the mighty judge of all.
Өтүп кәткән ишларниң болса аллиқачан нами бекитилип аталған; инсанниң немә екәнлигиму аян болған; шуңа инсанниң өзидин қудрәтлик болғучи билән қаршилишишиға болмайду.
11 The more words that are spoken, the more futility increases, so what advantage is that to a man?
Чүнки гәп қанчә көп болса, бимәнилик шунчә көп болиду; буниң инсанға немә пайдиси?
12 For who knows what is good for man in his life during his futile, numbered days through which he passes like a shadow? Who can tell a man what will come under the sun after he passes?
Чүнки инсанниң өмридә, йәни униң сайидәк тезла өтидиған мәнасиз өмридики барлиқ күнлиридә униңға неминиң пайдилиқ екәнлигини ким билсун? Чүнки инсанға у кәткәндин кейин қуяш астида немә ишниң болидиғанлиғини ким дәп берәлисун?