< Hosea 3 >
1 Then Yahweh said to me, “Go and show to your wife that you still love her, even though she has been committing adultery with another man who loves her. [That will show that] I still love the people of Israel, even though they worship other gods/idols and eat raisin cakes [in feasts that honor those gods].”
Вә Пәрвәрдигар маңа: — Йәнә барғин, ашниси тәрипидин сөйүлгән, зинахор бир аялни сөйгин; гәрчә Исраиллар ят илаһлар тәрипигә еғип кәткән, «кишмиш пошкал»ларни сөйгән болсиму, [Мән] Пәрвәрдигар уларға көрсәткән сөйгүмдәк сән уни сөйгин, — деди
2 [My wife had become a slave, ] but I bought her for (6 ounces/179 grams) of silver and ten bushels of barley.
(шуңа мән он бәш күмүч тәңгә, бир хомир буғдай вә йерим хомир арпиға уни өзүмгә қайтурувалдим;
3 Then I said to her, “You must wait for many days [before we sleep together] [EUP]. During that time, you must not be a prostitute, and you must not have sex with any other man; but I will live with you.”
Мән униңға: «Сән мән үчүн узун күнләр күтисән; сән паһишилик қилмайсән, сән башқа әрниңки болмайсән; мәнму сән үчүн охшашла сени күтимән» — дедим).
4 [Our doing that will show that] in the same way, the people of Israel will not have a king and [other] leaders for many years. They will not offer sacrifices or [have sacred stone] pillars, no sacred vest [for the Supreme Priest], and no idols!
— «Чүнки Исраиллар узун күнләр падишасиз, шаһзадисиз, қурбанлиқсиз, «түврүк»сиз, «әфод»сиз вә һеч өй бутлирисиз күтүп туриду.
5 But later, the people of Israel will return to Yahweh their God and [be guided by him and] by a king who is a descendant of [King] David. In the last/future days they will come to Yahweh, revering him and trembling [in his presence], and he will bless them.
Вә кейинрәк, Исраил балилири қайтип келиду вә Пәрвәрдигар болған Худасини һәм Давут падишасини издәйду; күнләрниң ахирида улар тәвринип әйминип Пәрвәрдигарниң йениға, шундақла Униң меһриванлиғиға қарап келиду».