< Psalms 6 >
1 For the leader; with instrumental music on the sheminith. A psalm of David. Rebuke me not, Lord, in your anger, punish me not in your wrath.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар һәм сәккиз тарлиқ арфа билән оқулсун дәп, Давут язған күй: — Пәрвәрдигар, ғәзивиң тутқанда мени әйиплимә; Қәһриң кәлгәндә мени әдәплимә.
2 Lord, be gracious to me in my weakness. Heal me Lord, for racked is my body;
Маңа шапаәт қилғин, и Пәрвәрдигар, чүнки мән зәиплишип кәттим; И Пәрвәрдигар, мени сақайтқин, чүнки мениң устиханлирим вәһимигә чүшти.
3 all of me utterly racked. Why do you wait so long, Lord?
Мениң җеним дәһшәтлик дәккә-дүккигә чүшти; И Пәрвәрдигар, қачанғичә шундақ болиду?
4 Turn, Lord, rescue me; save me, because of your love.
Йенимға қайт, и Пәрвәрдигар, җенимни азат қилғайсән, Өзгәрмәс муһәббитиң үчүн мени қутқузғин.
5 For in death none can call you to mind; in Sheol who can praise you? (Sheol )
Чүнки өлүмдә болса Саңа сеғинишлар йоқ; Тәһтисарада ким Саңа тәшәккүрләрни ейтсун? (Sheol )
6 I am so weary of sighing. All the night I make my bed swim, and wet my couch with my tears.
Мениң уһ тартишлиримдин мағдурум қалмиди; Түн бойи орун-көрпәмни көлчәк қилимән; Яшлирим билән каривитимни чөктүримән.
7 My eyes swollen with grief; from weeping caused by my foes.
Дәрдләрдин көзүм хирәлишип кәтти; Барлиқ күшәндилирим түпәйлидин көзүм кардин чиқиватиду.
8 Begone, workers of wrong, for the Lord has heard my loud weeping,
И қәбиһлик қилғучилар, һәммиңлар мәндин нери болуңлар; Чүнки Пәрвәрдигар жиға авазимни аңлиди.
9 the Lord has heard my entreaty, the Lord accepts my prayer.
Пәрвәрдигар тилавитимни аңлиди; Пәрвәрдигар дуайимни иҗабәт қилиду;
10 My foes will be stricken with terror, brought to shame and dismay in a moment.
Дүшмәнлиримниң һәммиси йәргә қарап қалиду, улар зор паракәндичиликкә дучар болиду; Туюқсиз кәйнигә йенип хиҗаләттә қалиду.