< Matthew 4 >
1 Then was Jesus led up by the Spirit into the wilderness, to be tempted by the Devil.
Андин Әйса Роһниң йетәкчилигидә Иблисниң синақ-аздурушлириға йүзлиниш үчүн чөл-баяванға елип берилди.
2 And when he had tasted forty days and forty nights, he was afterward hungry.
У қириқ кечә-күндүз роза тутқандин кейин, униң қосиғи ечип кәткән еди.
3 And the tempter came and said to him, If thou art the Son of God, command that these stones become loaves of bread.
Әнди аздурғучи униң йениға келип униңға: — Әгәр сән растинла Худаниң Оғли болсаң, мошу ташларни нанға айлинишқа буйруғин! — деди.
4 But he answered and said, It is written, “Man shall not live on bread alone, but on every word that proceedeth from the mouth of God.”
Лекин у җававән: — [Тәвратта]: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң ағзидин чиққан һәр бир сөз биләнму яшайду» дәп пүтүлгән, — деди.
5 Then the Devil taketh him into the holy city, and setteth him on the pinnacle of the temple;
Андин Иблис уни муқәддәс шәһәргә елип берип, ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп униңға:
6 and saith to him, If thou art the Son of God, cast thyself down; for it is written, “He will give his angels charge concerning thee; and in their hands they will bear thee up, that thou mayst not dash thy foot against a stone.”
— Худаниң Оғли болсаң, өзүңни пәскә ташлап баққин! Чүнки [Тәвратта]: «[Худа] Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду»; вә «путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп пүтүлгән — деди.
7 Jesus said to him, Again it is written, “Thou shalt not make trial of the Lord thy God.”
Әйса униңға: «Тәвратта йәнә, «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму пүтүлгән — деди.
8 Again, the Devil taketh him m an exceeding high mountain, and showeth him all the kingdoms of the world, and their glory;
Андин, Иблис уни наһайити егиз бир таққа чиқирип, униңға дуниядики барлиқ падишалиқларни шәрәплири билән көрситип:
9 and said to him, All these things will I give thee, if thou wilt fall down and worship me.
Йәргә жиқилип маңа ибадәт қилсаң, буларниң һәммисини саңа бериветимән, — деди.
10 Then saith Jesus to him, Be gone, Satan! for it is written, “Thou shalt worship the Lord thy God, and him only shalt thou serve.”
Андин Әйса униңға: — Йоқал, Шәйтан! Чүнки [Тәвратта]: «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла ибадәт-хизмитидә бол!» дәп пүтүлгән, — деди.
11 Then the Devil leaveth him; and lo! angels came and ministered to him.
Буниң билән Иблис уни ташлап кетип қалди, вә мана, пәриштиләр келип униң хизмитидә болди.
12 Now when Jesus heard that John had been cast into prison, he withdrew into Galilee.
Әнди [Әйса] Йәһяниң тутқун қилинғанлиғини аңлап, Галилийәгә йол алди.
13 And leaving Nazara, he came and dwelt in Capernaum, on the shore of the lake, in the borders of Zebulun and Naphtali;
У Насарәт йезисини ташлап, Зәбулун вә Нафтали районидики [Галилийә] деңизи бойидики Кәпәрнаһум шәһиригә келип орунлашти.
14 that it might be fulfilled which was spoken through Isaiah the prophet, saying,
Шундақ қилип, Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған шу бешарәт әмәлгә ашурулди, демәк: —
15 “The land of Zebulun, and the land of Naphtali, by the way of the lake beyond the Jordan, Galilee of the Gentiles,
«Зәбулун зимини вә Нафтали зимини, Иордан дәриясиниң нериқи тәрипидики «деңиз йоли» бойида, «Ят әлләрниң макани» болған Галилийәдә,
16 the people that sat in darkness, saw a great light; and upon those who sat in the region and shadow of death, light arose.”
Қараңғулуқта яшиған хәлиқ парлақ бир нурни көрди; Йәни өлүм көләңгисиниң жутида олтарғучиларға, Дәл уларниң үстигә нур чүшти».
17 From that time Jesus began to preach, and to say, Repent; for the kingdom of heaven is at hand.
Шу вақиттин башлап, Әйса: «Товва қилиңлар! Чүнки әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» — дәп җар қилишқа башлиди.
18 And while walking by the lake of Galilee, he saw two brothers, Simon called Peter, and Andrew his brother, casting a net into the lake; for they were fishers.
[Бир күни], у Галилийә деңизи бойида кетиветип, икки ака-ука, йәни Петрус дәпму атилған Симон исимлиқ бир кишини вә униң иниси Андириясни көрди. Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти;
19 And he saith to them, Come after me, and I will make you fishers of men.
у уларға: — Мениң кәйнимдин меңиңлар — Мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән! — деди.
20 And they immediately left their nets, and followed him.
Улар шуан белиқ торлирини ташлап, униңға әгишип маңди.
21 And going on from thence, he saw two other brothers, James the son of Zebedee, and John his brother, in the boat with Zebedee their father, mending their nets; and he called them.
У шу йәрдин өтүп, иккинчи бир ака-укини, йәни Зәбәдийниң оғуллири Яқуп вә иниси Юһаннани көрди. Бу иккиси кемидә атиси Зәбәдий билән торлирини оңшавататти. У уларниму чақирди.
22 And they immediately left the boat and their father, and followed him.
Улар дәрһал кемини атиси билән қалдуруп униңға әгишип маңди.
23 And he went round the whole of Galilee, teaching in their synagogues, and preaching the glad tidings of the kingdom, and healing every sickness and every disease among the people.
Вә Әйса Галилийәниң һәммә йерини кезип, уларниң синагоглирида тәлим берип, Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини җакалайтти, хәлиқ арисида һәр хил кесәлләрни вә аҗиз-мәйипларни сақайтти.
24 And his fame went forth into all Syria; and they brought to him all that were sick, afflicted with various diseases and torments, and those who were possessed by demons, and lunatics, and those who were struck with palsy; and he healed them.
У тоғрилиқ хәвәр пүткүл Сурийә өлкисигә тарқалди; у йәрдики халайиқ һәр хил бемарларни, йәни һәртүрлүк кесәлләр вә ағриқ-силақларни һәмдә җин чаплашқанларни, тутқақлиқ вә паләч кесилигә гириптар болғанларни униң алдиға елип келишти; вә у уларни сақайтти.
25 And great multitudes followed him from Galilee and Decapolis and Jerusalem and Judaea, and from beyond the Jordan.
Галилийә, «он шәһәр» райони, Йерусалим, Йәһудийә вә Иордан дәриясиниң у қетидин кәлгән топ-топ адәмләр униңға әгишип маңди.