< Hebrews 6 >

1 Let us then, leaving the first principles of the doctrine of Christ, press on to perfection; not laying again the foundation of repentance from dead works, and of faith toward God,
2 of the doctrine of baptisms, and of the laying on of hands, and of resurrection of the dead, and of everlasting judgment. (aiōnios g166)
Шуниң үчүн, Мәсиһ тоғрисидики дәсләпки асасий тәлимдә тохтап қалмай, — йәни қайтидин «өлүк ишлар»дин товва қилиш вә Худаға етиқат бағлаш, чөмүлдүрүлүшләр, «қол тәккүзүш», өлгәнләрниң тирилдүрүлүши вә мәңгүлүк һөкүм-сорақ тоғрисидики тәлимләрдин һул салайли дәп олтармай, мукәммәлликкә қарап маңайли. (aiōnios g166)
3 And this we will do, if God permit.
Худа халиған екән, биз шундақ қилимиз.
4 For it is impossible that those who have once been enlightened, and have tasted of the heavenly gift, and been make partakers of the Holy Spirit,
5 and have tasted the good word of God, and the powers of the world to come, (aiōn g165)
Чүнки әслидә йорутулуп, әрштики илтипаттин тетиған, Муқәддәс Роһтин несип болған, Худаниң сөз-каламиниң яхшилиғини һәм кәлгүси заманда аян қилинидиған қудрәтләрни һес қилип баққанлар әгәр йолдин чәтнигән болса, уларни қайтидин товва қилдуруш һәргиз мүмкин әмәс. Чүнки улар өз-өзигә қилип Худаниң Оғлини қайтидин крестләп рәсва қилмақта. (aiōn g165)
6 and have fallen away, should again be renewed to repentance, since they crucify to themselves the Son of God afresh, and put him to open shame.
7 For the earth which hath drunk in the rain that cometh often upon it, and beareth plants useful to those for whose sake it is tilled, receiveth blessing from God;
Чүнки көп қетимлап өз үстигә яққан ямғур сүйини ичкән, өзидә териғучиларға мәнпәәтлик зираәтләрни өстүрүп бәргән йәр болса Худадин бәрикәт алмақта.
8 but if it bear thorns and briers it is disapproved, and is near to being accursed; and its end is to be burned.
Бирақ тикән вә қамғақ өстүргән болса, у әрзимәс болуп, ләнәткә йеқин болуп, ақивити көйдүрүлүштин ибарәт болиду.
9 But, beloved, we are persuaded better things of you, and things that are connected with salvation, though we do thus speak.
Лекин әй сөйүмлүклирим, гәрчә жуқуриқи ишларни тилға алған болсақму, силәрдә буниңдинму әвзәл ишлар, шундақла ниҗатлиқниң елип баридиған ишлири бар дәп қайил болдуқ.
10 For God is not unjust so as to forget your work, and the love which ye showed toward his name, in that ye ministered and are still ministering to the saints.
Чүнки Худа қилған әмәллириңларни вә Униң муқәддәс бәндилиригә қилған вә һазирму қиливатқан хизмитиңлар арқилиқ Униң нами үчүн көрсәткән меһир-муһәббитиңларни унтуп қалидиған адаләтсизләрдин әмәс.
11 But we earnestly desire that every one of you may show the same diligence with regard to the full assurance of your hope even to the end;
Амма силәрниң үмүтүңларниң толуқ җәзм-хатирҗәмлик билән болуши үчүн, һәр бириңларниң ахирғичә шундақ ғәйрәт қилишиңларға интизармиз;
12 that ye may not become slothful, but imitators of those who through faith and endurance inherit the promises.
шундақла сөрәлмиләрдин болмай, бәлки етиқат вә сәвирчанлиқ арқилиқ Худаниң вәдилиригә варислиқ қилғанларни үлгә қилидиғанлардин болғайсиләр.
13 For when God made a promise to Abraham, since he could swear by no greater, he swore by himself,
Чүнки Худа Ибраһимға вәдә қилғанда, Өзидин үстүн туридиған һеч ким болмиғачқа, Өзи билән қәсәм қилип:
14 saying, “Surely blessing I will bless thee, and multiplying I will multiply thee.”
«Саңа чоқум бәхит ата қилимән, сени чоқум көпәйтип беримән» — деди.
15 And so, having endured with patience, he obtained the promised blessing.
Шуниң билән, [Ибраһим] узун вақит сәвир-тақәт билән күтүп, Худаниң вәдисигә еришти.
16 For men indeed swear by one who is greater, and the oath for confirmation is to them an end of all strife.
Чүнки инсанлар өзлиридин үстүн туридиған бирини тилға елип қәсәм қилиду; уларниң арисида қәсәм испат-тәстиқ һесаплинип, һәр хил талаш-тартишларға хатимә бериду.
17 Wherefore God, wishing more abundantly to show to the heirs of the promise the immutability of his purpose, confirmed it by an oath,
Шуниңдәк Худа, Өз вәдисигә варислиқ қилғанларға Өз нишан-мәхситиниң өзгәрмәйдиғанлиғини техиму очуқрақ билдүрүш үчүн, қәсәм қилип вәдә бәрди.
18 that by two immutable things, in which it is impossible for God to lie, we may have strong encouragement, who have fled for refuge to lay hold upon the hope set before us;
Шуниң билән қәтъий өзгәрмәс икки иш арқилиқ, көз алдимизда қоюлған үмүтни чиң тутуш үчүн [һалакәттин] өзимизни қачуруп уни башпанаһ қилған бизләр күчлүк риғбәт-илһамға еришәләймиз (бу икки ишта Худаниң ялған ейтиши қәтъий мүмкин әмәс, әлвәттә).
19 which hope we have as an anchor of the soul, sure and steadfast, and which entereth within the veil;
Бу үмүт җенимизға чиң бағланған кемә ләңгиридәк шүбһисиз һәм мустәһкәм болуп, [әрштики] ибадәтханиниң [ички] пәрдисидин өтүп бизни шу йәргә туташтуриду.
20 where as forerunner for us Jesus entered, having become a high-priest for ever, after the order of Melchizedek. (aiōn g165)
У йәргә биз үчүн йол ечип маңғучи Әйса биздин авал киргән болуп, Мәлкизәдәкниң каһинлиқ түзүми тәртивидә мәңгүлүк тайинланған Баш Каһин болди. (aiōn g165)

< Hebrews 6 >