< Romans 6 >

1 What should we say then? Should we continue in sin, that grace may abound?
Ундақта, немә дегүлүк? Худаниң меһри-шәпқити техиму ашсун дәп гуна ичидә яшаверәмдуқ?
2 Absolutely not. We who died to sin, how could we live in it any longer?
Яқ, һәргиз! Гунаға нисбәтән өлгән бизләр қандақму униң ичидә яшаверимиз?
3 Or do you not know that all we who were baptized into Christ Jesus were baptized into his death?
Яки силәр билмәмсиләр? Һәр қайсимиз Мәсиһ Әйсаға киришкә чөмүлдүрүлгән болсақ, Униң өлүми ичигә чөмүлдүрүлдуқ?
4 We were buried therefore with him through baptism to death, that just like Christ was raised from the dead through the glory of the Father, so we also might walk in newness of life.
Биз чөмүлдүрүш арқилиқ Униң өлүми ичигә кирип, Униң билән биллә көмүлдуқ; буниң мәхсити, Мәсиһ Атиниң шан-шәриви арқилиқ өлүмдин тирилгинидәк, бизниңму йеңи һаятта меңишимиз үчүндур.
5 For if we have become united with him in the likeness of his death, we will also be part of his resurrection;
Чүнки [Мәсиһниң] өлүмигә охшаш бир өлүмдә Униң билән биргә бағланған екәнмиз, әнди биз чоқум Униң тирилишигә охшаш бир тирилиштиму Униң билән биргә болимиз.
6 knowing this, that our old self was crucified with him, that the body of sin might be done away with, so that we would no longer be in bondage to sin.
Шуни билимизки, гунаниң макани болған тенимиз кардин чиқирилип, гунаниң қуллуғида йәнә болмаслиғимиз үчүн, «кона адәм»имиз Мәсиһ билән биллә крестлинип өлгән
7 For he who has died has been freed from sin.
(чүнки өлгән киши гунадин халас болған болиду).
8 But if we died with Christ, we believe that we will also live with him;
Мәсиһ билән биллә өлгән болсақ, униң билән тәң яшайдиғанлиғимизғиму ишинимиз.
9 knowing that Christ, being raised from the dead, dies no more. Death no more has dominion over him.
Чүнки Мәсиһниң өлүмдин тирилгәндин кейин қайта өлмәйдиғанлиғи, өлүмниң әнди Униң үстидин йәнә һөкүмранлиқ қилалмайдиғанлиғи бизгә мәлум.
10 For the death that he died, he died to sin one time; but the life that he lives, he lives to God.
Чүнки Униң өлүми, У гунани бир тәрәп қилиш үчүн пәқәт бир қетимлиқ өлди; Униң һазир яшаватқан һаяти болса, У Худаға йүзлинип яшаватқан һаяттур.
11 In the same way, consider yourselves dead to sin, but alive to God in Christ Jesus.
Шуниңға охшаш, силәрму өзүңларни гунаға нисбәтән өлгән, амма Мәсиһ Әйсада болуп Худаға йүзлинип тирик дәп һесаплаңлар.
12 Therefore do not let sin reign in your mortal body, that you should obey it in its lusts.
Шуңа гунаниң өлидиған тениңларда һөкүмранлиқ қилишиға йол қоймаңлар, униң рәзил арзу-һәвәслиригә бойсунмаңлар,
13 Neither present your members to sin as instruments of unrighteousness, but present yourselves to God, as alive from the dead, and your members as instruments of righteousness to God.
шуниңдәк тениңларниң һеч әзасини һәққанийәтсизлиққа қурал қилип гунаға тутуп бәрмәңлар. Әксичә, өлүмдин тирилдүрүлгәнләрдәк, өзүңларни Худаға атаңлар һәмдә тениңлардики әзаларни һәққанийәтниң қурали қилип Худаға атаңлар.
14 For sin will not have dominion over you. For you are not under law, but under grace.
Гуна силәрниң үстүңларға һеч һөкүмранлиқ қилмайду; чүнки силәр Тәврат қануниниң астида әмәс, бәлки Худаниң меһри-шәпқити астида яшаватисиләр.
15 What then? Should we sin because we are not under law, but under grace? Absolutely not.
Ундақта, қандақ қилиш керәк? Қанунниң астида әмәс, меһри-шәпқәт астида болғанлиғимиз үчүн гуна садир қиливәрсәк боламду? Яқ, һәргиз!
16 Do you not know that when you present yourselves to someone as obedient slaves, you are slaves of the one whom you obey, whether of sin, which leads to death, or of obedience, which leads to righteousness?
Өзлириңларни итаәтмән қуллардәк биригә тутуп бәрсәңлар, шу кишиниң қули болғанлиғиңларни билмәмсиләр — яки өлүмгә елип баридиған гунаниң қуллири, яки Худа алдида һәққанийлиққа елип баридиған итаәтмәнликниң қуллири болушуңлар муқәррәр?
17 But thanks be to God, that, whereas you were slaves of sin, you became obedient from the heart to that form of teaching to which you were entrusted.
Худаға тәшәккүр! Бурун гунаниң қули болғансиләр, бирақ [Мәсиһниң] тәлимигә башлинип, бу тәлим көрсәткән нәмунигә чин дилиңлардин итаәт қилдиңлар.
18 Being made free from sin, you became slaves of righteousness.
Силәр гунаниң күчидин қутулдурулуп, һәққанийлиқниң қуллири болдуңлар.
19 I speak in human terms because of the weakness of your flesh, for as you presented your members as slaves to uncleanness and to wickedness upon wickedness, even so now present your members as slaves to righteousness for sanctification.
Әтлириңлар аҗиз болғачқа, силәргә инсанчә сөзләватимән: — илгири силәр тән әзайиңларни напак ишларға вә әхлақсизлиққа қуллардәк тутуп беришиңлар билән техиму әхлақсизлиқларни қилғандәк, әнди һазир тән-әзалириңларни пак-муқәддәсликкә башлайдиған һәққанийлиққа қуллардәк тутуп бериңлар.
20 For when you were slaves of sin, you were free in regard to righteousness.
Силәр гунаниң қуллири болған вақтиңларда, һәққанийлиқниң илкидә әмәс едиңлар.
21 What fruit then did you have at that time in the things of which you are now ashamed? For the end of those things is death.
Һазир номус дәп қариған бурунқи ишлардин шу чағда силәр зади қандақ мевә көрдүңлар? У ишларниң ақивети өлүмдүр.
22 But now, being made free from sin, and having become slaves of God, you have your fruit of sanctification, and the result of everlasting life. (aiōnios g166)
Бирақ, һазир силәр гунадин әркин қилинип, Худаниң қуллири болған екәнсиләр, силәрдә өзүңларни пак-муқәддәсликкә елип баридиған мевә бар, униң нәтиҗиси мәңгүлүк һаяттур. (aiōnios g166)
23 For the wages of sin is death, but the free gift of God is everlasting life in Christ Jesus our Lord. (aiōnios g166)
Чүнки гунаниң иш һәққи йәнила өлүмдур, бирақ Худаниң Рәббимиз Мәсиһ Әйсада болған соғити болса мәңгүлүк һаяттур. (aiōnios g166)

< Romans 6 >