< Mark 14 >
1 It was now two days before the feast of the Passover and the unleavened bread, and the chief priests and the scribes sought how they might seize him by deception, and kill him.
«Өтүп кетиш» һейти вә «петир нан һейти»ға икки күн қалған еди. Баш каһинлар вә Тәврат устазлири уни һейлә-нәйрәң билән тутуп өлтүрүшниң чарисини издәйтти.
2 For they said, "Not during the feast, because there might be a riot of the people."
Чүнки улар: — Бу иш һейт-айәм күнлири қилинмисун. Болмиса, хәлиқ арисида малиманчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишәтти.
3 While he was at Bethany, in the house of Simon the leper, as he was reclining, a woman came having an alabaster jar of ointment of pure nard—very costly. She broke the jar, and poured it over his head.
Әнди у Бәйт-Ания йезисида, «Симон мохо»ниң өйидә дәстиханда олтарғанда, ақ қаштеши шишидә наһайити қиммәтлик сап сумбул әтирни көтирип кәлгән бир аял униң йениға кирди. Аял ақ қаштеши шешини чеқип, әтирни Әйсаниң бешиға қуйди.
4 But there were some who were indignant among themselves, and saying, "Why has this ointment been wasted?
Лекин бәзиләр буниңға хапа болушуп, бир-биригә: — Бу әтир немә дәп шундақ исрап қилиниду?
5 For this ointment might have been sold for more than three hundred denarii, and given to the poor." They grumbled against her.
Чүнки бу әтирни үч йүз динардин артуқ пулға сатқили болатти, пули кәмбәғәлләргә сәдиқә қилинса болмамти! — дейишти. Улар аялға шундақ тапа-тәнә қилғили турди.
6 But Jesus said, "Leave her alone. Why do you trouble her? She has done a good work for me.
Лекин Әйса уларға: — Униң ихтияриға қоюңлар, немә дәп униң көңлини ағритисиләр? У мениң үстүмгә яхши иш қилди.
7 For you always have the poor with you, and whenever you want to, you can do them good; but you will not always have me.
Чүнки кәмбәғәлләр дайим араңларда болиду, халиған вақитиңларда уларға хәйр-сахавәт көрситәләйсиләр; лекин мениң араңларда болушум силәргә дайим несип боливәрмәйду!
8 She has done what she could. She has anointed my body beforehand for the burying.
Аял чаминиң йетишичә қилди; у мениң бәдинимниң дәпнә қилинишиға алдин-ала тәйярлиқ қилип, униңға әтир-май қуюп қойди.
9 Truly I tell you, wherever this Good News may be preached throughout the whole world, that which this woman has done will also be spoken of for a memorial of her."
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу хуш хәвәр пүткүл дунияниң қәйеридә җакаланса, бу аял әслинип, униң қилған бу иши тәриплиниду, — деди.
10 Judas Iscariot, who was one of the twelve, went away to the chief priests, that he might deliver him to them.
Шу вақитта, он иккиләндин бири болған Йәһуда Ишқарийот уни уларға тутуп бериш мәхситидә баш каһинларниң алдиға барди.
11 They, when they heard it, were glad, and promised to give him money. He sought how he might conveniently deliver him.
Улар буни аңлап хошал болуп кәтти вә униңға пул беришкә вәдә қилишти. Йәһуда уни тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәп жүрәтти.
12 On the first day of unleavened bread, when they sacrificed the Passover lamb, his disciples asked him, "Where do you want us to go and make ready that you may eat the Passover?"
Петир нан һейтиниң биринчи күни, йәни өтүп кетиш һейтиниң қурбанлиқ [қозиси] союлидиған күни, мухлислар униңдин: — Өтүп кетиш һейтиниң [тамиғини] йейишиң үчүн бизниң қәйәргә берип тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди.
13 He sent two of his disciples, and said to them, "Go into the city, and there you will meet a man carrying a pitcher of water. Follow him,
У мухлислиридин иккиләнни алдин маңғузуп уларға: — Шәһәргә кириңлар, у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду. Униң кәйнидин меңиңлар.
14 and wherever he enters in, tell the master of the house, 'The Teacher says, "Where is my guest room, where I may eat the Passover with my disciples?"'
У адәм нәгә кирсә шу өйниң егисигә: «Устаз: Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана қәйәрдә?— дәп сораватиду» — дәңлар.
15 He will himself show you a large upper room furnished and ready. Make ready for us there."
У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә бизгә тәйярлиқ қилип туруңлар, — деди.
16 The disciples went out, and came into the city, and found things as he had said to them, and they prepared the Passover.
Мухлислар йолға чиқип шәһәргә кирип, йолуққан ишларниң һәммиси у ейтқандәк болди. Шу йәрдә улар өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти.
17 When it was evening he came with the twelve.
Кәч киргәндә, у он иккәйлән билән өйгә кәлди.
18 And as they were reclining and eating, Jesus said, "Truly I tell you, one of you will betray me—he who eats with me."
Улар дәстиханда олтирип ғизаланғанда Әйса: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, араңлардики бирәйлән, мән билән биллә ғизалиниватқан бириси маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
19 And they began to be sorrowful, and to say to him one by one, "Surely not I?" And another said, "Surely not I?"
Улар [бу сөздин] қайғуға чөмүп, бир-бирләп униңдин: — Мән әмәстимән? — дәп сориди. Йәнә бириси: — Мән әмәстимән? — деди.
20 He said to them, "It is one of the twelve, he who dips with me in the dish.
Лекин у уларға: — [Шу киши] он иккәйләнниң бири, йәни қолидики нанни мән билән тәң таваққа төгүргүчи болиду.
21 For the Son of Man goes, even as it is written about him, but woe to that man by whom the Son of Man is betrayed. It would be better for that man if he had not been born."
Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида [муқәддәс язмиларда] пүтүлгәндәк аләмдин кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болса униңға яхси болатти! — деди.
22 As they were eating, he took bread, and when he had blessed, he broke it, and gave to them, and said, "Take; this is my body."
Улар ғизалиниватқанда, Әйса бир нанни қолиға елип тәшәккүр ейтқандин кейин, уни уштуп, мухлислириға үләштүрүп бәрди вә: — Елиңлар, бу мениң теним, — деди.
23 He took a cup, and when he had given thanks, he gave to them. They all drank of it.
Андин у қолиға җамни елип [Худаға] тәшәккүр ейтқандин кейин, уни мухлислириға сунди. Уларниң һәммиси униңдин ичишти.
24 He said to them, "This is my blood of the new covenant, which is poured out for many.
У уларға: — Бу мениң қеним, нурғун адәмләр үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур.
25 Truly I tell you, I will no more drink of the fruit of the vine, until that day when I drink it anew in the Kingdom of God."
Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, Худаниң падишалиғида йеңидин шараптин ичидиған күнгичә, үзүм телиниң шәрбитини һәргиз ичмәймән, — деди.
26 When they had sung the hymn, they went out to the Mount of Olives.
Улар бир мәдһийә күйини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
27 Jesus said to them, "All of you will fall away, for it is written, 'I will strike the shepherd, and the sheep will be scattered.'
Андин Әйса уларға: Силәр һәммиңлар тандурулуп путлишисиләр, чүнки [муқәддәс язмиларда]: «Мән падичини уруветимән, Қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» дәп пүтүлгән.
28 However, after I am raised up, I will go before you into Galilee."
Лекин мән тирилгәндин кейин Галилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди.
29 But Peter said to him, "Although all will be offended, yet I will not."
Лекин Петрус униңға: — Һәммәйлән тандурулуп путлашсиму, мән һәргиз путлашмаймән, деди.
30 Jesus said to him, "Truly I tell you, that today, even this night, before the rooster crows twice, you will deny me three times."
Әйса униңға: — Мән саңа бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бүгүн, йәни бүгүн кечә ғораз икки қетим чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән, — деди.
31 But he insisted, "If I must die with you, I will not deny you." They all said the same thing.
Лекин Петрус техиму қәтъийлик билән униңға: — Сән билән биллә өлидиған иш керәк болсиму, сәндин һәргиз танмаймән, — деди. Қалған һәммисиму шундақ дейишти.
32 They came to a place which was named Gethsemane. He said to his disciples, "Sit here, while I pray."
Андин улар Гетсиманә дегән бир җайға кәлди. У мухлисларға: — Мән дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу йәрдә олтирип туруңлар, деди.
33 He took with him Peter, James, and John, and began to be greatly troubled and distressed.
У Петрус, Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди вә сүр бесип, роһ-қәлбидә толиму пәришан болушқа башлиди.
34 He said to them, "My soul is exceedingly sorrowful, even to death. Stay here, and watch."
У уларға: — Җеним өлидиғандәк бәкму азапланмақта. Силәр бу йәрдә қелип, ойғақ туруңлар, — деди.
35 He went forward a little, and fell on the ground, and prayed that, if it were possible, the hour might pass away from him.
У сәл нерирақ берип, өзини йәргә етип дүм ятти вә мүмкин болса, у дәқиқиниң өз бешиға чүшмәй өтүп кетиши үчүн дуа қилип:
36 He said, "Abba, Father, all things are possible to you. Please remove this cup from me. However, not what I desire, but what you desire."
— И Абба Ата, Саңа һәммә иш мүмкиндур; бу қәдәһни мәндин өткүзүвәткәйсән! Лекин бу иш мән халиғандәк әмәс, сән халиғандәк болсун, — деди.
37 He came and found them sleeping, and said to Peter, "Simon, are you sleeping? Could you not watch one hour?
У [үчәйләнниң] йениға қайтип кәлгинидә, уларниң ухлап қалғанлиғини көрүп, Петрусқа: — Әй Симон, ухлаватамсән?! Бир саатму ойғақ туралмидиңму?!
38 Watch and pray, that you may not enter into temptation. The spirit indeed is willing, but the flesh is weak."
Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, ойғақ туруп дуа қилиңлар. Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗиздур, — деди.
39 Again he went away, and prayed, saying the same words.
Андин у йәнә берип, охшаш сөзләр билән қайтидин дуа қилди.
40 Again he came and found them sleeping again, for their eyes were very heavy, and they did not know what to answer him.
У уларниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә ухлап қалғанлиғини көрди, чүнки уларниң көзлири уйқиға илинған еди. Улар униңға немә дейишини билмәй қалди.
41 He came the third time, and said to them, "Sleep on now, and take your rest. It is enough. The hour has come. Look, the Son of Man is betrayed into the hands of sinners.
У үчинчи қетим уларниң йениға қайтип уларға: — Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр? Әнди болди бәс! Вақит-саити кәлди; мана, Инсаноғли гунакарларниң қолиға тапшурулди!
42 Arise, let us be going. Look, he who betrays me is near."
Қопуңлар, кетәйли; мана, маңа сатқунлуқ қилидиған киши йеқин кәлди! — деди.
43 Immediately, while he was still speaking, Judas, one of the twelve, came—and with him a crowd with swords and clubs, from the chief priests, the scribes, and the elders.
Вә шу дәқиқидә, униң сөзи техи түгимәйла, мана, он иккәйләндин бири болған Йәһуда кәлди; униң йенида баш каһинлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар тәрипидин әвәтилгән қилич-тоқмақларни көтәргән зор бир топ адәм бар еди.
44 Now he who betrayed him had given them a sign, saying, "Whomever I will kiss, that is he. Seize him, and lead him away safely."
Униңға сатқунлуқ қилғучи улар билән аллибурун ишарәтни бекитип: «Мән кимни сөйсәм, у дәл шудур. Силәр уни тутуп, ялап елип кетиңлар» дәп келишкән еди.
45 When he had come, immediately he came to him, and said, "Rabbi." and kissed him.
У келип удул [Әйсаниң] алдиға берип: — Устаз, устаз! — дәп уни сөйүп кәтти.
46 They laid hands on him, and seized him.
Улар униңға қол селип, уни тутқун қилди.
47 But a certain one of those who stood by drew his sword, and struck the servant of the high priest, and cut off his ear.
Вә униң йенида турғанлардин бирәйлән қиличини суғуруп, баш каһинниң чакириға урувиди, униң қулиқини шилип чүшүрүвәтти.
48 Jesus answered them, "Have you come out, as against a robber, with swords and clubs to seize me?
Әйса җававән уларға: — Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип мени тутқили кәпсиләрғу?
49 I was daily with you in the temple teaching, and you did not arrest me. But this is so that the Scriptures might be fulfilled."
Мән һәр күни ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә болуп тәлим берәттим, лекин силәр у чағда мени тутмидиңлар. Лекин бу ишларниң йүз бериши муқәддәс язмиларда алдин пүтүлгәнләрниң әмәлгә ашурулуши үчүн болди, — деди.
50 They all left him, and fled.
Бу чағда, һәммәйлән уни ташлап қечип кетишти.
51 And a certain young man followed him, having a linen cloth thrown around himself, over his naked body. And they grabbed him,
Пәқәт учисиға канап рәхт йепинчақливалған бир жигит униң кәйнидин әгишип маңди. Яш әскәрләр уни тутувеливиди,
52 but he left the linen cloth, and fled naked.
лекин у канап рәхттин бошинип, ялаңач пети улардин қечип кәтти.
53 They led Jesus away to the high priest. All the chief priests, the elders, and the scribes came together.
Әнди улар Әйсани баш каһинниң алдиға елип беришти. Баш каһинлар, барлиқ ақсақаллар билән Тәврат устазлириму у йәргә униң йениға жиғилди.
54 Peter had followed him from a distance, until he came into the court of the high priest. He was sitting with the officers, and warming himself in the light of the fire.
Петрус униңға таки баш каһинниң сарайидики һойлиниң ичигичә жирақтин әгишип кәлди; у қаравуллар билән биллә отниң нурида отсинип олтарди.
55 Now the chief priests and the whole council sought witnesses against Jesus to put him to death, and found none.
Баш каһинлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн, гува-испат издиди, амма тапалмиди.
56 For many gave false testimony against him, and their testimony did not agree with each other.
Чүнки нурғун кишиләр уни әрз қилип ялған гувачилиқ бәргән болсиму, уларниң гувалиқлири бир-биригә удул кәлмәйтти.
57 Some stood up, and gave false testimony against him, saying,
Бәзи адәмләр орнидин туруп, униң үстидин әрз қилип ялған гувалиқ берип:
58 "We heard him say, 'I will destroy this temple that is made with hands, and in three days I will build another made without hands.'"
— Биз униң: «Инсан қоли билән ясалған бу ибадәтханини бузуп ташлап, инсан қоли билән ясалмиған башқа бир ибадәтханини үч күн ичидә ясап чиқимән» дегәнлигини аңлидуқ, — деди.
59 Even so, their testimony did not agree.
Һәтта уларниң бу һәқтики гувалиқлириму бир-биригә мас кәлмиди.
60 The high priest stood up in the midst, and asked Jesus, "Have you no answer? What is it which these testify against you?"
Андин баш каһин һәммәйләнниң алдида орнидин туруп, Әйсадин: — Қени, җавап бәрмәмсән? Булар сениң үстүңдин зади қандақ гувалиқларни бериватиду? — дәп сориди.
61 But he stayed quiet, and answered nothing. Again the high priest asked him, "Are you the Christ, the Son of the Blessed One?"
Лекин Әйса шүк туруп, һеч қандақ җавап бәрмиди. Баш каһин уни қистап йәнә униңдин: — Сән Мубарәк Болғучиниң Оғли Мәсиһмусән? — дәп сориди.
62 And Jesus said, "I am, and you will see the Son of Man sitting at the right hand of Power, and coming with the clouds of the sky."
Шундақ, мән өзүм, — деди Әйса, — вә силәр кейин Инсаноғлиниң Қудрәт Егисиниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә асмандики булутлар билән келидиғанлиғини көрисиләр.
63 The high priest tore his clothes, and said, "What further need have we of witnesses?
Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап: — Әнди башқа һәр қандақ гувачиниң немә һаҗити?
64 You have heard the blasphemy. What do you think?" They all condemned him to be worthy of death.
Өзүңлар бу күпүрлүкни аңлидиңлар! Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди. Уларниң һәммиси у өлүм җазасиға буйрулсун, дәп һөкүм чиқиришти.
65 Some began to spit on him, and to cover his face, and to beat him with fists, and to tell him, "Prophesy." And the officers took him and beat him.
Андин бәзилири униңға түкүрүшкә башлиди, йәнә униң көзлирини теңип, муштлап: «Қени, [пәйғәмбәрчилик] [қилип] бешарәт берә!» дейишти. Қаравулларму уни шапилақ билән качатлиди.
66 Now as Peter was in the courtyard below, one of the servant girls of the high priest came,
Петрус сарайниң төвәнки һойлисида турғанда, баш каһинниң дедәклиридин бири келип,
67 and seeing Peter warming himself, she looked at him, and said, "You were also with the Nazarene, Jesus."
иссинип олтарған Петрусни көрүп, униңға тикилип қарап: — Сәнму Насарәтлик Әйса билән биллә едиңғу, — деди.
68 But he denied it, saying, "I neither know nor understand what you are saying." And he went out into the forecourt, and a rooster crowed.
Лекин у тенип: — Сениң немә дәватқанлиғиңни билмидим һәм чүшәнмидим, — деди-дә, ташқириға, дәрвазиниң айваниға чиқип турди. Шу әснада ғораз бир чиллиди.
69 And the servant girl saw him, and began again to tell those who stood by, "This is one of them."
Уни йәнә көргән һелиқи дедәк йәнә у йәрдә турғанларға: — Бу улардин бири, — дегили турди.
70 But he again denied it. After a little while again those who stood by said to Peter, "You truly are one of them, for you are a Galilean, and your accent shows it."
[Петрус] йәнә инкар қилди. Бир аздин кейин, у йәрдә турғанлар Петрусқа йәнә: — Бәрһәқ, сән уларниң бирисән. Чүнки сәнму Галилийәлик екәнсәнғу?! — дейишти.
71 But he began to curse, and to swear, "I do not know this man of whom you speak."
Лекин у қаттиқ қарғашлар билән қәсәм қилип: — Силәр дәватқан һелиқи адәмни тонумаймән! — деди.
72 And immediately the rooster crowed the second time. Peter remembered the word, how that Jesus said to him, "Before the rooster crows twice, you will deny me three times." When he thought about that, he wept.
Дәл шу чағда ғораз иккинчи қетим чиллиди. Петрус Әйсаниң өзигә: «Ғораз икки қетим чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән» дегән сөзини есигә алди; вә буларни ойлап жиғлап кәтти.