< Luke 23 >

1 The whole company of them rose up and brought him before Pilate.
Андин [кеңәшмидикиләрниң] һәммиси орнидин турушуп, уни [валий] Пилатусниң алдиға елип беришти.
2 They began to accuse him, saying, "We found this man subverting our nation, forbidding paying taxes to Caesar, and saying that he himself is the Messiah, a king."
У йәрдә улар униң үстидин шикайәт қилип: — Өзини Мәсиһ, йәни падиша дәп ативелип, хәлқимизни аздуруп вә қутритип, Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан бу адәмни байқап уни туттуқ, — дейишти.
3 Pilate asked him, "Are you the King of the Jews?" He answered him, "You say so."
Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасимусән? — дәп сориди. У: — Ейтқиниңдәк, — дәп җавап бәрди.
4 Pilate said to the chief priests and the crowds, "I find no basis for a charge against this man."
Андин Пилатус баш каһинлар билән көпчиликкә: — Бу адәмдин бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим, — деди.
5 But they insisted, saying, "He stirs up the people, teaching throughout all Judea, beginning from Galilee even to this place."
Лекин улар техиму қәтъий һалда: — У Галилийәдин тартип таки бу йәргичә, пүткүл Йәһудийәдиму тәлим бериш билән хәлиқни қутритиду.
6 But when Pilate heard it, he asked if the man was a Galilean.
Пилатус «Галилийә» дегән сөзни аңлап: — Бу киши Галилийәликму? — дәп сориди
7 When he found out that he was in Herod's jurisdiction, he sent him to Herod, who was also in Jerusalem during those days.
вә униң Һерод [ханниң] идарә килған өлкидин кәлгәнлигидин хәвәр тепип, уни Һеродқа йоллап бәрди (у күнләрдә Һеродму Йерусалимда еди).
8 Now when Herod saw Jesus, he was exceedingly glad, for he had wanted to see him for a long time, because he had heard about him. He hoped to see some miracle done by him.
Һерод Әйсани көргәндә интайин хошал болди. Чүнки у узундин бери униңға даир көп ишларни аңлап, униңдин бир мөҗизә көрүш үмүтидә болуп, уни көрүш пурситини издәвататти.
9 He questioned him with many words, but he gave no answers.
У Әйсадин көп соалларни сориди, лекин у Һеродқа бир еғизму җавап бәрмиди.
10 The chief priests and the scribes stood, vehemently accusing him.
Баш каһинлар вә Тәврат устазлири йеқин туруп униң үстидин һә дәп әрз-шикайәт қиливататти.
11 Herod with his soldiers treated him with contempt and mocked him. Dressing him in luxurious clothing, they sent him back to Pilate.
Һерод хан вә униң ләшкәрлири уни харлап мәсқирә қилишип, униңға шаһанә тон-кийим кийдүрүп, уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтуруп йоллиди.
12 Herod and Pilate became friends with each other that very day, for before that they were enemies with each other.
Мана шу күндин башлап, Пилатус билән Һерод дост болуп қалди; чүнки илгири улар арисида адавәт болған еди.
13 Pilate called together the chief priests and the rulers and the people,
Валий Пилатус баш каһинларни, [Йәһудий] һөкүмдарларни вә халайиқни жиғип,
14 and said to them, "You brought this man to me as one that subverts the people, and see, I have examined him before you, and found no basis for a charge against this man concerning those things of which you accuse him.
уларға: — Силәр бу адәмниң үстидин «Хәлиқни аздуриду вә қутритиду» дәп шикайәт қилип уни алдимға тартип кәлдиңлар. Мана, мән силәрниң алдиңларда уни сорақ қилғиним билән, униңдин силәр шикайәт қилған җинайәтләрдин бириниму тапалмидим.
15 Neither has Herod, for he sent him back to us, and see, nothing worthy of death has been done by him.
Һеродму тапмиди; чүнки мән силәрни униң алдиға әвәттим. Мана, униңда өлүмгә лайиқ һеч қандақ җинайәт йоқ екән.
16 I will therefore chastise him and release him."
Шуңа мән уни җазалап, андин қоюп беримән, — деди
17 (Now he had to release one prisoner to them at the feast.)
(униң һәр қетимлиқ [өтүп кетиш] һейтида, [Йәһудий] [мәһбуслардин] бирини уларға қоюп бериш мәҗбурийити бар еди).
18 But they all shouted out together, saying, "Away with this man. Release to us Barabbas"
Лекин көпчилик тәңла чуқан селишип: — Буни йоқитиң! Бизгә Бараббасни қоюп бериң! — дейишти
19 (one who was thrown into prison for a certain revolt in the city, and for murder.)
(Бараббас болса шәһәрдә топилаң көтәргәнлиги вә қатиллиқ қилғанлиғи үчүн зинданға ташланған мәһбус еди).
20 Then Pilate spoke to them again, wanting to release Jesus,
Шуниң билән Пилатус Әйсани қоюп беришни халап, көпчиликкә йәнә сөз қилғили турди.
21 but they shouted, saying, "Crucify. Crucify him."
Лекин улар җававән йәнә чуқан селишип: — Крестлигин, уни крестлигин! — дәп вақирашти.
22 He said to them the third time, "Why? What evil has this man done? I have found no capital crime in him. I will therefore chastise him and release him."
[Пилатус] үчинчи қетим уларға: — Немишкә? У зади немә яманлиқ қилған? Мән униңдин өлүмгә лайиқ һеч җинайәт тапалмидим. Шуниң үчүн мән уни җазалап, қоюп беримән, — деди.
23 But they were urgent with loud voices, asking that he might be crucified. And their voices, and those of the chief priests, prevailed.
Бирақ улар йәнила һә дәп чуқан селишип: «У крестләнсун!» дәп тәләп қилип чиң турувалди. Уларниң һәмдә баш каһинларниң чуқанлири ахир күчлүк кәлди.
24 Pilate decreed that what they asked for should be done.
Пилатус уларниң тәливи бойичә ада қилинсун дәп һөкүм чиқарди.
25 He released him who had been thrown into prison for insurrection and murder, for whom they asked, but he delivered Jesus up to their will.
Вә уларниң тилигинини, йәни топилаң көтириш вә қатиллиқ үчүн зинданға ташланғанни қоюп берип, Әйсани уларниң хаһишиға тапшуруп бәрди.
26 When they led him away, they grabbed one Simon of Cyrene, coming from the country, and placed on him the cross, to carry it after Jesus.
Вә улар уни елип кетиватқанда, йолда Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир киши сәһрадин келивататти; улар уни тутувелип, крестни униңға көтәргүзүп, Әйсаниң кәйнидин маңдурди.
27 A large crowd of the people followed him, including women who also mourned and lamented him.
Әйсаниң кәйнидә зор бир топ хәлиқ, шундақла униңға ечинип жиға-зерә көтиришиватқан аялларму әгишип келивататти.
28 But Jesus, turning to them, said, "Daughters of Jerusalem, do not weep for me, but weep for yourselves and for your children.
Лекин Әйса кәйнигә бурулуп уларға: — Әй Йерусалимниң қизлири! Мән үчүн жиғлимаңлар, бәлки өзүңлар вә балилириңлар үчүн жиғлаңлар!
29 For look, the days are coming in which they will say, 'Blessed are the barren, the wombs that never bore, and the breasts that never nursed.'
Чүнки силәргә шундақ еғир күнләр келидуки, кишиләр: «Туғмаслар, бала көтәрмигән қосақлар вә емитмигән әмчәкләр бәхитликтур!» — дейишиду.
30 Then they will begin to say to the mountains, 'Fall on us,' and to the hills, 'Cover us.'
Шу чағда кишиләр тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңлүкләргә: «үстимизни яп!» дәп нида қилишиду.
31 For if they do these things in the green tree, what will be done in the dry?"
Чүнки адәмләр япйешил дәрәққә шундақ ишларни қилған йәрдә, қуруп кәткән дәрәққә немә ишлар болар?! — деди.
32 There were also others, two criminals, led with him to be put to death.
Икки җинайәтчиму өлүмгә мәһкүм қилинғили униң билән тәң елип келингән еди.
33 When they came to the place that is called The Skull, they crucified him there with the criminals, one on the right and the other on the left.
Вә улар «баш сүйәк» дәп аталған җайға кәлгәндә, у йәрдә уни вә йәнә икки җинайәтчини, бирини униң оң йенида вә йәнә бирини сол йенида кресткә тартти.
34 And Jesus said, "Father, forgive them, for they do not know what they are doing." Dividing his garments among them, they cast lots.
Әйса: — И Ата, уларни кәчүргин, чүнки улар өзиниң немә қиливатқанлиғини билмәйду, — деди. [Ләшкәрләр] чәк ташлап, униң кийимлирини бөлүшүвалди.
35 The people stood watching. The rulers also scoffed at him, saying, "He saved others. Let him save himself, if this is the Messiah of God, his Chosen One."
Халайиқ қарап туратти, Йәһудий һөкүмдарларму йенида туруп униңға димиғини қеқип мәсқирә қилип: Башқиларни қутқузуптикән! Әгәр у растин Худаниң Мәсиһи, Униң талливалғини болса, өзини қутқузуп бақсун! — дейишти.
36 The soldiers also mocked him, coming to him and offering him vinegar,
Ләшкәрләрму уни мәсқирә қилишип, йениға берип униңға сиркә тәңләп:
37 and saying, "If you are the King of the Jews, save yourself."
— Әгәр сән Йәһудийларниң Падишаси болсаң, өзүңни қутқузуп бақ! — дейишти.
38 An inscription was also written above him: "THIS IS THE KING OF THE JEWS."
Униң үстидики [тахтайға] грекчә, латинчә вә ибранийчә һәрипләр билән: «Бу киши Йәһудийларниң Падишасидур» дәп йезип қоюлған еди.
39 One of the criminals who hung there insulted him, saying, "Are you not the Messiah? Save yourself and us."
Униң билән биллә кресткә тартилған икки җинайәтчиниң бири уни һақарәтләп: — Сән Мәсиһ әмәсмидиң? Әнди өзүңниму, бизниму қутқузә! — деди.
40 But the other answered, and rebuking him said, "Do you not even fear God, seeing you are under the same condemnation?
Бирақ йәнә бири униң гепигә тәнбиһ берип: Сән өзүң охшаш һөкүмниң тегидә туруп Худадин қорқмамсән?
41 And we indeed justly, for we receive the due reward for our deeds; but this man has done nothing wrong."
Бизниң җазалинишимиз һәқлиқ, чүнки өз қилмишлиримизниң тегишлик җазасини тарттуқ; лекин бу киши һеч қандақ натоғра иш қилмиғанғу! — дәп җавап бәрди.
42 And he said, "Jesus, remember me when you come into your Kingdom."
Андин, у Әйсаға: — И Рәб, падишалиғиң билән кәлгиниңдә, мени яд қилғин, — деди.
43 And he said to him, "Assuredly I tell you, today you will be with me in Paradise."
Әйса униңға: — Бәрһәқ, мән саңа ейтайки, бүгүн сән мән билән биллә җәннәттә болисән, — деди.
44 And it was now about noon, and darkness came over the whole land until three in the afternoon,
Һазир алтинчи саат болуп, пүтүн зиминни тоққузинчи сааткичә қараңғулуқ басти.
45 for the sun's light failed. And the veil of the temple was torn in two.
Қуяш нурини бәрмиди вә ибадәтханиниң пәрдиси тосаттин оттурисидин житилип икки парчә болуп кәтти.
46 And Jesus, crying with a loud voice, said, "Father, into your hands I commit my spirit." Having said this, he breathed his last.
Әйса қаттиқ аваз билән нида қилғандин кейин: — И Ата! Роһумни қолуңға тапшурдум, — деди-дә, тиниқи тохтап, җан үзди.
47 When the centurion saw what was done, he glorified God, saying, "Certainly this was a righteous man."
У йәрдә турған йүз беши йүз бәргән ишларни көрүп: — Бу адәм һәқиқәтән дурус адәм екән! — дәп Худани улуқлиди.
48 All the crowds that came together to see this, when they saw the things that were done, returned home beating their breasts.
Вә бу мәнзирини көрүшкә жиғилған барлиқ хәлиқ йүз бәргән ишларни көрүп көкрәклиригә уруп өйлиригә қайтишти.
49 All his acquaintances, and the women who followed with him from Galilee, stood at a distance, watching these things.
Вә уни тонуйдиған барлиқ кишиләр вә Галилийәдин униңға әгишип кәлгән аяллар жирақта туруп, бу вақиәләргә қарап турди.
50 And look, a man named Joseph, who was a member of the council, a good and righteous man
Вә мана шу йәрдә кеңәшмидикиләрдин Йүсүп исимлиқ бири бар еди. У өзи ақкөңүл вә адил адәм болуп, уларниң мәслиһәтигә вә қилғиниға қошулмиған еди. Өзи Йәһудийә өлкисидики Ариматия дегән бир шәһәрдин болуп, Худаниң падишалиғини тәлмүрүп күтәтти.
51 (he had not consented to their counsel and deed), from Arimathea, a city of the Judeans, who was also waiting for the Kingdom of God:
52 this man went to Pilate, and asked for the body of Jesus.
У өзи Пилатусниң алдиға берип Әйсаниң җәситини беришни тәләп қилди;
53 He took it down, and wrapped it in a linen cloth, and placed him in a tomb that was cut in stone, where no one had ever been placed.
Вә уни кресттин чүшүрүп канап билән кепәнләп, қорам таштин оюп ясалған, һеч ким қоюлмиған бир қәбиргә дәпнә қилди.
54 It was the day of the Preparation, and the Sabbath was drawing near.
Бу «тәйярлиқ күни» болуп, шабат күни йеқинлишип қалған еди.
55 The women, who had come with him out of Galilee, followed after, and saw the tomb, and how his body was placed.
Вә униң билән Галилийәдин кәлгән аяллар [Йүсүпкә] әгишип, қәбирни вә униң җәсәтиниң қандақ қоюлғинини көрди.
56 They returned, and prepared spices and ointments. On the Sabbath they rested according to the commandment.
Андин йенип берип әтирләр вә хуш пурақлиқ буюмларни тәйяр қилди вә [Тәвраттики] әмир бойичә шабат күни арам елишти.

< Luke 23 >