< Judges 4 >

1 The children of Israel again did that which was evil in the sight of Jehovah, when Ehud was dead.
Әнди Әһуд вапат болғандин кейин Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә рәзил болғанни қилғили турди.
2 Jehovah sold them into the hand of Jabin king of Canaan, who reigned in Hazor; the captain of whose army was Sisera, who lived in Harosheth Haggoyim.
Шуниң билән Пәрвәрдигар уларни Ⱪананийларниң падишаси Ябинниң қолиға ташлап бәрди. Ябин Һазор шәһиридә сәлтәнәт қилатти; униң қошун сәрдариниң исми Сисера болуп, у Һарошәт-Гойим дегән шәһәрдә туратти.
3 The children of Israel cried to Jehovah: for he had nine hundred chariots of iron; and twenty years he mightily oppressed the children of Israel.
Исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәряд көтәрди, чүнки Ябинниң тоққуз йүз төмүр җәң һарвуси болуп, Исраилларға жигирмә жилдин буян толиму зулум қилип кәлгән еди.
4 Now Deborah, a prophetess, the wife of Lappidoth, she judged Israel at that time.
У вақитта Лапидотниң хотуни Дәбораһ дегән аял пәйғәмбәр Исраилға һаким еди.
5 She lived under the palm tree of Deborah between Ramah and Bethel in the hill country of Ephraim: and the children of Israel came up to her for judgment.
У Әфраим тағлиғидики Рамаһ билән Бәйт-Әлниң оттурисидики «Дәбораһниң хорма дәриғи»ниң түвидә олтиратти; барлиқ Исраиллар дәвалири тоғрисида һөкүм сориғили униң қешиға келәтти.
6 She sent and called Barak the son of Abinoam out of Kedesh Naphtali, and said to him, "Hasn't Jehovah, the God of Israel, commanded, 'Go and draw to Mount Tabor, and take with you ten thousand men of the people of Naphtali and of the people of Zebulun?
У адәм әвәтип Нафтали жутидики Кәдәштин Абиноамниң оғли Барақни чақиртип келип, униңға: — Мана, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар [мундақ] әмир қилған әмәсму?! У: — Сән берип Нафталилар қәбилиси һәм Зәбулун қәбилисидин он миң адәмни өзүң билән биллә елип Табор теғиға чиққин;
7 I will draw to you, to the river Kishon, Sisera, the captain of Jabin's army, with his chariots and his multitude; and I will deliver him into your hand.'"
шуниң билән Мән Ябинниң қошун сәрдари Сисерани җәң һарвулири вә қошунлири билән қошуп Кишон еқининиң бойиға, сениң қешиңға барғуси нийәткә селип, уни қолуңға тапшуримән дегән, — деди.
8 Barak said to her, "If you will go with me, then I will go; but if you will not go with me, I will not go, for I do not know the day on which Jehovah prospers his angel with me."
Барақ униңға: — Әгәр сән мән билән биллә барсаң, мәнму баримән. Сән мән билән бармисаң, мәнму бармаймән! — деди.
9 She said, "I will surely go with you, but know that the journey that you take will not be for your honor; for Jehovah will sell Sisera into the hand of a woman." Deborah arose, and went with Barak to Kedesh.
Дәбораһ җававән: — Мақул, мән сән билән барсам барай; һалбуки, сәпириң саңа һеч шан-шәрәп кәлтүрмәйду; чүнки Пәрвәрдигар Сисерани бир аял кишиниң қолиға тапшуриду, — деди. Шуниң билән Дәбораһ қопуп Барақ билән биллә Кәдәшкә маңди.
10 Barak called Zebulun and Naphtali together to Kedesh; and there went up ten thousand men at his feet: and Deborah went up with him.
Барақ Зәбулунлар вә Нафталиларни Кәдәшкә чақиртти; шуниң билән он миң адәм униңға әгәшти; Дәбораһму униң билән чиқти
11 Now Heber the Kenite had separated himself from the Kenites, even from the descendants of Hobab the brother-in-law of Moses, and had pitched his tent as far as the oak in Zaanannim, which is by Kedesh.
(шу чағда кенийләрдин болған Һәбәр өзини Мусаниң қейинатиси Һобабниң нәслидин болған кенийләрдин айрип чиқип, Кәдәшниң йенидики Заанаимниң дуб дәриғиниң йенида чедир тиккән еди).
12 And it was reported to Sisera that Barak the son of Abinoam had gone up to Mount Tabor.
Әнди Сисераға: — Абиноамниң оғли Барақ Табор теғиға чиқипту, дегән хәвәр йәткүзүлди.
13 Sisera gathered together all his chariots, even nine hundred chariots of iron, and all the people who were with him, from Harosheth Haggoyim, to the river Kishon.
Шуни аңлап Сисера барлиқ җәң һарвулирини, йәни тоққуз йүз төмүр җәң һарвусини вә барлиқ әскәрлирини жиғип, Һарошәт-Гойимдин чиқип, Кишон еқининиң йенида топлиди.
14 Deborah said to Barak, "Arise, for this is the day in which Jehovah has delivered Sisera into your hand. Hasn't Jehovah gone out before you?" So Barak went down from Mount Tabor, and ten thousand men after him.
Дәбораһ Бараққа: — Қопқин; бүгүн Пәрвәрдигар Сисерани сениң қолуңға тапшуридиған күндүр. Мана, Пәрвәрдигар алдиңда йол башлиғили чиқти әмәсму?! — деди. Шуни девиди, Барақ вә он миң адәм униңға әгишип Табор теғидин чүшти.
15 Jehovah confused Sisera, and all his chariots, and all his army, with the edge of the sword before Barak; and Sisera got off from his chariot, and fled away on his feet.
Пәрвәрдигар Сисерани, униң һәммә җәң һарвулири вә барлиқ қошунини қошуп Барақниң қиличи алдида тирипирән қилди; Сисера өзи җәң һарвусидин чүшүп, пиядә қечип кәтти.
16 But Barak pursued after the chariots, and after the army, to Harosheth Haggoyim: and all the army of Sisera fell by the edge of the sword; there was not a man left.
Барақ җәң һарвулирини вә қошунни Һарошәт-Гойимгичә қоғлап барди; Сисераниң барлиқ қошуни қилич астида жиқилди, бириму қалмиди.
17 However Sisera fled away on his feet to the tent of Jael the wife of Heber the Kenite; for there was peace between Jabin the king of Hazor and the house of Heber the Kenite.
Лекин Сисера пиядә қечип, Кенийләрдин болған Һәбәрниң аяли Яәлниң чедириға барди; чүнки Һазорниң падишаси Ябин билән Кенийләрдин болған Һәбәрниң җәмәти оттурисида достлуқ алақиси бар еди.
18 Jael went out to meet Sisera, and said to him, "Turn in, my lord, turn in to me; do not be afraid." He came in to her into the tent, and she covered him with a rug.
Яәл Сисерани қарши елишқа чиқип униңға: — Әй ғоҗам, киргинә! Қорқма, мениңкигә киргин, деди. Шуниң билән Сисера униң чедириға кирди, у униң үстигә йотқан йепип қойди.
19 He said to her, "Please give me a little water to drink; for I am thirsty." She opened a bottle of milk, and gave him drink, and covered him.
У униңға: — Мән уссап кәттим, маңа бир отлам су бәргинә, девиди, аял берип сүт тулумини ечип, униңға ичкүзүп, андин йәнә уни йепип қойди.
20 He said to her, "Stand in the door of the tent, and it shall be, when any man comes and inquires of you, and says, 'Is there any man here?' that you shall say, 'No.'"
Андин Сисера униңға: — Сән чедирниң ишигидә сақлап турғин. Бирким келип сәндин: — Бу йәрдә бирәрси барму, дәп сориса, йоқ дәп җавап бәргин, — деди.
21 Then Jael Heber's wife took a tent peg, and took a hammer in her hand, and went softly to him, and struck the pin into his temples, and it pierced through into the ground; for he was in a deep sleep; so he died.
Әнди Һәбәрниң аяли Яәл қопуп, бир чедир қозуғини елип, қолида болқини тутқиничә шәпә чиқармай униң қешиға барди; у һерип кәткәчкә, қаттиқ ухлап кәткән еди. Яәл униң чекисигә қозуқни шундақ қақтики, қозуқ чекисидин өтүп йәргә кирип кәтти. Буниң билән у өлди.
22 Look, as Barak pursued Sisera, Jael came out to meet him, and said to him, "Come, and I will show you the man whom you seek." He came to her; and look, Sisera lay dead, and the tent peg was in his temples.
Шу чағда, Барақ Сисерани қоғлап кәлди, Яәл алдиға чиқип униңға: — Кәлгин, сән издәп кәлгән адәмни саңа көрситәй, — деди. У униң чедириға кирип қаривиди, мана Сисера өлүк ятатти, қозуқ техичә чекисигә қеқиқлиқ туратти.
23 So God subdued on that day Jabin the king of Canaan before the children of Israel.
Шундақ қилип, Худа шу күни Қанаан падишаси Ябинни Исраилларниң алдида төвән қилди.
24 The hand of the children of Israel prevailed more and more against Jabin the king of Canaan, until they had destroyed Jabin king of Canaan.
Шу вақиттин тартип Исраиллар барғансери күчийип, Қанаан падишаси Ябиндин үстүнлүкни егилиди; ахирда улар Қанаан падишаси Ябинни йоқатти.

< Judges 4 >