< 2 Samuel 12 >
1 So Jehovah sent Nathan to David. And he came to him, and said to him, "Tell me how you judge this case. There were two men in a certain city, the one rich and the other poor.
Пәрвәрдигар Натанни Давутниң қешиға маңдурди. У Давутниң қешиға келип униңға мундақ деди: «Бир шәһәрдә икки адәм бар болуп, бириси бай, йәнә бириси кәмбәғәл еди.
2 The rich man had very many flocks and herds,
Байниң интайин тола қой вә кала падилири бар еди.
3 but the poor man had nothing, except one little ewe lamb, which he had acquired. And he raised it and it grew up alongside him and his children. It used to eat of his morsel and drink from his cup and sleep in his arms, and it was like a daughter to him.
Лекин кәмбәғәлниң өзи сетивелип баққан кичик бир сағлиқ қозидин башқа бир нәрсиси йоқ еди. Қоза кәмбәғәлниң өйидә балилири билән тәң өсүп чоң болди. Қоза униң йегинидин йәп, униң ичкинидин ичип, униң қучиғида ухлиди; униң нәзиридә у өз қизидәк еди.
4 Now a traveler came to the rich man, but he was unwilling to take from his own flock or his own herd to prepare for the traveler who had come to him, but took the poor man's lamb and prepared it for the man who had come to him."
Бир күни бир йолучи байниңкигә кәлди. Амма у өзигә кәлгән меһман үчүн өзиниң қой яки кала падилиридин бирини йегүзүшкә тәйярлашқа көзи қиймай, бәлки кәмбәғәлниң қозисини тартивелип союп, кәлгән меһман үчүн тәйярлиди».
5 Then David became very angry with that man, and he said to Nathan, "As Jehovah lives, the man who has done this deserves death.
Давут буни аңлап у кишигә қаттиқ ғәзәпләнди. У Натанға: Пәрвәрдигарниң һаяти билән [қәсәм қилимәнки], шуни қилған адәм өлүмгә лайиқтур!
6 He must restore the lamb fourfold, because he did this thing, and because he had no pity."
У һеч рәһимдиллиқ көрсәтмәй бу ишни қилғини үчүн қозиға төрт һәссә төләм төлисун — деди.
7 Then Nathan said to David, "You are the man. This is what Jehovah, the God of Israel, says: 'I anointed you king over Israel, and I delivered you out of the hand of Saul.
Натан Давутқа: Сән дәл шу кишидурсән! Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән сени Исраилниң үстидә падиша болғили мәсиһ қилдим вә Саулниң қолидин қутқуздум;
8 I gave you your master's house, and your master's wives into your care, and gave you the house of Israel and of Judah; and if that would have been too little, I would have added to you many more such things.
Мән ғоҗаңниң җәмәтини саңа берип, ғоҗаңниң аяллирини қучиғиңға ятқузуп, Исраилниң җәмәти билән Йәһуданиң җәмәтини саңа бәрдим. Әгәр сән буни аз көргән болсаң, Мән саңа йәнә һәссиләп берәттим;
9 Why have you despised Jehovah, to do that which is evil in his sight? You have struck Uriah the Hethite with the sword, and have taken his wife to be your wife, and have slain him with the sword of the people of Ammon.
Немишкә Пәрвәрдигарниң сөзини көзгә илмай, униң нәзиридә рәзил болғанни қилдиң? Сән Һиттий Урияни қилич билән өлтүргүзүп, униң аялини өзүңгә аял қилдиң, сән уни Аммонийларниң қиличи билән қәтл қилдиң.
10 Now therefore the sword will never depart from your house, because you have despised me, and have taken the wife of Uriah the Hethite to be your wife.'
Әнди сән Мени көзгә илмай, Һиттий Урияниң аялини өзүңгә аял қилғиниң үчүн, қилич сениң өйүңдин айрилмайду».
11 "This is what Jehovah says: 'Look, I will raise up evil against you out of your own house; and I will take your wives before your eyes, and give them to your neighbor, and he will lie with your wives in the sight of this sun.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана өз өйүңдин саңа яманлиқ кәлтүрүп, көзлириңниң алдида аяллириңни елип, саңа йеқин бирисигә беримән, у болса күпкүндүздә аяллириң билән ятиду.
12 For you did it secretly, but I will do this thing before all Israel, and before the sun.'"
Сән болсаң у ишни мәхпий қилдиң, лекин Мән бу ишни пүткүл Исраилниң алдида күндүздә қилимән» — деди.
13 David said to Nathan, "I have sinned against Jehovah." Nathan said to David, "Jehovah also has put away your sin. You will not die.
Давут Натанға: — Мән Пәрвәрдигарниң алдида гуна қилдим — деди. Натан Давутқа: Пәрвәрдигар һәм гунайиңдин өтти; сән өлмәйсән.
14 However, because by this deed you have shown utter contempt for Jehovah, the child also who is born to you shall surely die."
Һалбуки, бу иш билән Пәрвәрдигарниң дүшмәнлиригә күпүрлүк қилишқа пурсәт бәргиниң үчүн, сениңдин туғулған оғул бала чоқум өлиду, — деди.
15 Then Nathan went to his home. And God struck the child that Uriah's wife bore to David, and it was very sick.
Шуниң билән Натан өз өйигә қайтип кәтти. Пәрвәрдигар Урияниң аялидин Давутқа туғулған балини шундақ урдики, у қаттиқ кесәл болди.
16 Then David sought from God on behalf of the child. And David fasted, and went in and lay all night on the ground.
Давут бала һәққидә Худаға йелинди. У роза тутуп, кечиләрдә ичкиригә кирип йәрдә дүм ятатти.
17 And the elders of his house approached him to lift him up from the ground, but he was unwilling, and he would not eat food with them.
Униң җәмәтиниң ақсақаллири қопуп униң қешиға берип, уни йәрдин қопурмақчи болди; лекин у унимиди вә улар билән тамақ йейишни рәт қилди.
18 It happened on the seventh day, that the child died. The servants of David feared to tell him that the child was dead; for they said, "Look, while the child was yet alive, we spoke to him, and he did not listen to our voice. How will he then harm himself, if we tell him that the child is dead?"
Йәттинчи күни бала өлди. Давутниң хизмәткарлири бала өлди, дегән хәвәрни униңға бериштин қорқуп: «Бала тирик вақитида падиша бизниң сөзлиримизгә қулақ салмиди, әнди биз қандақму униңға бала өлди, дәп хәвәр беримиз? У өзини зәхимләндүрүши мүмкин!» — дейишти.
19 But when David noticed that his servants were whispering together, David perceived that the child was dead; and David said to his servants, "Is the child dead?" They said, "He is dead."
Лекин Давут хизмәткарлириниң пичирлашқинини көрүп, балиниң өлгинини уқти. Шуңа Давут хизмәткарлиридин: Бала өлдиму? дәп сориди. Улар: Өлди, — дәп җавап бәрди.
20 Then David arose from the ground, and washed, and anointed himself, and changed his clothing; and he came into the house of Jehovah, and worshiped. Then he went to his own house, and he asked for bread to eat. And they set bread before him, and he ate.
Шуниң билән Давут йәрдин қопуп, жуюнуп, [хушбуй] май билән мәсиһлинип, кийимлирини йәңгүшләп, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип ибадәт қилди; андин өз өйигә қайтип өзигә тамақ әкәлтүрүп йеди.
21 Then his servants said to him, "What is this that you have done? You fasted and wept and kept vigil for the child while he was alive; but when the child was dead, you rose up and ate bread."
Хизмәткарлири униңға: Силиниң бу немә қилғанлири? Бала тирик чағда роза тутуп жиғлидила, лекин бала өлгәндин кейин қопуп тамақ йедила, — деди.
22 He said, "While the child was yet alive, I fasted and wept; for I said, 'Who knows whether Jehovah will not be gracious to me, that the child may live?'
У: Мән: «Ким билсун, Пәрвәрдигар маңа шапаәт көрситип, балини тирик қалдурармекин» дәп ойлап, бала тирик вақитта роза тутуп жиғлидим.
23 But now he is dead, why should I fast? Can I bring him back? I shall go to him, but he will not return to me."
Лекин әнди у өлгәндин кейин немишкә роза тутай? Мән уни яндуруп алалаймәнму? Мән униң йениға баримән, лекин у йенимға йенип келәлмәйду, — деди
24 David comforted Bathsheba his wife, and went in to her, and lay with her. She bore a son, and he called his name Solomon. Jehovah loved him;
Давут аяли Бат-Шебаға тәсәлли бәрди. У униң қешиға кирип униң билән ятти; у бир оғул туғивиди, Давут уни Сулайман дәп атиди. Пәрвәрдигар уни сөйди,
25 and he sent by the hand of Nathan the prophet; and he named him Jedidiah, for Jehovah's sake.
вә Натан пәйғәмбәр арқилиқ вәһий йәткүзүп, униңға Пәрвәрдигар үчүн «Йәдидия» дәп исим қойди.
26 Now Joab fought against Rabbah of the people of Ammon, and took the royal city.
Йоаб Аммонийларниң шаһанә пайтәхти Раббаһқа һуҗум қилип уни алди.
27 Joab sent messengers to David, and said, "I have fought against Rabbah, and have also taken the water supply of the city.
Андин Йоаб хәвәрчиләрни Давутниң қешиға маңдуруп: Мән Раббаһқа һуҗум қилип, шәһәрниң су бар қисмини алдим.
28 Now therefore gather the rest of the people together, and besiege the city and capture it yourself, or I will capture the city, and it will be named after me."
Һазир сән қалған әскәрләрни жиғип, шәһәрни қамал қилип, уни ишғал қилғин; болмиса мән шәһәрни алсам, мениң исмим билән атилиши мүмкин — деди.
29 David gathered all the people together, and went to Rabbah, and fought against it, and took it.
Шуңа Давут һәммә хәлиқни җәм қилип, Раббаһқа һуҗум қилип уни алди.
30 He took the crown of their king from off his head; and its weight was a talent of gold, and in it were precious stones; and it was set on David's head. He brought out the spoil of the city, a very great amount.
У уларниң падишасиниң таҗини униң бешидин алди. Униң үстидики алтунниң еғирлиғи бир талант еди, вә униң көзидә бир гөһәр бар еди. Кишиләр бу таҗни Давутниң бешиға кийгүзди, Давут болса у шәһәрдин нурғун олҗа алди.
31 He brought out the people who were in it, and put them to work with saws, and iron picks, and iron axes, and to labor at the brick kiln. And he did the same to all the cities of the people of Ammon. David and all the people returned to Jerusalem.
Амма у йәрдики хәлиқни шәһәрдин чиқирип уларни һәрә, хаман тепидиған тирнилар вә төмүр палтилар билән ишләтти яки хумданда қаттиқ әмгәккә салди; Давут Аммонийларниң һәммә шәһәрлиридә шундақ қилди; андин Давут барлиқ хәлиқ билән Йерусалимға йенип кәлди.