< 2 Corinthians 13 >
1 This is the third time I am coming to you. "At the mouth of two or three witnesses will every word be established."
Бу йениңларға үчинчи қетим беришим болиду. «Һәр бир һөкүм икки-үч гувачиниң ағзида испатлиниши керәк».
2 I have said beforehand, and I do say beforehand, as when I was present the second time, so now, being absent, to those who have sinned before now, and to all the rest, that, if I come again, I will not spare;
Мән илгири иккинчи қетим йениңларда болғинимда бурун гуна садир қилғанларға һәм қалған һәммиңларға шундақ ейтқан, һазирму силәрдин нери болсамму қайтидин алдин-ала агаһландуруп ейтимәнки (силәр Мәсиһниң мән арқилиқ сөзлигәнлигигә испат тәләп қилип келиватқиниңлар түпәйлидин), мән барғинимда һеч кимни айимаймән; дәрвәқә мән арқилиқ сөзләватқан Мәсиһ силәргә нисбәтән аҗиз әмәс, бәлки алдиңларда интайин қудрәтликтур;
3 seeing that you seek a proof of Christ who speaks in me; who toward you is not weak, but is powerful in you.
4 For indeed he was crucified through weakness, yet he lives through the power of God. For we also are weak in him, but we will live with him through the power of God toward you.
У дәрвәқә аҗизлиқта крестләнгән болсиму, лекин Худаниң қудрити билән йәнила һаят. Бизму Униңда аҗиз болсақму, Худаниң силәргә қаратқан қудрити билән, Униңға бағлинип һаят яшаймиз.
5 Test your own selves, whether you are in the faith. Test your own selves. Or do you not know as to your own selves, that Jesus Christ is in you?—unless indeed you are disqualified.
Әнди өзүңларни етиқатта барму-йоқ дәп тәкшүрүп көрүңлар; өзүңларни синап беқиңлар! Силәр Әйса Мәсиһниң өзүңларда болғанлиғини (синақтин шаллинип қалмисаңлар!) билип йәтмәмсиләр?
6 But I hope that you will know that we are not disqualified.
Әнди силәрниң бизниң синақтин шаллинип қалмиғанлиғимизни билип қелишиңларни үмүт қилимән.
7 Now we pray to God that you do no evil; not that we may appear approved, but that you may do that which is honorable, though we are as reprobate.
Силәрниң һеч қандақ рәзиллик қилмаслиғиңлар үчүн Худаға дуа қилимиз; бу, бизниң синақтин өтти дәп қарилишимиз үчүн әмәс — һәтта синақтин өтмиди, дәп қаралсақму, мәйли — муһими силәрниң дурус болғанни қилишиңлар.
8 For we can do nothing against the truth, but for the truth.
Чүнки биз һәқиқәткә қарши һеч иш қилалмаймиз; немила қилсақ у бәрибир һәқиқәтни аян қилиду, халас.
9 For we rejoice when we are weak and you are strong. And this we also pray for, even your perfecting.
Чүнки биз аҗиз болсақму, силәрниң күчлүк болғиниңлардин шатлинимиз. Шуниңдәк биз йәнә шуниңға дуа қилимизки, силәр камаләткә йәткүзүлгәйсиләр.
10 For this cause I write these things while absent, that I may not deal sharply when present, according to the authority which the Lord gave me for building up, and not for tearing down.
Силәрниң йениңларға барғинимда Рәб маңа ғулитиш үчүн әмәс, бәлки етиқатни қуруш үчүн аманәт қилған һоқуқимни ишлитип силәргә қаттиқ қоллуқни көрсәтмәслигим үчүн, мән силәрдин жирақта болғинимда мошуларни яздим.
11 Finally, brothers, rejoice. Be perfected, be comforted, be of the same mind, live in peace, and the God of love and peace will be with you.
Әң ахирда, қериндашлар, шатлиниңлар; камаләткә йәткүзүлүңлар, риғбәт-тәсәллидә күчәйтилиңлар; бир ой, бир пикирдә болуңлар; енақ-хатирҗәмликтә өтүңлар; вә меһир-муһәббәт вә енақ-хатирҗәмликниң Егиси Худа силәр билән биллә болиду.
12 Greet one another with a holy kiss.
Бир-бириңлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар.
13 All the saints greet you.
Барлиқ муқәддәс бәндиләрдин силәргә салам.
14 The grace of the Lord Jesus Christ, the love of God, and the fellowship of the Holy Spirit, be with you all.
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң шапаити, Худаниң меһир-муһәббити вә Муқәддәс Роһниң һәмраһ-һәмдәмлиги силәргә яр болғай!