< Luke 2 >

1 Now it happened in those days, that a decree went out from Caesar Augustus that the whole empire should be enrolled.
Әнди шу күнләрдә, [Рим императори] Қәйсәр Авғустустин барлиқ хәлиқтин баҗ елиш үчүн уларниң ройхети тизимлансун дәп пәрман чүшти.
2 This was the first enrollment made when Qurinos was governor of Syria.
Тунҗи қетимлиқ бу нопус тизимлаш Кириниюс Сурийә өлкисини идарә қилип турған вақтида елип берилған еди.
3 All went to enroll themselves, everyone to his own city.
Шуниң билән һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтиш керәк болди.
4 Yauseph also went up from Galila, out of the city of Natsrath, into Yehuda, to the city of Dawid, which is called Beth-Lekhem, because he was of the house and family of Dawid;
Йүсүпму Давут [падишаниң] җәмәтидин болғачқа, шундақла униң беваситә әвлади болғачқа, Галилийә өлкисидики Насарәт шәһиридин айрилип, Йәһудийә өлкисидики, Давутниң жути Бәйт-Ләһәм дегән шәһәргә кәтти.
5 to enroll himself with Maryam, who was pledged to be married to him, being pregnant.
Нопусқа тизимлиниш үчүн лайиқи, болғуси аяли Мәрйәмму биллә барди. Мәрйәм һамилдар болуп, қосиғи хеләла йоғинап қалған еди.
6 It happened, while they were there, that the day had come that she should give birth.
Вә шундақ болдики, улар Бәйт-Ләһәмдә турған вақтида Мәрйәмниң туғутиниң ай-күни тошуп қалди.
7 And she gave birth to her firstborn son, and wrapped him with pieces of cloth, and placed him in a feeding trough, because there was no guest room available for them.
Бирақ сарайда уларға орун болмиғачқа, Мәрйәм шу йәрдә тунҗа оғлини туққанда уни закилап, еғилдики оқурға ятқузди.
8 There were shepherds in the same country staying in the field, and keeping watch by night over their flock.
Шу йәрниң әтрапидики бәзи падичилар далада туратти; улар кечичә түнәп, падисиға қарайтти.
9 And look, an angel of the Lord stood by them, and the glory of the Lord shone around them, and they were terrified.
Вә мана, Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси уларниң алдида туратти; Пәрвәрдигарниң парлақ шәриви уларниң әтрапини йорутувәтти. Улар интайин бәк қорқуп кәтти.
10 The angel said to them, "Do not be afraid, for see, I bring you good news of great joy which will be to all the people.
Бирақ пәриштә уларға: — Қорқмаңлар! Чүнки мана, пүтүн хәлиққә хошаллиқ болидиған бир хуш хәвәрни силәргә елан қилимән.
11 For there is born to you, this day, in the city of Dawid, a Savior, who is Meshikha, the Lord.
Чүнки бүгүн Давутниң шәһиридә силәр үчүн бир Қутқузғучи туғулди. У — Рәб Мәсиһдур!
12 This is the sign to you: you will find a baby wrapped in strips of cloth, lying in a feeding trough."
[Уни] тепишиңлар [үчүн] шу аламәт болидуки, бовақни закиланған һалда бир оқурда ятқан петидә таписиләр, — деди.
13 Suddenly, there was with the angel a multitude of the heavenly army praising God, and saying,
Бирдинла, пәриштиниң әтрапида зор бир топ самави қошундикиләр пәйда болуп, Худани мәдһийиләп:
14 "Glory to God in the highest, and on earth peace, good will toward humankind."
«Әршиәлада Худаға шан-шәрәпләр болғай! Йәр йүзидә болса у сөйүнидиған бәндилиригә арам-хатирҗәмлик болсун!» дейишти.
15 And it happened that when the angels went away from them into the sky, the shepherds said one to another, "Let us go to Beth-Lekhem, now, and see this thing that has happened, which the Lord has made known to us."
Пәриштиләр улардин айрилип асманға чиқип кетивиди, падичилар бир-биригә: — Бәйт-Ләһәмгә йол елип, Пәрвәрдигар бизгә уқтурған, әмәлгә ашурған бу ишни көрүп келәйли, — дейишти.
16 They came with haste, and found both Maryam and Yauseph, and the baby was lying in the feeding trough.
Шуниң билән улар алдирап шәһәргә берип, Мәрйәм билән Йүсүпни вә оқурда ятқан бовақни издәп тапти.
17 When they saw it, they made known the saying which was spoken to them about this child.
Падичилар [бовақни] көргәндин кейин, өзлиригә униң һәққидә ейтилған сөзләрни кәң тарқитивәтти.
18 All who heard it wondered at the things which were spoken to them by the shepherds.
Буни аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң дегәнлиригә интайин һәйран қелишти.
19 But Maryam kept all these sayings, pondering them in her heart.
Мәрйәм болса бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп, чоңқур ойлинип жүрәтти.
20 The shepherds returned, glorifying and praising God for all the things that they had heard and seen, just as it was told them.
Падичилар көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси үчүн Худани улуқлап, мәдһийә оқушқан пети қайтишти; барлиқ ишлар дәл уларға хәвәрләндүрүлгәндәк болуп чиққан еди.
21 When eight days were fulfilled to circumcise him, his name was called Yeshua, which was given by the angel before he was conceived in the womb.
Бовақни хәтнә қилиш вақти, йәни сәккизинчи күни тошқанда, униңға Әйса дәп исим қоюлди. Пәриштә бу исимни у техи анисиниң балиятқусида апиридә болмайла қойған еди.
22 When the days of their purification according to the Law of Mushe were fulfilled, they brought him up to Urishlim, to present him to the Lord
Әнди Муса [пәйғәмбәргә] чүшүрүлгән қанун бойичә Йүсүп билән Мәрйәмниң паклиниш вақти тошқанда улар балини Пәрвәрдигарға атап тапшуруш үчүн Йерусалимға елип барди
23 (as it is written in the Law of the Lord, "Every male who opens the womb will be called holy to the Lord"),
(Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида: «Барлиқ тунҗа оғул Пәрвәрдигарға муқәддәс мәнсуп атилиши керәк» дәп йезилғинидәк)
24 and to offer a sacrifice according to that which is said in the Law of the Lord, "A pair of turtledoves, or two young pigeons."
вә шундақла Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида дейилгини бойичә, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини қурбанлиққа сунуш керәк еди.
25 And look, there was a man in Urishlim whose name was Shimon. This man was righteous and devout, looking for the consolation of Israyel, and the Rukha d'Qudsha was on him.
Вә мана шу чағларда, Йерусалимда Симеон исимлиқ бир киши туратти. У һәм һәққаний вә ихласмән адәм болуп, «Исраилға Тәсәлли Бәргүчи»ни интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униң вуҗудиға яр еди.
26 It had been revealed to him by the Rukha d'Qudsha that he should not see death before he had seen the Lord's Meshikha.
У Муқәддәс Роһтин кәлгән вәһийдин өзиниң Пәрвәрдигарниң Мәсиһини көрмигичә өлүм көрмәйдиғанлиғини билгән еди.
27 He came in the Rukha into the temple. When the parents brought in the child, Yeshua, that they might do concerning him according to the requirement of the Law,
У Муқәддәс Роһниң башлиши билән ибадәтханиниң [һойлилириға] кирди; ата-аниси Тәвратта бекитилгән адәтни беҗириш үчүн бовақ Әйсани көтирип киргәндә,
28 then he received him into his arms, and blessed God, and said,
Симеон бовақни қучиғиға елип, Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқуп мундақ деди: —
29 "Now you are releasing your servant, Lord, according to your word, in peace;
«Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән;
30 for my eyes have seen your salvation,
Чүнки өз көзүм Сениң ниҗатиңни көрди,
31 which you have prepared before the face of all peoples;
Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән;
32 a light for revelation to the nations, and the glory of your people Israyel."
У әлләргә вәһий болидиған нур, Вә хәлқиң Исраилниң шан-шәривидур!»
33 And his father and his mother were marveling at the things which were spoken concerning him,
Балиниң ата-аниси бала һәққидә ейтилғанлириға интайин һәйран қелишти.
34 and Shimon blessed them, and said to Maryam, his mother, "Look, this child is set for the falling and the rising of many in Israyel, and for a sign which is spoken against.
Симеон уларға бәхит тиләп, аписи Мәрйәмгә мундақ деди: — Мана! Бу бала Исраилдики нурғун кишиләрниң жиқилиши вә нурғун кишиләрниң көтирилиши үчүн тайинланди, шундақла кишиләр қарши чиқип һақарәтләйдиған, [Худаниң] бешарәтлик аламити болиду.
35 Yes, a sword will pierce through your own soul, that the thoughts of many hearts may be revealed."
Шуниң билән нурғун кишиләрниң көңлидики ғәрәзлири ашкарилиниду — вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!
36 There was one Khana, a prophetess, the daughter of Phanuel, of the tribe of Asher (she was of a great age, having lived with a husband seven years from her virginity,
Шу йәрдә Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәрму бар еди. У қиз вақтида әргә тәккәндин кейин униң билән йәттә жил биллә яшап,
37 and she had been a widow for about eighty-four years), who did not depart from the temple, worshipping with fastings and petitions night and day.
андин сәксән төрт жил тул турған еди. У ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, кечә-күндүз роза тутушлар вә дуалар билән Худаға ибадәт қилатти.
38 Coming up at that very hour, she gave thanks to God, and spoke of him to all those who were looking for the redemption of Urishlim.
У дәл шу пәйттә йетип келип Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтти, һәмдә Йерусалимда ниҗат-һөрлүкни күтүватқан барлиқ халайиққа бала тоғрисида сөз қилди.
39 When they had accomplished all things that were according to the Law of the Lord, they returned into Galila, to their own city, Natsrath.
[Йүсүп] билән [Мәрйәм] Тәвратта бекитилгән барлиқ ишларни ада қилғандин кейин, Галилийәгә, өз шәһири Насарәткә қайтти.
40 The child was growing, and was becoming strong, being filled with wisdom, and the favor of God was upon him.
Бала болса өсүп, дана-ақиланилик билән толуп, роһта күчләндүрүлди, Худаниң меһри-шәпқитиму униң үстидә еди.
41 His parents went every year to Urishlim at the feast of the Passover.
Униң ата-аниси һәр жили «өтүп кетиш һейти»да Йерусалимға баратти.
42 When he was twelve years old, they went up according to the custom of the feast,
Әйса он икки яшқа киргән жили, улар уни елип, һейтниң адити бойичә йәнә чиқип барди.
43 and when they had fulfilled the days, as they were returning, the boy Yeshua stayed behind in Urishlim. His parents did not know it,
Һейт күнлирини өткүзгәндин кейин, улар өйигә қарап кетиватқанда, бала Әйса Йерусалимда қалди. Ата-анисиниң бу иштин хәвири йоқ еди,
44 but supposing him to be in the company, they went a day's journey, and they looked for him among their relatives and acquaintances.
бәлки уни сәпәрдаш-һәмраһлири билән биллә келиватиду, дәп ойлап, бир күн йол жүрди. Андин улар уни уруқ-туққанлари вә дост-бурадәрлири арисидин издәшкә башлиди;
45 When they did not find him, they returned to Urishlim, looking for him.
издәп тапалмай, улар кәйнигә йенип Йерусалимға берип йәнә издиди.
46 It happened after three days they found him in the temple, sitting in the midst of the teachers, both listening to them, and asking them questions.
Вә шундақ болдики, үчинчи күни улар уни ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлаватқан һәм улардин соал сораватқанниң үстидә тапти.
47 All who heard him were amazed at his understanding and his answers.
Униң сөзлирини аңлиғанларниң һәммиси униң чүшәнчисигә вә бәргән җаваплириға интайин һәйран қелишти.
48 When they saw him, they were astonished, and his mother said to him, "Son, why have you treated us this way? Look, your father and I were anxiously looking for you."
Ата-аниси уни көрүп наһайити һәйрануһәс болушти, униң аниси униңға: — Вай балам! Немишкә бизгә шундақ муамилә қилдиң? Атаң иккимиз паракәндә болуп сени издәп кәлдуқ! — деди.
49 He said to them, "Why were you looking for me? Did you not know that I must be doing the works of my Father?"
У уларға: — Немишкә мени издидиңлар? Әҗәба, мениң Атамниң ишлирида болушум керәклигимни билмәмтиңлар? — деди.
50 They did not understand the saying which he spoke to them.
Лекин улар униң уларға ейтқинини чүшәнмиди.
51 And he went down with them, and came to Natsrath. He was subject to them, and his mother kept all these sayings in her heart.
Андин у улар билән Насарәткә қайтти вә уларниң гепигә изчил бойсунатти. Лекин аниси бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп қойди.
52 And Yeshua increased in wisdom and stature, and in favor with God and people.
Шундақ қилип, Әйса ақиланилик-даналиқта вә қамәттә йетилип, Худа вә кишиләр алдида барғансери сөйүлмәктә еди.

< Luke 2 >