< John 13 >
1 Now before the feast of the Passover, Yeshua, knowing that his time had come that he would depart from this world to the Father, having loved his own who were in the world, he loved them to the end.
Өтүп кетиш һейтидин илгири, Әйса бу дуниядин айрилип, Атиниң йениға баридиған вақит-саатниң йетип кәлгәнлигини билди вә шуниң үчүн бу дуниядики өз адәмлиригә көрситип кәлгән меһир-муһәббитини ахирғичә толуқ көрситип турди.
2 And during the meal, the devil had already put into the heart of Judas Iscariot, Simon's son, to betray him.
Әнди кәчлик тамақ йейиливатқан еди; Иблис аллибурун Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийотниң көңлигә Әйсаға сатқунлуқ қилиш вәсвәсисини салған еди.
3 Because he knew that the Father had given all things into his hands, and that he came forth from God, and was going to God,
Әйса Атиниң һәр ишни униң қолиға тапшурғинини, вә өзиниң Худаниң йенидин келип, Худаниң йениға қайтидиғанлиғини билгәчкә,
4 arose from the meal, and removed his outer garments. He took a towel, and wrapped a towel around his waist.
дәстихандин туруп, тон-көйнигини йешип, бир лөңгә билән белини бағлиди.
5 Then he poured water into the basin, and began to wash the disciples' feet, and to wipe them with the towel that was wrapped around him.
Андин җавурға су қуюп, мухлисларниң путлирини жуюшқа вә белигә бағлиған лөңгә билән сүртүп қурутушқа башлиди.
6 Then he came to Shimon Kipha. He said to him, "Lord, do you wash my feet?"
Нөвәт Симон Петрусқа кәлгәндә, Петрус униңға: — И Рәб, путумни сән жуйсаң қандақ болғини?! — деди.
7 Yeshua answered him, "You do not know what I am doing now, but you will understand later."
Әйса униңға: — Немә қиливатқинимни һазир билмәйсән, лекин кейин билисән, — деди.
8 Kipha said to him, "You will never wash my feet." Yeshua answered him, "If I do not wash you, you have no part with me." (aiōn )
Петрус: — Сән мениң путумни жуйсаң һәргиз болмайду! — деди. Әйса униңға җававән: — Сени юмисам, мениң билән тәң несивәң болмайду, — деди. (aiōn )
9 Shimon Kipha said to him, "Lord, not my feet only, but also my hands and my head."
Симон Петрус: — И Рәб, ундақта пәқәт путлиримнила әмәс, қоллиримниму, бешимниму жуйғайсән! — деди.
10 Yeshua said to him, "Someone who has bathed only needs to have his feet washed, but is completely clean. You are clean, but not all of you."
Әйса униңға: — Бәдини жуюлуп, тамамән пакиз болған адәм пәқәт путлирини юсила қайта жуюнушиниң һаҗити болмайду. Силәр пакиз, лекин һәммиңлар әмәс, — деди
11 For he knew him who would betray him, therefore he said, "You are not all clean."
(чүнки у өзини кимниң тутуп беридиғанлиғини биләтти; шуниң үчүн у «Һәммиңларла пакиз әмәс» дегән еди).
12 So when he had washed their feet, put his outer garment back on, and sat down again, he said to them, "Do you know what I have done to you?
Шуниң билән у уларниң путлирини жуюп болғандин кейин, тон-көйнигини кийип, йәнә дәстиханға олтирип уларға мундақ деди: — Силәргә немә қилғинимни уқтуңларму?
13 You call me, 'Teacher' and 'Lord.' You say so correctly, for so I am.
Силәр мени «Устаз» вә «Рәб» дәйсиләр вә раст ейтисиләр, мән шундақтурмән.
14 If I then, the Lord and the Teacher, have washed your feet, you also ought to wash one another's feet.
Әгәр мән Рәб вә устазиңлар туруқлуқ, путлириңларни жуйған екәнмән, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк.
15 For I have given you an example, that you also should do as I have done to you.
Мән силәргә қилғандәк силәрниңму һәм шундақ қилишиңлар үчүн бу үлгини қалдурдум.
16 Truly, truly, I tell you, a servant is not greater than his master, neither one who is sent greater than he who sent him.
Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду, әлчиму өзини әвәткүчидин үстүн турмайду.
17 If you know these things, blessed are you if you do them.
Бу ишларни билгән екәнсиләр, шундақ қилсаңлар бәхитликсиләр!
18 I do not speak concerning all of you. I know whom I have chosen. But that the Scripture may be fulfilled, 'He who ate my bread has lifted up his heel against me.'
Мән буларни һәммиңларға қаритип ейтмидим. Мән таллиғанлиримни билимән, лекин [муқәддәс язмиларда] алдин пүтүлгән: «Мән билән һәмдәстихан болуп ненимни йегәнму маңа пут атти!» дегән бу сөз әмәлгә ашурулмай қалмайду.
19 I am telling you this now before it happens, so that when it does happen you may believe that I am he.
Мән бу иш йүз бериштин авал уни силәргә ейтип қояйки, у ишлар йүз бәргәндә мениң «Бар Болғучи» екәнлигимгә ишинисиләр.
20 Truly, truly, I tell you, he who receives whomever I send, receives me; and he who receives me, receives him who sent me."
Бәрһәқ, бәрһәқ, силәргә шуни ейтип қояйки, кимки мән әвәткән һәр қандақ бирисини қобул қилған болса, мени қобул қилған болиду; вә мени қобул қилғучилар мени Әвәткүчини қобул қилған болиду.
21 When Yeshua had said this, he was troubled in spirit, and testified, "Truly, truly, I tell you that one of you will betray me."
Әйса бу сөзләрни ейтқандин кейин, роһта қаттиқ пиған чекип, мундақ гувалиқ бәрди: — Бәрһәқ, бәрһәқ, мән силәргә шуни ейтип қояйки, араңларда бирәйлән маңа сатқунлуқ қилиду!
22 The disciples looked at one another, perplexed about whom he spoke.
Мухлислар кимни дәватқанлиғини биләлмәй, бир-биригә қарашти.
23 One of his disciples, whom Yeshua loved, was reclining against Yeshua's chest.
Әнди дәстиханда мухлислиридин бири Әйсаниң мәйдисигә йөлинип ятқан еди; у болса «Әйса сөйидиған мухлис» еди.
24 Shimon Kipha therefore motioned to him to inquire who it was he was talking about.
Симон Петрус униңдин [Әйсаниң] кимни дәватқинини сорап беқишини ишарәт қилди.
25 He, leaning back, as he was, on Yeshua's chest, asked him, "Lord, who is it?"
Шуниң билән у Әйсаниң мәйдисигә йөлинип туруп униңдин: — И Рәб, у кимдур? — дәп сориди.
26 Yeshua therefore answered, "It is he to whom I will give this piece of bread when I have dipped it." So when he had dipped the piece of bread, he gave it to Yehudah, the son of Shimon Sekariuta.
Әйса җавап берип: — Бу бир чишләм нанни ашқа төгүрүп кимгә сунсам, шудур, — деди. Шуниң билән у бир чишләм нанни [ашқа] төгүрүп, Симонниң оғли Йәһуда Ишқарийотқа сунди.
27 After the piece of bread, then Satana entered into him. Then Yeshua said to him, "What you do, do quickly."
Йәһуда нанни еливиди, Шәйтан униң ичигә кирди. — Қилидиғиниңни чапсан қил, — деди Әйса униңға.
28 Now none of those reclining knew why he said this to him.
(Әнди дәстиханда олтарғанларниң һеч қайсиси униң [Йәһудаға] бу сөзләрни немә үчүн дегинини билмиди.
29 For some thought, because Yehudah had the money box, that Yeshua said to him, "Buy what things we need for the feast," or that he should give something to the poor.
Йәһуда уларниң ортақ һәмянини тутқини үчүн, бәзиләр Әйса униңға: «Бизгә керәклик һейтлиқ нәрсиләрни елип кәл» яки «Кәмбәғәлләргә бирәр нәрсә бәр» дәватса керәк, дәп ойлашти).
30 Therefore, having received the piece of bread, he went out immediately; and it was night.
Йәһуда бу бир чишләм нанни елипла ташқириға чиқип кәтти (бу чағ кечә еди).
31 When he had gone out, Yeshua said, "Now the Son of Man has been glorified, and God has been glorified in him.
Йәһуда ташқириға чиқип кәткәндин кейин, Әйса мундақ деди: — Әнди Инсаноғли улуқлинидиған вақит-саат йетип кәлди вә Худа у арқилиқ улуқлиниду.
32 If God has been glorified in him, God will also glorify him in himself, and he will glorify him at once.
Вә әгәр Худа униңда улуқланса, Худаму Өзидә уни улуқлайду, шундақла дәрһал уни улуқлайду.
33 Little children, I will be with you a little while longer. You will seek me, and as I said to the Jewish leaders, 'Where I am going, you cannot come,' so now I tell you.
Балилирим, силәр билән биллә болидиған йәнә азғина вақтим қалди. Силәр мени издәйсиләр, лекин мениң Йәһудийларға: «Мән баридиған йәргә силәр баралмайсиләр» дәп ейтқинимдәк, буни силәргиму ейтимән.
34 A new commandment I give to you, that you love one another. Just as I have loved you, you also must love one another.
Силәргә йеңи бир әмир тапшуримәнки, «бир-бириңларни сөйүңлар». Силәрни сөйгинимдәк, силәрму бир-бириңларни сөйүңлар.
35 By this everyone will know that you are my disciples, if you have love for one another."
Араңларда бир-бириңларға меһир-муһәббитиңлар болса, һәммә адәм силәрниң мениң мухлислирим екәнлигиңларни билиду.
36 Shimon Kipha said to him, "Lord, where are you going?" Yeshua answered, "Where I am going, you cannot follow now, but you will follow afterwards."
Симон Петрус униңдин: — И Рәб, қәйәргә барисән? — дәп сориди. Әйса җававән: — Мән кетидиған йәргә һазирчә әгишип баралмайсән, лекин кейин маңа әгишип барисән, — деди.
37 Kipha said to him, "Lord, why can I not follow you now? I will lay down my life for you."
Петрус униңға: — И Рәб, немә үчүн һазир сениң кәйниңдин әгишип баралмаймән? Сән үчүн җенимни пида қилай! — деди.
38 Yeshua answered him, "Will you lay down your life for me? Truly, truly, I tell you, the rooster won't crow until you have denied me three times.
Әйса җававән мундақ деди: — Мән үчүн растинла җениңни пида қиламсән? Бәрһәқ, бәрһәқ, саңа ейтип қояйки, ғораз чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән!