< Psalms 130 >

1 A SONG OF THE ASCENTS. I have called You from the depths, YHWH.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Чоңқур йәрләрдин Саңа пәряд көтиримән, и Пәрвәрдигар;
2 Lord, listen to my voice, Your ears are attentive to the voice of my supplications.
И Рәб, авазимни аңлиғайсән; Қулақлириңни йелиниш садайимға салғайсән;
3 If You observe iniquities, Lord YAH, who stands?
Әгәр Сән Яһ, қәбиһликләрни сүрүштүрүп санисаң, Әнди Рәб, ким тик туралайду?
4 But forgiveness [is] with You, that You may be feared.
Бирақ Сәндә мәғпирәт-кәчүрүм бардур; Шуңа Сәндин әйминишкә болиду.
5 I hoped [for] YHWH—my soul has hoped, And I have waited for His word.
Пәрвәрдигарни күтүватимән; Җеним күтүватиду; Униң сөзигә үмүт бағлидим.
6 My soul [is] for the Lord, More than those watching for morning, Watching for morning!
Түн җесәкчилириниң сәһәргә болған тәшнасидин артуқ, Бәрһәқ, түн җесәкчилириниң сәһәргә болған тәшнасидин артуқ, Җеним Рәбкә тәшна болуп күтмәктә.
7 Israel waits on YHWH, For kindness [is] with YHWH, And redemption [is] abundant with Him.
И Исраил, Пәрвәрдигарға үмүт бағлаңлар; Чүнки Пәрвәрдигарда өзгәрмәс муһәббәт бардур; Униңда зор ниҗатлиқларму бар;
8 And He redeems Israel from all his iniquities!
У Исраилни барлиқ қәбиһликлиридин бәдәл төләп қутқузиду.

< Psalms 130 >