< Psalms 128 >

1 A SONG OF THE ASCENTS. O the blessedness of everyone fearing YHWH, Who is walking in His ways.
«Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Униң йоллирида маңидиғанларниң һәр бири бәхитликтур!
2 You surely eat the labor of your hands, You [are] blessed, and good [is] to you.
Чүнки сән өз қолуңниң әҗрини йәйсән; Бәхитлик болисән, ронақ таписән;
3 Your wife [is] as a fruitful vine in the sides of your house, Your sons as olive plants around your table.
Аялиң болса өйүң ичидә мевилик үзүм телидәк болиду; Балилириң дәстиханиңни чөридәп, зәйтун дәрәқлиридәк тизилип олтириду;
4 Behold, surely thus is the man blessed who is fearing YHWH.
Мана, Пәрвәрдигардин қорқидиған киши шундақ бәхитни көриду.
5 YHWH blesses you out of Zion, Look, then, on the good of Jerusalem, All the days of your life,
Пәрвәрдигар саңа Зион теғидин бәхит ата қилғай; Сән өмрүң бойичә Йерусалимниң аватлиғини көргәйсән;
6 And see the sons of your sons! Peace on Israel!
Пәрзәнтлириңниң пәрзәнтлирини көргәйсән; Исраилға арам-течлиқ болғай!

< Psalms 128 >